• COVID - 19
  • 24 Маусым, 2020

Һәмширә Гүлмира Қурбанниязова: “Мән кәтсәм, орнумда ким ишләйду?”

Һазир дунияни һәләйкүмгә селиватқан таҗсиман вирус пандемиясиниң ховупи техичә йоқимиди. Мошу күнгә қәдәр дунияда 5 миллионға йеқин адәм бу вирусни жуқтурған, уларниң 500 миңға йеқини вапат болған. Қазақстанда болса, 17 миңдин ошуқ адәм ағриқ жуқтурған, 130ға йеқини дуниядин өтти. Униңдин ташқири, ағриқ бәлгүлири йоқ бемарлар сани күн санап өсмәктә. Таҗсиман вирус билән күрәшниң алдинқи сепидә туруватқан медицина хадимлириниң әмгиги бебаһа, әлвәттә. Өткән һәптидә медицина хадимлириниң кәспий мәйрими һарписида Дөләт рәһбири уларниң пидакаранә әмгәклирини алаһидә баһалап, миннәтдарлиғини изһар қилди һәм бир топ медицина хадимлириға мукапатларни тапшурди. Униңдин ташқири, Саламәтликни сақлаш министрлигиму саһалиқ мукапатларни тапшурди. Әйнә шуларниң арисида һазир Алмутидики модульлиқ инфекциялик госпитальниң инфекциялик назарәт һәмшириси Гүлмира Қурбанниязова «Денсаулық сақтау ісінің үздігі» бәлгүси билән тәғдирләнди. Гүлмира Турсунқизини тәбрикләп, сөһбәткә тәклип қилдуқ (сөһбәт онлайн-режимда жүргүзүлди). Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази» — Гүлмира, мукапитиңиз мубарәк болсун! Рәхмәт. — Сиз модульлуқ инфекциялик госпитальға қачан тәклип қилиндиңиз? — Медицина саһасида ишләватқинимға 26 жил болди. Алмутидики Сызғанов намидики хирургия институтида инфекциялик назарәт һәмшириси болуп ишләймән. Һәммимизгә мәлумки, елимиздә таҗсиман вируси тарқилишқа башлиғанда дөләт Алмута әтрапида әйнә шу ағриқни жуқтурғанларни давалаш үчүн мәхсус модульлиқ инфекциялик госпиталь селишни қарар қилди. Ейтмақчи, бу госпиталь он бәш күн ичидә селинип, ишқа қошулди. Шу вақитта бизгә охшаш тәҗрибилик хадимлар таллинип елинди. Йәни, бизни асасий иш орнимиз бу йәргә командировкиға әвәтти десәкму болиду. Мән бу госпитальға ечилған күни, йәни 24-апрельда кәлдим. Мана үч ай болай деди, мошу йәрдә. — Мәзкүр госпитальниң алаһидилиги немидә? — Бу госпиталь, жуқурида ейтқинимдәк, пәқәт таҗсиман вирусини жуқтурғанларни қобул қилиду. Шәһәрдә таҗсиман вирусни жуқтурған бемарларни давалайдиған ағриқханиларға чүшүватқан еғирчилиқни азайтиш мәхситидә селинди. Умумий мәйдани 6 миң квадрат метр, 9 бөлүм бар, бир вақитта 280 адәм давалиниду. 28 өпкини сүнъий озуқландуруш (ИВЛ) аппарати бар. Госпитальда 230 медицина хадими ишләйду. Иш кәштиси адәттики ағриқханилардикидәк. Алаһидиликлиригә кәлсәк, госпиталь диагноз қоюш, давалашниң әң заманивий аппаратлири билән толуқ тәминләнгән. Компьютерлик томография, рентген, лаборатория һәммиси алий дәриҗидә. Бемар әһвалиға қарап зониларға, йәни сериқ вә қизил зониларға бөлүнгән. Бизму шуниңға қарап һәрикәт қилимиз. Госпитальда һәрбир бөлмигә алайтән киримиз. Бөлмиләрдики һавани тазилашниң алаһидә услублири пайдилинилиду. Һава тазилаш васитиси умумий әмәс, һәрбир бөлмә алайтән сиртқа чиқирилған. Талаға чиққан җайда йәнила мәхсус зәхимсизләндүридиған аппаратлар қоюлған. Бу вирусниң һава арқилиқ тарқилишиниң алдини алиду. Җәмләп ейтсам, һәммә шараит бар. — Әнди силәр, медиклар үчүн, шараит қандақ? — Бизгә һакимийәт һәммә тәрәптин шараит яратти. Меһманханида бир яки икки адәмдин ятимиз. Үч вақлиқ иссиқ тамақ бериду. Тамақларни бирқетимлиқ қачилардин ичимиз. Һәтта дохтурларниң өзара арилишиши чәкләнгән. Бехәтәрлик чарилири алий дәриҗидә тәминлиниду. Йәни мәхсус һимайә костюмлири вә башқиму һажәтлик васитиләр йетәрлик. Бизгә һазирчә өйгә чиқишқа умумән рухсәт йоқ. Чүнки әң еғир ағриқлар билән ишләймиз. Шулар билән беваситә мунасивәттә болғачқа, вирус жуқтуруш еһтимали жуқури. — Растини ейтқанда, һазир җәмийәттә «вирус йоқ, бу хәлиқни алдаш» яки «бу хәлиқара дәриҗидики мәккарлиқ, тил бириктүрүш» дегәнләрму көп. Буниңға немә дегән болар едиңиз? — 22-март күни Сызғанов намидики Хирургия институтиға адәттикидәк ишқа кәлгән едим. 24-апрельдин башлап ағриқниң қандақ башлинип, қандақ өтидиғинини, қандақ аяқлишидиғинини өз көзүм билән күндә көрүватимән. Әһвал наһайити җиддий. Адәмләр бепәрвалиққа берилип, өз вақтида дохтурларға мураҗиәт қилмайду, өзини-өзи сақлаш, карантин тәртивигә риайә қилишни рәт қилмақта. Мошуниң һәммиси әһвални техиму мурәккәпләштүрмәктә. Қизиқ йери, айрим бемарлар техила мошу хәтәрлик кесәл билән ағриватқинини етирап қилғуси кәлмәйду. Мошуниң һәммиси ховуплуқ. Аммивий әхбарат васитилиридә әһвал толуқ ейтилмиди. Вирусниң симптомлири тез өзгириватиду. Илгири қуруқ йөтәл, һарарәт көтирилип, гекитәк ағратти. Һазир бәлму ағрийду, һарарити көтирилмәйла пневмония болуп қелиши мүмкин. Уни пәқәт компьютерлиқ томографияға яки рентгенға чүшәргәндила ениқлашқа болиду. Һәқиқий диагноз таҗсиман вирусқа тест тапшурғандин кейинла мәлум болиду. Сиз жуқурида ейтқан пикирдә болуватқанларға мән “ерәңсизлик қилмаңлар, сақ болуңлар, вирус наһайити хәтәрлик” дегүм келиду. Мана кейинки икки һәптидә ағриқлар сани кәскин өсмәктә. Ундақ әһвал Алмутидила әмәс, пүткүл Қазақстанда йүз бәрмәктә. Алмутидики ағриқханиларда орун йетишмәйватиду. Бизгә кәлгәнләрни әһвали сәл яхшиланғанда өйлиригә карантинға әвәтишкә мәҗбур болуватимиз. Пәқәт еғир ағриқларнила елип қеливатимиз. Сәвәви орун йоқ. Бәзиләр бепәрвалиққа берилип, ағриқниң вақтини өткүзүп қойиду. Дохтурға кәлгәндә өпкисиниң йерими йоқ. Бу йәрдә давалинип чиқип кәтсиму, кейин өпкисиниң әслигә келиши һәм сақ болуши иккитайин. Таҗсиман вирусиниң ақивәтлири толуқ тәтқиқ қилинип болмиди. Мән тонушлиримға, мана һазир, пурсәттин пайдилинип, барлиқ гезитханларға “еһтият болуңлар, бу наһайити ховуплуқ вирус, балилириңларни аяңлар” демәкчимән. — Ағриқниң алдини елиш чарилири қандақ? — Улар һазир һәммә җайларда ейтилип келиватиду. Әң аддий чариләр шуки, имканқәдәр адәмләр көп жиғилған җайларға бармаслиқ, карантин тәртивини сақлаш, шәхсий гигиена қаидилиригә қаттиқ риайә қилиштур. Кочиларда ниқап тақап жүрүш, өйгә кәлгәндә үз-қолни совун билән яхшилап жуюш, гекитәкләрни чайқаш лазим. Той-төкүн вә башқиму муюмларни тохтитиш керәк. Мошу чариләрни қоллинишни, бепәрвалиққа берилмәсликни илтимас қилимән. Йәнә бир қетим тәкрарлаймәнки, вирус наһайити ховуплуқ. Уни пәқәт дохтурлар йеңәлмәйду. — Дөләт тәрипидин алдинқи сәптә ишләватқан медицина хадимлириға айрим төләмләр қараштурулди. Шу төләмләр берилдиму? — Бу җәһәттин һечбир әризә йоқ. Дөләт тәрипидин бәлгүләнгән төләмләр толуғи билән бериливатиду. Мән жуқурида ейтип өттүм, ишләш үчүн барлиқ шараит яритилған. Йәни, һазир мән ишләватқан мәзкүр госпитальда нәқ шундақ. — Бу йәргә кәлгиниңизгә өкүнәмсиз? — Мән өзәм таллиған кәспимни яхши көримән. Көп жиллардин бери мошу саһада ишләп келиватимән. Таллиған йолумға һәм мошу йәргә кәлгинимгиму өкүнмәймән. Раст, биз һәм җисманий, һәм мәнивий һерип қалдуқ. Мана, үч ай давамида өй көрмәй ишләватимиз. Мән мошу җәриянда медицинида тәсадипи адәмләргә орун йоқ екәнлигини яхши чүшәндим. Ундақ дейишимниң сәвәви, дәсләп дөләт тәрипидин бәлгүләнгән төләмләргә бола, мошу йәрдә ишләшни халиғучилар көп болди. Әпсус, уларниң бәзилири икки күнгә аранла чидиди, кейин кетип қалди. Һазир мәнму кәтсәм болиду. Бирақ мән кәтсәм, мениң орнумда ким ишләйду? Кейин кәсипдашлиримниң үзигә қандақ қараймән? Әһвалниң қандақ болушидин қәтъий нәзәр, һазирчә мән мошу йәрдә. Кейин немә болидиғинини көрәрмиз. — Өйдикиләрни сеғиндиңизму? — Әлвәттә, сеғиндим. Бала-чақамни, нәврилиримни сеғинип кәттим. Һелиму янфонлар бар. Күндә кәчтә хәвәрлишип туримән. Уларму мени сеғинипту. Аиләм мениң ишимға чүшәнчә билән қараватиду. Шундақла уйғурниң қаймақлиқ әткәнчейи билән тонурненини тазиму сеғиндим (күлүп). Өйгә чиққанда пуғаним қанғичә әткәнчай ичимән дәп ойлаймән. — Сөһбитиңизгә рәхмәт, өзиңизни сақлаң!

255 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы