• Йеңилиқлар
  • 24 Маусым, 2020

Алмутида таҗсиман вируси билән еғир ағриватқанларниң сани өсмәктә

Алмута шәһири җәмийәтлик саламәтликни сақлаш башқармисиниң рәһбири Камалҗан Надиров мегаполиста таҗсиман вируси билән еғир ағриватқанлар саниниң өсүшини чүшәндүрди. Камалҗан Надировниң ейтишичә, шәһәрдә эпидемия башланған пәйттин буян (13-март күни дәсләпки икки ағриқ Алмутида тиркәлгән еди) Covid-19 вирусини жуқтурған, һәрхил дәриҗидә ағриған 3429 адәм тиркәлди. Уларниң 2177си сақийип чиқти. Мошу күнгә қәдәр шәһәрниң ағриқханилирида 1388 адәм давалиниватиду. Уларниң көпчилиги оттура һалда. 194 бемар қанаәтлинәрлик әһвалда, 20 әһвали наһайити қийин йәнә 20 адәм вапат болди. К.Надиров мутәхәссисләр тәрипидин ахирқи вақитларда Алмутида таҗсиман вируси билән ағриғанлар саниниң өсүшини тәтқиқ қилинғанлиғини ейтти. Тәтқиқ нәтиҗилири вирусни жуқтурғанларниң буниңдин башқиму ағриқлириниң болғанлиғини көрсәтти. «Һазир еғир әһвалда ятқан бемарларниң қәнт диабети, жүрәк ағриқлири, қан бесими жуқури болған», деди башқарма рәһбири. Униңдин ташқири бу йәрдә шундақла адәмниң йешиму роль ойнайдекән. Еғир ағриватқанларниң 80 пайизиниң йеши атмиштин ешип кәткәнләр.

473 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы