• Әхбаратлар еқими
  • 30 Шілде, 2020

Қурван һейт мәйрими қандақ пәйда болған?

Мәлумки, Қурван һейт мәйриминиң пәйда болуши исламдики Ибраһим пәйғәмбәрниң исми билән чәмбәрчас бағлиқ. Униң қилған иши һәққидә ривайәтму бар. Бир күни у чүшидә периштәләрни көриду. Периштиләр униңға өз оғлини қурванлиқ қилиш тоғрилиқ Аллаһниң әмрини йәткүзиду. Иманлири күчлүк болған ата вә бала һазир Мәккә шәһири орунлашқан җайға атлиниду. Улар қурванлиқ қилишқа тәйяр болғанда, пичақ балиниң бешини кәсмәйду. Балиниң орниға башқа қурванлиқ, йәни қой пәйда болиду. Бу Аллаһниң инсанларға болған муһәббитиниң рәмзи сүпитидә көрситилиду. Түркийтиллиқ хәлиқләрниң һәммиси «қурванлиқ» сөзиниң мәнасини яхши билиду. У әрәп тилидиму шу мәнани билдүриду. Мусулманлар әнъәнилири бойичә, қурванлиқ инсанни Аллаһқа йеқинлаштуриду, худаға илтиҗа қилишниң роһий рәмзи һесаплиниду. Қурванлиқ қилиш әнъәниси әсирләр давамида қелиплашқан. Һейт мәйрими һарписида мусулманлар намаз оқуйду. Мәйрәмниң асасий вақиәлири мәйрәмниң дәсләпки күни әмәлгә ашурулиду. Мусулманлар таһарәт елип, таза кийимлирини кийиду. Мечитларға бариду. Мечитта һейт намизи оқулиду. Имам мәзкүр мәйрәмниң мәнасини вә әнъәнилирини чүшәндүриду. Шуниңдин кейин қурванлиқ қилиш башлиниду. Қурванлиққа қой, кала яки төгә сойилиду. Қой бир адәмниң намидин қурванлиқ қилинса, кала яки төгә бирнәччә адәм (йәттә адәмгичә) намидин сойилиду. Қурванлиқ қилинған малниң гөши сетилмайду, үчтин бир қисми аилигә қалиду. Йәнә бир үчтин бир қисми кәмбәғәлләргә тарқитилиду. Қурванлиқни пәқәт имканийити яр бәргән адәмләрла қилиду. Қурван һейт мәйримидә уруқ-туққанларни, дост-бурадәрләрни, хошниларни йоқлаш әнъәниси бар.

466 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы