• Әхбаратлар еқими
  • 02 Шілде, 2020

Салаһийәтлик алим, дилкәш инсан еди

Атақлиқ тарихчи, уйғуршунас алим, журналист, тәрҗиман, узундин буян тили бир, дили бир, дини бир уйғур билән татар хәлиқлири оттурисида бир достлуқ көрүги болуп келиватқан Мунир Ибраһимоғли Ерзин аләмдин өтти. Мән Мунир ака билән өткән әсирниң 70-жиллиридин тонушуп, бу мубарәк зат билән мана сәл кам әллик жил мабайнида, худди йеқин қериндашлардәк, ака-ука болуп өтүведуқ. Әйнә шу өткән әсирниң 70-жиллири мән “Коммунизм туғи” вә униң қошумчиси “Йеңи һаят” гезитлириниң бирләшкән тәрҗимә бөлүмидә ишләттим. Бир күни бөлүмгә чуғи кичик, өткүр көзлиридин әқил вә пәм-парасәтликлиги билинип туридиған бир киши кирип, һәммимиз билән иллиқ саламлашти. Шу чағда Турсун ака Дәрия: «Бу инимиз Мунир Ерзин болиду. Пәнләр академиясиниң Уйғуршунаслиқ бөлүмидә ишләйду. Уйғур хәлқиниң мәтбәәчилик тарихи үстидә җиддий илмий иш билән шуғуллиниватиду», дәп биз билән саламлашқан кишини маңа тонуштурди. Мана шуниңдин буян Мунир ака билән йеқин, қәдинас достлардәк өттуқ. Мунир акиниң йеши мениңдин хелила чоң болсиму, лекин бир-биримизгә болған һөрмәт, йеқинчилиқ мунасивитимиз давам қилип кәлгән еди. Мунир акиниң өзи билән муңдашқидәк, сирдашқидәк достлири бақи дунияға сәпәр қилғанлиқтинму, көпирәк маңа телефон қилип: «Ядикар, қериндишим, туққиним авазиңизни сеғинип қалдим», дәп пат-пат телефон қилип туратти. Мәнму телефон қилип, униң һал-әһвалини сорап тураттим. Бийил қишта Мунир ака новәттики қетим телефон қилип: «Ядикар қериндишим, саламәтлигим көңүлдикидәк болмайватиду. Көзүм көрмәйду, алдимдики нәрсини ғува пәриқ қилимән. Мән өмүрбойи жиққан бирә миң парчидәк рус, хитай, инглиз, япон, уйғур, татар тиллирида нәшир қилинған һәрхил китаплар бар. Бу наһайити муһим әһмийәтлик, көпинчиси уйғур тарихиға аит китаплардур. Мошу китапларни бир ишәшлик кишигә тапшурсам дәймән», дәп мәндин мәслиһәт сориди. Мәнзә, «Мунир ака, яхши ойлапсиз, бу иш билән җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи шуғулланса, алимлиримизниң, шаир-язғучилиримизниң топлиған китаплирини бир китапханиға җәмләп пайдиланса болатти», дегән пикирни ейттим. Мунир ака бу пикримни мақул көрди. Мошу қетим Мунир ака бир нәрсини сәзгәндәк, «әнди бизниң йешимиз йетип қалған адәммиз. Бүйүк Аллаһ һелиму маңа узақ өмүр бәрди. Әнди қараң, мән 92 яшқа толуп, 93 яшниң үзини көрүватимән», дәп қалди. Мән Мунир акиниң роһини көтирип, униң тоғрилиқ иллиқ, сәмимий гәплиримни ейттим. Буниңдин хелә жиллар илгири атақлиқ уйғур алими, шаир вә язғучи, тәрҗиман Абдуреһим Өткүрниң, “Ғәзниләр босуғисида” дегән китавини бир бурадиримдин елип оқудум. Атақлиқ алимниң бу китавидики “Уйғур әдәбияти билән татар әдәбиятиниң өзара тәсири” дегән мақалиси диққитимни тартти. Мән дәрһал Мунир акиға телефон қилип Абдрим Өткүрниң жуқарқи мақалиси һәққидә хәвәрдар қилдим. Мунир ака наһайити һаяҗанланған һалда: «Ядикар, сизгә малал кәлмисә, шу мақалини әрәп-уйғур йезиғидин кирилл уйғур йезиғиға көчирип бәрсиңиз, мән бу материални татар тилиға тәрҗимә қилип Қазанға, Пәнләр академиясигә әвәтип берәттим. Бу материалдин татар алимлири чоқум хәвәрдар болуши керәк», деди. Мән ақсақалниң илтимасини дәрру орунлидим. Мунир ака мақалини оқуп чиқип, «Абдуреһим Өткүр өзиниң “Уйғур әдәбияти билән татар әдәбиятиниң өзара тәсири” дегән мақалисида бу икки қериндаш хәлиқ әдәбиятиниң бир-биригә болған иҗабий тәсирини наһайити дәлил-испатлар билән йорутупту», дәп бәк хошал болған еди. Өткән жили Мунир ака маңа телефон қилип, мени өйигә тәклип қилди. Мән дәрһал йетип бардим. Мунир ака кәлгинимгә хошал болуп, «Ядикар, бир пәс муңдишайли. Мана қараң, һәрқандақ милләтниң келәчиги миллий маарипқа, андин шу милләтниң зиялилириға бағлиқ болиду. Һә, миллий маарип тәрәққий қилидекән, у һалда милләтниң роһий дуниясини чирмавалған қалақлиқ, наданлиқ, хурапатлиққа охшаш мәнивий илләтләрни сүпүрүп ташлап, илим-пәнгә йол ачқили, милләтниң мәдәнийәт сәвийәсини өстүрүп, дуниядики илғар, алға кәткән милләтләрниң қатариға өткүзгили болиду. “Уйғур авазида” мошу миллий маарипни тәрәққий әткүзүш тоғрилиқ көплигән мақалилар йезилди. Бу хошаллинарлиқ бир иш. Тәбиәт қанунийити нухтисидин ейтқанда, дунияда өлмәйдиған һечнәрсә йоқ. Мәйли җансизлар, мәйли җанлиқлар болсун, һәммиси бәрибир өлиду. Бирақ бир нәрсигә, йәни илимгә чаңгал салалмиди, илимни жуталмиди, илим инсанийәт дуниясида өлүмгә қарши қудрәтлик бир күч сүпитидә әбәдий яшайду. Һә, Мурат Һәмраевтәк, Коммунар Талиповтәк илим әһлини хәлиқ унтумайду. Мән хизмәтдаш болған бу алимларниң исмини уйғур хәлқи мәңгү унтумайду, уларниң ярқин қияпити хәлиқ қәлбидә әбәдий яшиғуси», дегән гәпләрни қилған еди. Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, Мунир ака уйғур мәтбәәчилик тарихиға мураҗиәт қилған тунҗа алимдур. Мунир ака узун жиллар давамида топланған материаллар асасида 1980-жили “Уйғур Кеңәш мәтбуатиниң тарихи” дегән чоң монографиясини нәшир қилса, 1983-жили “Уйғур Кеңәш мәтбуатиниң вуҗутқа келиши вә тәрәққияти» мавзусида диссертациясини утуқлуқ яқлиди. Истедатлиқ алим “Уйғур Кеңәш мәтбуатиниң тарихи” монографиясини алди билән уйғур тилида, кейин рус тилида нәшир қилди. Мунир ака бир топ кәсипдашлири қатарида рус вә уйғур тиллирида дәсләп нәшир қилинған “Уйғурларниң қисқичә тарихини” тәйярлашқа иштрак қилди вә көплигән илмий мақалиларни язди. Әлвида, Мунир ака, бүйүк Аллаһ ятқан йериңизни юмшақ, роһиңизни җәннәттә қилсун! Амин! Ядикар САБИТОВ.

454 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы