• Йеңилиқлар
  • 24 Маусым, 2020

Елимиздә БМТ тапшуруш башланди

Өткән йәкшәнбә, йәни 21-июнь күнидин башлап елимиздә Бирпүтүн миллий тест тапшуруш башланди. Тәкитләш лазимки, таҗсиман вирус пандемиясигә бағлиқ БМТ тапшуруш қаидилиригә айрим өзгиришләрниң киргүзүлгәнлиги мәлум. Бу өзгиришләр һәққидә гезитимизниң өткәнки санлирида толуқ мәлуматлар берилди. БМТ тапшурушниң биринчи күни Билим вә пән министри Асхат Аймағамбетов Нур-Султандики С.Сейфуллин намидики Қазақ агротехника университети базисидики БМТ тапшуруш пунктини зиярәт қилди. Министр учумкарларниң аудиторияләргә кириш җәриянини шәхсән өзи назарәт қилип турди. У балиларниң кәйпиятиниң яхши екәнлигини тәкитлиди. «Мениң оюмчә, буниңға киргүзүлгән өзгиришләр, йәни БМТ тапшуруш вақтиниң узартилиши, калькулятор қоллинишқа рухсәт берилиши, һәқсиз алдин-ала тест тапшуруш саниниң өсүши тәсир қилған болуши мүмкин», деди А.Аймағамбетов. Министрниң ейтишичә, мошу сәвәпләр түпәйли, учумкарларда тестқа яхши тәйярлиниш имканийити пәйда болди. У шундақла БМТ тапшуруш үчүн йетәрлик шараит яритилғанлиғини ейтти. «Барлиқ учумкарлар дезинфекцияләшниң бәш басқучидин өтти. Һарарәтлири тәкшүрүлди, медицинилиқ ниқаплар берилди. Аудиториягә киргәндә вә олтарғузулғанда арилиқ 2 метрдин кам болмиди. Илгири биз учумкарларни 5 қетим киргүзәттуқ, бийил болса, 15 қетим киргүзидиған болдуқ. Биз үчүн һәммигә бирдәк шараит яритиш муһим болди. Шуңлашқа бийил биринчи қетим Face ID (үзини тонуш) системисини қолландуқ. Йәнә бир муһим нәрсә, балилар металл тәкшүрүштин өткәндә өзлиридә мәнъий қилинған һечбир васитә йоқ екәнлиги тоғрилиқ имзалар қойди. Мошуларниң һәммиси тест тапшуруш қаидилиригә риайә қилған һалда әмәлгә ашурулди», деди министр. Жуқурида тәкитләнгинидәк, бийил БМТ тапшуруш җәрияниниң бәхәтәрлиги вә қаидиләргә риайә қилиши җиддий назарәттә болиду. Барлиқ аудиторияләр видеоназарәт васитилири билән толуқ тәминләнгән. Шуниңға қаримай, тест тапшурушниң биринчи күни 160 бала тест тапшуруш имканийитидин айрилди. Уларниң ичидә 73 бала мәнъий қилинған васитиләрни елип киргән, 87 бала болса, қаидиләргә риайә қилмиған. Бу вақиәләр асасән Түркстан вилайитидә вә Чимкәнт шәһиридә йүз бәргән екән. Мошу күнләр арилиғида БМТ тапшурғанлар арисида икки балиниң тән һараритиниң жуқури болғанлиғи ениқланған. Улар әнди тестни кейин, йәни саламәтлиги яхшиланғанда тапшуриду. Йәкшәнбә күни умумән җумһурийитимиз бойичә 6,5 миң учумкар БМТ тапшурди. Тәкитләш лазимки, бийил БМТ тапшурушқа елимиздә 131 миң бала нийәт билдүргән. Қошумчә қилсақ, бийил өткән жил билән селиштурғанда БМТни тапшуруш хаһишини изһар қилғанлар сани 12 пайизға өскән.

484 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы