• Йеңилиқлар
  • 15 Мамыр, 2020

Президент Алмутида болди

12-май күни Алмутиға иш бабидики сәпәрдә болған Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев җәнубий пайтәхт хәлиқара аэропортини реконструкция қилиш плани билән тонушти. Түркияниң «TAV Airport Holding» компанияси баш мудириниң орунбасари Серкан Каптан Дөләт рәһбиригә һава портиниң йеңи терминалиниң қурулуши тоғрилиқ әхбарат бәрди. Униң тәкитлишичә, лайиһә баһаси 150 миллион евро болуп, терминалниң умумий мәйдани 55 миң квадрат метрни, йолувчилар еқими жилиға 6 миллион адәмни тәшкил қилиду. Терминалниң 2022-жилниң 2-кварталида ечилидиғанлиғи күтүлмәктә. Қасым-Жомарт Тоқаев реконструкция аяқлашқандин кейин Алмута аэропортиниң Мәркизий Азиядики чоң авиация мәркизигә айлинидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди. Президентқа шундақла Бухтарма кочиси вә Ғулҗа трактиниң қийилишида селиниватқан узунлуғи 784 метр транспорт тармиғи тонуштурулди. Дөләт рәһбириниң сөзичә, мәзкүр объект йоллардики вәзийәтни яхшилап, шәһәр турғунлириниң һаятини яхшилаш имканийитини бериду. Қасым-Жомарт Тоқаев андин кейин Алмута Ботаника беғини реконструкция қилиш ишлириниң кетип беришини көздин кәчүрди. Дөләт рәһбири шәһәр һакими Бақытжан Сағинтаевниң Алмутини тәрәққий әткүзүш тоғрилиқ тәпсилий һесавитини тиңшиди. Экология, геология вә тәбиәт ресурслири министри Мағзум Мирзағалиев шәһәрдики экологиялик әһвал, «Верный капитал» компанияси топиниң баш мудири Ерлан Оспанов Алмута дендрарийини реконструкция қилиш лайиһисиниң алаһидиликлири тоғрилиқ әхбарат бәрди. Қасым-Жомарт Тоқаев Ботаника беғиниң илгәрки жиллардикидәк шәһәр турғунлири билән униң меһманлириниң сөйүмлүк җайлириниң биригә айлиниши керәклигини тәкитлиди. – Ботаника беғи – алмутилиқлар вә барлиқ қазақстанлиқлар, болупму мошу йәрдә туғулуп, яшлиғини өткүзгәнләр үчүн әһмийәтлик җай. Алмутилиқларни бу бағни асрап, униңға өз өйигә охшаш мунасивәт қилишқа чақиримән, – деди Дөләт рәһбири. Қасым-Жомарт Тоқаев Алмутиға қилған иш бабидики сәпири давамида Җәнубий Корея технологияси бойичә вуҗутқа кәлтүрүлгән йеңи Таҗсиман вирусни ениқлаш мәркизиниң паалийити билән тонушти. Президент шәһәр һакими Бақытжан Сағинтаевниң Алмутидики эпидемиологиялик әһвал тоғрилиқ һесавитини тиңшиди. Кореяниң «Medical Partners Korea» компаниясиниң рәһбәрлири Ким Даёнг билән Мин Хисук Дөләт рәһбиригә мәзкүр лабораторияниң имканийәтлири вә «Drive-through» системиси бойичә топланған тестлаш тәҗрибиси тоғрилиқ мәлуматларни бәрди. Қасым-Жомарт Тоқаев саламәтлик сақчилири билән сөһбәтлишип, уларға пидакаранә әмгиги үчүн тәшәккүр изһар қилди. – Пандемия — бу әмәлиятта уруш. Пүткүл дуния пандемиягә қарши уруш елан қилди. Французлар ейтқандәк, урушта һәрбийләргә тәңлишиш керәк. Биз бирлишип, пандемияни йеңип чиқалаймиз, – деди Президент. Дөләт рәһбири шундақла мәркәз хадимлирини 12-май хәлиқара һәмшириләр күни билән тәбриклиди. Дөләт рәһбири Алмутиға қилған иш бабидики сәпириниң ахирида Иҗтимаий хизмәтләр өйини зиярәт қилди. Президент иҗтимаий җәһәттин аҗиз аһали қатлимиға вә мураҗиәт қилған һәрбир адәмниң турмуш әһвалини һесапқа елип «бир деризә» принципи бойичә кәң хизмәт даирисини көрситидиған объектни реконструкция қилишниң кетип бериши билән тонушти. Дөләт рәһбири мундақ мәркәзниң вуҗутқа кәлтүрүлүшини қоллап-қувәтлиди вә аһалиға ярдәм бериш ишини давамлаштурушниң муһим екәнлигини атап көрсәтти. – Пандемиягә қаримай, гражданлиримизни иҗтимаий җәһәттин тәминләш мәсилилири билән шуғуллиниш керәк. Бу муһим вә стратегиялик вәзипә. Шуңлашқа мән мошу бирпүтүн иҗтимаий тәминат мәркизиниң қурулушини қоллап-қувәтләймән. Бу тоғра тәшәббус вә уни, әлвәттә, нәтиҗидарлиқ әмәлгә ашуруш керәк, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев.

449 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы