• Инсан вә иман
  • 20 Мамыр, 2020

Роза һейти мәйрими

«Һейт» — әрәпчә сөз болуп, «тәкрарлиниш», «қайта келиш», дегән мәнани билдүриду. Һәрбир милләтниң мәлум мунасивәтләрдә тәбрикләйдиған һейт-айәмлири болиду. Бу барлиқ җәмийәттә бар әнъәнә. Чүнки инсан тәбиити мәлум мунасивәтлик күнләрдә топлишип, вақитни хошал-хорам өткүзүшни яқтуриду. Биз, мусулманларниң һейти Роза вә Қурван һейтидин ибарәттур. Мусулманлар бу һейтларниң мәнасини чүшиниши, роһини һис қилиши керәк. Чүнки – бу Ислам әнъәнилириниң бири. Пәйғәмбәр әләйһиссалам Мәдинигә барғандин кейин, мәдиниликләргә: «Аллаһ таала силәрниң бурунқи икки һейтиңларниң орниға униңдинму яхширақ һейтни алмаштуруп бәрди, қурванлиқ күни вә роза һейти күни», дегән (Әбу Давуд 1134-һәдис). Роза һейти — роза тутқан мусулман, әһли иманларға җанаби Аллаһ тәрипидин әта қилинған катта мукапат күнидур. Бир ай Аллаһ тааланиң әмри бойичә күндүзи роза тутуп, кечиси намаз оқуп тәқвадарлиқ қилишқа, өз нәпсини тизгинләшкә, Аллаһтин башқисиға қул болуп қалмаслиққа еғир мәшиқ елип берип, уни муваппәқийәтлик тамамлиған мөмүнләр катта нәтиҗигә еришкәнлиги үчүн шат-хорамлиққа чөмүлүши, тәнтәнилик мәйрәм қилиши – уларниң һәққидур. Шәһваний ләззәтләргә чөмгән, нәпсиниң арқисидин жүридиған, әхлақсизлиқ овҗ алған бу дәвирдә пүтүн пәзиләтләрниң хемиртуручи болған тәқвадарлиққа еришивалғанлиғи, нәпис вә шәһвәткә қарита қилған җәңдики ғәлибиси – мөмүнләрниң бир-бирини тәбриклишигә әрзийдиған чоң ғәлибидур. «Айәм мубарәк болсун! Аллаһ қобул қилсун!» дегәндәк сөзләр билән тәбриклишиш, бу һейтта қилинидиған паалийәтләрниң муһимлиридин биридур. Буниң иҗтимаий роли алаһидә. Саһабиларму бир-бирини «Аллаһ биздинму, силәрдинму қобул қилсун!», — дәп тәбрикләшкән (Фәтһул бари). Йәнә бу күнләрдә силә-рәһим (туққандарчилиқ) қилиниду, кишиләр өзара адавәтлирини кәчүрүп, саламлишиду. Һейт күни намазға чиққанда, җамаәтләрниң топ-топ болуп: «Аллаһу әкбәр, Аллаһу әкбәр, ла иләһә илләллаһу вәллаһу әкбәр, Аллаһу әкбәр вәлилләһил һәмд» дәп тәгбир ейтиши, мусулманлар дияридики һәрбир коча-рәстиләрниң тәнтәнә шатлиғидин хали қалмаслиғи үчүн җамаәтниң намазға барғанда бир кочидин, қайтқанда башқа бир кочидин қайтиши, һейт намизини чоң мәйданларға жиғилип оқуши, әр болсун, аял болсун (мечитта аялларға намаз оқуйдиған мәхсус җай болған һаләттә, бирақ аялларға һейт намизини оқуш ваҗип әмәс), чоң болсун, кичик болсун, һәммәйләнниң һейт намизи соруниға қатнишип, умумйүзлүк тәбриклиши – бу улуқ ғәлибиниң шатлиғини изһар қилиштур. Роза һейтиниң һарписи кәч, йәни рамзанниң ахирқи күни күн олтарғандин тартип таки һейт намизи оқулуп болғичә тәгбир ейтиш мустәһәб болиду. Һейт намизидин кейин тәгбир ейтилмайду, бу – муһим сүннәтләрниң бири. Бу тәгбир үнлүк коча-базар һәммә җайларда ейтилиду. Үнлүк ейтиштики мәхсәт — Ислам паалийәтлирини елан қилиш вә Аллаһни улуқлашни изһар қилиш, шундақла ғапилларни ойғитиштур. Имам Зоһрий ривайәт қилған һәдистә мундақ дейилгән: «Кишиләр өйлиридин чиқип намаз оқуйдиған җайға кәлгичә вә имам намазға чиққичә тәгбир ейтишатти, имам намаз оқушқа чиқса җим болушатти». Сәид ибни Һарис ривайәт қилидуки, Җабир ибни Абдуллаһ разийәллаһу әнһума мундақ дегән: Расулуллаһ саллаллаһу әләйһиссалам һейт намизидин қайтқанда йолни өзгәртәтти (Сәһиһул Бухари 986-һәдис). Мөмүнләр рамзанда диллирини йеңилиғандин кейин, Роза һейттики тәбрикләштә жуюнуп, әң чирайлиқ кийимлирини кийип, ички вә ташқи җәһәттин толуқ йеңиланғанлиғини изһар қилишиду. Җабир ибни Абдуллаһ разийәллаһу әнһума ривайәт қилидуки: Пәйғәмбәр әләйһиссаламниң икки һейт вә җүмә күнидә кийидиған бир тони бар еди (Ибни Хузәймә 3/132-бәт, 1766-һәдис). Һәзрити Абдуллаһ ибни Өмәр разийәллаһу әнһума һейт күнидә әң чирайлиқ кийимлирини кийәтти (Бәйһәқи «Сүнәнул кубрада» ривайәт қилған; 3/281-бәт, 5938-номер). Шуңлашқа һәрбир мусулман киши һейт намизиға чиқиштин бурун әң яхши кийимлирини кийиши керәк. Бу ғәлибиниң шат-хорамлиғи намратларғиму умумлишип, мусулманлар җәмийити умумйүзлүк тәнтәнигә чөмүши үчүн һейт намизи оқулуп болғичә питир сәдиқә ада қилинип, бу хошаллиқтин мусулманлар җәмийитидики һәрбир шәхсниң бәһримән болушиға капаләтлик қилинған. Җанаби Аллаһниң мусулманларға қилған мәрһәмити вә илтипатиниң җүмлисидин бу һейт күнидә роза тутушни һарам қилғандур. Бу шуни көрситидуки, Аллаһ таала бу һейт күнидә еғиз ечиш яки ачмаслиқни инсанниң өз мәйлигә қоюп бәрмәй, бәлки униңға еғиз ечишни мәҗбурий қиливәткән. Зоһрий ибни Әзһәр разийәллаһу әнһу азадгәрдиси Әбу Убәйдтин ривайәт қилидуки, у Қурван һейти күни Өмәр ибни Хәттаб разийәллаһу әнһу билән биллә болған еди. У һейт намизини хутбидин бурун оқуди, андин җамаәткә хутбә сөзләп: «Әй, халайиқ! Рәсулуллаһ сәлләллаһу әләйһиссалам силәрни бу икки күндә роза тутуштин чәклигән, бири —розаңлардин еғиз ачқан (роза һейт) күн, йәнә бири — қурванлиғиңларни йәйдиған (қурван һейти) күн», — деди (Бухари 5571-һәдис. Муслим: 1137-һәдис). Ислам үммити – пүтүн инсанийәткә қарита шарапәтлик вәзипини өз үстигә алған ортаһал үммәттур. Шуңлашқа хошаллиқ, йеңи чирайлиқ кийим кийиш, пәзиләтни қолдин бәрмигән һалда көңүл ечиш, ләззәтлик һалал назу-немәтләрни истимал қилиш қатарлиқ һаят ләззитидин өзини мәһрум қилмаслиғи керәк. Бу ислам динида шат-хорамлиқниң ибадәт билән болған мунасивитини көрситиду. Бу мәнани ениқ изһар қилиш үчүн бизниң үлгимиз Пәйғәмбәр әләйһиссалам айәм күнлиридә һәзрити Айшә разийәллаһу әнһа билән биллә һәбәшләрниң (һарам арилашмиған) оюнини көрүп тамашә қилған. Һейт күнидә: «Йәһудийлар бизниң динимизда кәңчилик барлиғини билип қалсун, мән кәңчилик дини болған Ислам дини билән әвәтилдим» дегән (Имам Әһмәд «Муснәдидә” ривайәт қилған 24899-һәдис). «Тәқвадарлиқ – хапилиқ чирай болушта, қошумини түрүп жүрүштә», – дәп ойлап қалғанларму Ислам дининиң көрсәтмисидин жирақлашқанлардур, әксичә «көңүл ачимиз», дәп һарам тамашә, әйш-ишрәт вә исрапхорлуқ қилғанларму охшашла Ислам дининиң көрсәтмисидин жирақлашқанлардур. Әмәлиятта, рамзан — бир ай давамлишидиған, қалған 11 ай җәриянида нәпсини йеңиш үчүн бәкитилгән чиниқиш болғачқа, рамзан чиқип кетиши биләнла бир ай ичидә қилип келиватқан пәзиләтләрни ташлаветишкә болмайду, бәлки бу пәзиләтләрни жил бойи һәмра қилип меңишқа тоғра келиду. Рамзанда елип берилгән мәшиқ – ашқазан мәшиғи әмәс, бәлки ирадә мәшиғидур. Рамзанда тавланған бу ирадә башқа айларда чоқум өзиниң чиниққанлиғини көрситиши, гуна-мәсийәтләргә йеқин келип қалмай, рамзандики пәзиләтлик кәйпиятини сақлап қелишқа тиришиши лазим. Биз рамзанниң күндүзи роза тутқан, кечиси намазда турған барлиқ мөмүн мусулманларни бу чоң утуқ билән қизғин тәбрикләймиз. Аллаһ таала һәммимизниң розилиримизни, намазлиримизни, закат-сәдиқилиримизни вә башқа ибадәтлиримизни қобул қилғай. Ай ахирида һәқиқий шат-хорамлиққа чөмүшимиз үчүн һәммимизни җәннитигә муйәссәр қилип, дозақтин азат қилсун! Амин! Расул ШАХИНОВ, Челәк йезисидики «Нурмуһәммәд» мечитиниң баш имами. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

634 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы