• 31-май — Сәясий тәқип қурванлирини хатириләш күни
  • 27 Мамыр, 2020

“Чоң террор” вә уйғурлар

1997-жили Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Назарбаевниң Пәрмани билән 31-май — Сәясий тәқип қурванлирини хатириләш күни дәп елан қилинди. Әйнә шуниңдин етиварән бу күни мәмликәттә ХХ әсирниң биринчи йеримида тәқипләш «түгмининиң» чақпелигидә һалак болған миллионлиған бегуна адәмләрниң хатирисигә беғишланған мемориал чарә-тәдбирләр өткүзүлүп кәлмәктә. Болупму 1937 –1938-жиллардики «чоң террорни» тәқипләшниң «әң чоққиси» дәп ейтсақ болиду. Растини ейтиш керәкки, сәясий тәқипләр коммунистик идеологияниң аҗралмас қисми болди. Улар социал-демократик һәрикәтниң большевиклар қанитиниң рәһбири Ленин тәрәққий әткүзгән «пролетариат диктатуриси» концепциясидила әкис әткән еди. Диктатура идеясиниң өзила либерализмға қарши еди, һәрқандақ башқичә пикирни рәт қилатти, пролетариатниң синпий дүшмәнлирини рәһимсиз бастурушни көздә тутатти. Сәясий рәқипләргә мундақ кәскин мунасивәт қилиш «Интернационалдила» әкис әткән еди: «...Биз зорлуқ дуниясини түп-асасидин йоқитип, андин кейин өзимизниң йеңи дуниямизни қуримиз...» («..Весь мир насилья мы разрушим//До основанья, а затем//Мы наш, мы новый мир построим…»). Әгәр инқилавий ағдуруш рәқиплиригә нисбәтән шундақ рәһимсиз мунасивәтни ақлиса, кеңәш һакимийити пүткүл мәмликәттә орниған вә оппозицияни түгәл йоқатқан хелә кейинки вақитта синпий күрәшниң турақлиқ характерға егә болуши керәклиги вә униң социалистик дөләт моҗут болғанда зөрүр екәнлиги тоғрилиқ концепция ишләнди. Тәбиийки, сәясий тәқипләр мәмликәттә бир партиявийлик система вә Сталинниң айрим һакимийитини орнитиш механизмиға айланди. Адәмләрниң бесим көпчилиги сәясий тәқип дегәндә 1937 – 1938-жиллардики «чоң террорни» көз алдиға кәлтүриду, чүнки нәқ мошу вақитта миллионлиған бегуна адәмләр қамаққа елинди, җазалаш лагерьлириға әвәтилип, «үчлүкниң» қарари билән сот-сорақсизла етилди. Амма бу әмәлиятниң йилтиз-томури кеңәш һакимийитиниң дәсләпки жиллиридин, йәни большевиклар өз рәқиплиригә қарши рәһимсиз җаза чарилирини көрүшни қарар қилған 1918-жили гражданлар уруши билән биллә башлиниду. Большевиклар «Қизил террорни» 1918-жили, йәни йеңи һакимийәткә қарши қозғилаң вә исиянлар Россияниң Европа қисмидики бәш вилайитини өз ичигә алғанда елан қилди: уларни бастурушқа Қизил армия әскәрлири, чекистлар отрядлири әвәтилди. Шу жили июль ейидила пәқәт Ярославль шәһиридә 428 адәм большевиклар тәрипидин етилди. Шу чағдила большевиклар Россиядә Биринчи җаһан урушида пәйда болған тәқипләш қуралидин – җазалаш лагерьлиридин – дәсләпки қетим пайдиланған еди. Буниңда дуния пролетариати даһисиниң өзи пәқәт әмгәклиридә вә көрсәтмилиридила әмәс, бәлки 1918-жил 5-сентябрьдики «Қизил террор тоғрилиқ» Декретта җазалаш лагерьлирини қуруш тәшәббусини көтәргән қилған еди. Гражданлар уруши аяқлашқандин кейин мәмликәттә җазалаш лагерьлириниң тармиғи қурулуп, у СССР Ички ишлар хәлиқ комиссариати Баш лагерьлар башқармисиниң қаримиғида болди. Әйнә шундақ икки чоң лагерь – Қарағанда лагери (Карлаг) вә Ақмола «вәтән хаинлири» аяллириниң вә аилә әзалириниң лагери (АЛЖИР) Қазақстан территориясидә орунлашти. Өзбәкстан территориясидә Оттура Азия лагери (САзлаг) қайғулуқ шан-шәрәпкә егә болди. Сталин вақтида сәясий тәқипләр аммивий характерға айлинип, мәмликәттә яшаватқан барлиқ милләтләрниң вәкиллири униң қурвиниға айланди. Пәқәт Қазақстан территориясидила толуқ әмәс мәлуматлар бойичә 110 миңға йеқин адәм сәясий тәқипкә учриди. Коммунистик партия сепидин чиқирилғанларниң санила тәқипләшниң нәқәдәр миқияслиқ болғанлиғини испатлайду. Мәсилән, 1934 – 1938-жилларда Қазақстанда 30 387 адәм партиядин чиқирилипту. Қазақстанлиқ тарихчи Ж.Б. Әбилқожинниң тәкитлишичә, 1935 – 1938-жилларда партиядин чиқирилған 25 833 адәмдин 8,5 миңи «хәлиқ дүшмини» дәп елан қилинған, бу 1938-жилниң 1-январиға қәдәр 48 миң әзаси болған Қазақстан партия тәшкилатиниң 17 пайизини дегидәк тәшкил қилған еди. Партиядин чиқирилғанлар әтиму яки кәчтиму бәрибир җазалаш лагерьлириға паланған еди. 1937-жили 23-февраль – 5-мартта болуп өткән ВКП(б) Мәркизий комитетиниң Пленуми «чоң террорни» техиму кәң қанат яйдурди. Униңда Сталин «Партиявий иштики камчилиқлар вә троцкийчилар билән башқа хаинларни йоқитиш чарилири тоғрилиқ» доклад билән сөзгә чиқти, докладта «хәлиқ дүшмәнлирини» паш қилиш вә уҗуқтуруш чақириғи оттуриға ташланди. Мошу доклад хәлиққә елан қилинғандин кейинла дөләт тәқипләш машиниси чақириқни орунлашқа киришип, пүткүл мәмликәт бойичә аммивий қамаққа елишларни башлиди. Тәқипләш, Кеңәшләр елиниң пүткүл хәлиқ егилиги охшаш, планлиқ усул билән әмәлгә ашурулди: жуқуридин йәрлик тәқипләш органлири уҗуқтуруши шәрт болған «хәлиқ дүшмәнлириниң» сани бериләтти. Әлвәттә, җай-җайларда «хәлиқ дүшмәнлирини» уҗуқтуруш планини ашуруп орунлашқа тиришқанларму болди. Тәқипләш қурванлири келип чиқиши, синпий тәәллуқлуғи, өтмүши охшаш иҗтимаий вә сәясий өлчәмләр бойичә таллавелинатти. Тарихий вәтини Кеңәш Иттипақиниң сиртида болған миллий топларға мунасивәтлик мәмликәттә яшаватқан чәтәлликләргә охшаш «дүшмән милләт» топиға тәәллуқлуқ” дегән өлчәм қоллинилди. Пәқәт мәлум миллий топқа тәәллуқ болушниң өзила тәқипләш үчүн асас еди. Қазақстан вә Оттура Азиядә көплигән этник топлар дүшмән милләт категориясигә киргүзүлгән болуп, уларниң арисида немислар, поляклар, уйғурлар вә корейлар сан бойичә нурғун еди. Мошу миллий топларға қарши жүргүзүлгән тәқипләш чарилириниң спецификисини тарихий вәтини – Шәрқий Түркстан – Оттура Азия кеңәш җумһурийәтлири билән хошна болған уйғурлар мисалида қарап чиқишқа болиду. Сталин Кеңәш Иттипақиниң чегарисини пүтүнсүрүк фронт линияси дәп тәсәввур қилатти вә униң ташқи сәясити хошна әлләрдики достанә түзүмни қоллап-қувәтләшкә қаритилған еди. Мәсилән, Кеңәш һөкүмити 1933-жили Шинҗаңда губернатор Шең Шисәйниң һакимийәт бешиға келишигә ярдәм қилди, у болса, СССРға өлкиниң ихтисадий ресурслириға вә сәясий һаятиға йол ечип бәрди. Нәтиҗидә өлкә Кеңәш Иттипақиға бағлиқ болуп қалди – бәзибир баһалашларға қариғанда, Шинҗаң Кеңәш дөлитиниң йерим мустәмликә территориясигә айланди. Шу чағда сәясий тәқипкә Кеңәш НКВДниң агентлири очуқ һәрикәт қилған мошу өлкиниң аһалисиму дучар болди. Йәрлик түзүмниң достанә екәнлигигә қаримай, Кеңәш һакимийәт орунлири бу йәрдә Япония вә Англия тәсириниң тарқилишидин қорққан еди. Гәп шуниңдики, Шинҗаңниң җәнубидики Қәшқәр шәһиридә XIX әсирниң ахиридин тартип инглиз консулханиси ишләп, у мошу өлкә билән умумий чегариларға егә Бүйүк Британия мустәмликиси болған Һиндстанниң мәнпийәтлиригә вакаләтлик қилатти. Россиядики гражданлар уруши вә чәт әл интервенцияси жиллирида инглиз консулханиси большевикларға қарши күрәштә чоң роль ойниған еди. 1930-жилларда консулхана паалийити толуқ ғулитилип, Шең Шисәйниң кеңәшпәрәс түзүми вә Кеңәш агентлири тәрипидин толуқ назарәт қилинатти. Шуниңға қаримай, Сталинниң тәқипләш машиниси уйғурлар диярида инглиз консулханисиниң болушини Кеңәшләр Ели үчүн ховуп-хәтәр мәнбәси дәп һесаплатти. Келип чиқиши уйғурға «хәлиқ дүшминигә» мунасивәтлик һөкүм чиқирилғанда, Англия пайдисиға җасуслуқ қилди, дегән әйип теңилғини теңилған еди. Кеңәш Иттипақи шундақла Японияниң Шинҗаңниң уйғур аһалисиға тәсир қилишидин қорқатти, шуңлашқа “Япония хизмәт орунлири билән һәмкарлиқ қилди”, дегән ойдурма уйғурларни қамаққа алғанда йәнә бир сәвәп болди. Бүгүнки күндә Кеңәш уйғурлирини тәқипләш тарихи асасән Қирғизстан уйғурлири мисалида яхши үгинилгән. Мәсилән, җумһурийәттики сәясий тәқипләр тоғрилиқ диссертация қоғдиған қирғиз тарихчиси Болот Абдурахманов “Кеңәшкә қарши чәт әл мәркәзлири билән алақида болди”, дәп әйипләнгән уйғурлар вә башқа миллий топлар тоғрилиқ архив материаллирини тәһлил қилди. Бу материаллар 2014-жили «Иттипақ» уйғур җәмийити чиқарған «Қирғизстан уйғурлири» намлиқ альбомни топлиғучилар тәрипидин пайдилинилди. Уйғурларни тәқипләштә тәтқиқатчи кәлтүргән икки мисал диққәткә сазавәр. 1. 1938-жили мартниң ахирида Ошта жүргүзүлгән чәт әлдин қечип өткәнләргә қарши күришиш кампанияси даирисидә бирнәччә күндила икки миңға йеқин уйғур қамаққа елинған. 2. Уйғурлар НКВДниң 1938-жил 30-сентябрьдики «Харбинлиқлар аталмиш Япония агентурисиниң террорлуқ, бузғунчилиқ вә җасуслуқ паалийитигә бағлиқ чарә-тәдбирләр тоғрилиқ» буйруғиға мувапиқ башланған «Харбин операцияси» аталмиш операцияниң қурвини болди. Бу буйруқ «Хитай-Шәрқий төмүрйолиниң (КВЖД) сабиқ хадимлириға вә Манҗуриядә Япония тәрипидин қурулған Манҗурия қочақ дөлитиниң реэмигрантлириға қаритилған еди. Йә КВЖДға, йә Манҗурия қочақ дөлитигә һечқандақ алақә-мунасивити йоқ уйғурлар «Харбин операциясиниң» зәрбисигә учриди, ақивәттә уларниң нурғунлири җазалаш лагерьлириға паланди яки етиветилди. Тәқипләш органлири Кеңәш дөлитиниң һәқиқий вә мүмкин болған дүшмәнлиригә қарши күрәштә СССР территориясидә чәт әл разведкиси үчүн асас болуши еһтимал бәш аһали категориясини ениқлиди. Уларниң бәшинчиси «мәмликәткә аммивий тәртиптә кәлгән (немислар, поляклар, уйғурлар, хәнсулар, иранлар в. б.) шәхсләр» сүпитидә тәрипләнди. Әнди уйғурларни Кеңәш Иттипақи территориясигә нурғун санда кәлгән аһали категориясигә ятқузуш һәқиқәткә уйғун кәлмәтти. Ениғирағи, у пәқәт Пәрғанә вадисидики әһвалнила әкис әттүрәтти. Мәлумки, ХХ әсирниң бешида у йәргә хошна Қәшқәрдин қәшқәрлик мәвсүмлүк ишчилар нурғун келип, көпчилиги мошу йәрдә қалған еди. Кеңәш Оттура Азиясидики мәмурий-территориялик бөлүштин кейин бу қәшқәрликләр икки җумһурийәт – Өзбәкстан вә Қирғизстан – территориясидә болуп қалиду. Шүбһисизки, Пәрғанә вадиси уйғурлириниң бесим көпчилиги Қоқәнт ханлиғи территориясидә йүзлигән жиллар мабайнида яшиған шу қәшқәрликләрниң әвлатлиридин еди. Қазақ ССРдики уйғур аһалисиниң әһвали тамамән башқичә еди, уйғурлар җумһурийәтниң шәрқий-җәнубида, Йәттисуда жиғанчақ яшатти. Бу йәрдә уйғурларниң бесим көпчилигини илгири таранчи нами билән мәлум болған Или уйғурлири тәшкил қилатти. Таранчи аһалисиниң шәкиллиниш тарихи империя дәвридин, болупму Россия империясиниң 1871 – 1881-жилларда Или (Ғулҗа) өлкисини ишғал қилиши вақтидин башлиниду. Россия он жил Ғулҗини егиләйду, Йәттису вилайитигә илгири Таранчи султанлиғиға тәәллуқ болған Кәтмән болуслуғи кириду. 1882 – 1884-жилларда бу аһалиға Санкт-Петербург шәртнамисиниң (1881-ж.) шәртлиригә мувапиқ Или өлкисидин аммивий көчүп чиққан уйғурлар қошулди. Россия империяси уйғур-таранчиларни Түркстан өлкисиниң түплүк хәлиқлири билән тәңләштүрүп, уларни йәрлик аһали категориясигә ятқузди. Уйғур аһалисиниң мошу қисминиң вәкиллири Йәттисуда Кеңәш һакимийитини орнитишқа паал қатнашти. Уйғур коммунистлириниң лидерлири Абдулла Розибақиев, Исмайил Тайиров, Бурһан Қасимов вә башқилар «чоң террор» вақтида тәқипләш қурванлириға айланди. Улар Кеңәш һакимийитигә қарши һәрикәт қилди, дәп әйипләнди. Қазақстанда Сәясий тәқип қурванлирини хатириләш күнидә Йәттисудики қизил террорниң әң дәсләпки көрүнүшлириниң бириниң – уйғур йезилириниң турғунлирини аммивий қиришниң – қурванлириға беғишланған мемориал чарә-тәдбирләрни өткүзүш әнъәнигә айланди. 1918-жили май ейиниң ахирида Мураев қоманданлиғидики Қизил армия отряди Верныйда казакларниң қозғилиңини бастуруп, Ғулҗа йоли билән шәриққә қарап маңди вә һәрбир уйғур йезисида теч деханларни аммивий қиришни уюштурди. 2018-жили Қазақстан уйғурлири миңлиған адәмниң һаятини қийған вә 20 миң адәмниң Қизил армия һәрикити ақивитидин өй-егилигини ташлап, хошна Хитайға қечишиға мәҗбур болған паҗиәлик вақиәниң 100 жиллиғини атап өтти. Кеңәш һакимийити вақтида большевикларниң сәясий тәқиплири тоғрилиқ сөз болматти, болған һаләттиму фактлар бузулуп кәлтүрүләтти. Мәсилән, уйғур йезилири турғунлириниң етилиши Кеңәш историографиясидә контрреволюцион эсерларниң иши сүпитидә көрситилди. Әнди Йәттису уйғурлириниң хатирисидә 1918-жили уйғурларға қарши әмәлгә ашурулған қанлиқ қириш «Ату паҗиәси» сүпитидә сақланған. Қазақстан мустәқилликкә еришкәндин кейин Алмута вилайити илгәрки Челәк наһийәсиниң бирнәччә йезисида, җүмлидин Лаварда, Қорамда мемориал ядикарлиқлар орнитилди. Уйғур наһийәсиниң Чоң Ақсу йезисида қизилармиячиләр қолидин өлгән йеза турғунлириниң сани – 1334 – оюп йезилған таш мошу күнгичә сақлақлиқ. Бу ядикарлиқлар вә хасийәтлик җайлар Қазақстанниң муқәддәс җайлириға ятқузулуп, уларни оқуп үгиниш зөрүрийити «Рухани жаңғыру» программиси асасида әбәдийләштүрүлди. Әпсус, сәясий тәқипләрни индустриал җәмийәтни қуруш бойичә жуқури идеяләр билән ақлайдиған сталинизм тәрәпдарлири һазирму учришиду. Амма инсаний җәмийәтниң алий қәдрийити һесаплинидиған адәм һаятини қийишни һечқандақ жуқури идеяләр билән ақлаш мүмкин болмиса керәк. Сәясий тәқипләш қурванлирини хатириләш күни нәқ мошундақ паҗиәләрниң келәчәктә қайтиланмаслиғи үчүн керәк. Абләһәт КАМАЛОВ, тарих пәнлириниң доктори, профессор.

468 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы