• Инсан вә иман
  • 13 Шілде, 2020

Ислам дини — мәдәнийәтләр мәнбәси

Шәксизки, ислам тәбиий вә туғма характерлик диндур. У һәрқандақ яхшилиққа вә ислаһ қилишқа чақириду. Шундақла һәрқандақ яманлиқ вә бузғунчилиқ қилишни чәкләйду. У җаһиллиқ, рәзиллик, хата ой-пикирләргә хатимә бәрди вә инсанийәтни нәпис, характер, роһ вә бәдәнләргә зиян йәткүзидиған һәрқандақ нәрсиләрдин агаһландурди. У яхшилиқ, тоғра йол вә һидайәт мәнбәлирини көрситип бәрди. Яхшилиқ вә мәнпәәт болған һәрқандақ нәрсини бәкитип бәрди. Һарақ вә қимардики мәнпәәтләрдин хәвәр қилиш билән биллә, һәр иккисидин чәклиди. Аллаһ таала мундақ дәйду: «(Ей, Муһәммәд!) Сәндин һарақ вә қимар һәққидә соришиду. Сән уларға: «Буниң һәр иккисидә чоң гуна вә кишиләргә (азғина маддий) пайда бар, лекин улардики гуна пайдисиға қариғанда техиму чоң» дегин...» («Бәқәрә» сүриси, 219-айәтниң бир қисми). Навада һарақ ичишниң гунаси вә зийини чоң болмиса, униңдики мәнпәәтләр түпәйлидин у һәргизму һарам қилинмиған вә чәкләнмигән болатти. Лекин униңдики гуна инсан билән шу инсанниң Аллаһқа қулчилиқ қилиштин вә һәр вақит Аллаһниң әмир-пәрманлирини бәҗа кәлтүрүштин ибарәт инсан ярилиштики түпки сәвәп арисида пәрдә һасил қилип туриду. Аллаһ таала мундақ дәйду: «Батил динлардин бурулуп ислам диниға йүзләнгин, Аллаһниң диниға (әгәшкинки) Аллаһ инсанларни шу дин билән яратқан, Аллаһниң яратқинида өзгириш болмайду, бу тоғра диндур, лекин инсанларниң толиси билмәйду» («Рум» сүриси, 30-айәт). Һәқиқәтән ислам дини һазарәтләр булиғи вә мәдәнийәтләр мәнбәсидур. У зимин йүзидә яшап, һаятини шуниңда өткүзгән тунҗа инсан Адәм атимизниң динидур. Имам Суютий өзиниң «Әлбулғә фи усулил луғәти» намлиқ китавида Ибни Аббас рәзийәллаһу әнһуниң Аллаһ тааланиң «Аллаһ пүтүн шәйъиләрниң намлирини адәмгә үгәтти...» («Бәқәрә» сүриси, 31-айәтниң бир қисми) дегән сөзиниң тәпсири һәққидә мундақ дегәнлигини баян қилған. «Аллаһ таала адәм әләйһиссаламға әрәп тили, сирян тили вә ибраний тили қатарлиқ барлиқ тилларни үгәткинидәк, униңға йәнә Адәм әвлатлири муһтаҗ болидиған миң хил һүнәрни үгәткән. Шәйъиләрниң исимлирини һәрхил тиллар билән бәкитип бәргән. Адәм әләйһиссалам атиған һәрқандақ шәйъиниң исми қиямәт күнигичә униң исми болған. Андин Адәм әвлатлирида һәртүрлүк һүнәр-кәсип вә охшимиған тиллар тарқилип кәткән. Бирқанчилигән әсирләрдин кейин пәқәт һүнәр-кәсипләрла қалған, андин һәрбир һүнәр худди Идрис әләйһиссаламниң хәттатлиқ һүнири вә Давут әләйһиссаламниң төмүр кийим ясаш һүнирини башлап өзиниң қолида тәйин қилған кишиләргә нисбәт берилгән. Аллаһ тааланиң тунҗа болуп назил қилған «Яратқан пәрвәрдигариңниң исми билән оқуғин» («Әләқ» сүриси, 1-айәт) дегән сөзи бу үммәтниң пут тирәп туруши вә гүллиниши пәқәт илим биләнла интайин зич бағлинишлиқ болуп, чоқум униң ахирқи нишани зиминда хәлипилик мәнсивигә еришиш вә Аллаһниң бәндилирини Аллаһ билән бағлаш болғандила андин әмәлгә ашидиғанлиғини билдүргән асаста назил болған. «Өз вақтида пәрвәрдигарниң периштиләргә: «Мән йәр йүзидә хәлипә (йәни орунбасар) яритимән», деди. Периштиләр: «Йәр йүзидә бузуқчилиқ қилидиған, қан төкидиған (шәхсни) хәлипә қиламсән? Һалбуки, биз сени пак дәп мәдһийиләймиз, муқәддәс дәп мәдһийиләймиз», деди. Аллаһ: «Мән һәқиқәтән силәр билмәйдиған нәрсиләрни билимән», деди» («Бәқәрә» сүриси, 30-айәт). Буниңдин инсанниң ярилиш сәвәви болған Аллаһқа ибадәт қилиш пәқәт Аллаһқа тәсбиһ ейтиш, Аллаһни улуқлаш вә Аллаһқа һәмдусана ейтиш биләнла чәкләнмәй, бәлки униң һәммисидин алқип, охшимиған һаят саһалири вә қизип кәткән җәң мәйданлириниму өз ичигә алидиғанлиғини билдүриду. Мөмүн инсан зиминни гүлләндүрүштики асастур. Бу бүйүк мәсъулийәт вә әң чоң аманәт мусулманларни йеңилиқ яритиш вә алдиға илгириләштә түрткә болғидәк һечқандақ күч-қувити болмиған һаятниң интайин чәт булуң-пушқақлирида яшимастин, бәлки Аллаһқа дәвәт қилиштики қийинчилиқларни йеңиш вә барлиқ ишларни әң жуқури дәриҗидә асанлаштуруш үчүн шараит яритип беридиған илим-мәрипәтни лазим тутушқа чақириду. Аллаһниң зиминдики хәлипилиги инсан барлиқ ишини пәқәт Аллаһқа тапшурғандила әмәлийлишиду. Устаз Муһәммәт Рәшид өзиниң «Тәпсирул мәнар» намлиқ мәшһур тәпсир китавидики Хилапәт айитидә тохтилип мундақ дәйду: «Инсанниң бу қувәт (йәни, әқил) билән һәрқандақ тәйярлиғи чәкләнмәйду, униң қизиқишлири вә иш-әмәллиригә чәк қоюлмайду. У инсан йәккә һаләттә аҗиз болсиму, әмма өзара бирләшкән һаләттә Аллаһниң изи билән каинатта һечқандақ бәлгүлимисиз нурғун ишларни вуҗутқа чиқириду. Аллаһ таала инсан өзиниң ярилиш сирлирини билиши үчүн униңға бу тәбиий қабилийәт вә әқил-парасәт әта қилип, уни зиминда падиша қилғиниға охшаш әмәлиятлири вә әхлақлирини қелиплаштуруп туридиған әһкам вә шәриәтләрниму әта қилған. У, бу арқилиқ, шәхсләр яки гуруһларниң бир-биригә зулум қилишқа чәк қойған. Бу қувәт инсанниң мукәммәл йетилишигә ярдәм қилиду. Чүнки у әшу алаһидиликләрниң һәрбири болған әқилни йетәклигүчидур. Бу сәвәптин, уни зиминидики өзиниң хәлиписи қилди, у инсан мәхлуқатлар ичидә хәлипә болушқа әң лайиқтур» («Тәпсирул мәнар», 1/217). Қуръан Кәримдики көплигән айәтләргә әқил көзүмиз билән нәзәр салсақ вә чоңқур тәпәккүр қилсақ, Аллаһ тааланиң мөмүн инсанни зиминдики һәрқандақ шәйъини башқуруп туридиған сәвәп вә васитиләрни тутушқа чақирғанлиғини биләләймиз. Аллаһ таала мундақ дәйду: «Көрмәмсәнки, Аллаһ булуттин ямғур яғдурди. Униң билән түрлүк, рәңму-рәң мевиләрни чиқарди, (шуниңдәк Аллаһ тағларни яратти) тағларниң ақ, қизиллири, һәрхил рәңдики йоллуқлири вә қап-қарилириму бар. Шуниңдәк инсанларни, һайванларни, чарпайларниму (чарва) хилму-хил рәңлик қилип яратти, Аллаһниң бәндилири ичидә Аллаһтин пәқәт алимларла қорқиду, Аллаһ һәқиқәтән ғалиптур, (бәндилири ичидә тәвбә қилғанларни) мәғпирәт қилғучидур» («Фатир» сүриси, 27, 28-айәтләр). Бу айәт кәримә алимларниң кимлигини изаһлап бәргән. Шундақла тағлар вә униң рәңлири вә түрлирини тонутуш, мевиләр вә униң хиллири вә қисимлирини тонутуш вә инсанлар, чарпайлар вә һайванларни һәрхил рәң вә түрлүк қисимлири билән тонутушқа алақидар илим вә мәрипәтләрниң қуръаний илимләр қатариға киридиғанлиғини баян қилип бәргән. Мусулманлар мана бу қуръаний илимләр билән зенәтләнгән вә әқиллиригә тәсир қилидиған вә нәпсилирини йетәкләйдиған дәриҗидә униңдин озуқланған. Аллаһ тааланиң мону айитигә нәзәр ташлап бақайли: «Улар қаримамдуки, төгиләр қандақ яритилди. Асман қандақ егиз қилинди, Тағлар қандақ турғузулди. Зимин қандақ йейитилди» («Ғашийә» сүриси, 17 — 20- айәтләр). Мана бу Қуръан Кәрим көрсәткән вә чақирған, шундақла әгәшкүчилирини униңға қизиқтурған һәртүрлүк илим вә мәрипәтләрдин ибарәттур. Қуръан Кәримдики Аллаһниң салиһ бәндилирини сүпәтләп кәлгән мону айәтлирини тәпәккүр қилип беқиң: «Шүбһисизки, асманларниң вә зиминниң яритилишида, кечә билән күндүзниң новәтлишип турушида әқил егилири үчүн, әлвәттә, рошән дәлилләр бар. Улар өрә турғандиму, олтарғандиму, ятқандиму Аллаһни әсләп туриду, асманларниң вә зиминниң яритилиши тоғрисида пикир жүргүзиду. (Улар ейтиду) «Пәрвәрдигаримиз! Буни бекар яратмидиң. Сән пактурсән, бизни дозақ азавидин сақлиғин» («әл-Имран» сүриси, 190, 191-айәтләр). Амма, Аллаһ тааланиң: «Уларға биз таки уларға Қуръанниң һәқ екәнлиги ениқ болғичә, (асман-зимин) әтрапидики вә өзлиридики (қудритимизгә далаләт қилидиған) аламәтләрни көрситимиз, пәрвәрдигариңниң һәммә нәрсини көрүп туридиғанлиғи (сениң растлиғиңниң дәлили болушқа) уларға купайә әмәсму» («Фуссиләт» сүриси, 53-айәт) дегән айити илим елишқа интилдуридиған очуқ дәвәттур. У илим чеқиниң тохтап қалмастин, бәлки бу Қуръан айәтлири нури астида үзлүксиз һәрикәт қилиш, давамлиқ илгириләп тәрәққий қилиш вә алдиға қарап йол ечишқа болидиғанлиғини тәкитләп кәлгән хәвәрдур. Бу айәт асманлар, зиминлар, тағлар, деңизлар, дәриялар, өсүмлүкләр, чарпайлар, қуяш, ай, юлтузлар, деңиз вә қуруқлуқтики мәдәнләр, байлиқлар вә ғәзниләрдин ибарәт каинаттики Аллаһ тааланиң аламәтлири һәққидә чоңқур тонуш һасил қилиш, инчикә нәзәр селиш вә тәпәккүр қилиш мәсъулийитини мусулманларға жүкләп қойди. Илгәрки мусулманлар илим-пән билимлирини үгиништә чиң туруп кәлгән. Улар илимниң һәрбир тармақлиридин өзиниң толуқ несивисини алған. Улар юнан (қедимий Грекия) бутпәрәслиридин юнан пәлсәпәсини (философия), нәстурийлардин (христиан дининиң бир пирқиси) уларниң тибабитини вә йәһудийлардин пәйғәмбәрлири вә алимлири һәққидә ривайәт қилған хәвәрлирини елишта һечқандақ диний чәклимигә учримиған, улар илим үгиништә уруш вә җиһатлардики синақлардинму еғирирақ синақларға дуч кәлгән. Һәқиқәтән, инсанниң бу һаяти дуниядики бәхит-саадити пайда-мәнпәәтләрни сәвәплири билән бағлап чүшиниш вә униңға өзиниң келиш йоллири арқилиқ кириш-кирәлмәслигигә бағлиқ. Бу инчикә нәзәр селиш, чоңқур ойлаш, әмәлияттин өткүзүш, барлиқ әқлини ишқа селиш вә илгәркиләрниң әмәллиридин савақ елиш арқилиқ мәйданға келиду. Илим болса, үммәт өзиниң һаҗәтлирини тонуши үчүн васитидур. Мусулманларни илим үгинишкә қизиқтуруш вә униңға тәрғип қилишта Пәйғәмбәр әләйһиссаламниң мону сөзи йетәрликтур: «Илим тәләп қилиш һәрбир мусулманға пәриздур» (имам Бәйһәқий ривайәт қилған). Тарихчи алим Эрнст Ринан мундақ дәйду: «Илим, әдәп-әхлақ вә һазарәтләр алтә әсир ялғуз мусулманлардила гүллиниш вә тарқилиш арқилиқ йеңи бир мәдәнийәт һасил қилған». Роберт Бриффалт (Robert Briffault) «Инсанийәтниң санаити» (The makingof humanity) намлиқ китавида мундақ дәйду: «Европа тәрәққиятиниң һәрқандақ бир тәрипигә ислам мәдәнийити интайин зор төһпә қошқан вә мислисиз дәриҗидә тәсир көрсәткән. Мусулманлар илим-пән билимлиригә башқиларға қариғанда алаһидә көңүл бөлгән вә бу бәйгә мәйданида шәрәп қучқан еди». Устаз Муһәммәд Мубарәк «Рисалә» журналидики бәзи мақалилирида («Рисалә» журнали, 42-сан) мундақ дәйду: «Навада ислам мәдәнийитидики илмий һәрикәтләрни инчикә тәкшүрсәк, барлиқ тәрәпләрдә илмий хизмәт үчүн гөзәл үлгә болған шу алимларға болған һәҗәплиниш вә улуқлаш қәлбләргә толуп кәткән болатти». У йәнә мундақ дәйду: «Илмий тәтқиқатлар үчүн йеңичә тәҗрибиләрни ишләш йеңи әсирләргила хас әмәстур, ислам мәдәнийитиму бу саһада намайән болған. Шакир оғуллири Муһәммәд, Әһмәд, Һәсән вә Әбу Рәйһан әл-Беруний қатарлиқ мусулман алимлар көплигән илмий тәҗрибиләрни ишләш вә уни һәрхил шәкилләрдә елип беришта сәл қаримиған. Уларниң бу тәҗрибилиридә тәбиий һадисиниң шәрт-шараитлири вә униң өзгиришидә тәсир көрситидиған амилларға қарита әтраплиқ мулаһизә қилишму камчил болмиған. Шундақла улар көрүнәрлик нәтиҗә вә тоғра йәкүн чиқиришни әмәлгә ашурған еди». Европа хәлиқлири илим-пән үчүн тохтимай чепип жүргәндә, мусулманлар гәрчә христиан муритлири (мәлум бир еқимға мәнсүп болған киши) қаршилишиватқан болсиму, ислам дининиң түрткисидә илим-пәнниң жуқури дәриҗисигә йетип болған, мусулманларниң бу пәзилитигә һәтта өзлиридин башқа тарихчилар вә алимларму гува болған. Философ Ди Ламир «Астрономия илими тарихи» намлиқ китавида мундақ дәйду: «Римлиқлар ичидә билимликләрдин икки яки үчни саналисаң, мусулманлар ичидә наһайити көп сандикиләрни саналайсән. Амма, химия җәһәттә юнанлиқлардин тәҗрибилик бирәрсиниму саналишиң мүмкин болмайду. Лекин, мусулманлардин 200ни саналайсән. Шуниң үчүн, һәқиқий химия пәқәт мусулманларниң кәшпиятидин һесаплиниду. Мусулманлар вақитниң тәхсиматини билдүридиған минутлуқ саатларни ишләткән тунҗа кишиләрдур». «(Ей. Муһәммәд үммити!) Силәр инсанлар мәнпийити үчүн оттуриға чиқирилған яхшилиққа буйруп яманлиқтин тосайдиған Аллаһқа иман ейтидиған әң яхши үммәтсиләр. Әгәр әһли китап (йәни, йәһудийлар, насаралар) иман ейтса (йәни, Муһәммәд әләйһиссаламға назил қилинған вәһигә ишәнсә), улар үчүн (дуния вә ахирәттә), әлвәттә, яхши болатти. Уларниң ичидә мөмүнләрму бар, уларниң толиси пасиқлардур» («әл-Имран» сүриси, 110-айәт). Узун мәзгил залим падишалар һакимийәт үстигә чиқивелип, мусулманларға зулум селиши вә намдила мусулман болған кишиләрниң уларға рәһбәрлик қилиши түпәйли, мусулманларниң шәни аҗизлашти. Шуниң билән уларниң иззәт-қувити йоқалди, улар пәскәш зияпәтләрдики житимларға айлинип қелип, ғәрипкә муһтаҗ болуп қалди. Ғәрип болса, немини тәрк қилиш вә немини елиш, немини бузуш вә немини түзәш һәққидә мусулманларниң үлгә вә йетәкчисигә айланди. Бу ғәпләт вә сәл қараш түпәйлидин, мусулманлар илмий йетәкчилик қилиш, мустәқил пикир қилиш вә башқиларға йол көрситиштәк алий мақамидин чүшүп кәтти. Бәш әсирдин буян өзлириниң хәлиқара орнини йоқитип, харлиқ, қулчилиқ, пеқир-мискинлик гирвигигә берип қалди. Чүнки улар асаслиқ һули илим вә издиниш болған имандин ваз кәчти. Аллаһ таала мундақ дәйду: «Яратқан пәрвәрдигариңниң исми билән оқуғин. У инсанни ләхтә қандин яратти. Оқуғин, пәрвәрдигариң әң кәрәмликтур. У қәләм билән (хәт йезишни) үгәтти. Инсанға билмигән нәрсиләрни билдүрди» («Әләқ» сүриси, 1 — 5-айәтләр]. «Билгинки, Аллаһдин башқа һеч мәбуд (бәрһәқ) йоқтур, гунариң үчүн, әр-аял мөмүнләр үчүн мәғпирәт тилигин, Аллаһ силәрниң (бу дуниядики) һәрикитиңларни вә (ахирәттики) җайиңларни билиду (шуңа, ахирәтлик үчүн тәйярлиниңлар» («Муһәммәд» сүриси, 19-айәт). Әлламә Әбул Һәсән Нәдәвий «Дуния мусулманларниң арқида қелиши билән немиләрни зиян тартти» дегән мәшһур әсәридә: «Ислам дунияси ислам жүклигән вәзипини ада қилип дунияни йетәкләй дәйдекән, униң илим-пәндә, санаәттә, тиҗарәттә вә уруш техникисида әң жуқури сәвийәни қолға кәлтүрүши керәк», дегән («Дуния мусулманларниң арқида қелиши билән немиләрни зиян тартти», 303-бәт). Устаз Әдиб Әһмәд Әмин «Ой овлири» («ХнП ЗбОЗШС») намлиқ китавида мундақ дәйду: «Һәқиқәт, илим-пән билимлирини ғәриптин елишта һеч гәп йоқ, бәлки у зөрүрдур. Турмушимиз пәқәт илим билән зенәтләнгән вә һазиримизни ислаһ қилип, кәлгүсимизгә нәзәр салғандила бәхитлик болиду. Лекин буниң билән биллә мусулманлар өз өзини камситиш туйғусиға қарши туруп, ислам динидин ғәрипликләрдә болмиған роһий қувитини мирас алғанлиғини вә ислам тәлиматлириниң пәзли билән Европа илим-пән билимлирини инсанийәткә яхшилиқ қилиш үчүн әң яхши роһий рәң билән зенәтләшкә қадир болалайдиғанлиғини һис қилиш керәк. Чүнки, диндин жирақлашқан илим-пән инсанийәтни һалак қилиш үчүн атом бомбиси ясап чиқса, дин билән бирләшкән илим-пән инсанийәткә яхшилиқ қилишниң зәрричилик йоллириниму қоймай ечип бериду» («Ой овлири», 8/217). Бүгүнки күндә мусулманлар һазирқи турмуш шараитлиридин катта болған әң мукәммәл вә әң баяшәт турмушқа йетиш үчүн әмәл қилишқа һәрикәтләндүридиған йеңи бир тирилишқа муһтаҗдур. Муҗтәһит имамларға нәзәр салғинимизда, улар навада фиқһий илимлирини үгәнгән йеридә қатқан һаләттә бир чәктила тохтап қалған болса, бүгүнки күндә мусулманлар үчүн ислам шәриитидә пәқәт бирла мәзһәп болған болатти, лекин уларниң мустәқил иҗтиһат қилишлириниң пәзли билән бирқанчилигән мәзһәп барлиққа кәлгән. Бу мәзһәпләрниң пүтүн ислам алимидә заманниң һәртүрлүк еһтияҗлирини қандуридиған рәһмәт вә кәңчиликни һис қилишимиз үчүн һәр вақит йеңилинип, тәрәққий қилип туруши керәк. Демәк, һазирқи заман илим-пән билимлиригә йетиш үчүн, ислам роһиға толуқ өзләштүрүп вә исламниң асаслири вә тәлиматлириға чоңқур иман ейтиш билән биллә, иштик қәдәмләр билән алға илгириләш интайин зөрүрдур. Тәйярлиған Абдулла МУҺӘММӘТ. Һәқиқәтән ислам дини һазарәтләр булиғи вә мәдәнийәтләр мәнбәсидур. У зимин йүзидә яшап, һаятини шуниңда өткүзгән тунҗа инсан Адәм атимизниң динидур. Имам Суютий өзиниң «Әлбулғә фи усулил луғәти» намлиқ китавида Ибни Аббас рәзийәллаһу әнһуниң Аллаһ тааланиң «Аллаһ пүтүн шәйъиләрниң намлирини адәмгә үгәтти...» («Бәқәрә» сүриси, 31-айәтниң бир қисми) дегән сөзиниң тәпсири һәққидә мундақ дегәнлигини баян қилған. «Аллаһ таала адәм әләйһиссаламға әрәп тили, сирян тили вә ибраний тили қатарлиқ барлиқ тилларни үгәткинидәк, униңға йәнә Адәм әвлатлири муһтаҗ болидиған миң хил һүнәрни үгәткән. Шәйъиләрниң исимлирини һәрхил тиллар билән бәкитип бәргән. Адәм әләйһиссалам атиған һәрқандақ шәйъиниң исми қиямәт күнигичә униң исми болған. Андин Адәм әвлатлирида һәртүрлүк һүнәр-кәсип вә охшимиған тиллар тарқилип кәткән. Бирқанчилигән әсирләрдин кейин пәқәт һүнәр-кәсипләрла қалған, андин һәрбир һүнәр худди Идрис әләйһиссаламниң хәттатлиқ һүнири вә Давут әләйһиссаламниң төмүр кийим ясаш һүнирини башлап өзиниң қолида тәйин қилған кишиләргә нисбәт берилгән. Аллаһ тааланиң тунҗа болуп назил қилған «Яратқан пәрвәрдигариңниң исми билән оқуғин» («Әләқ» сүриси, 1-айәт) дегән сөзи бу үммәтниң пут тирәп туруши вә гүллиниши пәқәт илим биләнла интайин зич бағлинишлиқ болуп, чоқум униң ахирқи нишани зиминда хәлипилик мәнсивигә еришиш вә Аллаһниң бәндилирини Аллаһ билән бағлаш болғандила андин әмәлгә ашидиғанлиғини билдүргән асаста назил болған. «Өз вақтида пәрвәрдигарниң периштиләргә: «Мән йәр йүзидә хәлипә (йәни орунбасар) яритимән», деди. Периштиләр: «Йәр йүзидә бузуқчилиқ қилидиған, қан төкидиған (шәхсни) хәлипә қиламсән? Һалбуки, биз сени пак дәп мәдһийиләймиз, муқәддәс дәп мәдһийиләймиз», деди. Аллаһ: «Мән һәқиқәтән силәр билмәйдиған нәрсиләрни билимән», деди» («Бәқәрә» сүриси, 30-айәт). Буниңдин инсанниң ярилиш сәвәви болған Аллаһқа ибадәт қилиш пәқәт Аллаһқа тәсбиһ ейтиш, Аллаһни улуқлаш вә Аллаһқа һәмдусана ейтиш биләнла чәкләнмәй, бәлки униң һәммисидин алқип, охшимиған һаят саһалири вә қизип кәткән җәң мәйданлириниму өз ичигә алидиғанлиғини билдүриду. Мөмүн инсан зиминни гүлләндүрүштики асастур. Бу бүйүк мәсъулийәт вә әң чоң аманәт мусулманларни йеңилиқ яритиш вә алдиға илгириләштә түрткә болғидәк һечқандақ күч-қувити болмиған һаятниң интайин чәт булуң-пушқақлирида яшимастин, бәлки Аллаһқа дәвәт қилиштики қийинчилиқларни йеңиш вә барлиқ ишларни әң жуқури дәриҗидә асанлаштуруш үчүн шараит яритип беридиған илим-мәрипәтни лазим тутушқа чақириду. Аллаһниң зиминдики хәлипилиги инсан барлиқ ишини пәқәт Аллаһқа тапшурғандила әмәлийлишиду. Устаз Муһәммәт Рәшид өзиниң «Тәпсирул мәнар» намлиқ мәшһур тәпсир китавидики Хилапәт айитидә тохтилип мундақ дәйду: «Инсанниң бу қувәт (йәни, әқил) билән һәрқандақ тәйярлиғи чәкләнмәйду, униң қизиқишлири вә иш-әмәллиригә чәк қоюлмайду. У инсан йәккә һаләттә аҗиз болсиму, әмма өзара бирләшкән һаләттә Аллаһниң изи билән каинатта һечқандақ бәлгүлимисиз нурғун ишларни вуҗутқа чиқириду. Аллаһ таала инсан өзиниң ярилиш сирлирини билиши үчүн униңға бу тәбиий қабилийәт вә әқил-парасәт әта қилип, уни зиминда падиша қилғиниға охшаш әмәлиятлири вә әхлақлирини қелиплаштуруп туридиған әһкам вә шәриәтләрниму әта қилған. У, бу арқилиқ, шәхсләр яки гуруһларниң бир-биригә зулум қилишқа чәк қойған. Бу қувәт инсанниң мукәммәл йетилишигә ярдәм қилиду. Чүнки у әшу алаһидиликләрниң һәрбири болған әқилни йетәклигүчидур. Бу сәвәптин, уни зиминидики өзиниң хәлиписи қилди, у инсан мәхлуқатлар ичидә хәлипә болушқа әң лайиқтур» («Тәпсирул мәнар», 1/217). Қуръан Кәримдики көплигән айәтләргә әқил көзүмиз билән нәзәр салсақ вә чоңқур тәпәккүр қилсақ, Аллаһ тааланиң мөмүн инсанни зиминдики һәрқандақ шәйъини башқуруп туридиған сәвәп вә васитиләрни тутушқа чақирғанлиғини биләләймиз. Аллаһ таала мундақ дәйду: «Көрмәмсәнки, Аллаһ булуттин ямғур яғдурди. Униң билән түрлүк, рәңму-рәң мевиләрни чиқарди, (шуниңдәк Аллаһ тағларни яратти) тағларниң ақ, қизиллири, һәрхил рәңдики йоллуқлири вә қап-қарилириму бар. Шуниңдәк инсанларни, һайванларни, чарпайларниму (чарва) хилму-хил рәңлик қилип яратти, Аллаһниң бәндилири ичидә Аллаһтин пәқәт алимларла қорқиду, Аллаһ һәқиқәтән ғалиптур, (бәндилири ичидә тәвбә қилғанларни) мәғпирәт қилғучидур» («Фатир» сүриси, 27, 28-айәтләр). Бу айәт кәримә алимларниң кимлигини изаһлап бәргән. Шундақла тағлар вә униң рәңлири вә түрлирини тонутуш, мевиләр вә униң хиллири вә қисимлирини тонутуш вә инсанлар, чарпайлар вә һайванларни һәрхил рәң вә түрлүк қисимлири билән тонутушқа алақидар илим вә мәрипәтләрниң қуръаний илимләр қатариға киридиғанлиғини баян қилип бәргән. Мусулманлар мана бу қуръаний илимләр билән зенәтләнгән вә әқиллиригә тәсир қилидиған вә нәпсилирини йетәкләйдиған дәриҗидә униңдин озуқланған. Аллаһ тааланиң мону айитигә нәзәр ташлап бақайли: «Улар қаримамдуки, төгиләр қандақ яритилди. Асман қандақ егиз қилинди, Тағлар қандақ турғузулди. Зимин қандақ йейитилди» («Ғашийә» сүриси, 17 — 20-айәтләр). Мана бу Қуръан Кәрим көрсәткән вә чақирған, шундақла әгәшкүчилирини униңға қизиқтурған һәртүрлүк илим вә мәрипәтләрдин ибарәттур. Қуръан Кәримдики Аллаһниң салиһ бәндилирини сүпәтләп кәлгән мону айәтлирини тәпәккүр қилип беқиң: «Шүбһисизки, асманларниң вә зиминниң яритилишида, кечә билән күндүзниң новәтлишип турушида әқил егилири үчүн, әлвәттә, рошән дәлилләр бар. Улар өрә турғандиму, олтарғандиму, ятқандиму Аллаһни әсләп туриду, асманларниң вә зиминниң яритилиши тоғрисида пикир жүргүзиду. (Улар ейтиду) «Пәрвәрдигаримиз! Буни бекар яратмидиң. Сән пактурсән, бизни дозақ азавидин сақлиғин» («әл-Имран» сүриси, 190, 191-айәтләр). Амма, Аллаһ тааланиң: «Уларға биз таки уларға Қуръанниң һәқ екәнлиги ениқ болғичә, (асман-зимин) әтрапидики вә өзлиридики (қудритимизгә далаләт қилидиған) аламәтләрни көрситимиз, пәрвәрдигариңниң һәммә нәрсини көрүп туридиғанлиғи (сениң растлиғиңниң дәлили болушқа) уларға купайә әмәсму» («Фуссиләт» сүриси, 53-айәт) дегән айити илим елишқа интилдуридиған очуқ дәвәттур. У илим чеқиниң тохтап қалмастин, бәлки бу Қуръан айәтлири нури астида үзлүксиз һәрикәт қилиш, давамлиқ илгириләп тәрәққий қилиш вә алдиға қарап йол ечишқа болидиғанлиғини тәкитләп кәлгән хәвәрдур. Бу айәт асманлар, зиминлар, тағлар, деңизлар, дәриялар, өсүмлүкләр, чарпайлар, қуяш, ай, юлтузлар, деңиз вә қуруқлуқтики мәдәнләр, байлиқлар вә ғәзниләрдин ибарәт каинаттики Аллаһ тааланиң аламәтлири һәққидә чоңқур тонуш һасил қилиш, инчикә нәзәр селиш вә тәпәккүр қилиш мәсъулийитини мусулманларға жүкләп қойди. Илгәрки мусулманлар илим-пән билимлирини үгиништә чиң туруп кәлгән. Улар илимниң һәрбир тармақлиридин өзиниң толуқ несивисини алған. Улар юнан (қедимий Грекия) бутпәрәслиридин юнан пәлсәпәсини (философия), нәстурийлардин (христиан дининиң бир пирқиси) уларниң тибабитини вә йәһудийлардин пәйғәмбәрлири вә алимлири һәққидә ривайәт қилған хәвәрлирини елишта һечқандақ диний чәклимигә учримиған, улар илим үгиништә уруш вә җиһатлардики синақлардинму еғирирақ синақларға дуч кәлгән. Һәқиқәтән, инсанниң бу һаяти дуниядики бәхит-саадити пайда-мәнпәәтләрни сәвәплири билән бағлап чүшиниш вә униңға өзиниң келиш йоллири арқилиқ кириш-кирәлмәслигигә бағлиқ. Бу инчикә нәзәр селиш, чоңқур ойлаш, әмәлияттин өткүзүш, барлиқ әқлини ишқа селиш вә илгәркиләрниң әмәллиридин савақ елиш арқилиқ мәйданға келиду. Илим болса, үммәт өзиниң һаҗәтлирини тонуши үчүн васитидур. Мусулманларни илим үгинишкә қизиқтуруш вә униңға тәрғип қилишта Пәйғәмбәр әләйһиссаламниң мону сөзи йетәрликтур: «Илим тәләп қилиш һәрбир мусулманға пәриздур» (имам Бәйһәқий ривайәт қилған). Тарихчи алим Эрнст Ринан мундақ дәйду: «Илим, әдәп-әхлақ вә һазарәтләр алтә әсир ялғуз мусулманлардила гүллиниш вә тарқилиш арқилиқ йеңи бир мәдәнийәт һасил қилған». Роберт Бриффалт (Robert Briffault) «Инсанийәтниң санаити» (The makingof humanity) намлиқ китавида мундақ дәйду: «Европа тәрәққиятиниң һәрқандақ бир тәрипигә ислам мәдәнийити интайин зор төһпә қошқан вә мислисиз дәриҗидә тәсир көрсәткән. Мусулманлар илим-пән билимлиригә башқиларға қариғанда алаһидә көңүл бөлгән вә бу бәйгә мәйданида шәрәп қучқан еди». Устаз Муһәммәд Мубарәк «Рисалә» журналидики бәзи мақалилирида («Рисалә» журнали, 42-сан) мундақ дәйду: «Навада ислам мәдәнийитидики илмий һәрикәтләрни инчикә тәкшүрсәк, барлиқ тәрәпләрдә илмий хизмәт үчүн гөзәл үлгә болған шу алимларға болған һәҗәплиниш вә улуқлаш қәлбләргә толуп кәткән болатти». У йәнә мундақ дәйду: «Илмий тәтқиқатлар үчүн йеңичә тәҗрибиләрни ишләш йеңи әсирләргила хас әмәстур, ислам мәдәнийитиму бу саһада намайән болған. Шакир оғуллири Муһәммәд, Әһмәд, Һәсән вә Әбу Рәйһан әл-Беруний қатарлиқ мусулман алимлар көплигән илмий тәҗрибиләрни ишләш вә уни һәрхил шәкилләрдә елип беришта сәл қаримиған. Уларниң бу тәҗрибилиридә тәбиий һадисиниң шәрт-шараитлири вә униң өзгиришидә тәсир көрситидиған амилларға қарита әтраплиқ мулаһизә қилишму камчил болмиған. Шундақла улар көрүнәрлик нәтиҗә вә тоғра йәкүн чиқиришни әмәлгә ашурған еди». Европа хәлиқлири илим-пән үчүн тохтимай чепип жүргәндә, мусулманлар гәрчә христиан муритлири (мәлум бир еқимға мәнсүп болған киши) қаршилишиватқан болсиму, ислам дининиң түрткисидә илим-пәнниң жуқури дәриҗисигә йетип болған, мусулманларниң бу пәзилитигә һәтта өзлиридин башқа тарихчилар вә алимларму гува болған. Философ Ди Ламир «Астрономия илими тарихи» намлиқ китавида мундақ дәйду: «Римлиқлар ичидә билимликләрдин икки яки үчни саналисаң, мусулманлар ичидә наһайити көп сандикиләрни саналайсән. Амма, химия җәһәттә юнанлиқлардин тәҗрибилик бирәрсиниму саналишиң мүмкин болмайду. Лекин, мусулманлардин 200ни саналайсән. Шуниң үчүн, һәқиқий химия пәқәт мусулманларниң кәшпиятидин һесаплиниду. Мусулманлар вақитниң тәхсиматини билдүридиған минутлуқ саатларни ишләткән тунҗа кишиләрдур». «(Ей. Муһәммәд үммити!) Силәр инсанлар мәнпийити үчүн оттуриға чиқирилған яхшилиққа буйруп яманлиқтин тосайдиған Аллаһқа иман ейтидиған әң яхши үммәтсиләр. Әгәр әһли китап (йәни, йәһудийлар, насаралар) иман ейтса (йәни, Муһәммәд әләйһиссаламға назил қилинған вәһигә ишәнсә), улар үчүн (дуния вә ахирәттә), әлвәттә, яхши болатти. Уларниң ичидә мөмүнләрму бар, уларниң толиси пасиқлардур» («әл-Имран» сүриси, 110-айәт). Узун мәзгил залим падишалар һакимийәт үстигә чиқивелип, мусулманларға зулум селиши вә намдила мусулман болған кишиләрниң уларға рәһбәрлик қилиши түпәйли, мусулманларниң шәни аҗизлашти. Шуниң билән уларниң иззәт-қувити йоқалди, улар пәскәш зияпәтләрдики житимларға айлинип қелип, ғәрипкә муһтаҗ болуп қалди. Ғәрип болса, немини тәрк қилиш вә немини елиш, немини бузуш вә немини түзәш һәққидә мусулманларниң үлгә вә йетәкчисигә айланди. Бу ғәпләт вә сәл қараш түпәйлидин, мусулманлар илмий йетәкчилик қилиш, мустәқил пикир қилиш вә башқиларға йол көрситиштәк алий мақамидин чүшүп кәтти. Бәш әсирдин буян өзлириниң хәлиқара орнини йоқитип, харлиқ, қулчилиқ, пеқир-мискинлик гирвигигә берип қалди. Чүнки улар асаслиқ һули илим вә издиниш болған имандин ваз кәчти. Аллаһ таала мундақ дәйду: «Яратқан пәрвәрдигариңниң исми билән оқуғин. У инсанни ләхтә қандин яратти. Оқуғин, пәрвәрдигариң әң кәрәмликтур. У қәләм билән (хәт йезишни) үгәтти. Инсанға билмигән нәрсиләрни билдүрди» («Әләқ» сүриси, 1 — 5-айәтләр]. «Билгинки, Аллаһдин башқа һеч мәбуд (бәрһәқ) йоқтур, гунариң үчүн, әр-аял мөмүнләр үчүн мәғпирәт тилигин, Аллаһ силәрниң (бу дуниядики) һәрикитиңларни вә (ахирәттики) җайиңларни билиду (шуңа, ахирәтлик үчүн тәйярлиниңлар» («Муһәммәд» сүриси, 19-айәт). Әлламә Әбул Һәсән Нәдәвий «Дуния мусулманларниң арқида қелиши билән немиләрни зиян тартти» дегән мәшһур әсәридә: «Ислам дунияси ислам жүклигән вәзипини ада қилип дунияни йетәкләй дәйдекән, униң илим-пәндә, санаәттә, тиҗарәттә вә уруш техникисида әң жуқури сәвийәни қолға кәлтүрүши керәк», дегән («Дуния мусулманларниң арқида қелиши билән немиләрни зиян тартти», 303-бәт). Устаз Әдиб Әһмәд Әмин «Ой овлири» («ХнП ЗбОЗШС») намлиқ китавида мундақ дәйду: «Һәқиқәт, илим-пән билимлирини ғәриптин елишта һеч гәп йоқ, бәлки у зөрүрдур. Турмушимиз пәқәт илим билән зенәтләнгән вә һазиримизни ислаһ қилип, кәлгүсимизгә нәзәр салғандила бәхитлик болиду. Лекин буниң билән биллә мусулманлар өз өзини камситиш туйғусиға қарши туруп, ислам динидин ғәрипликләрдә болмиған роһий қувитини мирас алғанлиғини вә ислам тәлиматлириниң пәзли билән Европа илим-пән билимлирини инсанийәткә яхшилиқ қилиш үчүн әң яхши роһий рәң билән зенәтләшкә қадир болалайдиғанлиғини һис қилиш керәк. Чүнки, диндин жирақлашқан илим-пән инсанийәтни һалак қилиш үчүн атом бомбиси ясап чиқса, дин билән бирләшкән илим-пән инсанийәткә яхшилиқ қилишниң зәрричилик йоллириниму қоймай ечип бериду» («Ой овлири», 8/217). Бүгүнки күндә мусулманлар һазирқи турмуш шараитлиридин катта болған әң мукәммәл вә әң баяшәт турмушқа йетиш үчүн әмәл қилишқа һәрикәтләндүридиған йеңи бир тирилишқа муһтаҗдур. Муҗтәһит имамларға нәзәр салғинимизда, улар навада фиқһий илимлирини үгәнгән йеридә қатқан һаләттә бир чәктила тохтап қалған болса, бүгүнки күндә мусулманлар үчүн ислам шәриитидә пәқәт бирла мәзһәп болған болатти, лекин уларниң мустәқил иҗтиһат қилишлириниң пәзли билән бирқанчилигән мәзһәп барлиққа кәлгән. Бу мәзһәпләрниң пүтүн ислам алимидә заманниң һәртүрлүк еһтияҗлирини қандуридиған рәһмәт вә кәңчиликни һис қилишимиз үчүн һәр вақит йеңилинип, тәрәққий қилип туруши керәк. Демәк, һазирқи заман илим-пән билимлиригә йетиш үчүн, ислам роһиға толуқ өзләштүрүп вә исламниң асаслири вә тәлиматлириға чоңқур иман ейтиш билән биллә, иштик қәдәмләр билән алға илгириләш интайин зөрүрдур. Тәйярлиған Абдулла МУҺӘММӘТ.

298 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы