• 31-май — Сәясий тәқип қурванлирини хатириләш күни
  • 27 Мамыр, 2020

Тарихтики “ақ дағлар”

Тарихтики «ақ дағларни» тәтқиқат қилиш, уни кәң аммиға йәткүзүш яш әвлатни вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләшкә имканийәт бериду. Россиядики гражданлар уруши ақивитидин егиликләрниң вәйран болуши һәм ачарчилиқ нәтиҗисидә Қазақстанда хәлиқ сани 30 пайизға кемигән екән. 1929-жили 29-декабрьда И.Сталин йеза егилиги хадимлириниң конференциясидә колхозлаштуруш ишиға тосалғу болуватқан бай-кулакларни синип сүпитидә йоқ қилишни күн тәртивигә қойди. 1930-жили 15-январьда Мәркизий Комитет В.Молотов башқурған мәхсус комиссия қурди. Қазақстандики «үчлүк» тәркивигә Ж.Қурамысов (рәис), А.Альшанский, А.Асылбеков кирди. 1930-жили 23-январьда болса, 20 наһийә бәлгүлинип, 20 миң бай-кулак егиликлири мусадирә қилинип, көчирилип, төмүр йоллардин жирақ җайларға орунлаштуруш башланди. Бу йәрләргә чәттин 30 миң аилини әкелиш мәхсәт қилинди. Қазақстанда 22 миң адәм қамаққа елинип, 1930-жили 1-июльда 12 миңи (кәмбәғәл вә оттура һал) түрмидин чиқирилди, 4 миң адәм йәр авдурулди. 54 625 егилик егиси бай-кулак синипиға ятқузулуп, мусадирә қилинди. 1931-жили болса, 5500 кулак йәр авдурулди. Қазақстан Җумһурийити дөләт архивида 1928-жили сентябрь – 1929-жил февраль ейи арилиғида мулки мусадирә қилинип, йәр авдурулғанларниң ишлири сақланған. Шуларниң ичидә 195-иш Алмута вилайити Әмгәкчиқазақ наһийәси 9-авулдин Шеру Бейимбетов, 259-иш Ахмет Даулетбеков, 1-авулдин Дәулетхан Дәркенбаевниң ишлири сақлинипту. Мошуларниң мүлки, маллири, қурал-сайманлири тизимға елинип, мусадирә қилинғанлиғи вә йәр авдурулғанлиғи тоғрилиқ мәлуматлар бар. Мәлумки, 1928-жилниң оттуридин башлап Алаш әрбаплири тутқунға елинишқа башлиди. Уларға «буржуазиялик-милләтчи”, “башқичә ойлайдиған ят адәмләр» дегән әйипләр теңилип, түрмигә қамалди, «ату» җазасиға кесилди, йәр авдурулди. 1930 — 1933-жиллири арилиғида Голощекинниң гөш, ашлиқ вә башқа 16 түрлүк селиқ төләш, йерим көчмән хәлиқни мәҗбурий олтирақлаштуруш сәясити жүргүзүлди. Йезилардики ачарчилиқтин 2 миллион 200 миң адәм вапат болди. Хусайин Бижанов өзиниң «Нурлы жол» китавида 1932-жилниң қиштики әһвалини мундақ тәсвирләйду. «Ачлиқтин ишшип кәткән, тармуштәк тартилип қалғанлар көп. Өйләрдин түтүн чиқмайду. Йолларда – үзлирини ишт-қушлар йәвәткән адәмләрниң мурдилири. Челәктә ашхана йенида кичик устиханларни ғаҗилап турғанлар көп. Асы-Саға йезисида күнигә бир чинә қара көже берип турған. Ач қалғанларға Б.Бошаев, Ә.Атамбеков охшаш очи-мәргәнләр тағдин етип кәлгән олҗилирини ианә қилған. С.Бектемисов аяли Қатипа билән қойларни сеғип, ач хәлиққә берип ярдәмләшкән. Улар, шундақла, Балқаштин кәлгәнләргиму баш-пана болған» (196-бәт). Ахмет Байтурсыновниң иниси Самурат: «Әтияз вақти, қериндашлиримиз қамаққа елинди. Хәлиқ ач, кийим-кечәксиз кочиларда қаңғип жүриду. Һалсириған кишиләргә явайилишип кәткән иштлар һуҗум қиливатқан, бөриләр өлүкләрни талишиватқан, йолниң икки тәрипидә мурдилар, уларниң үстигә қушлар олтиривелип, йейишмәктә. Биз бир иштни тутувелип союп йедуқ, қалған гөшини йолға селивалдуқ. Тулум чашқанларниң угилириға су қуюп чиқирип, шуларни пиширип йәватқан адәмләрни көрдуқ. Бир тәрәптин ачлиқ, иккинчи тәрәптин ағриқтин қириливатқан қазақлар...» дәп язиду («Ақаң туралы ақиқат» китавидин). Мундақ ачарчилиқни СССРниң һәммә йеридә баштин кәчүрүвататти. Мәсилән, Одесса шәһәрлик партия комитетиниң кативи Кириченко бир хуторға барғанда бир аилидә үстәл үстидә өзиниң балисини парчилап: «Сегодня Манечку съели, а теперь Ванечку засолим, и нам хватит на какое-то время» дегән екән. Бу шу вақиттики Украинидики әһвал еди. Челәк әтрапидики Қарайота йезисида 1890-жили туғулған, Димитров намидики колхозни уюштурғанларниң бири А.Досымбеков 1929-жили РСФСР жинаий кодексиниң 58-баби билән әйиплинип, 10 жилға сотланған. Қарлаг түрмисидә җазасини өтәп келип, колхоз ишлириға арилишиду. У 1944-жили җумһурийәтлик илғар колхозчилар кеңәшмисигә қатнашқан екән. Челәк наһийәси Сарытав йезисидики илқичи Б.Жангелдиға үч оғри кирип «3 айғирни икки күнгә берип тур, биз Қирғизстандин бираз атларни оғрилап әкиләйли» дәп қорқутқан. Б.Жангелди уларни қоғлап чиққан. Кейин һелиқи булаңчилар йеза әтрапидики арпиға от қоюветип, һәммини илқичиға артип қойған. Ялған төһмәт билән Б.Жангелди сотлинип кетиду. Қазақстанда дәсләпки қетим Қариғанда, Уржар вә Пресновта очуқ сот процесслири өткүзүлгән. Ақмола вилайитидә тәқипкә учриғанлар сани 1930-жили 3360 адәм болса, уларниң сани 1940-жили 160 миңға йәткән. 1937-жили 22-майда НКВД Преснов наһийәсиниң рәһбәрлири үстидин җинаий иш қозғиған. 2-октябрьда наһийәниң биринчи кативи В.Конюховқа, иҗраий комитет рәиси Қ.Қаппаровқа, билим бөлүмини рәһбири Н.Уразбаевқа, наһийә прокурори Қ.Фазыловқа, хәлиқ соти Ә.Майкотовқа «ату» җазасини бәлгүлигән. Йәр мунасивәтлири бөлүминиң башлиғи С.Калугина, колхоз рәислири А.Гаменюк вә И.Гребешкони һәрхил жилларға сотлиған. Уларға теңилған әйипләр «контрреволюциялик, миллий фашистлиқ һәрикәт, Кеңәш һөкүмитини ғулитиш» вә һаказилар. Тәкитләш лазимки, Кеңәш елидә аммивий тәқипләшниң қануний базисиму тәйярланған екән. 1926-жили РСФСР җинаий кодексидики 17 контрреволюциялик җинайәтниң 12сигә өлүм җазаси бәлгүлинидиған болған. 1932 — 1937-жиллар арилиғида «Вәтәнни сетиш», «Террорлуқ актлар», «Зиянкәшлик вә диверсия» тоғрилиқ қанунлар қобул қилинған. Колхоз етизлиғида масақ жиққан 12 яшлиқ бала 10 жилға сотлиниду. Террорлуқ актларни тәргәв қилишқа 10 күн берилиду. Қамаққа елинғанларға җисманий күч қоллиниш рухсәт қилиниду. Мәхсус жиғин, «үчлүкниң» орниға «иккилик» дәп атилидиған соттин сирт орган қурулиду. Партия тәшкилатлириға әвәтилгән мәхпий хәт бойичә сақлиқ вә дүшмәнни тонуп-билиш чарилирини күчәйтиш мәхситидә Қазақстанда бир һәптидә 43 контрреволюционер қолға елиниду. Бири-бириниң үстидин әризә йезиш көпийиду. Әйнә шу ялған төһмәтләрдә ениқ дәлилләр болмисиму, улар тәргәвниң асасий һөҗҗити сүпитидә қараштурулиду. Қазақстанда аммивий тәқипләрни әмәлгә ашурған С.Реденскийниң буйруғиға мувапиқ 4 ай ичидә 268 950 адәм тәқипкә учрап, 75 950 өлтүрүлгән. 1937-жили июльда җумһурийәтлик, вилайәтлик «үчлүкләр» тәшкил қилиниду. Рәиси – ички ишлар хәлиқ комиссари, әзалири — партия комитетиниң биринчи кативи вә прокурорлар. Бу «үчлүкләр» ату, йәр авдуруш, түрмигә солаш, 8 — 10 жилға лагерьларға әвәтиш қарарлирини қобул қилиду. 1937-жили 30-июльда Қазақстан компартияси мәркизий комитетиниң биринчи кативи Л.Мирзоян И.Сталинни Қазақстанда «миллий-фашистлиқ тәшкилатларниң қамаққа елинған 14 рәһбәрниң, мәһкимиләрдә ишләйдиған 400гә йеқин адәмниң қамаққа елинғанлиғидин хәвәрдар қилиду. йәткүзиду. Ялған яла-төһмәт, хәлиқ алдида әйипләш сәяситини қәрәллик нәширләрму тәрғип қилишқа башлайду. 1937-жили 22-сентябрьдә «Казахстанская правда» гезитида К.Пуховниң «На поводу у буржуазных националистов» дегән мақалиси тәқипләрниң техиму күчийишигә елип келиду. У Л.Мирзоян вә башқиму җумһурийәт рәһбәрлири бу һәққидә «хәлиқ дүшмәнлирини» һимайә қилиду вә йошуриду” дәп язиду. Һәқиқий милләтпәрвәр инсанлар «Вәтәнни сатти», «зиянкәшләр» дәп әйиплиниду. 1938-жили февральниң ахири, мартниң беши, 10 күн ичидә Қазақстанниң барлиқ рәһбәрлири «ату» җазасиға кесилди. Хәлиқ комиссарлири, кеңәшләр рәислиридин башлап партия комитетлириниң катиплири, барлиқ шәһәр вә вилайәт, наһийәлик рәһбәрләр етилди. Алимлар, язғучилар, мәдәнийәт вә сәнъәт хадимлири тәқипкә учриди. Елимиздә ГУЛАГ, 23 умумий вә 11 ички түрмә селиниду. Қамаққа елинған «хәлиқ дүшмәнлириниң» аяллири 5 — 8 жилдин кам әмәс қәрәлгә сотлинишқа башлайду. Балилири әмгәк билән түзитиш лагерьлириға вә балилар өйлиригә әвәтилиду. Торға уезиниң рәһбәрлири Кейки батурни Ә.Жангелдинниң қоли қоюлған, мөри бесилған хетидә «батурниң барлиқ гуналири кәчүрүлиду» вә «Торғайда хизмәт берилиду» дәп алдап қолға чүшириду. Н.Токеарев билән С.Мағзумов 1922-жили 29-мартта қолға елинип, уларниң бешини кесивелип бир ай бойи Торғай шәһириниң мәркизий мәйданиға есип қойиду. Һамилдар аяли Ақжанниң қосиғини йерип балисини өлтүрүветиду. Иниси Тускенниму қәтл қилиду. Нәқ мошу услуб билән 1938-жили 15-майда җумһурийәт рәһбири Л.Мирзоянға И.Сталиндин «барлиқ ишни Сковорцовқа тапшуруп, йеңи ишқа тайинлиниш үчүн Кремльға келиң» дегән телеграмма келиду. У Москва йолида Коломнида 23-майда қолға елинип, 1939-жили 26-февральда түрмидә етилиду. Һазирқи таңда сәһипилири сарғайған һөҗҗәтләр Қазақстанниң «кәңдаирилик иҗтимаий тәҗрибиниң» мәйдани болғанлиғидин дерәк берип турмақта. Нурлан ЕРДАУЛЕТУЛЫ, Қазақстан журналистлар иттипақиниң әзаси.

372 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы