• Нәшрият төһписи
  • 24 Маусым, 2020

«Әвлатларға вәсийәт»

Өзиниң чоң-кичик һекайилири арқилиқ көпчиликниң сөйүмлүк язғучисиға айланған Иззәт Йүсүпованиң новәттики китави әйнә шундақ атилиду. Униң әсәрлириниң қәһриманлири – аддий йеза адәмлири. Улар арқилиқ биз, инсанларниң, бир-биригә болған меһир-муһәббити, меһриванлиғи һәққидә оқуп билимиз. Иҗаткарниң бу қетимқи китавидинму оқурмәнләрниң роһий озуқ алидиғанлиғиға ишинимиз. Мәзкүр китапта пүткүл аңлиқ һаятини бала тәрбийисигә беғишлиған устаз, Улуқ Вәтән урушиниң ветерани Мүсрәт Имәроғли Мәсимовниң һаят йоли билән тонушимиз. Дайим издиниш үстидә жүргән муәллип устаз акисиниң обризи арқилиқ хәлқимизниң урушқичә, уруш жиллири вә уруштин кейин тартқан җапа-мәшәқәтлирини маһирлиқ билән ипадиләйду.

208 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы