• Елини сөйгән Елбасы!
  • 02 Шілде, 2020

Ейтилған сөзләр әмәлгә ашти

Дөлитимиз пайтәхтини Алмутидин Ақмолиға йөткәш мәсилиси қозғалғанда, көпчилик буниңға қарши чиқти һәм ишәнмиди. Мәмликитимиз интайин еғир ихтисадий әһвални бешидин кәчүрүватқанда, зор иҗтимаий-сәясий әһмийәткә егә бу чарә әқилгә сиғмайдиғандәк көрүнәтти. Амма Нурсултан Назарбаев өзиниң ирадисини, қәтъийлигини билдүрди. Бираз министрликләр йеңи мәркәзгә көчирилгәндин кейин у «Ақмола шәһирини Қазақстан Җумһурийитиниң пайтәхти дәп елан қилиш тоғрилиқ» Пәрманни имзалиди һәм йеңи пайтәхтни қанунлаштурди. Пайтәхтни дуния җамаәтчилиги алдида рәсмий тонуштуруш йеқинлашқанда, Ақмола шәһири Астана шәһири болуп өзгәртилди. Мәмликитимиз жүриги һесапланған бу шәһәр һазир елимизниң Тунҗа Президенти — Елбасы Нурсултан Назарбаевниң намида — “Нур-Султан” дәп атилиду. Пайтәхтни рәсмий тонуштуруш мәрасимиға кәлгән жуқури дәриҗилик меһманлар «бу йеңи пайтәхт дөләтниң умумий дәриҗисини көтириштә һәл қилғучи роль ойниши лазим» дегән пикирни алға сүргән еди. Төвәндә оқурмәнләргә 1998-жили, 10-июнь күни Астанадики Конгресс-холда болуп өткән йеңи пайтәхтни рәсмий тонуштурушқа беғишланған тәнтәнилик мәҗлистә сөзгә чиққан биртүркүм Дөләт рәһбәрлириниң пикирлирини йәнә бир қетим әслитип өтүшни мувапиқ көрдуқ. «Мундақ тавакәлчиликкә қәдәм ташлаш үчүн «Атниң каллисидәк жүрәк керәк». (Ислам Кәримов, Өзбәкстан Җумһурийитиниң Президенти). «Бу — һәқиқий қәһриманлиқ». (Гейдар Әлиев, Әзәрбәйҗан Җумһурийитиниң Президенти). «Бу – қазақстанлиқлар үчүн чоң тарихий вақиә». (Сулейман Демирәл, Түркия Президенти). «Қазан билән Қазақстан пайтәхтиниң арилиғи техиму йеқинлашти». (Миртемир Шәймиев, Татарстан Президенти). «Географиялик, сәясий чүшәнчиләр бойичә бу җасуранә қарар, ХХІ әсиргә қаритилған қәдәм. Йеңи пайтәхт һәрқачан локомотив хизмитини атқурған. Қазақстандиму шундақ болиду». (Асқар Ақаев, Қирғизстан Президенти). «Астананиң хәлиқләр достлуғи, қериндашлиғи шәһири болидиғанлиғиға ишәнч билдүримән» (Борис Ельцин, Россия Президенти).

313 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы