• Әхбаратлар еқими
  • 15 Шілде, 2020

Пидаийлар мукапатланди

Һәммимизгә мәлум, Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев 2020-жилни Пидаийлар жили дәп елан қилди. Жил бешидинла яшлар, шуниң ичидә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң яшлириму актив паалийәтчанлиқ көрситиватиду. Тәкитләш лазимки, Пидаийлар жили даирисидә Қазақстан хәлқи Ассамблеяси төрт йөнилиштә, йәни, билим саһаси, иҗтимаий саһа, спорт, медиация саһалири бойичә ишләшкә башлиди. Мошу йөнилишләрниң һәммисидә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Қазақстан уйғур яшлири бирлигиму чоң роль ойнап келиватиду. Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази». Уйғур яшлири болупму иҗтимаий саһаға алаһидә көңүл бөлүватиду. Яшлиримиз елимизда таҗсиман вируси пандемиясигә мунасивәтлик карантин тәртиви елан қилинған пәйттә паалийәтчанлиғини техиму ашурди. ҚУЯБ әзалири мошу күнгә қәдәр төрт йүздин ошуқ аилини, Алмутида 15 күндә селинған модульлиқ госпитальни зиярәт қилди. Шундақла, 1-июнь Балиларни һимайә қилиш күни болса, балилар өйлиригә берип соғилар һәдийә қилди. Униңдин ташқири уйғур яшлири ҚХА даирисидә өткүзүливатқан барлиқ чарә-тәдбирләргә, онлайн режимда өткән бирнәччә хәлиқара конференцияләргә қатнашти. Бийил, йәни, 2020-жили Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң қурулғиниға 25 жил толуватиду. Шу мунасивәт билән Қазақстанниң Тунҗа Президенти Н.Назарбаев «Қазақстан халқы Ассаблеясына 25 жыл» тәвәллудлуқ медалини тәсис қилди. Мәзкүр медаль билән елимизда достлуқ, милләтләрара разимәнликни күчәйтишкә үлүш қошуватқан шәхсләр тәғдирлиниду. Мана өткән һәптидә әйнә шу медаль билән ҚУЯБ рәиси Рустәм Хәйриев, тәшкилат активистлири Бәхтинур Садиқова вә Диләрәм Абдимитова, «Ататюрк» уссул ансамблиниң рәһбири Аюпҗан Аблимитов тәғдирләнди. Мукапат тапшуруш тәнтәниси һазирқи қелиплашқан әһвалға мунасивәтлик барлиқ бехәтәрлик қаидилиригә риайә қилинған әһвалда өткүзүлди. Пурсәттин пайдилинип, мукапат егилирини утуқлири билән сәмимий тәбрикләймиз.

409 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы