• Асасий мақалилар
  • 24 Маусым, 2020

Москвада Ғалибийәт паради өтти

Россия пайтәхти Москвада 24-июнь күни Ғалибийәт паради өтти. Мәлумки, парад өткүзүш вақти һазирқи таҗсиман вируси пандемиясигә мунасивәтлик 9-майдин кейингә қалдурулған еди. Ғалибийәт парадиға һөрмәтлик меһман сүпитидә Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев қатнашти. Парад меһманлири санитарлиқ дохтурлар тәвсийә қилған тәртип бойичә, мәхсус бәлгүләр қоюлуп, арилиқлар бош қалдурулған орундуқларға олтарғузулди. Мәлумки, Қизил мәйдандики минбәрләргә 2350 адәм сиғиду. Россияниң сабиқ санитарлиқ дохтури Геннадий Онищенко парад вақтида Қизил мәйданни «дуниядики әң бехәтәр җай» дәп тәкитлиди. Ғалибийәт парадиға 14 миң һәрбий иштрак қилиду, мәйдан арқилиқ парадқа мәхсус тәйярланған 45 һәрбий бөлүмчә өтиду. Тәкитләш лазимки, қараштурулған алий дәриҗидики бехәтәрлик амиллириға қаримай, аддий тамашибинларға парадни телевизия арқилиқ көрүш тәвсийә қилинди. 9-май күни өтидиған әнъәнивий парадни өткүзүш вақти май ейиниң ахирида ениқ болған еди. Шу вақитта Россияниң мудапиә министрлиги барлиқ санитарлиқ-эпидиомологиялик бәхәтәрликни сақлап, тәйярлиқларни башлиған. Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевни Россия Президенти тәклип қилған еди. Дөләт рәһбири өзиниң Интернеттики сәһиписидә бу тәклипни мәмнунийәт билән қобул қилғанлиғини язған. Президентниң мәтбуат кативи хәвәр қилғинидәк, Қазақстан Президенти Намәлум солдат қәбригә гүлчәмбәрләр қоюш мәрасимиға вә улуқ Ғалибийәтниң 75 жиллиғиға беғишланған зияпәткә қатнашти.

324 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы