• Әхбаратлар еқими
  • 15 Шілде, 2020

ӘКЕМ – ҚАЗАҚ, ДАДАМ – УЙҒУР

Қанчә қилған билән чоң шәһәр дегән чоңдә, кичик шәһәр, наһийә, йезиларниң иши Алмутидәк чоң шәһәрсиз пүтмәйдиғини, раст гәп. Мәнму шундақ тиҗарәт ишимни чоң шәһәрсиз пүтирәлмәйдиғанларниң бири. Чүнки, ширкәттә сетиливатқан малниң һәммиси Алмутидин келиду әмәсму. Ишим алдираш болғанлиқтин иш бабида билән йеник машинам билән бир һәптидә бир дегидәк шәһәргә қатнаймән. Ағинилирим: «Бош маңғичә икки адәм болсиму, еливалсаң болмамду, бензинни болсиму ақлайду», – дәп кайиду. Амма вақит қис, алдираш болғанлиқтин адәм алмай ялғуз кетивермән. Мошу йеқин арида йәниму иш баби билән сәһәрлиги саат бәш йерим, алтә арилиғида «Бисмиллаһ» – дәп йолға чиқтим. Шәһәрдин чиққан йәрдә, йеши йәтмишләрдин ашқан, бешида тақияси, қолида һассиси бар, бир бовай қол көтирип турупту вә йенида йоған сумкиси туриду. Машинини тохтитип, йәргә чүштүмдә, бовайниң йениға бардим: – Әссәламму әләйкүм, ата, таң атпай қайда жүрдіңіз? – дәп соридим. – Ваәләйкум әссалам, Алмутиға маңдим балам, ахчаңни төләп берәй, орун болса елип кәтсәңчу, – дәп маңа уйғурчилап җавап бәрди бовай. Бовайни машиниға олтарғузуп йолумни давам қилдим. Бовайниң бешида қазақ хәлқиниң миллий тақияси. Буни көрүп вә бая уйғурчә сөзлигинигә қизиқип: – Ата, уйғурчини яхши билисизкән, уйғурлар билән көп арилашқан охшимамсиз? Бовай мийиғида күлдидә маңа қарап: – Балам сән йолға диққәт қилғин, мән саңа өмүр баянимни сөзләп берәй, – дәп һекайисини башлиди. – Мениң исмим – Ақылбай. Биз төрт бала едуқ, анам рәмәтлик бәшинчисини бошиниш пәйтидә туғуттин көз жумди. Шундақ қилип, акам 10 яш, мән 8 яш, мениңдин кейинки иним 7 яш, сиңлим 5 яшта, һә, кәнҗә сиңлим болса, анамни көрүп үлгәрмиди. Һәммә еғирчилиқлар дадам Несипбайниң зиммисигә чүшти. Акам иккимиз кичикләргә қарап өйниң ишини қилип жүрдуқ, немишкиду, дадам кочида ата, өйдә ана болуп, қийинчилиқ тартсиму, әл-ағинилири тонуш-билишлири: «өйлинивалсаңчу, бәш бала билән қийнилип қалисән, уни аз дегәндәк, балиларниму қийнап қойисән» – дегән мәслиһитиниму қулаққа қисмиди. Бизниң мәһәллидә дадамниң чақ-чақчи, очуқ чирай, параңчи, егиз бойлуқ, қәдди-қамити келишкән бир қарашта чөчәкләрдики батур-палванларға охшайдиған “Тудахун” дегән уйғур ағиниси яшатти. Иккиси задила айрилматти. Иштин кейин һарвусини қетип, бизниң өйгә келәтти яки дадам етини минип өзи шу ағинисиниң өйигә кетәтти. Анамниң йоқлиғи үчүнму билмидим, әйтәвир бизни Тудахункам билән рәпиқиси Шеринбан пат-пат өйигә тамаққа чақиридиған. Бәзи вақитларда аяли етип бәргән тамақни елип, өзи келәтти. Дадам билән ағиниси иккиси немиләр тоғрисида сөзлишәттекин билмидим, бирақ күндә узақтин-узақ параңлишип олтиратти. Дадам Тудахун ағинисини қазақчилап «Турдақын» дәп ататти. Әйтәвир пешанимизниң шоридинму билмидим, аридин икки жил өтүп, дадам еғир ағрип қалди. Көрсәтмигән дохтур, апармиған тевип қалмиди. Акам иккимиз дадамниң йенидин бир қәдәм нери кәтмәй, дадамға қаридуқ, дадамниң ағриғи күн санап еғирлишивататти. Ахирқи вақитларда дадам рәмәтлик кәчниң киришини тақәтсизлик билән күтәтти. Чүнки, кәч киргәндә ағиниси келип, йенида олтирип, параң қилип берәтти. У киши кәлгәндә, биз хошал болуп кетәттуқ. Қараңғу чүшүши билән өйүмиздә җим-җитлиқ һөкүм сүрүп, бир қорқунучлуқ әндишә пәйда болатти. Бир күни адәттикидәк дадамниң ағиниси Тудахун келиведи, дадам һәммимизни чақирип, йениға олтарғузуп, мундақ деди: – Мен өткен өмірімге ризамын, енді жазылуымға көзім жетпейді, мен көз жұмсам, сендерге Турдақын ағаларың әке болады. Сендерді бир жаратушы Аллаға, бир Турдақынға аманат еттім, – дегән сөзләрни ейтти. Сәһәрлиги дадам көз жумди. Бәш бала бәш яқта мүкчәйгәндәк болуп, мискинлишип кәттуқ. Дадамни йәр қойниға тапшурған күни ширә туққанлиримизниң бири: – Балаларым, сендер бізге өз балаларымыздай, сол үшін үш ұл менің үйімде тұрсын, ал қалған екі қыз менің сіңілім Сәуленің үйіне барсын. Сәуленің қызы жоқ, соған қыз болып кетеді, – дегән гәпләрни қилғанда, биз бәш бала бир булуңда бир-биримизгә, бирдә бизни елип кетимиз дегән туққанларға мөл-мөл қаришаттуқ. “Тәғдирниң тайиғи бизгә аз болғандәк әнди бизни бөлүветәмду” дәп һәрбиримизниң көзидин яш, жүрәктин қан ақмақта. Худди ширдәк оттуриға етилип чүшкән, дадамниң ағиниси: – Тәкливиңларға рәхмәт, чүшинимән, ким қериндаш туққанниң балисини кочида қойғуси келиду, бирақ бу бәш бала кичигимдин биллә өскән, өмүрлүк ағинәм Несипбайниң маңа болған аманити. Бу балиларни өзәмниң балилиридин артуқ көрсәм көрүмәнки, бирақ һәргиз ят көрмәймән һәм буларни бир-биридин айришқа йол қоймаймән, – дәп чос гепини ейтти. Бурунқи заман адәмлири немә дегән меһир-шәпқәтлиқ, десәңчу, балам. Биз бәш балини дадам Тудахун, анам Шеринбан өзиниң алтә балисиниң арисиға тиқип, бир қанат астиға елип, өз бағриға бесип, меһир-муһәббәт билән беқип, өстүрди. «Дадам» билән «анамниң» меһри-шәпқити түпәйли биз өзимизни задила житим сәзмидуқ. Шу еғир жилларда тирикчилик еғир болсиму, «ата-анимиз» бурнини йәр тирәп, биз – он бир балини һечкимдин кам қилмай беқип өстүрди. Аридин жиллар өтүп, биз хелә чоң болуп қалдуқтә, анчә-мунчә тирикчилик ишлириға қол сунуп, дадамниң ишини йеникләштүргәндәк қилдуқ. Вақит алдирақсан, күтүп турмайду. Һәш-пәш дегичә биз қәдимкидәк әр йетип, мәктәпни тамамлап, қолимиз ишқа тәгди. Йешимиз йәткәнләр болса, чәттин арқа-арқисидин һәрбий сәплирини өтәп кәлмәктә едуқ. Дадам Тудахунниң үч оғли вә биз – Несипбайниң үч оғли колхоз ишлириға киришип кәттуқ. Бир күни иштин келип, тамақ ичиватқинимизда, дадам һәммисини өзигә қаритип: – Балилирим, һәммиңлар әр йәттиңлар, худаға шүкри қийинчилиқ заманлардин сүрүнмәй өттүқ, әнди “тирикчилик, колхоз иши” демәй бизниң баримизда чоң шәһәргә берип, оқувелиңлар, биз апаңлар билән шундақ қарарға кәлдуқ, – дәп һәммимизгә тәкши қарап чиқти. – Дада, – деди акам Нурғали, – мән оқумаймән, колхоз ишиму яман әмәс, униң үстигә колхозниң мән һайдаватқан йеңи тракторини ташлимаймән. Мән мошу аилимизниң һечнемигә муһтаҗ болмай өтүшигә бар күчүмни салимән. Әнди Ақылбай трактористларни тәйярлайдиған курсни пүтирвалса, болди – буму мениң билән бир бригадида ишләйду, – деди. – Акам раст дәйду, дада, биз ишләп, апам иккиңларниң қоли иштин бошиса, әшу биз үчүн чоң бәхит, – дейишимгә анам: – «Нурғали, Ақылбай, силәр рәһмәтлик Несипбайниң аманити, силәрни оқутуп қатарға қошуш – бизниң пәрзимиз һәм қәрзимиз», – анам көзигә яш алди. Үч ака-ука ишләп, қериндашлиримизниң һәммисини оқуттуқ, уларму бизни йәргә қаратмиди. Иним Сапарбек чоң оқуш орнини пүтирип келип, колхозда зоотехник болуп ишлиди, андин баш зоотехник хизмитигә йөткәлди. Сапарбекниң бу утуқлирини биз, акилири, өз утуғимиз, дәп биләттуқ. Шундақ күнләрниң биридә һәммимиз олтирип, чай ичивататтуқ, қолида папка тутқан иним Сапарбек алдираш кирдидә: – Дада, апа мени тәбрикләңлар! Бүгүн мени наһийәгә мәркизигә чақиртип, жуқарқи йеза округиниң рәиси қилип сайлимақчи, әнди мән пүтүн бир йезини башқуримән! – дәп ағзи-ағзиға тәгмәй сөзләвататти. Биз болсақ, бу күтүлмигән хәвәрдин аң-таң болдуқ. Бу хошаллиқ хәвәрни аңлап, дадамниң көзлиридин аққан яш ақ киргән сақаллирини силап өтмәктә еди. Анам болса: «Вай, җеним балам, Сәпирим, кичик вақтиңда бешиңниң йоғанлиғиға қарап, сени башлиқ болиду дәттим, Алла егәмгә рәхмәт», – дәп қучақлап арқа-арқисидин пешанисигә сөйди. Шу күни дадамниң буйруғи билән бир қойни союп, холум-хошниларни чақирип, Сапарбек инимниң хошаллиғини бөлүштуқ. Мән башта ейтқандәк, дадам Тудахун чақ-чақчи, өткүр гәплик инсан еди. Бир күни акам иккимиз кочида трактор ясавататтуқ, дадам йенимизға келип: «Әгәр мән оқуңлар, дегәндә оқувалған болсаңлар, һазир майға миләнмәй, Сәпәр охшаш костюм кийип, йеза башқураттиңлар» – дәп күлди. Андин: «Еймақчи, Сәпәрдин хәвәр барму, өйгә кәлмигинигә бир һәптидин ашти, апаңлар әнсирәп, күндә йолиға қарап, көзи тешилип кетәй деди. Майға милинип жүрсәңларму, көз алдимда болғиниңлар, әвзәл екән. Ундақ бизни сеғиндуруп башлиқ болғичә», дәп ичидә котулдиған пети, кирип кәтти. Демисиму, Сапарбек башлиқ болғандин бери, уни башта бир һәптидә бир көрәттуқ, бара-бара бир айда бир көридиған болдуқ. Өйгә кәлсиму, бир чинә чайни ичип, алдирашлиқта йәнә кетәтти. Аллаға миңларчә шүкри, ата-анамниң арқисидин он бир бала һәммимиз һаятта өз орнимизни таптуқ. Икки сиңлим уйғур аилилиригә турмушқа чиқти. Һәммимиз аилилик болдуқ. Қизиқ йери биз, Несипбайниң балилири өйләнгәндә, дадам Тудахун «Несипбай рәмәтлик болғинида тоюңларни қазақчә өткүзүп берәр еди», – дәп тойлиримизни өзимизниң қазақ хәлқиниң урпи-адәтлири бойичә қилип бәрди. Һазир қара балам, өзимиз қерип, мүкчийип шу апам, дадамниң қәдригә йәттуқ, өзәм аилә қуруп, тапқан бәш балини қатарға қошқичә, көп җапа тарттим, һә, әнди ойлап көрсәм, биз икки өйниң балилириниң бешини қошуп, он бир балини қатарға қошқан, дадам Тудахун билән анам Шеринбан батурлар екән дәймән. Уйғур-қазақ балилири бир аилә болуп, чоң болдуқ, та мошу кәмгичә “сән-мән” демәй, иҗил-инақ яшап, кәлдуқ. Һазирқи заман яшлири – силәр, бәхитлик, балам, баяшәт өмүр сүрүватисиләр. Амма яшларниң өмлүги дегәндәк әмәс. “Яшларға немә йетишмәйду?” – дегән соалниң задила түвигә йетәлмәймән... Сулайман АЙДАРОВ. Яркәнт шәһири.

538 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы