• Асасий мақалилар
  • 13 Шілде, 2020

Нурсултан Назарбаевни тәвәллуди билән тәбриклиди

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев, миллий бехәтәрлик комитетиниң рәиси Кәрим Мәсимов вә «Самруқ-Қазына» МПФ» акционерлиқ җәмийитиниң рәиси Ахметжан Есимов Нурсултан Назарбаевни 80 яшлиқ тәвәллуди билән тәбриклиди. Қасым-Жомарт Тоқаев Елбасыниң Қазақстанниң тәрәққиятида алаһидә роль ойниғанлиғини вә бебаһа һәссә қошқанлиғини қәйт қилди. – Бүгүн тарихий күн – Елбасыниң 80 яшлиқ тәвәллуди. У – қазақ хәлқиниң улуқ пәрзәнди. Биз адәттә «Елимизниң улуқ әрбаби, улуқ пәрзәнди», дәймиз. Пүткүл дуниядиму шундақ дәп һесаплайду. У һәқиқәтәнму улуқ инсан вә биз шу тоғрилиқ ейтишимиз керәк. Чүнки һәрбир хәлиқ өзиниң улуқ шәхслири билән мәлум вә һәрбир хәлиқ өзиниң тарихий әрбаплири билән пәхирлиниши керәк, – деди Дөләт рәһбири. Қазақстан Президенти шундақла Нурсултан Назарбаевниң жуқури хәлиқара абройға егә екәнлигини тәкитлиди. – Елбасы заманивий дөләтни қурди, дуния хәритисигә Қазақстан чегарилирини сизди. Дунияниң барлиқ улуқ сәясәтчилири шундақ дәйду, улар бу күнләрдә Елбасымизни тәбриклимәктә. 80 яш – һәрбир адәмниң һаятидики муһим сәһипә. Нурсултан Назарбаевқа узақ өмүр тиләймән. Униң хәлқимизгә, дөлитимизгә йәниму чоң пайда кәлтүридиғанлиғиға ишинимән, –деди Қасым-Жомарт Тоқаев.

247 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы