• Йеңилиқлар
  • 20 Мамыр, 2020

Тарқилиш ховупи сақланмақта

Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев мәмликәттики карантин чарилири вә уларниң пәсәйтилиши тоғрилиқ пикир ейтип, аһалиға чақириқ билән мураҗиәт қилди. Қасым-Жомарт Тоқаев COVID-19 вирусиға қарши күришиштә иҗабий нәтиҗиләрниң бар екәнлигини тәкитлиди, амма ағриқниң хәтәрлик пети қеливатқанлиғини вә қайтидин башлинип, адәмләрниң арисида оңайла тарқилип кетишиниң мүмкин екәнлигини етирап қилди. Дөләт рәһбири мошуниңға бағлиқ қазақстанлиқларни җумһурийәт территориясиниң нурғун қисмида җарий қилинған карантин чарилиригә риайә қилишни тохтатмаслиққа чақирди. Болупму җәмийәтлик орунларни зиярәт қилиш вақтида чәкләш чарилиригә риайә қилишниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. Президент пәвқуладдә әһвал тәртивиниң күчидин қалдурулушиниң һәм карантинниң пәйдин-пәй пәсийишиниң униң аяқлашқанлиғини билдүрмәйдиғанлиғиға диққәт ағдурди. Адәмләрниң саламәтлигигә зиян йәткүзүлүшидин сақлиниш наһайити муһимдур.

434 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы