• Йеңилиқлар
  • 02 Шілде, 2020

Тунҗа Президент билән болған дәқиқиләр

Бәхтишат СОПИЕВ, «Уйғур авази» Шәхсән мән Елбасы — Тунҗа Президент Нурсултан Назарбаевни талай қетим учраттим. Бирақ, кәспимгә бола, уни пәқәт сүрәткә чүшириш биләнла чәкләндим. Чүнки маңа бәзидә фотомухбирниң вәзиписини атқурушқа тоғра келиду. Әсли өзәм сүрәткә чүширишни яхши көримән. Амма буниң бизниң саһадики әң қийин кәсип екәнлигини бойнумға фотоаппаратни асқандин кейин бирла чүшәндим. Ейтайли, бир йәргә редакцияниң тапшурмиси билән бардуқ. Мақалә йезиш билән биллә сүрәткә чүшириш керәк. Өтүватқан мәрасим тоғрилиқ яки шәхсий бир адәмниң сөзини диктофонға йезивелишқа болиду. Амма адәмләрни қайтидин жиғип, сүрәткә чүшириш мүмкин әмәс. Фоторепортаж, мәхсус рейдлар һәққидә әйнә шундақ дейишкә болиду. Әнди Президентни сүрәткә чүширишниң қанчилик қийинлиғини ейтмисақму чүшинишлик болса керәк. Униң иштрак қилиши билән өткән чоң мәрасимларда кам дегәндә 40 — 50 фотомухбир ишләйду. Дөләт рәһбири машинидин чүшкәндин кейин уни пәқәт шәхсий, йәни Ақординиң фотографи қарши алиду (2-сүрәт). Андин саһипханлар билән күзәтчилириниң «иши» башлиниду. Бизгә охшаш адәттики фотомухбирларға болса хелә тәр төкүшкә тоғра келиду. Мону бир пәйтни унтуш мүмкин әмәс. Адәттә, фотографларниң көпчилиги Президентниң нутқидин кейин залдин бир-бирләп чиқип кетиду. Шуңлашқа у сөзләп болуп орниға олтарғандин кейин, чүширидиғанлар анчә көп әмәс. Мән болсам, техичә залда олтиримән. Дөләт рәһбири “2011-жил” дәп йезилған плакатниң алдида олтириду. Мениң көзүм 2011ниң оттурисидики 01гә чүшти. Өзәмчә, елимиздики номер биринчи адәмни әшу фонда чүшәрмәкчи болдум. Амма маңа орнумдин сәл қозғилишқа тоғра кәлди. Залниң төрт тәрипидә турған күзәтчиләр мениңдин көз үзмәйватқандәк билинип кәтти. Мениңдин Президентму көз үзмәй қараватқандәк туюлди. Бир тәрләвалдимдә, фотоаппаратниң кнопкисини бирнәччә қетим бастим. Ойлиған сүрәтни чүшәрдим (1-сүрәт). Амма шуниңдин кейин залдин қандақ чиқип кәткәнлигимни өзәмму сәзмәй қалдим... Мана шуниңдин кейин һәрхил жилларда Елбасыни хелә нурғун чүшәрдим. Һәрбир сүрәтниң қисқичә тарихи бар. Мону бир топ яшларниң арисида турған Елбасыниң кәйпиятиға қараң (3-сүрәт): өзлириниң һүнирини намайиш қилған яшлардин униң бәһирлинип олтарғинини байқавелиш тәс әмәс. Шуңлашқа мәрасим пүткәндин кейин Елбасы яшларниң алдиға кәлди. «Әҗайип яхши һүнәр көрсәттиңлар, мундақ һәрхил милләтләрниң уссуллирини нәдин үгәндиңлар?», дәп сориди уларға йеқинлишип. «Үгәттиғу!» деди яшларниң бири. «Растиңни ейтқиниңға рәхмәт» дәп Елбасы қақахлап күлүп кәтти. Һәммигә Нурсултан Назарбаевниң дайим хушхой жүрүши, пурсити кәлсә, адәмләр билән чақчақ қилидиған хислити яқиду. Мән пәқәт әйнә шундақ пәйтләрни фотоаппаратта тутувелишқа тириштим. Ундақ дәқиқиләр наһайити көп болди. Шуларниң бирнәччисини диққитиңларға һавалә қиливатимиз.

427 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы