• Асасий мақалилар
  • 04 Маусым, 2020

Байрақта – мәғрур бүркүт, Гербта – муқәддәс шаңырақ, Гимнда – парлақ келәчәк

4-июнь – Қазақстан Җумһурийитиниң Дөләт рәмзлири күни

Тарихтин яхши билимизки, Қазақстан мустәқилликкә интилип, шәкиллинишниң мурәккәп басқучлирини баштин кәчүрди. Һәм ғалибийәтләргә, һәм мәғлубийәтләргә толуп-ташқан мошу мәшәқәтлик йолда нурғунлиған тарихий вақиәләр йүз бәрди. Мошу барлиқ җәриянда униңға дөләт рәмзлири – Байрақ, Герб, Гимн – һәмра болди. Шөһрәт МӘСИМОВ, «Уйғур авази» Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт рәмзлири мустәқиллик вақтида ишлинип, тәстиқләнди вә улар геральдика тилида мәмликәт хәлқиниң роһий қәдрийәтлирини әкис әттүриду. Қазақстанниң дөләт рәмзлири 1992-жили 4-июньда үч айрим қанун билән тәстиқләнди. Андин кейин мәзкүр һөҗҗәтләрниң қаидилири Дөләт рәһбириниң 1996-жил 24-январьдики Конституциялик Қанун күчигә егә «Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт рәмзлири тоғрилиқ» мәхсус Пәрманида бирләштүрүлди. Әнди 2006-жили болса, «Дөләт рәмзлири тоғрилиқ» йеңи Қанун чиқип, униңда 11-маддиниң 1-қисми «Гимн орунланғанда оң қолиниң алиқини мәйдиниң сол тәрипигә қоюлсун», дегән сөзләр билән толуқтурулди. 2007-жили 4-июньда «Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт рәмзлири тоғрилиқ» Конституциялик Қанун қобул қилинип, һәр жили 4-июнь күни биз Дөләт рәмзлири күнини нишанлаватимиз. Мәлумки, дөләт рәмзлири қедимий тарихқа егә. Улар һәрқачан мәлум идеологиялик вәзипини көздә тутиду – дөләт рәмзлириниң бәлгүлиридә вә тәсвирлиридә қедимий тотемлар, диний рәмзләр, һөкүмран сулалиләрниң бәлгүлири вә башқа мәзмун йошурунуп берилиши мүмкин. Әнди йеқин өтмүштә ишлинип, қобул қилинған Қазақстанниң дөләт рәмзлиридә, биринчи новәттә, хәлиқниң мустәқилликкә болған интилиши, өз ели билән пәхирлиниш туйғулири, әмгәкчанлиғи вә течлиқ көңүл-кәйпияти әкис әткән. Қазақстанниң дөләт рәмзлири дәсләпки қетим Алмутида 1992-жили 6-июльда җамаәтчиликкә тонуштурулди. У чағда Дөләт Гимниниң мәтини йоқ болуп, Қазақ ССР Гимниниң музыкиси пайдилинилди. Гимнниң йеңи мәтини 1992-жили 11-декабрьда тәстиқләнди. Билимизки, мәмликитимизниң музыкилиқ рәмзини аммибаплаштуруш мәхситидә 2006-жили йеңи Дөләт Гимни қобул қилиниду. Униңға 1956-жили композитор Шәмши Қалдаяқовниң шаир Жумекен Нәжимеденовниң мәтинигә язған хәлиқ арисида кәң таралған «Мениң Қазақстаним» нахшиси асас болиду. Нахшиға дөләт гимниниң жуқури мәртивисини бериш вә техиму тәнтәнилик яңриши үчүн Қазақстанниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Назарбаев дәсләпки мәтинни қошумчә ишләйду. – Гимн мәтинидә Қазақстан дияри вә хәлқи байлиғиниң әвлатлиримизниң парлақ келәчигигә йол ачидиғанлиғи тоғрилиқ идея әкис етилиши керәк, – дәп мураҗиәт қилған еди Елбасы шу чағда парламентарийларға. Әйнә шуниңдин кейин 2006-жили 6-январьда өткән мәмликәт Парламенти палатилириниң бирләшкән мәҗлисидә «Қазақстан Җумһурийитиниң Дөләт рәмзлири тоғрилиқ» Пәрманға тегишлик түзитишләр киргүзүлүп, мәмликәтниң йеңи Дөләт Гимни тәстиқлиниду. Гимнниң 59 сөздин ибарәт рәсмий мәтинидә 25 сөз йеңи болуп һесаплиниду. Һәқиқәтәнму һәрқандақ дөләт һаятида Гимн чоң вә муһим роль ойнайду. Көрнәклик қазақ шаири Әбдилдә Тәжибаевниң сөзи билән ейтқанда, Гимн – сөзләрдин тоқулған байрақ. Демисиму, Гимн – роһий байрақ. У хәлиқниң әркинликкә болған интилишини, униң йилтиз-томуриниң чоңқурлиғини, парлақ келәчәк тоғрилиқ арзу-арманлири билән үмүтлирини әкис әттүриду. Қедимий Қазақстан йеридә инсанпәрвәрлик, течлиқ вә разимәнлик һөкүм сүрүши үчүн достлуқ-бирликкә чақириду. Бу йәрдә шуни қошумчә қилиш әқилгә мувапиқки, Тунҗа Президент пәқәт Дөләт Гимниниң мәтинини түзитишни тәклип қилипла қоймай, бәлки Байрақ вә Герблар лайиһиси үстидики ишларғиму паал қатнашти. Һә, дөләт рәмзлири пәқәт бәдиий образла әмәс, бәлки шундақла дөләт мустәқиллигини әмәлгә ашуруш идеяси болуп һесаплиниду. Улар мошу идеяниң адәмләрниң аң-сезимидин вә һис-туйғулиридин чоңқур орун елишиға ярдәм қилиду. Түрлүк әлләр турғунлири һәқиқәтәнму өз мәмликәтлириниң дөләт рәмзлири билән пәхирлиниду. Бирақ герб, байрақниң әксини, гимнниң мәтини билән аһаңини билишла купайә әмәс, уларниң мәзмун-маһийитини, идеясини чүшиниш алаһидә әһмийәткә егә. Әнди буниң үчүн уларниң тарихини, қандақ вуҗутқа кәлгәнлигини, қандақ йолни бесип өткәнлигини чоңқур билиш керәк. Мәсилән, рәссам Шәкен Ниязбеков муәллипи болған Дөләт Байриғи һава рәңлик. Һәқиқәтәнму очуқ көк рәң – инсанийәт кәң пайдилинидиған әң ярқин, җанлиқ вә йеқимлиқ рәңләрниң бири. Бу тәсадипи әмәс. Чүнки тәбиәттиму мошу рәң бесим. У һасан-һүсәндики муқәддәс рәңләрниң бири болуп һесаплиниду. Асман вә су рәңги. Бу, образлиқ қилип ейтсақ, очуқ асман, течлиқ-хатирҗәмлик, паравәнликни билдүридиған рәңдур. Байрақтики Қуяш–һаят вә күч-қувәт мәнбәси. Қуяш һаят рәмзи болуп һесаплинип, униң шолилири Қазақстанда яшаватқан барлиқ хәлиқләрниң достлуғини әкис әттүриду. Әнди қанатлирини кәң йейип пәрваз қиливатқан мәғрур бүркүт мәрт-мәрданилиқниң, һошиярлиқ-зерәкликниң, ой-мәхсәтләрниң йүксәклигиниң рәмзи. Атақлиқ мемарлар Жандарбек Малибеков билән Шот-Аман Уәлиханов ишләп чиққан герб дүгләк шәкилдә болуп, һаят вә мәңгүлүк рәмзи болуп һесаплиниду. Йоруқ көк рәң фонға әкис әттүрүлгән шаңырақ гербниң мәркизий элементи һесаплиниду. Шаңырақниң икки тәрипидә әпсанилардики қанатлиқ атларниң әкси. Жуқурида йоған бәш юлтуз болса, төвинидә «Қазақстан» дәп йезилған. Уларниң һәммиси алтун рәңдә орунланған. Шаңырақ – мәмликәттә яшаватқан барлиқ хәлиқләрниң умумий өйиниң, Вәтининиң рәмзи сүпитидә әкис әттүрүлгән. Атлар болса, җасурлуқ, садиқлиқ вә күч-қувәт рәмзи. Умумән, Қазақстанниң дөләт рәмзлири наһайити утуқлуқ ишләнгән. Дөләт рәмзлири – униң мустәқиллигиниң, хәлқиниң бирлигиниң, һакимийитиниң ярқин испати. Улар дөләтчилик, җипсилиқ вә миллий һәм умуминсаний қәдрийәтләргә интилиш идеясини әкис әттүриду. Шундақ екән, бу рәмзләрниң мәңгү сақлинидиғанлиғиға ишинимиз.

279 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы