• Елини сөйгән Елбасы!
  • 02 Шілде, 2020

Миннәтдарлиғимиз чәксиз

Милләтниң тәғдири қийин бир вәзийәтләргә дуч кәлгән тарихий дәвирләрдә улуқ шәхсләрниң ролиниң алаһидә әһмийәткә егә болидиғанлиғи тәбиий. Чүнки милләтни моҗут проблемилардин елип чиқиш, турақлиқ тәрәққият йолиға селиш пәқәт шундақ шәхсләрниң қолидинла келиду. Мошундақ шәхсләрниң йетишмәслигидин қанчиму милләтләрниң тәғдири заваллиққа учриғанлиғи тоғрисида кона тарихтин көп мисалларни кәлтүрүшимиз мүмкин. Бу турғидин елип қариғанда, қазақстанлиқлар тәләйлик десәк болиду. Сәвәви, елимизниң дунияда өз орнини егиләп, тәрәққият йөнилишини бәлгүләйдиған мурәккәп бир дәвридә Н.Ә. Назарбаев охшаш жирақни көридиған, вәзийәтни тоғра баһалайдиған дана сәясәтчи рәһбәрликтә болди. Мәлумки, 1991-жили ихтисадий, сәясий вә идеологиялик җәһәттин вәйран болуп, тарқалмиса болмайдиған дәриҗигә келип қалған Кеңәш Иттипақи өзиниң тарихтики миссиясини аяқлаштурди. Мустәқил тәрәққиятниң дәсләпки еғир жиллирида хәлқини тенитип-тәнтирәтмәй, өзара җаңҗаллардин, сиртқи яман нийәтлик күчләрниң тәсиридин сақлап қелиш үчүн ички вә сиртқи сәясәтни, йеңи шараитқа бағлиқ ихтисадий мунасивәтләрни тоғра йолға қоюшта Қазақстанниң Тунҗа Президенти Н.Ә. Назарбаевниң роли наһайити муһим. Әлвәттә, бу ишларниң һәммисини бир адәм қилмайду, амма бир адәмниң тоғра уюштуруши билән әмәлгә ашиду. Тунҗа Президентимизниң шанлиқ тәвәллуди һарписида икки мәсилигә тохтилип өтмәкчимән. Қазақстан мустәқиллигини алған дәсләпки жиллири маарип саһасида чоң ислаһатларни жүргүзүшкә тоғра кәлди. Билим бериш стандартини қайтидин ишләп чиқиш, барлиқ пәнләр бойичә йеңи программилар йезиш һәм шулар асасида дәрисликләр һазирлаш керәк болди. Бу дәрисликләр тарихимизда мустәқил әлниң йеңи әвладини шәкилләндүрүшни мәхсәт қилғанлиқтин, «Йеңи әвлат дәрисликлири» дәп нам алди. У чағларда Қазақстанда үч тилда (қазақ, рус вә уйғур) дәрисликләр нәшир қилинатти. Өзбәк вә таҗик мәктәплири дәрисликлирини Өзбәкстандин вә Таҗикстандин алатти. Қазақ вә рус тиллирида йүз миңлиған тираж билән дәрисликләр нәшир қилинатти. Уйғур тилида болса, дәрисликләр икки миңдин артуқ тираж билән йоруқ көрәтти. Дәрисликләрниң тиражи қанчә көп болса, уларниң тәннәрқи төвән болуп, тиражи аз дәрисликләрниң тәннәрқи жуқури болатти. Уйғурчә дәрисликләрни чиқириш ихтисадий җәһәттин пайдисиз еди. Шуңлашқа уйғур тилида дәрисликләрни чиқириш, чиқармаслиқ мәсилиси айрим қаралғанда, шу чағдики Билим министрлигиниң рәһбәрлиги уйғурчә дәрисликләрни чиқириш қарарини алиду. Әгәр шу дәвирдики ихтисадий қийинчилиқларни сәвәп қилип, уйғур тилидики дәрисликләрни нәшир қилишни тохтатқан болса, бу әһвал бүгүнки ана тилимизда билим беридиған мәктәплиримизниң паалийитигә сәлбий тәсирини йәткүзгән болар еди. Ихтисадий еғирчилиқларни өзлири беваситә көрүватқан һәм тирикчиликниң пешида беши қетиватқан көпчилик уйғурму бу мәсилигә қаттиқ диққәт бөләлмәй қелиши мүмкин еди. Демәк, уйғур мәктәплириниң мошундақ мурәккәп вәзийәттә сақлинип қелишини Елбасы Н.Ә. Назарбаевниң миллий сәяситиниң әң ярқин көрүнүши һәм униң уйғур хәлқигә болған алаһидә һөрмитиниң, ғәмхорлуғиниң бәлгүси десәк, мубалиғә болмайду. Ана мәктәплиримиз моҗут, мәтбуат вә мәдәнийитимизниң, умумән, миллий моҗутлуғумизниң сақлинип, тәрәққий етиши үчүн мустәһкәм һул селинди демәктур. Елимизниң Тунҗа Президентиниң 2002-жили 1-октябрьдә Уйғур театри мурәккәп ремонттин кейин қайта ечилиш мәрасимиға қатнишишиму чоң бир вақиә болди. У чағда мән Абай намидики Қазақ педагогика университетиниң уйғур бөлүмидә ишләттим. Президентниң қатнишидиғанлиғи ениқ болғандин кейин, тәйярлиқ ишлириға уйғур бөлүминиң студентлириму җәлип қилинди. Президент сәһнигә көтирилгәндә, студентлар орунлиридин туруп, «Бизниң Президент!» дәп шуар товлиди. Шу пәйттә залдики барлиқ уйғурлар орунлиридин турушуп, һәммиси бир кишидәк, тәбиий һалда һәм чин жүрәктин студентлар товлиған шуарға қошулди. Буниңдин зал тәвринип кәтти, көпчилик алаһидә бир һаяҗанға бөләнди. Шу дәқиқиләрдә елимизниң Тунҗа Президентиға болған хәлқимизниң чәксиз миннәтдарлиғи нәқ мәйданда өз ипадисини тапқан еди. Руслан АРЗИЕВ.

273 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы