• Йеңилиқлар
  • 20 Мамыр, 2020

Комплекслиқ план тәстиқләнди

Һөкүмәттә ихтисатни елимиз бизнеси билән бирликтә әслигә кәлтүрүш бойичә 2020-жилға бәлгүләнгән комплекслиқ план қобул қилинди. Һөкүмәт мәҗлисидә миллий ихтисат министри Руслан Дәленов ихтисадий өсүшни әслигә кәлтүрүш бойичә 2020-жилға бәлгүләнгән комплекслиқ план лайиһисини тәвсийә қилди. Комплекслиқ план ихтисат саһалирини қоллап-қувәтләш бойичә оператив чариләрни өз ичигә алиду. Мәсилән, селиқ рәғбәтлири, несийә беришни кәңәйтиш, инфрақурулумни тәрәққий әткүзүш, ички ишләпчиқиришни, тиҗарәт саһасини қоллап-қувәтләш вә иш билән тәминләшни сақлаш чарилири әйнә шулар җүмлисидиндур. Министрниң сөзичә, комплекслиқ план барлиғи болуп сәккиз саһани – мәһсулатни қайта ишләш санаити, кан-металлургия вә аграр-санаәт комплекслири, қурулуш саһаси, гражданлиқ авиация, логистика, туризм, кичик һәм оттура тиҗарәт вә хизмәт сектори, шундақла уларға арилаш саһаларни өз ичигә алиду. Мәһсулатни қайта ишләш санаитидә саһани мәбләғ билән тәминләш механизмлири кәңийиду. Мәсилән, мәһсулатни қайта ишләш карханилириға Миллий банк программиси бойичә имтиязлиқ мәбләғ бөлүниду. Мәһсулатни қайта ишләш санаити субъектлири “Бизнесниң йол хәритиси-2025” программиси бойичә имтиязлиқ несийә алиду. Униңдин ташқири Санаәтни тәрәққий әткүзүш фонди қурулиду. Фонд арқилиқ мәһсулатни қайта ишләш карханилириға үч пайиз ставкиси бойичә несийә берилиду. Кан-металлургия комплексида қошулған баһа селиғини 80 пайизғичә қайтуруш даириси көпәйтилиду. “Бажхана территориясидә қайта ишләш” тәртиви үчүн бажхана назарити җәрияни аддийлаштурулиду. Аграр-санаәт комплекси саһасида синақ сүпитидә “етиздин покәйгичә” принципи бойичә мәбләғ билән тәминләш механизми җарий қилиниду. Бу чарә йеза егилиги мәһсулатиниң турақлиқ сетивелинишини вә сетилишини тәминләшкә қаритилған. Қурулуш саһасида ағриқханилар вә башқа объектларни чапсан лайиһиләш һәм селиш үчүн мәхсус нормилар ишлиниду. Әмгәк базиридики әһвални чапсан яхшилаш үчүн ишсизлиқ мәртивисини ройхәткә елишни аддийлаштуруш көздә тутулуватиду. “Иш билән тәминләшниң йол хәритисини” әмәлгә ашурғанда, өз иши билән бәнт аһалини җәлип қилишқа вә кичик һәм оттура тиҗарәтни кәңәйтишкә алаһидә диққәт бөлүниду. Билим бериш саһасида заманивий дистанциялик технологияләрни қоллиниш билән жирақтин оқутуш методикиси мукәммәлләштүрүлиду. Дәрисликләр вә методикилиқ қолланмилар рәқәмлик форматта пайдилинилиду. Саламәтликни сақлаш саһасида көрүлидиған чариләр профилактика вә гражданлар саламәтлигини қоғдашқа қаритилиду. Униңдин ташқири жил ахириғичә абройлуқ алимлар билән экспертларни җәлип қилип, биологиялик бехәтәрлик кеңиши қурулиду. Маддий-техникилиқ базини мустәһкәмләш арқилиш миллий санитарлиқ-эпидемиологиялик хизмәтни күчәйтиш чарилири көрүлиду. – Атап көрситилгән тәклипләр бизнес саһасиниң вәкиллири тәрипидин һәртәрәплимә муһакимә қилинди. Мәзкүр чариләр ихтисат саһалирини комплекслиқ қоллап-қувәтләшкә қаритилған. Улар сирттин болидиған сәлбий тәсирләрни азайтиш имканийитини бериду вә иш билән тәминләшни сақлап қалиду. Шундақла ихтисат саһалиридики мәсилиләрни оператив һәл қилиш, ички ишләпчиқиришни вә тиҗарәтчиликни қоллап-қувәтләш имканийитини бериду. Шуниң арқилиқ ихтисадий активлиқниң әслигә кәлтүрүлүшигә ярдәм қилиду, – дәп тәкитлиди Руслан Дәленов.

434 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы