• Әхбаратлар еқими
  • 27 Мамыр, 2020

Абай иҗадийити оқуғучилар нәзәридә

Қазақ хәлқиниң улуқ шаири Абай Қунанбаев язма әдәбиятниң асасини салғучи, инсанийәтниң мәнивий ғәзнисини яратқучи сүпитидә дунияйүзи әдәбиятида алаһидә орун егиләйду. Әдип әсәрлириниң маһийәт-әһмийити әсирләр әглигидин өткәнсири күчийип, уларда һәрқандақ дәвир тәливигә җавап берәләйдиған күч-қудрәт моҗутлуғи ениқ. Йәни, данишмәнниң чоңқур пәлсәпәвий тәпәккүри түпәйли, иҗат қилинған мисралар һәрбир инсанниң өз һаятида мәхсәт-муратқа йетиш амиллирини, арзу-арманлириниң рояпқа чиқиш йөнилишини, һалавәт-парағәткә қол йәткүзүш усуллирини бәлгүләп бериду. Шаирниң қудрәтлик таланти түпәйли яритилған һәрбир әсәри бебаһа ғәзнә, мәңгүлүк мирас һәм даналиқниң үлгиси сүпитидә мәлум. Мәлумки, Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң дәсләпки Мәктүбидә Абайниң 175 жиллиқ тәвәллудини җумһурийәт даирисидә кәң түрдә атап өтүш тоғрилиқ алаһидә қәйт қилинди. Шуниңға мунасивәтлик елимизниң җай-җайлирида һәрхил йөнилиштики чарә-тәдбирләр уюштурулмақта. Җүмлидин йеқинда җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Маарип кеңишиниң уюштуруши билән уйғур тилида билим еливатқан оқуғучилар арисида өткүзүлгән «Адәмзатниң есили – улуқ Абай» намлиқ фестиваль пикримизгә дәлил болалайду. Мәзкүр фестивальниң асасий мәхсити – Абайниң дана һәм улуқлуғини етирап қилған һалда, өсмүрләрниң бүйүк әдип иҗадийити билән һәртәрәплимә тонушушиға шараит яритиштин ибарәт. Елимиздә һөкүм сүргән пәвқуладдә вәзийәткә мунасивәтлик ушбу конкурс онлайн түридә өткүзүлди. Фестиваль Абайниң қара сөзлири һәм шеирлирини ядқа ейтиш бойичә икки йөнилиштин тәркип тепип, униңға җумһурийәттики уйғур тилида билим еливатқан 96 нәпәр оқуғучи қатнашти. Һәрбир мәктәп мәмурийити вә пән муәллимлири бу хил әһмийәтлик чарә-тәдбиргә наһайити чоң җавапкәрлик билән қариғанлиғи бизни хошал қилди. Яш әвлат ақынниң поэма, шеир һәм қара сөзлирини ядқа ейтиши түпәйли, әдәбиятқа иштияқ-қизиқиши билән биллә, Абай иҗадийитигә болған һөрмәт-еһтирамини намайиш қилди. Оқуғучиларниң фестивальға пухта тәйярлиқ асасида қатнашқанлиғини байқавелиш тәс әмәс. Өсмүрләрниң бу хил мәсъулийәтчанлиғи беваситә муәллимләрниң әмгәк-әҗригә мунасивәтлик екәнлигини атап өтүшкә әрзийду. Келәчәк егилири һаятниң балилиқ дәвридә Абай иҗадийитиниң нәмунилирини ядлап өсүватқанлиғини адил қазилар нәзәригә тәвсийә қилинған видеолар арқилиқ дәлиллиди. Абай шеирийитиниң яш мухлислири арисида күчлүк риқабәтчилик орун алғачқа, адил қазиларға уларни баһалаш асанға чүшкини йоқ. Йәни, ядқа ейтилған шеирий мисраларниң оқулуш техникиси, турақ, ритмикилиқ қанунийәтлириниң сақлиниши нәзәрдә тутулған болса, қара сөзләрдә орун алған пәлсәпәвий пикирни чүшинип, дил қетидин өткүзгән һалда тиңшиғучиға йәткүзүш қабилийити һәм җараңлиқ, яңрақ ейтилишиға диққәт ағдурулди. Шуниму алаһидә тәкитләшкә әрзийдуки, оқуғучиларни баһалашта уларниң яш өзгичилиги етиварға елинди. Йәни, оқуғучилар башланғуч (1 – 4-синип), оттура (5 – 8-синип) вә жуқарқи (9 – 11-синип) синип басқучлириға тәшкилләнди. Уларниң ичидә биз пәқәт биринчи орун саһиблиринила атап өтүшни тоғра көрдуқ. Әдипниң әқлийә сөзлирини ядқа ейтиш бойичә Арина Латипова (Уйғур наһийәси, Түгмән оттура мәктивиниң 2-синип оқуғучиси), Малика Манирова (Уйғур наһийәси, Түгмән оттура мәктивиниң 8-синип оқуғучиси), Гүлфира Сейит (Әмгәкчиқазақ наһийәси, Маливай оттура мәктивиниң 10-синип оқуғучиси) кәби қатнашқучилар ғалип чиққан болса, шаирниң шеирлирини ядқа елиш бойичә биринчи орун Алимҗан Дияр (Талғир наһийәси, 21-Гүлдала оттура мәктиви) вә Юлтузай Русланниң (Уйғур наһийәси, Ақтам оттура мәктивиниң 10-синип оқуғучиси) әнчисигә тәгди. Шуниму тәкитләш лазимки, конкурсниң бәзи қатнашқучилири тәрипидин айрим нуқсан-камчилиқларғиму йол қоюлғанлиғи байқалди. Мәсилән, шеирниң яки қара сөзниң оқулушиға тәңкәш қилинған сазниң ядлиғучи авазини бесип кетиши, тәкрар монтаж ясилиши, мисраларниң ипадилик оқулушидин көрә, сиртқи тәсиргә, йәни фонлиқ безилишигә һәддидин зиядә көңүл бөлүнгәнлиги ечинишлиқ. Кәлгүси конкурсларда бу хил камчилиқларниң бой көрсәтмәслигигә диққәт қилиниду, дәп үмүт қилимиз. Җумһурийәт даирисидә бу хил фестивальни уюштуруш асан әмәс, әлвәттә. Болупму, пәвқуладдә вәзийәт кәң қанат яйған мәзгилдә йүзгә йеқин оқуғучи һәм уларниң муәллимлири билән мунасивәт орнитиш, уларниң видеолирини топлаш ишлири хелила әмгәкни тәләп қилидиғанлиғи раст. Лекин шундиму бу хил җавапкәрликниң һөддисидин шәрәплик түрдә чиққан җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң иҗраий мудири Зихруллам Қурванбақиев, ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик шөбисиниң рәиси Әбәйдуллам Җаппаров вә мәзкүр тәшкилат йенидики Маарип кеңишиниң рәиси Шерипҗан Илияров, Түгмән уйғур оттура мәктивиниң муәллими Хәйринсахан Иминова, 21-Гүлдала оттура мәктивиниң муәллими Гүлфира Һашимованиң әмгигини алаһидә тилға елишқа әрзийду. Хуласиләп ейтқанда, мәзкүр фестивальниң жуқури дәриҗидә өткүзүлгәнлигини һәм оқуғучилар үчүн наһайити әһмийәтлик екәнлигини қәйт қилғумиз келиду. Чүнки кичигидин Абайниң әсәрлирини ядлап өскән яш әвлат арисидин кәлгүсидә көпчиликниң мәнпийитини көзләйдиған, әлгә нәп-пайда кәлтүридиған шәхсләрниң йетилиши шүбһисиз. Шаирәм БАРАТОВА, филология пәнлириниң намзити.

608 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы