• Әхбаратлар еқими
  • 02 Шілде, 2020

Бүгүн бизгә қандақ мәтбуат керәк яки Заманивий журналистикиға бир нәзәр

Елимиздә өткән йәкшәнбә, йәни 28-июнь күни Қазақстанда Мәтбуат вә алақә хадимлириниң күни нишанланди. Бу мәйрәмни «журналистлар күни» дәп аташ адәткә айланған. Жилиға бир қетим мошу мәйрәм билән бизни, гезит хадимлирини, тонушлиримиз, йеқинлиримиз, оқурмәнлиримиз тәбрикләп, өзлириниң изгү нийәтлирини изһар қилишиду. Бу иллиқ сөзләр бизни илһамландуриду, әлвәттә. Униңдин ташқири, дөләт дәриҗисидә журналистларниң әмгәклири баһалиниду. Бийилму шундақ болди. Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев аммивий әхбарат васитилири хадимлириға мураҗиәт елан қилип, уларни кәспий мәйрими билән тәбриклиди. «Аммивий әхабарат васитилири хадимлирини кәспий мәйрими билән тәбрикләймән. Силәрниң дуниядики турақсизлиқ овҗ алған пәйттики, болупму, таҗсиман вируси пандемиясигә қарши күрәш вақтидики әмгигиңларниң әһмийити зор», дәп язди Президент өзиниң Твиттердики сәһиписидә. Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази» Дөләт рәһбири шундақла мәтбуат саһасида әмгәк қиливатқанларға мукапатларни, грантларни, Тәшәккүрнамиларни тапшуруш тоғрилиқ Пәрманға қол қойди. Бизниң нурғунлиған кәсипдашлиримизниң, иҗадий коллективларниң әмгәклири жуқури баһалинип, мукапатларға еришти. Әйнә шуларниң ичидә «Қазақ газеттері» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғи тәркивидики «Ана тілі» гезитиниң иҗадий коллективиға «Миллий мәтбуатни тәрәққий әткүзүшкә қошқан үлүши үчүн» Қазақстан Җумһурйитиниң Президентиниң Тәшәккүрнамиси тапшурулди. Бизму һәр жили мошу мәйрәм һарписида мошуниңдин бираз жиллар илгири тәшкил қилинған «Уйғур авази гезити достлири клуби» әзалири билән баш қошуп, кәспий мәйримимизни нишанлаттуқ. Мәйрәмлик кәйпиятта өтидиған бу олтиришта өзимиз биржиллиқ әмгигимизниң йәкүнлирини чиқирип, йеңи мәхсәтләрни қояттуқ. Айрим кәсипдашлиримизниң әмгәклири баһалинип, чоң-кичик мукапатлар тапшуралатти. Әпсус, бийил ундақ болмиди. Сәвәви, карантин тәртиви пәйтидә артуқ олтиришлар, баш қошушлар, шәхсий бехәтәрлик турғусидин, һечкимгә керәк әмәс. Заман тәливи шундақ. Заман тәливи демәкчи, һазир дунияни һәләйкүмгә селиватқан таҗсиман вируси пандемияси җәмийәтниң һәммә саһалириға, шуниң ичидә журналистикиға, чоң тәсир қилди. Елимиздә елан қилинған Пәвқуладдә әһвал вә карантин тәртиви бизни тамамән башқичә ишләшкә мәҗбур қилди вә шуниңға үгәтти. Журналистлар билидуки, «гезит ашханиси» дегән чүшәнчә бар. Бу чүшәнчә илгиридинла қелиплашқан. Шуниңға мувапиқ, редакциягә кәлгән мақалиларни бөлүмләргә бөлүш, уларни тәһрир қилиш, бесиш, хаталирини селиш, фактларни ениқлаш вә башқиму җәриянлар қелиплашқан тәртип бойичә әмәлгә ашурулиду. Буни биз өзара «система» дәпму қойимиз. Бу «система» һечқачан өзгәрмигән һәм униңсиз гезит ишини көз алдимизға кәлтүрүшму қийин. Адәттә хаталар селинип, барлиқ материаллар гезит бетигә чүшүп болғандин кейин биз тәйяр гезитни басмиханиға әвәтиштин илгири йәнә бир қетим диққәт билән қарап чиқимиз. Бәзидә, һәтта, гезит бетигә чүшкән айрим мақалилар әң ахирқи пәйттә елинип кетидиған вақитларму болиду. Униң өз сәвәплири болиду. Таҗсиман вируси пандемияси мошу жиллар бойи қелиплашқан тәртипләргиму, җәриянларғиму чоң өзгиришләр киргүзди. Биз март ейидин башлап жирақтин ишләватимиз. Мошу вақит ичидә йеңи реаллиққа маслишип, гезит чиқиришниң йеңи «системисиға» көчүшкә мәҗбур болдуқ. Растини ейтқанда, жиллар бойи бир коллективта ишләп, хошаллиқ вә қайғулиримизни тәң бөлүшүп келиватқан кәсипдашлиримизни сеғиндуқ, көрүшкә зар болдуқ. Илгири иштин қайтқанда «өйгә берип қонуп келәйли» дәп күлүшүп хошлишаттуқ. Бу өйдикиләргә қариғанда иштикиләрни көпирәк көримиз, нурғун вақтимиз, һаятимиз мошу бир муқәддәс җайда өтүватиду дегәнликни билдүрәтти. Шундақ қилип, бизниң ишимизда қандақ өзгиришләр йүз бәрди? Адәттә журналист бирәр мақалә йезиштин илгири мавзуниң гезитхан үчүн керәклигини, униң актуаллиғини, фактларни вә башқиму әһвалларни ениқлайду. Шуниңдин кейин әйнә шу мавзуға салаһийәтлик мутәхәссисләрни тепип сөһбәтлишиду. Сөһбәт җәриянида сөһбәтдишиниң һис-туйғулирини байқап, уни чүшинип, әйнә шу қелиплашқан һис-туйғулар илкидә мақалә язиду. Шундақла сөһбәт давамида пәйда болидиған соалларни дәрһал қоюп җавап алиду. Һазир вәзийәт тамамән өзгәрди. Шәхсән өзәм ахирқи төрт ай ичидә язған мақалилиримни, сөһбәтлиримниң көписини онлайн-режимда тәйярлидим. Янфон, ватсап арқилиқ соаллар қоюп, җавап елишқа мәҗбур болдуқ. Мақалә қәһримани яки сөһбәтдишиң билән беваситә учрашмиғандин кейин бәзидә язған мақалиниң бир йери камдәкла билиниду, көңлүң су ичмәйду. Униңға баһа беридиған, әлвәттә, оқурмән. Униңдин ташқири, мошу вақит ичидә гезит чиқиришниң барлиқ еғирчилиқлири көпирәк техникилиқ хадимлиримизға, рәһбәрликкә чүшүватиду. Улар кечә-күндүз ишләватиду десәк, мубалиғә болмас. Биз әвәтип бәргән материалларни дәсләп өйидә оқуйду, кейин редакцияға келип «гранкиларға» чиқирип, хаталарни селип, рәһбәрликкә йәткүзиду. Улардин кейин йәнә хаталар җөндилиду. Бу җәриян илгәркидәк бир һәптә давамида әмәс, бир яки икки күн ичидә әмәлгә ашурулуватиду. Демәк, улар мошу бир күн ичидә бир китапқа йәткидәк материалларни тәһрирләп, униң хаталирини җөндәп салиду. «Униң немә қийинчилиғи бар?» дейиши мүмкин бәзиләр. Һазир яшлири бир йәргә йетип қалған һәдилиримизниң кечә-күндүз компьютер алдида олтирип, гезитниң ғемида болуши, мақалиларниң хатасиз болушини тәминлиши һәқиқий рәвиштә қәһриманлиқ дейишкә болиду. Биз буни налә қилиш яки башқа мәхсәттә тәпсилий ейтмайватимиз. Пәқәт, “оқурмәнлиримиз йеңи реаллиқтики әмгигимизгә дурус баһа берип, ишимизда йүз бәргән өзгиришләрни чүшәнсекән” дегән мәхсәттә ейтиватимиз. Һазир бәзиләр «навай нан яқиду, дохтур давалайду, журналист немә қилиду? Һазирқидәк заманивий технологияләр тәрәққий әткәндә униң әмгигиниң пайдиси барму?» дегән соалларни қоюши мүмкин. Раст, һазир технологияләр яхши тәрәққий әткән, әхбарат елиш вә тарқитиш наһайити асан. Амма, шу миллионлиған әхбаратларниң раст-ялғанлиғини ениқлаш оңайму? «Саманға от кәтти” ахири Сәмәрқәнткә от кәтти» болуп кетидиған әһваллар наһайити нурғун болуватқанлиғини һәммимиз яхши билимиз, чүшинимиз. Бу «дивандики экспертларниң» көпийип кетишигә елип кәлмәктә. Әйнә шу «дивандики экспертларниң» һәрқандақ мәсилигә мунасивәтлик «салаһийәтлик пикри», «салаһийәтлик әхбарат мәнбәси» бар. Улар һечбир әхбаратниң объективлиғини, раст-ялғанлиғини тәкшүрмәйду, уни тәкшүрүп авариму болмайду. Уларниң асасий мәхсити, һазирқи тил билән ейтқанда, «хайп» тутувелиш. Қалғини билән кари йоқ. Бу наһайити ховуплуқ тенденция. Чүнки аддий бир әхбаратниң арқисида пүтүн бир инсанниң тәғдири туруши мүмкин. «Дивандики эксперт» әйнә шу «хайп» билән инсан тәғдирини, һәтта пүтүнсүрүк бир милләтниң номусини бит-чит қиливетиши еһтималдин жирақ әмәс. Иғваларни яки паракәндиликни пәйда қилиши мүмкин. Униңға мисаллар көп. Әнди һәқиқий журналист һәрқандақ әһвалниң, вақиәниң ениқ фактлирини тәкшүрәйду, объектив баһасини бериду, бериливатқан әхбаратниң ақивәтлирини таразиға селип ойлайду. Йүз бериватқан вақиәләрдики мәнпийәтдар тәрәпләрниң һәммә дәлиллирини тәтқиқ қилиду, җәмийәткә керәк яки керәк әмәслиги турғусидин баһа бериду. Әң муһими, һәқиқий журналист һәрқандақ материали үчүн чоң җавапкәрликни яхши һис қилиду, яхши чүшиниду. Демәк, журналист – чоң җавапкәрлик егиси. Барлиқ ишини әйнә шу чоң җавапкәрлик турғусидин әмәлгә ашуриду. Һазир бәзиләр «Интернетниң заманида гезитниң немә кериги бар? Керәк болса, һәрқандақ әхбаратни телефондила тепивалимиз» дейишиду. Мошуниңға мунасивәтлик мону мисални кәлтүрүшни тоғра көрдуқ. Һәммимизгә мәлум, дунияда Япония елидәк тәрәққий әткән дөләтләр аз. Заманивий технологияләр һәйран қалғидәк дәриҗидә. Әйнә шу Япониядә «Иомиури симбун» гезити 1874-жилдин буян йоруқ көрүватиду. Һазир у гезит күнигә икки қетим (!!!) чиқиду. Умумий тиражи 14 миллиондин ошуқ. Демәк, билимлик әл үчүн гезитниң орни бөләк, қәдри жуқури. Йәни, тәрәққий әткән әлдә объектив әхбаратқа болған еһтияҗ бар. Буни японлуқлар яхши чүшиниду. Мошуниңдин гезитниң ролини, қәдрини биливелиш тәс әмәс. Объектив әхбарат демәкчи, ахирқи вақитта иҗтимаий торларда миллитимизгә мунасивәтлик наһайити нурғун сәлбий әхбаратлар, пикирләр тарқиди. Униңға сәвәп болған вақиәни яхши чүшинимиз. Әң муһими, мошундақ әһвалда биз оқурмәнлиримиздин пәқәт раст, объектив әхбаратларға ишинишини сориған болар едуқ. Иғваларға, һис-туйғуларға берилмәйли демәкчимиз. Һәқиқәт һаманәм шөһрәт қазиниду. Бизгә течлиқ, достлуқ, инақлиқ һавадәк һаҗәт. Шу течлиқни сақлап қелиш пәқәт өзимизниң қолида. Мошу һәқиқәтни унтумайли.

474 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы