• Тәбрикләймиз
  • 20 Мамыр, 2020

Тәбрикләймиз

Өткән һәптидә Мәркизий Азияни тәтқиқат қилиш бойичә Европа җәмийитиниң (ESCAS) новәттики қәрәлгә башқарма әзалириниң, президентиниң, вице-президентиниң вә кативиниң сайлими болуп өтти. Аваз бериш нәтиҗиси бойичә «Туран» университетиниң Қазақстан хәлқи Ассамблеяси кафедрисиниң башлиғи, тарих пәнлириниң доктори Абләһәт Камалов мәзкүр җәмийәтниң президенти болуп сайланди. Мәркизий Азияни тәтқиқат қилиш бойичә Европа җәмийити — һөкүмәтлик әмәс тәшкилат болуп, униңда тәркивидә Мәркизий Азияни тәтқиқ қиливатқан Европа алимлири билән бир қатарда Мәркизий Азияниң тонулған алимлири бар инавәтлик илмий җәмийәт. Уйғур алиминиң әйнә шу җәмийәтниң президенти болуп сайлиниши һәммимиз үчүн чоң хошаллиқ екәнлиги ениқ. Шу мунасивәт билән тонулған алимни бу утуғи билән сәмимий тәбрикләймиз. Униңға мустәһкәм саламәтлик, илмий паалийитидә иҗадий утуқлар тиләймиз.

473 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы