• "Birgemiz"
  • 27 Мамыр, 2020

Қойнуңдин төкүлсә, қончуңға...

Хәлқимиздә «Бар охшитиду, йоқ қахшитиду», дегән ибарә бар. Қолида барни охшитип, аһалиниң аз тәминләнгән қатламлириға маддий ярдәм көрситип келиватқан адәмләр аримизда нурғун. Шуларниң бири — Султанқорған мәһәллисиниң жигитбеши Бәхтияр Әзимов. Уйғурларда «Қойнуңдин төкүлсә – қончуңға...» дегән ибарә бар. Бәхтияр Әхмәтҗаноғли буниңдин үч жил илгири «Һәмкарлиқ» хәйрихаһлиқ фондини тәшкил қилип, тәминати төвән аилиләргә, накаларға ярдәм қолини сунуш һәққидә гәп қозғиғанда, мәһәллидики Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Халима Қутлуқова рәһбәрлигидики онға йеқин паалийәтчан ханим-қизлар вә Таһир Әһәтов, Мәһәмәтҗан Хакиев кәби жут активистлири униң бу изгү тәшәббусиға бирдин қошулди. Шундақ қилип, «Һәмкарлиқ» фонди қурулған күндин етиварән, униң әзалири һәм Жетису вә Түрксиб наһийәсиниң барлиқ активист ханим-қизлири өмләшкән һалда, миллитидин, диний етиқатидин вә башқиму өзгичиликлиридин қәтъий нәзәр, ярдәмгә муһтаҗларға қол учини сунушқа киришти. Пәвқуладдә вәзийәт давамида улар тәминати начар көпбалилиқ аилиләрниң, житим-йесирларниң, намрат, йеримҗан инсанларниң қолини узартишқа тиришип, көпчиликниң дуасини алди. Бир қаримаққа, бу дунияға җар салғидәкму иш әмәс. Бирақ мошу соваплиқ ишни үч жилдин бери уюштурушқа һәм униң һөддисидин чиқишқа сахавәтлик жигит Бәхтияр Әзимовниң сәвәпчи болғанлиғи ениқ. Әнди өткән айда болса, Түркстан вилайити Мақтарал наһийәсиниң бирқанчә йезилирида йүз бәргән су бесиш ақивитидин зәрдап чәккәнләргә йәнә мошу «Һәмкарлиқ» фондиниң әзалири билән султанқорғанлиқ паалийәтчан ханим-қизлар бирлишип, маддий ярдимини әвәтти. Буниңдин артуқ меһриванлиқ вә ғәмхорлуқ, һазирқи өлчәм билән ейтқанда, хәйрихаһлиқ болмиса керәк. Уларниң қиливатқан изгү ишлиридин хәвәр тапқан миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәрлири ҖУЭМ Алмута шәһәрлик шөбисиниң рәиси Әбәйдуллам Җаппаров вә униң орунбасари, ҚХА әзаси, мәрт-мәрданә инсан, тәдбирчан тиҗарәтчи Долқунтай Абдухелил, һамийлар Адилҗан Садирбақиев, Тайир Исламов, Алидәм Розиева, Мерванәм Иләкова, Раһиләм Йүсүпова, Тәлъәт Муһәммәтҗанов, Закир вә Шавдун Җаппаровларму өзлириниң халисанә ярдимини көрсәтти. Жуқурида исимлири аталған һамийларниң ианә қилған озуқ-түлүк севити йәнә шу Халима Қутлуқованиң рәһбәрлигидики активист ханим-қизлар тәрипидин турмуш тәминати төвән, көпбалилиқ вә карантинға бағлиқ ишсиз қалған аилиләргә һәм иҗаридә туруватқанларға таритилди. Өз новитидә, бизму меһир-сахавәтлик бу инсанларға миннәтдарлиғимизни изһар қилимиз. Илаһим, өзара мунасивәтлиримиз, бирлигимиз билән өмлүгимиз техиму күчийивәрсун. Елимизгә течлиқ, Аллаһниң рәһмити билән һәммимизгә аманлиқ несип болғай! Санийәм БАВДИНОВА, ҖУЭМниң башқарма әзаси.

178 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы