• Асасий мақалилар
  • 15 Шілде, 2020

Бир минут сүкүт сақлаш мәрасимиға қатнашти

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев пандемия қурванлирини бир минут сүкүт сақлап хатириләш мәрасимиға қатнашти. 13-июль, Миллий матәм күни Нур-Султан вақти бойичә саат 12:00дә пүткүл мәмликәттә бир минут сүкүт сақлаш елан қилинди. Ақорда қараргаһи алдида Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев таҗсиман вирус пандемияси қурванлирини хатирилиди. Хатириләш мәрасимиға шундақла Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт кативи Қырымбек Көшербаев, Президент Мәмурийитиниң рәһбири Ерлан Қошанов, Бехәтәрлик Кеңишиниң кативи Әсет Исекешев, Президент Идарисиниң башлиғи Нурлан Онжанов вә саламәтликни сақлаш министри Алексей Цой қатнашти. Мәлумки, Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев 8-июльда қазақстанлиқларға мураҗиәт қилип, 13-июльни таҗсиман вирус инфекциядин вапат болғанларниң хатирисигә Миллий матәм күни дәп елан қилған еди. Бу күни мәмликәтниң пүткүл территориясидә дөләт байрақлири чүширилди, телерадио компаниялири көрситиш-аңлитиш сеткилирини өзгәртип, оюн-тамашә программилирини рәт қилди.

353 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы