• Бизниң сөһбәт
  • 17 Маусым, 2020

Нурлан ЕСПАНОВ: «Сәнъәткарни көтиридиғанму хәлиқ...»

Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази» Тонулған нахшичи вә композитор Нурлан Еспанов билән учришишқа риясәтчи Шатлиқ Худайқулов уюштурған хәйрихаһлиқ акция түрткә болди. Сөһбәт алдида, растини ейтқанда, өзәмдә бираз тәшвишму болди. Чүнки, һазир хитқа айланған йүзлигән нахшиларниң муәллипи, эстрада юлтузи Нурлан Еспановни мән, немишкиду, һакавур, башқиларға жуқуридин қарайдиған «юлтуз» сүпитидә көз алдимға кәлтүргән едим. Әксичә, тонулған композитор наһайити кәмтар, кичик пейил вә очуқ инсан екән. Шуңлашқиму сөһбитимиз очуқ вә сәмимий шараитта өтти. — Нурлан, дәсләп өзиңизни гезитханлиримизға тонуштуруп өтсиңиз? — Мән Түркстан вилайитигә қарашлиқ Арыс шәһиридә туғулуп өстүм. Һәммиңларға мәлумки, Арыс елимизниң төмүр йол һәрикитидики муһим нуқтиларниң бири. Елимизниң җәнубий региондики барлиқ поездлар мошу йәр арқилиқ өтиду. Төмүр йол селинғанда бу йәргә руслар, греклар, немислар, молдаванлар, украинлар вә башқилар нурғун көчүп келип, орунлишип қалған. Шуңлашқа биз бәйнәлмиләл муһитта чоң болдуқ. Мәлумки, мениң ана жутумдин Қазақстанниң хәлиқ артисти Нуржамал Сүйинбаева, җәмийәт әрбаби Мурат Журинов, язғучи-драматург Дулат Исабеков, тонулған сәнъәткарлар Ақжол Мейирбеков, Шахизада, Ержан Серикбаев вә башқиму атақлиқ шәхсләр чиққан. Өзәм дәсләп боксчи болушни арман қилған. Кейин, саламәтлигимгә бола, спортни ташлап кетишкә тоғра кәлди. Дадам төмүрйолчи болсиму музыкиға йеқин еди. Миллий саз әсваплирини әҗайип маһарәт билән чалатти. Шуниңдин даридимекин, әйтәвир, сәнъәткә қизиқишим үстүн болди. Шуңлашқа бирәтола сәнъәт йолини таллидим. Һазир пәқәт иҗадийәт билән шуғуллинимән. — Уйғур сәнъәткарлири билән арилишамсиз? — Мән жуқурида ейтип өттүм, киндик қени төкүлгән Арыс шәһири — чоң төмүр йол станцияси. Кичик чағлиримизда, йәни кеңәш дәвридә, шәһәргә сәнъәткарлар нурғун келидиған. Мән шу концертларниң һәммисини көрүшкә тиришаттим. Бир күни «Яшлиқ» топиниң концерти болди. Уларниң миллий кийимлири мени һәйран қалдурди. Нахшилири наһайити йеқип кәтти. «Яшлиқ» топи орунлиған «Аппақ, аппақ тошқанлар» нахшисини мошу күнгичә ейтип жүримән. Әнди 1999-жили мән «Жас қанат» хәлиқара конкурсиға қатнаштим. Шу жили бу конкурсқа һазир елимиздә аммибап «Дәрвишләр» топиму иштрак қилди. Уларниң «Яркәнт бағлири» нахшиси мениңдә чоңқур тәсират қалдурди. Қошумчә қилсам, шу жили «Жас қанатқа» қатнашқан Мадина Сәдвақасова, Нурлан Албан, «Дәрвишләр» топи вә башқилар һазир елимиздә аммибаплиққа егә болди. Конкурста «Дәрвишләр» топиниң әзаси Райим Һәмраев вә Дилмурат Баһаров билән тонуштум. Кейинирәк «Азия» топиниң әзаси Ринат Баситов билән арилаштим. Ринат арқилиқ Шатлиқ Худайқулов билән тонуштум. Умумән, уйғур достлирим көп. — Уйғур сәнъәткарлири билән иҗадий һәмкарлишиш ойи болмидиму? — Жуқурида тәкитлигинимдәк, «Яшлиқниң» «Аппақ, аппақ тошқанларим» нахшисини кичигимдинла яхши көрүп қалған. Қизиқ йери, дәсләп мән «тошқанлар» дегәнни тоғра чүшәнмәй «қошқарларим» дәп ейтип жүрүптимән. Кейин маңа Ринат бу сөзниң мәнасини чүшәндүргәндин кейин нахшиниң барлиқ сөзлирини ядлавалдим. Мошуниңдин бираз илгири шу нахшини Ташкәнткә берип яздурмақчиму болған. Әпсус, мән ойланғичә башқа бир нахшичи бу нахшини ейтип чиқти. Өзәмниң репертуарида өзбәк, түрк, әрмән вә башқиму милләтләрниң нахшилири бар. Уларға әнди уйғур нахшилири қошулса, техиму яхши болатти. Һазир «Дәрвишләр» топиниң «Яркәнт бағлири» нахшисини ейтип көрүш нийитим бар. Аз күндә Дилмуратқа йолуқуп, мошу мәсилини муһакимә қилишни ойлап жүримән. Худа буйриса, буму болуп қалар. — Таҗсиман вируси пандемиясигә бағлиқ күндилик һаятимизда нурғун өзгиришләр йүз бәрди. Пәвқуладдә әһвал, һазирқи карантин тәртиви эстрада юлтузлириға қандақ тәсир қилди? — Бизму аддий адәмғу. Пәқәт көпчилик бизниң нахшилиримизни тиңшайду, чирайимизни яхши билиду. Хәлиқ қандақ қийналса, бизму шундақ әһвалда болдуқ. Шәхсән өзәм карантин тәртивигә қаттиқ риайә қилишқа тириштим. Иҗадийәт билән шуғулландим. Карантинда мән достларниң, аддий достанә мунасивәтләрниң маһийитини чүшәндим. Әпсус, мошу вақитта айрим дост дәп жүргәнләр тамамән хәвәрләшмәй кәтти. Хошал қилғини, айрим қолида бар тонушлар аддий хәлиққә ярдәм қолини созушқа башлиди. Улар телефон қилип «Нуреке, хәлиқ қийниливатиду, қандақ ярдәм қилсақ болиду?» деди. Шуларниң тәкливи билән хәйрихаһлиқни қолға алдуқ. Тиҗарәтчиләрниң ярдими билән бираз ишларни әмәлгә ашурдуқ. Шулар бизни тонуғачқа һәм ишәш қилғачқа, әйнә шу ишларни пүтәрдуқ. — Растини ейтқанда, мошу пәйттә сәнъәткарларға болған көзқарашму өзгәргәндәк болди. Болупму артистларниң йегән-ичкән һәммә нәрсисини иҗтимаий торларға селиши сәлбий пикирләрни пәйда қилди. «Хәлиқ қийин әһвалда болуватқанда булар әдәп кәтти» дегән гәпләрму ейтилди. Сизниң буниңға нисбәтән пикриңиз қандақ? — Әлвәттә, җәмийәттә миң адәм болса, миң түрлүк пикир болидиғу. Иҗтимаий торлар — әйнә шу пикирләрни «қобул қиливеридиған» пүтмәс васитә. Жуқурида ейттим, артистларму адәм (күлүп), уларму тамақ йәйду. Шу тамақни өзиниң өйидә, өзи маңлай тәри билән тапқан пулға сетивалған озуқ-түлүктин тәйярлайду. Улар чәттин ашпәз чақирип яки биригә буйрутма берип тәйярлимиғанғу. Һәрким шундақла таамларни йәватидиғу, шуларни иҗтимаий торларға салидиғанларму көпқу. Артистларму салса, немиси яман болиду? Мени шу һәйран қалдуриду. Бу йәрдә чоң мәсилә туриду дәп ойлимаймән. Бу һәркимниң тәрбийисигә бағлиқ мәсилә. Раст, сәнъәткарни көтиридиғанму, йәргә уридиғанму — хәлиқ. Шуңлашқа сәнъәткарлар хәлиқ билән дайим биллә. — Һазир “ресторанлар ечилсун, тойларға рухсәт берилсун” дегән пикирләр ейтиливатиду. Шуниңға немә дәйсиз? — Тойларни, урпи-адәтләрни биз ойлап тапмиған, улар түнүгүнла пәйда болмиған. Һәркимниң балилири бар. Һәрбир ата-ана балисиниң тойини қилсам, дәп арман қилиду. Жиллар бойи тәйярлиниду. Демәк, той-тамашә пәқәт артистларға, риясәтчиләргә, ресторан егилиригила керәк әмәс. Булар ата-ана арман қилған тойларни яхши өткүзүшниң тәрәпдарлири. Буниң һечбир яманчилиғи йоқ, дәп ойлаймән. Әгәр биз тамамән урпи-адәтлиримиздин ваз кәчсәк, әвлатлиримизға немә қалдуримиз? Бу, биринчидин. Икккинчидин болса, той-төкүн өткүзүш пүтүнләй бир индустрия десәкму болиду. Раст, ресторан егисиниң, йәни тиҗарәтчиниң башқа тапавәт мәнбәси болуш мүмкин. У һәрқандақ әһвалда қийналмаслиғи еһтимал. Әнди той өтидиған ресторан-кафеларда ишләйдиған едән, қача жуйғучи, күзәтчи, ашпәз, мулазимәтчи бар. Улар күндилик тапавитини әйнә шу мәшғулатидин алиду. Униңдин ташқири, риясәтчиләр, операторлар, фотографлар, уссулчилар вә башқиларму барғу. Шундақла кафе-ресторанларни озуқ-түлүк мәһсулатлири билән тәминләватқан кичик тиҗарәтчиләрму бар. Мана шуларниң һәммиси тапавәтсиз қалди. Шуңлашқа мән уларни қоллаймән. Мән бу йәрдә қанунға қарши чиқиш яки тәртипни бузуш тәрәпдари әмәс, әлвәттә. Барлиқ бехәтәрлик амиллири, санитарлиқ нормиларға риайә қилиниши наһайити муһим. Һәрбир адәмниң саламәтлигиниң, һаятиниң биринчи орунда туридиғини сөзсиз. Буму йеқин арида һәл болиду дегән үмүтүм бар. — Сир болмиса, сиз өзиңиз хизмитиңиз үчүн қанчә һәқ алисиз? — Уни қәтъий кесип ейтиш мүмкин әмәс. Көпирәк һәқсиз баридиған тойлар болиду. Өткәндә бир күндә сәккиз тойға һәқсиз бериптимиз. Йолда келиветип, бензинимиз түгәп қалди. Шу вақта рульдики иним «сизниң көңүлчәклигиңиз мени һәйран қалдуриду» дәп қалди. Бизму инсан, шуңлашқа шараитқа қараймиз. Бирлири бар, пули нурғун, улар көп бериши мүмкин. Уларға қиммәткә хизмәт қилимиз. Әнди бирлиригә тамамән һәқсиз болиду. Әгәр риясәтчилик қилсам, у вақитта ениқ баһани келишивалимиз. Чүнки риясәтчиликтә бәш-алтә саат тик туруп ишләйсән һәм чоң җавапкәрлик зиммәңдә болиду. Шуңлашқа қетип қалған баһа йоқ, шараитқа қарап, ишимға қарап һәқ алимән. — Әнди бизниң мошу сөһбитимизгә сәвәпчи болған мавзуға кәлсәк. Шатлиқ билән қандақ хәйрихаһлиқ акция өткүздиңлар? — Мән Шатлиқ билән тонушқинимға он жилдин ешип кәтти. Ака-ини болуп, бир-биримизни һөрмәтләп келиватимиз. Өзи кәмтар, мәрт-мәрданә, талантлиқ жигит. Қазақ артистлири арисида өзигә чушлуқ иззәт-абройи бар. Мән, жуқурида ейтқинимдәк, карантин пәйтидә тиҗарәтчиләрниң ярдими билән аддий хәлиққә ярдәм бәргән едуқ. Майда Мақтарал наһийәсидә тәбиий апәт йүз бәрди. Мениң Инстаграммдики сәһипәмгә нурғун пикирләр йезилишқа башлиди. Қошумчә қилсам, у йәрдә мениң 500 миңға йеқин муштирим бар. Шу йәрдә «мошундақ қийин әһвалда башқа милләт вәкиллири немишкә қарап туриду, немишкә ярдәмгә кәлмәйду?» дегәнгә охшаш пикирләр көп ейтилди. Қизиқ йери, әйнә шу пикирләрни язғанлардин «сән өзәң қанчилик ярдәм бәрдиң?» дәп сорисаң, жавап берәлмәйду. Жуқуридики пикирләрни Шатлиқму оқупту. Кейин маңа телефон қилип, барлиқ әһвални чүшәндүрди. Қазақстандики уйғурлар биринчиләрдин болуп зәрдап чәккәнләргә ярдәм қолини сунупту. Башқисини ейтмиғанда, пәқәт Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати Шаһимәрдан Нурумов рәһбәрлигидики җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәрипидинла миллионлиған тәңгигә озуқ-түлүк, кийим-кечәк, қурулуш материаллири әвәтилипту. Кейин уқушсам, булту мениң ана жутум Арыста паҗиә йүз бәргәндиму уйғурлар нурғун ярдәм қипту. Буни аңлап, һәйран қалдим. Шатлиққа десәм, у биздә «Оң қол бәргәнни, сол қол билмәслиги керәк» дегән сөз бар. Әң муһими, муһтаҗларға ярдимимиз тәккән болса болди» дәйду. Йәнә тәпсилатини сорисам, Шатлиқ өзиниң иҗтимаий тордики сәһиписи арқилиқ мақтаараллиқлар үчүн хәйрихаһлиқ акциясини уюштурупту. Уйғурлар буни қизған қоллап-қувәтләп, қолидин кәлгән ярдимини берипту. Җумһурийәтлик вә Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркәзлири, тиҗарәтчиләр, уйғур сәнъәткарлири, пенсионерлар, уйғур яшлири, муәллимләр, «Нур», «Баһар», «Нийәт» спорт клублириниң әзалири вә башқилар бу ишқа паал қатнишипту. Униңға Долқун Шавдунов дегән инимиз йеқиндин ярдәм берипту. Шатлиқниң ейтишичә, 123 тәңгә әвәткәнләрму баркән арисида. Мән буни аңлап, Шатлиқни «НТК» телеканилидики «Бір болайық» программисиға тәклип қилдим. Мошундақ изгү ишни көпчилик билиши наһайити муһим. Сәвәви, биз әйнә шундақ ишлар билән яшларға үлгә болалаймиз. Программа өтүватқан пәйттә, йәни уттур эфирда бир аял телефон қилип икки ай бойи пәтирниң иҗарә һәққини төләлмәйватқанлиғини һәм бүгүн-әтә балилири билән кочида қалидиғанлиғини ейтти. Әтисила Шатлиқ шу аялға берип, пәтир һәққини төләп бәрди. Хәйрихаһлиқ акция тамамлинип, 25-май күни биз Мақтаарал наһийәсигә атландуқ. Бизни у яққа таэквандо федерациясиниң Алмута шәһәрлик шөбисиниң президенти Алмас Күмисбеков өз машинисида елип барди. Мақтаралда бизни Марат Мирзахметов күтүвелип, пулни ярдәмгә әң муһтаҗ аилиләргә қолму-қол тапшурдуқ. Мән һәрбир учришишта бу ярдәмниң уйғур хәлқиниң йоллаватқанлиғини алаһидә тәкитлидим. Уларниң һәммиси дуалирини беришти һәм биздин барлиқ уйғур хәлқигә чоң миннәтдарлиғини йәткүзүшни тапшурди. Пурсәттин пайдилинип, мән Шатлиқ уюштурған хәйрихаһлиқ акциягә қатнашқан барлиқ инсанларға тәшәккүр изһар қилип, силәр жиққан пулниң муһтаҗларға йәткәнлигини тәкитлимәкчимән. Силәрдин Алла рази болсун. — Сөһбитиңизгә рәхмәт.

431 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы