• "Рухани жаңғыру"
  • 11 Маусым, 2020

Миллий мәдәнийәт, ислам вә тәрәққият

Миллий мәдәнийәт тәрәққиятиниң һәрқандақ хәлиқниң моҗутлуғини тәминләпла қалмай, униң келәчәк-исиқбалини бәлгүләйдиған муһим бир саһа екәнлиги һәқ. Биз, уйғурлар, бу һәқтә гәп қозғиғанда, рәвишлик һалда ярқин намайәндилиримизни тилға алимиз. Әлвәттә, бу орунлуқ һадисә. Бу көрүнүш, биринчидин, шу йоруқ юлтузлиримизни яд етип, уларниң роһиға баш әккәнлигимизни ипадилисә, иккинчидин, шу тарихий шәхслиримизниң әмгәк-шиҗаәтлирини яш әвлатқа йәткүзүш җәриянидики муқәддәс борчимизни ада қилғанлиғимиз болуп һесаплиниду. Чүнки өтмүшини билмигән хәлиқниң келәчигиниңму гуманлиқ болуши тарихта талай испатланған һәқиқәт. Биз бүгүнки ихчам мақалимизда Қазақстан диярида истиқамәт қиливатқан уйғур җамаәтчилигиниң миллий-мәдәний тәрәққиятидики қол йәткүзгән утуқлиридин көрә, мәдәнийитимизгә әксичә тәсир көрситиватқан бәзибир нуқсанлар әтрапида қелиплашқан ой-пикирлиримизни көпчилик билән ортақлишишни мувапиқ көрдуқ. Бирдинла шуни тәкитләймизки, бу йәрдә велосипед кәшип қилишниң һаҗити йоқ. Биздин тәләп қилинидиғини, пәқәтла бираз диққәтчанлиқ билән әвлат алдидики борчимизни һис қилишимиз һаҗәт, халас. Һәрқандақ милләтниң миллий-мәдәний тәрәққияти әтрапта қелиплашқан муһит-шараитқа чәмбәрчас бағлиқ. Лекин моҗут шараиттин толуқ, мәкәммәл пайдилиниш йәнила өзимизгә бағлиқ. Бизчә мошу нуқтиға кәлгәндә, биз сәл аҗизлиқ қиливатқандәк сезилиду. Шуңлашқа қол йәткүзгән утуқлиримиздин көрә, нәқ шу аҗиз йәрлиримиз әтрапида көпирәк мулаһизә қилғинимиз әқилгә мувапиқмекин дәймиз. Чүнки утуқлиримизға келәчәк әвлат – тарих баһа бериду. Шуңлашқа биз аҗизлиғимиз түпәйли йол қойған хаталиқ, камчилиқлиримизға келәчәк әвлат алдида җавапкәр екәнлигимизни әстин чиқармаслиғимиз лазим. Умумән, миллий тәрәққият һәққидә сөз болғанда, мәдәнийитимизни саһа-саһаларға бөлүп тәһлил қилсақ, толиму аддий һәм чүшинишлик болуп, камчилиқлиримиз “мана мән!” дәп, суниң үстигә ләйләпла чиқиду. Һәрқандақ хәлиқниң моҗутлуғида асасий роль атқурғучи, йилтиз-томури – ана тили. Һә, тил һәққидә гәп қозғисақ, у бизни ихтиярсиз миллий маарип саһасиға башлайду. Улуқ немис философи Вильгельм Фридрих Гегель «Ана тилдин кәчкәнлик, өз миллитини үч қетим өлтүргән билән баравәр» дәп йезип кетиптекән. Чүнки тил — миллий алаһидиликниң қайтиланмас бир рәмзи. Миллий маарипимизниң бүгүнки әһвалиға тәпсилий тохтилишни һәм һаҗәт дәп тапмидуқ. Чүнки бу һәқтә салаһийәтлик алимлиримиз билән мәрипәтчилиримиз давамлиқ ейтип келиватиду. Биз пәқәтла йетәрлик көңүл бөлүнмәйватқан бәзибир нуқсанларнила тәкитләп өтүшни мувапиқ көрдуқ. *** Мана йәнә бир оқуш жилини йәкүнлидуқ. Та пүтүн бир оқуш жили чиқип кәткичә миллий мәктәплиримиз у яки бу пәнләр бойичә китап тапчиллиғиниң җедилини қилип өтти. Йәни, һәр жили орун еливатқан дәрисликләр тапчиллиғи бийилму өз давамини тапти. Немишкиду, биздә шундақ әнъәнә қелиплишип қалған, оқуш жилиға бир ай қалғанда мәктәплиримизгә бала топлаш мәсилиси қозғалса, оқуш башлинип, балилар келип, партиларға олтарғанда, дәрисликләр, методикилиқ қураллар вә һаказиларниң даваси башлиниду. Бизчә болғанда, бу мәсилиләр оқуш жилиниң ахирқи чаригидила биртәрәп қилиниветидиған ишлар. Йәни, йеза, мәһәллиләрдики миллий мәктәплиримиз билән синиплар өзлиригә һаҗәтлик дәрисликләрниң тизимини тәхминән берәләйду. Улар китаплар тизимини оқуш жили пүтмәй наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизигә чүширип бәрсә, наһийәдикиләр җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң маарип кеңишигә йоллап бәрсә, мәдәнийәт мәркизи тегишлик орунларға, җүмлидин нәшриятларға алдин-ала буйрутма бәргән болар еди. Нәтиҗидә миллий мәктәплиримиз йеңи оқуш жилини һеч болмиғанда сәксән пайиз тәйярлиқ билән башлиған болар еди. Буниң өзи новитидә уйғур мәктәплиримизгә бала топлаш мәсилисидиму иҗабий тәсирини йәткүзидиғанлиғи талашсиз. Бийил пүткүл дунияға тарқалған таҗсиман вирус апитидин елимиздә елан қилинған карантинму бешимизни пүркәп йетивелишқа түрткә болди. Һели болсиму бу иш җиддий қолға елинса, нери-бериси болуп, бир айниң ичидә иҗабий нәтиҗә қазанғили болиду. *** Уйғур мәктәплирини қоллаш фондиниң тәшәббуси билән қурулған «Варис» яш иҗаткарлар бирләшмиси аз өтмәйла өз нәтиҗисини бәрди. Биртүркүм яш иҗаткарлар топи әдәбиятимизға ишәшлик қәдәм ташлап кирип кәлди. Яш иҗаткарларниң онға йеқин коллективлиқ вә йәккә топламлири йоруқ көрди. Буниң өзи жилдин-жилға қериватқан әдәбиятимизға варислиқ қилидиған яшларниң өсүп йетиливат-қанлиғидин дерәк берип, дилларда үмүт учқунлирини яндурди. Әлвәттә, бүгүнки Қазақстан уйғур әдәбиятиниң сүпитини өткән әсирниң иккинчи йеримидики әдәбиятимизниң гүлләнгән дәври билән селиштүрүп болмайду. Һәр һалда чолимиз қуруқ әмәс. Шуниң өзигә шүкри қилимиз. Пәқәтла тәшвишлинәрлик йери, немишкиду, яшлиримиз көпирәк поэзиягә көңүл бөлүп, прозини диққәт мәркизидин чәттә қалдуруватқандәк. Келәчәктә миллий әдәбиятимизниң жирик жанри болған бу саһағиму «варисчилар» ейтарлиқ дәриҗидә көңүл бөлиду, дәп үмүт қилимиз. Миллий әдәбиятниң гүллиниши пәқәт иҗаткарғила әмәс, бәлки оқурмәнгиму беваситә бағлиқ екәнлиги мәлум. Чүнки мәлүм бир товарни ишләп чиқириватқан тиҗарәтчи херидар чиқмай, мели йетип қалса, дәрру у мални ишләпчиқиришни тохтитиду. Әнди бизниң хәлқимиз арисида китап херидарини тепиш, Һиндстанда қаримучқа херидар тепиштин мүшкүл бир мәсилигә айланди. Мәсилән, жут-жутларда шейитларға беғишлап бериливатқан нәзир-чирақларға 600 — 800 адәм келиду. Шу йәрдә бир язғучи қолтуқлап әкәлгән он тал китавини саталмайду. Майлиқ полуни йәп олтарғанда һәммимиз четимиздин вәтәнпәрвәр. Миллий мәдәнийитимиз тәрәққияти үчүн миң тәңгә чиқиридиған йәргә кәлгәндә, җинниң угисиға кирип қалғандәк, демимиз ичимизгә чүшүп кетиду. Мәшрәплиримиздиму худди шу әһвал. Йүз грамм қеқивалғанда, милләт үчүн һазир җәңгә атлинишқа тәйяр. Чоң мәсилимизгә кәлгәндә, ядлавалған сөзүмиз — “дуадин башқа бизниң қолумиздин немә келиду” билән қутулимиз. Тоғра, дуаму керәк. Лекин әмәлиятта миллий мәдәнийитимиз мәйданида әмгәк қиливатқан әдип, зиялиларни қоллаш, мәдәнийитимизни түп-йилтизидин йоқ қиливетишкә интиливатқан рәқиплиримизгә қарита бәргән қахшатқуч зәрбә екәнлигини задила каллимизға қондуралмайватимиз. Зиялисини тонумиған, қоллимиған, улуқлимиған хәлиқ — өз миллий қәдрийәтләрдин кәчкән, келәчигини, өз пуштидин тамған әвладиниң тәғдирини дәттикамға қойған хәлиқ. Алмутидики мән туридиған кочида атмишқа йеқин аилә бар. Уларниң әллиги уйғур аилилири. Мениң билишимчә, кочимизда пәқәт икки аилә китап оқуйду. Раст, «Уйғур авазиға» жигитбешиниң зорлуғи билән бәш-алтә адәм йезилиду. Техи мәлимиздә бизниң коча «оқумушлуқ» кочилардин санилиду. Милләт үчүн хизмәт қилиш пәқәт айрим кишиләрниңла пешанисигә йезилған әмәс. Биринчи новәттә, милләт, хәлиқ сүпитидә сақлинип қелишимиз үчүн миллий мәдәнийитимизни сақлап қелишимиз керәк. Миллий мәдәнийәттин мәһрум хәлиқ — маңқуртлуққа қарап йүзләнгән хәлиқ. Демәк, миллий мәдәнийәткә хизмәт қилиш — милләткә хизмәт қилиш дегән сөз. Һә, бу иш болса, көрүп турумизки, һәммимизниң қолидин келиду. *** Йәтмиш үч жил дәвран сүргән кеңәш дәвридә, қизил коммунистлар «дин – оға, дин – әпийүн» дегән коммунистик идеологияни сүйәк-сүйигимизгә сиңдүрүвәтти. Мөкүп-қечип жүрүп, намаз өтәп, Роза тутуп, өткән чоң әвлатни әскә алмиғанда, оттура әвлат Ислам дини тәлиматлириниң «қулақ моллиси» болуп қалған болса, яш әвлат муқәддәс динимиздин илгири-кейин хәвири йоқ, бу җәһәттин илгири-кейин «қариқосақ» болуп йетилди. Худаға миң қатлиқ шүкри, Қазақстан Җумһурийити мустәқиллик алғандин кейин дәсләпки күнләрдин башлапла, динимизға әркинлик берилип, чақмақ тезлигидә йүзлигән мечитлар қәд көтәрди. Бүйүк Ислам диниға чин дилидин ихлас бағлиған көплигән яшлиримиз Мисир, Пакстан, Түркия вә башқа әрәп дөләтлиригә берип, кәспий билимлик мутәхәссисләрдин болуп йетишти. Күн санап мусулман әһлиниң, җүмлидин уйғурларниңму дили йорушқа башлиди. Әлвәттә, бу хошал боларлиқ һадисә. Лекин диний әркинлигимизгә еришишимиз биләнла, әнъәнивий Исламдин чәтнигән көплигән еқимларниң пәйда болуши, әндишә туққузуп, яшлиримизни қалаймиқанчилиққа селиватқининиң гувачиси болуватимиз. Миллий-мәдәний тәрәққиятида, мәсилән, әдәбият, сәнъәт, илим-пән, маарип саһалиридики йетүк мутәхәссислиримиз һәрким өз саһаси бойичә қол йәткүзүватқан утуқлиримизни мәдһийиләп, нухсан, камчилиқлар болса, уларни дурус йолға башлашта тәшәббускарлиқ көрситип, йетәкчилик қирлирини көрситип келиватиду. Бу әзәлдин қелиплашқан әнъәнә. Бәзидә әнъәнивий Ислам қаидилирини яш әвлат дилиға сиңдүрүп, ақ билән қарини айришта аһали арисида тәшвиқат-тәрғибат ишлири қанаәтлинәрлик дәриҗидә әмәсмекин, дегән ойларму келиду. Бизчә болғанда, бу нәқ шу имам-мәзинлиримиз билән жуқурида тәкитләнгән исламийәт илимлири алимлириниң вәзиписи әмәсму? Мәсилән, мусулманлар һәр милләтниң миллий кимлигини намайән қилидиған кийим-кечигидин ваз кечип, пәқәт әрәпләргә хас кийиниши шәрт дегән тәләп — муқәддәс Қуръан Кәримдиму, һәдис китаплардиму ейтилған әмәс. Өтмүштин аянки, ата-бовилиримиз үстигә йәктәк, пәшмәт, бешиға малихай, допа кийип, Ислам диниға итаәт қилип кәлгән. Анилиримизму һечқачан яғлиғидин, қизлиримиз миллий дописидин айрилған әмәс. Әнди бүгүнки күндә икки көзидин башқа барлиқ йерини қара ниқапқа оравалған қериндашлиримизни қандақ чүшинишкә болиду? Уларниң бесим көпчилигиниң тили русчә. Миллий кийим билән ана тил — милләт мәдәнийитиниң қан-томури, асаси. Миллий мәдәнийәтни етирап қилмаслиқ, миллитидин бәзгәнлик әмәсму? Әслидә қара кийим қедимида йәрлик климатқа бола әрәп қәбилилиридин болған бедунийларға хас әмәсму? Өз мәдәнийитидин, миллий кимлигидин кәчкән адәмни Алла етирап қиларму? Жигитлиримиз ала дописи билән пәшмәт кийип, қизлиримиз нәқишлик дописи билән кәмзол кийсә, һәргиз Ислам диниға хилаплиқ қилған болуп һесапланмиса керәк. Бәзибир еқимдики динчилиримиз сәнъәтни “шәйтанниң иши” дәп тонуйду. Мошундақ қариму-қаршилиқларниң мәнбәси нәдә? Бир еғиз гәп билән ейтқанда — саватсизлиқ. Миллий мәдәнийитиниң барлиқ саһалири тәкши, тәл-төкүз тәрәққий әтмигән хәлиқ, келәчигидин, моҗутлуғидин мәһрум хәлиқ. Мәйли мечитларда, нәзир-чирақ, той-төкүнләрдә һечбир имамниң яки башқа диний өлималиримизниң илим-пән, маарип һәққидә пикир жүргүзгәнлигини аңлимаптимиз. Динниң қудрити күчлүк. Шуңлашқа уни пәқәтла “намаз өтә”, “Роза тут”, “Әвуни қилсаң болмайду, монуни қилсаң яман болиду”, дегәнләр биләнла чәклимәй, бәлки яш әвлатни көпирәк илим-пәнгә дәвәт қилғинимиз милләт келәчиги үчүн пайдилиқ болса керәк. Әлһәмдуллилаһ, динимиз — Ислам, китавимиз — Қуръан, Алла қобул қилғай. Бүгүнки күндә бир топ қаримлиримиз, Ислам дуниясиниң сехирлиқ алимигә чөкүп, униң ләззәтлиридин бәһримән болуш пурситини яритип, «Ихсан» диний журналини чиқириватиду. Әлвәттә, бу хошал боларлиқ һадисә. Лекин бу бизгә азлиқ қиливатамдекин дәймиз. Шу қаримлиримиз рәсмий мәтбуат васитилиридиму яшлиримизни һәқиқий Ислам тәлиматлиридин вақип етип, чүшәнмәслик, наданлиқ ақивитидин һәрхил еқимларға кирип кетиватқан қаракөзлиримизни тоғра йолға башлаш әнъәнисини техиму күчәйтип, давамлаштурса, заман тәләплиригә толиму мас кәлгән болар еди. Бүгүн пүткүл дуния ихтисадини жүгәнләвалған йәһудийлар бу утуқларға қандақ йәтти? Пәқәт билим билән. Әгәр биз көзқаришимизни өзгәртип, муқәддәс динимиз билән бирқатарда илим-пәнгә көңүл бөлмисәк, бәзибир мусулман дөләтлиридикидәк, қериндаш қериндашқа қурал көтиридиған күнимиз жирақ әмәс. Миллий-мәдәний тәрәққиятимизда муқәддәс Ислам дининиңму ғоллуқ роль атқуридиғинида шүһбә йоқ. Шуңлашқа динни миллий мәдәнийитимиздин һәргиз бөлүп қаримаслиғимиз керәк. Әң асаси, Қуръан Кәримдә алаһидә тәкитләнгән «Оқи!» ибарисигә диний турғидинла әмәс, илмий турғидинму маслишишимиз керәк. Шу вақитта бизму қуллуқтин қутулуп, паравән һаятқа еришимиз. Шавкәт НӘЗӘРОВ, Қазақстан Язғучилар иттипақиниң әзаси.

594 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы