• Исми — әл қәлбидә
  • 02 Шілде, 2020

Устаз яққан чирақ өчмәйду

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Чоң Чиғанда бир оттура мәктәп болуп, билим қош тилда берилиду. Йеза турғунлириниң асасини уйғурлар билән қазақлар тәшкил қилиду. Аһалисиниң саниниң жилдин-жилға өсүшигә мувапиқ ахирқи жилларда мәктәп йешидики балиларниң саниму кәскин өсти. Ениғирақ ейтқанда, мәктәптә 1200дин ошуқ оқуғучи тәлим алиду. Өткән жили болса, 640 орунлуқ мәктәп йенида «Нурлы жол» дөләт программиси даирисидә йеңи 300 орунлуқ мәктәп селинип, пайдилинишқа берилди. Мәзкүр мәктәптә өтүлүватқан чариләрниң қатнашчиси болушум билән оқуғучиларниң билимгә болған хуштарлиғини, муәллимләр коллективиниң сапалиқ билим аңлиқ тәрбийә бериш үчүн иҗадий издиниватқанлиғини тәкитлигүм келиду. Бу, әлвәттә, һәрбир устазниң бала тәрбийиләш йолиға тәсадипи келип қалмиғанлиғидин болса керәк. Мундақ чариләргә йеза ақсақаллири билән пешқәдәм устазлар, жигитбашлири тәклип қилинип, улар мәктәпниң өтмүши билән бүгүнкисини селиштурған һалда ейтип, мәктәп һулини салған пешқәдәмләрниң исимлирини улуқлап хатириләйду. Өткән оқуш жилида Махмут Қәшқәрий билән Йүсүп Хас Һаҗип тәвәллудлириға беғишланған чарә-тәдбирләр уюштурулуп, униңға жут-җамаәтчилик вәкиллириму тәклип қилинған еди. Шунда мәзкүр мәктәп мудири Бақыт Дүйсебаев дәсләп сөзгә чиқип: — Елимизниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Назарбаев «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» намлиқ мақалисида «Миллий әнъәнилиримиз билән тилимиз, музыкимиз, әдәбиятимиз, утуқлиримиз, бир сөз билән ейтқанда, миллий роһимиз өзимиздә мәңгү қелиши керәк», — дәп көрсәтти. Әнди мәзкүр мақалидики «Туған жер» лайиһисидә болса: — Вәтәнпәрвәрликниң әң илғар үлгиси мәктәптә туғулған йәрниң тарихини оқутуштин башланса наһайити яхши болиду. Туғулған йәрниң һәрбир сейи вә идирлири, тағлири билән дәриялири тарихтин учур бериду, —дейилгән. Мана шу нуқтәий нәзәрдин еп қариғанда биз чоңчиғанлиқлар һазир заманивий мәктәпниңму қандақ бәрпа болғанлиғини, униң үчүн кимләр, қандақ әмгәк әткәнлигини һәрқайсимиз яхши билишимиз тегиш. Мән бу йәрдә мәктәпниң мәктәп болуп балилиримизниң билим вә тәрбийә елишини йолға қоюшта тәр төккән, мошу жутта туғулған пешқәдәмлиримизни тилға алимән — дедидә, бирқанчә пешқәдәм устазларниң исим-шәрипини һөрмәт билән атап көрсәтти. Мудир дәсләпкиләрдин болуп Қасим Қурбанов билән Сепийәм Вәлиеваниң исмини тилға алди. Амма у икки пешқәдәм устаз һазир аримизда йоқ. Лекин уларниң кәсипдашлири, шагиртлири, жутдашлири улар һәқтә мошундақ баш қошушларда сөзләп һармайду. Шагиртлири болса, утуқ-муваппәқийәт қазанса, уни улар бәргән тәрбийә һәм билиминиң арқисида дәп пәхирлиниду. Шуларниң бири журналист, шаир Нурәхмәт Әхмәтов. Ташкәнт Дөләт университетини тамамлап, дәсләпки әмгәк паалийитини Чоң Чиған оттура мәктивидә башлиған у, һели мәрһум Қасим Қурбанов вә Сепийәм Вәлиева билән бир сәптә ишлигәнлигини мундақ тәрипләйду: — Мән һәр қетим Чоң Чиған оттура мәктивиниң йенидин өткинимдә бир һаяҗанлиқ сезимдә болимән. Чүнки мениң гүлдәк яшлиғимниң бәш жили мошу жуттики мәктәптә өтти. Мәктәп тарихини варақлаймизкән, мәктәпниң мәктәп болуп тәшкиллинишидә йезидики устазлар Қасим Мөрдүноғли Қурбанов билән Сепийәм Вәлиевалар тәр төкүпту. Қасим ака Яркәнттики педагогикилиқ училищени тамамлап, ана жутидики мәктәпкә кәлгинидә, бу мәктәп Чоң Чиған башланғуч мәктиви болуп, униңда икки жилдин бери Сепийәм Вәлиева һәм устаз, һәм мудирлиқ қиливатқан екән. Сепийәм Вәлиева йезидики дәсләпки устаз болуши билән аяллар арисидики дәсләпки мудир болуп қалиду. Қизиқ йери, мәктәп муәллимләр коллективида пәқәт иккисила, әр-аял устаз болуп тәлим-тәрбийә ишлирида җапаниму тәң тартип, утуқ болса тәң көрүшкән екән. Мән бу һәқтә Қасим акиниң өз ағзидин талай қетим аңлиған едим. Қасим ака қәһриму бар, меһриму бар адәм еди. У қоли бошисила параңлишип, бизниң һал- әһвалимиздин хәвәр елишни яқтуратти. Һәқиқитини ейтиш керәк, улар толирақ өзлири тартқан җапаларни ейтип берәтти. Рәмити сөзләветип, көңли бузулуп кетәтти. Чүнки дәвир шундақ еди. Улар кәмбәғәлчилик һәммила тәрәптин қаплап кәлгән уруштин кейинки жиллири ишлигән әмәсмеди?! Йәнә шу устазниң ейтип беришичә мәктәптә тахта, парта дегән тамамән йоқ, борниң орниға көмүр парчиси билән тахтайларға йезип оқутқанлиғини биримиз билсәк, һә биримиз билмәймиз. Мана, шундақ кийим-кечиги жулум-жулум жиртилип кәтсиму билим елишқа хуштар өзимизниң қаракөзлиригә бәзидә ата-ана болушқиму тоғра келәтти. Муәллимниң көзигә мөлтийип қарап турған кийим-кечигигә ямақ салидиған йери йоқ қиз балиларға Сепийәм һәдимиз, һәтта өзиниң бир көйнигини бузуп әңлини бир қур түзәп бәргәнни аңлиған устазларниң ата-анилиқ ғәмхорлуғиға апирин ейтишқан едуқ, — дәйду Нурәхмәт Әхмәтов. Гезитимизниң ихтиярий мухбири, фотомухбир Турсунмәһәмәт Мәшүров Чоң Чиған йезисидики оттура мәктәптә әр-аял устазларниң қолида тәлим алғанлиғини мундақ тәсвирләйду: — Мән Чоң Чиған мәктивидә оқудум. Дәсләпки устазим Сепийәм Вәлиева болса, мәктәп мудири униң өмүрлүк җүпти Қасим ака Қурбанов еди. Қасим ака дайим җиддий жүридиған, аччиғи чос, сөзлисә вақирап сөзләйдиған адәм болидиған. Униң бом авазини аңлисақ әйминәттуқ. Сепийәм муәллим болса, бизни өз балилиридәк көридиған. Синипимизда униң оғли Бурхандинму оқуди. Һазир ойлисам, силиқ-сипайә муамилиси, авазини көтәрмәй сөзлишиниң өзи тәрбийә екән. Биз Бурхандин иккимиз йеқин ағиниләрдин болдуқ. Мән ағинәмниң өйигә қачан бармай, аписиниң дәстихини йейиқлиқ еди. Талай қетим анимизниң ләззәтлик таамлиридин еғиз тәккәч, несиһәт-мәслиһәтлирини тиңшаш бәхтигә еришкән едим. Шуңа бош вақит тапсамла Бурхандинларниңкигә бараттим. Уму бизниң аилиниң балисидәкла болуп кәткән еди. Мәктәпни тамамлап, мән Москваға оқушқа кәттим. Бурхандин болса, ата-анисиниң изини бесип муәллим болуш арминида Талдиқорған шәһиридики Жансүгиров намидики педагогика институтиға оқушқа чүшти. У диплом елип, жутумизға келип, ата-аниси һулини қурған мәктәптә 40 жил яш әвлатқа физика пәнидин тәлим-тәрбийә бәрди. Лекин шум әҗәл бизни бир-биримиздин айриди. Устазлар аилисидә тәрбийиләнгән алтә балиниң үчи ата-ана изини бесип, устаз болуп йетилди. Чоң оғли Яқуп — ветеринар, Турғанҗан — зоотехник, Саһибәм саламәтлик сақчиси болса, Муәзәм, Мадинәм, Бурхандинлар қийин, лекин шәрәплик кәсипни таллап, өсүп келиватқан әвлатни җәмийтимизгә лайиқ қилип тәрбийилиди. Әнди бүгүнки күндә Чоң Чиған оттура мәктивидә ағинәмниң оғли, Қасим атиниң нәвриси Зулияр устазлиқ қилмақта. Зулияр математика пәнидин дәрис бериш билән мәктәп мудириниң тәлим-тәрбийә ишлири бойичә орунбасари хизмитини шәрәп билән атқуруватқан яш устазларниң бири. Биз Сепийәм Вәлиева билән Қасим Қурбановлар һәққидә сөз қилимизкән, уларниң йезидики башланғуч мәктәптин сәккиз жиллик мәктәп, кейинирәк оттура мәктәп болуп шәкиллишидә камчилиқ-нуқсансиз хизмәт қилғанлиғини тәкитлишимиз керәк. Чүнки Қасим Мөрдүноғли башланғуч мәктәптин сәккиз жиллиқ мәктәпкә айландуруш зөрүрийити туғулғанда наһийә рәһбәрлиригә мураҗиәт қилишни билди. У жиллири йеза шу чағдики Киров колхозиниң тәркивигә киргәчкә, колхоз рәиси, маһир тәшкилатчи Иврайимҗан Қожахметов билән мәслиһәтлишип, иш көрди. Шундақ қилип, мәктәп 1961-жили сәккиз жиллиқ болуп өзгәртилди. Әнди йәтмишинчи жиллириниң ахирилирида йеза балилири сәккизинчи синипни тамамлап он жиллиқ билим елиш үчүн шәһәргә С.Киров (һазирқи Х.Һәмраев) намидики яки Алтөйдики Қастеев мәктәплиригә берип оқушқа тоғра кәлди. Мана мошу вақиттиму йеза балилириниң өз жутида толуқ оттура билим елишини яхши чүшинип, бу иштиму қарап олтармиди. Тегишлик орунларға, вилайәтлик органларға мураҗиәт қилип, йеңи мәктәп селиш мәсилисигә башламчи болди. Мәктәп қурулуши пүткичә у «экспедиторлуқ» қилишқа тоғра кәлди. Ақивәттә йәнә шу Қасим Қурбановниң беваситә арилишиши билән йезида 640 орунлуқ йеңи заманивий мәктәп қәд көтирип, у оттура мәктәпкә айландурулди. Йеңи мәктәпкиму мудирлиққа Қасим Мөрдүноғлиниң намзити тәвсийә қилинди. Биз әр-аял устазлар һәққидә ейтқанда Сепийәм һәдиниң әмгәк паалийитидин шуни тәкитлишимиз керәкки, у һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә башланғуч синип муәллими болуп қалди. Чоң Чиған оттура мәктивидә 1940-жили әмгәк паалийитини ялғуз устаз болуп башлиған у, йүзлигән өсмүрләргә һәрип тонутти . «Елипбәни» тонутқан устазни та мошу күнгичә дәсләпки устазим дәйдиғанлар аз әмәс. У йезики дәсләпки коммунист аял болди. Коммунист устаз, күндүзи мәктәптә йәттә яшлиқ балиларға билим бәрсә, саватсизлиқни йоқ қилиш мәхситидә тәшкил қилинған кәчки мәктәпләр билән егиликтики чарвичи-сеғинчиларниңму қәлбидә билим нурини чачқан, һәрип тонутуп, саватини ачқан биринчи муәллим болуп қалди. Шундақ екән, униң шагиртлири арисида Социалистик Әмгәк Қәһримани Адаләт Зәйнавдинова, Закир Һәмраев, Кеңәш Имрәмзиев қатарлиқ Ленин ордениниң саһиблири билән йүзлигән муәллимләр йетилип чиқти. Әр-аял педагогларниң узун жиллиқ әмгиги мунасип баһасини тапти. Мәсилән, Сепийәм Вәлиева наһийәдә дәсләпкиләрдин болуп «Қазақстан маарип әлачиси» пәхрий намини елишқа муйәссәр болди Әнди Қасим Қурбанов болса, «Қазақстан вә СССР маарип әлачиси», Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән муәллими аталди. Башланғуч синип муәллимидин униң 8 жиллиқ вә оттура мәктәп болуп тәшкил қилинишиға тегишлик һәссисини қошқан маарипимиз намайәндисиниң намида бир кочиға униң нами берилди. Шундақла өзи һулини қурған мәктәптә униң намида бир синип бар. Бу күнләрдә Сепийәм Вәлиеваниң туғулғина 100 жил толуватиду. Әслидә бу бир Қурбановлар аилисидила әмәс, бәлки әл-жут болуп тойлинидиған тәвәллудтур. Чүнки йезидики дәсләпки устаз, дәсләпки коммунист аял шуниңға мунасип. Әлгә қилған хизмәтниң һалавитини көридиған пәйттә аләмдин өткән маарип пешивасини «мениң биринчи муәллимим» дәп тонуйдиған шагиртлири билән уни билидиғанлар қәлбидә униң ярқин хатириси узақ сақланғуси. Панфилов наһийәси.

282 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы