• Нәшрият төһписи
  • 22 Шілде, 2020

Абайниң «Әқлий сөзлири» — украин тилида

Абай Қунанбаевниң 175 жиллиғини нишанлаш даирисидә Украинидики Қазақстан әлчиханиси тәрипидин улуқ шаирниң «Әқлий сөзлири» украин тилиға тәрҗимә қилинди. Китапни тонуштуруш тәнтәниси 15-июль күни Черкас вилайити Канев шәһиридики Т.Шевченко мирасгаһида өтти. Қазақстанниң Украинидики әлчиси Дархан Қалетаев тәнтәнидә жиғилғанларға улуқ Абайниң иҗадийитини тәпсилий тонуштуруп өтти. Китапни тәрҗимә қилған филология пәнлириниң доктори Николай Васьков Абай әмгәклириниң әһмийитинила әмәс, шундақла улуқ шаирниң һаят тәризи, вәтәнпәрвәрлиги, милләтпәрвәрлиги һәққидә ейтип өтти. Т.Шевченко намидики мирасгаһниң мудири Игорь Лиховой Абай билән украин хәлқиниң улуқ шаири Т.Шевченкониң иҗадийитидики охшашлиқларға тохталди. Украинидики қазақ диаспорисиниң вәкиллири Абайниң «Әқлий сөзлирини» вә шеирлирини ядқа оқуп бәрди. Мәзкүр тәнтәнигә, шундақла алимлар, зиялилар, яшлар иштрак қилди. Украинидики Қазақстан әлчиханиси мирасгаһқа, вилайәтлик мәмурийәткә йеңи китапларни соға қилди.

233 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы