• Әхбаратлар еқими
  • 30 Шілде, 2020

Абдулла Розибақиев вә уйғур әдәбий тилиниң мәсилилири

Мәлумки, бир тилниң әдәбий тил дәриҗисигә көтирилиши үчүн, у тил лексикилиқ, фонетикилиқ, грамматикилиқ вә стилистикилиқ җәһәтләрдин нормилашқан, йәни мәлум тәртипкә чүшкән, еғизчә һәм йезиқчә шәкилләрдә көпчилик тәрипидин қоллинидиған болуши керәк. В.В. Радлов вә С.Е. Малов қатарлиқ даңлиқ түркийшунасларниң пикричә, уйғур тили VIII — IX әсирләрдила әдәбий тил дәриҗисигә көтирилгән. Бу әдәбий тилда VIII — XIII әсирләрдә һәрхил мәзмун вә жанрларда миңлиған парчә язма ядикарлиқлар йезилған. Қедимий уйғур тилиниң мутәхәссиси Ә.Р. Тенишев мәзкүр әдәбий тилниң бәдиий, илмий, рәсмий иш, диний, салам хәт стильлири тоғрисида мәхсус мақалә йезип, һәрбир стильниң алаһидиликлирини илмий асаста йорутуп бәргән. Қедимий уйғур тилиниң язма вә еғизчә шәкиллири арисида анчә чоң пәриқ болмиған. Буни биз қедимий уйғур шаирлири, алимлири, диний философлири язған һәрхил жанрдики мәтинләр билән аддий уйғур дехини язған әдлийә вә егилик һөҗҗәтләр тилини селиштуруп көрүш арқилиқ көзүмизни йәткүзүшимиз мүмкин. Ислам дини арқилиқ киргән әрәп, парс әдәбияти вә тилиниң тәсири нәтиҗисидә қедимий уйғур тили фонетикилиқ, грамматикилиқ болупму лексикилиқ җәһәтләрдин мәлум өзгиришләргә учрап, уйғур тили тәрәққиятиниң иккинчи дәври — кона уйғур тили дәвриниң мәйданға келишигә сәвәп болди. Кона уйғур тилиға әрәп вә парс тиллириниң тәсири жилдин-жилға күчийип, XV — XIX әсирләрдә уйғур әдәбий тилиниң йезиқчә варианти еғизчә вариантидин хелә жирақлап кәтти. Бу пәриқни биз замандашлар болған Билал Назимниң ғәзәллириниң тили билән Садир палванниң қошақлириниң тилидин байқалаймиз. Кейинирәк ислам дининиң күчийиши билән һәтта «уйғур» дегән сөзни милләт нами сүпитидә қоллинишму азийип, этникилиқ уқумдин диний уқум үстүнлүк елишқа башлиған. Бу хил җәриян Мәркизий Азиядики башқиму түркий хәлиқләрниң бешидин өткән. Һәтта Түркия түрклириму истисна болмиған. 623-жил һөкүм сүргән Осман империяси охшаш қудрәтлик дөләт қуруп, инсанийәт тарихида өчмәс изларни қалдурған түркләрниң әдәбий тили өзлири бесивалған әрәп вә парсларниң тиллириниң қаттиқ тәсиригә учриған. Нәтиҗидә бу әдәбий тилидики сөзләрниң пәқәт 20 — 30 пайизила түркчә сөзләр болуп, қалғини әрәп вә парс тиллиридин киргән сөзләр болған. Уларниң ақсөңәклири өзлирини «османлар» десә, аддий пухралар, адәттә, өзлирни «мусулман» дегән. Улардиму диний кимлик миллий кимликниң орнини басқан. Дөлитиниң намидиму миллитиниң нами ипадиләнмигән. Октябрь инқилави Россия тәвәсидики түрлүк милләтләрниң миллий аң-сәвийәсиниң ойғинишиға, ана тили, тарихи, әдәбияти вә мәдәнийитигә болған қизиқишиниң өсүшигә түрткә болди. Уйғур зиялилириму, пурсәттин пайдилинип, милләтниң моҗутлуққа мунасивәтлик муһим мәсилиләрниң оттуриға қоюп, уларни тез арида иҗабий йешишкә тиришти. Нәтиҗидә милләтниң нами қайтидин тикләнди, әдәбий тил нормилири бәкитилди, заман тәләплиригә лайиқ миллий мәдәнийәт, маарип вә мәтбуатниң асаси селинди. Мәзкүр нәтиҗиләр пәқәт Кеңәшләр елидики уйғурлар үчүнла әмәс, бәлки барлиқ уйғурлар үчүн муһим әһмийәткә егә нәтиҗиләр еди. Миллий тәрәққиятни бәлгүләйдиған мундақ нәтиҗиләргә еришиш, әлвәттә, биринчидин, дөләтниң миллий сәяситигә бағлиқ болған болса, иккинчидин, өз хәлқимиздин йетишип чиққан милләтпәрвәр вә парасәтлик зиялилиримиз топиға, һәм, әң муһими, шуларни тоғра йолға башлайдиған Абдулла Розибақиев охшаш лидерға бағлиқ болди. Мәлумки, А.Розибақиевниң дөләт вә җәмийәт әрбаби сүпитидики асасий паалийити Қазақстанниң сабиқ Кеңәшләр Иттипақи тәркивидә җумһурийәт сүпитидә шәкиллинип, ихтисадий, иҗтимаий вә мәдәний җәһәтләрдин тәрәққий етишигә беғишланған. Шуңлашқиму атақлиқ қазақ алими Темирбек Қожакеев «А.Розибақиев – қериндаш уйғур хәлқи үчүнла әмәс, бәлки Қазақстанда яшайдиған барлиқ хәлиқләргә ортақ әрбап» дәп язса, бүйүк әдипниң җәмийәтлик-сәясий вә дөләтлик паалийити тоғрисида мәхсус тәтқиқат елип барған алим Гүлмира Нарматова «А.Розибақиев Қазақстанниң миллий-дөләт вә иҗтимаий-ихтисадий қурулушиға муһим һәссә қошқан» дәйду. А.Розибақиев Қазақстанниң сәясий, ихтисадий вә иҗтимаий тиклинишидики ишларниң қайнимида жүрсиму, вақтиниң қислиғиға қаримай, уйғурниң бир милләтпәрвәр пәрзәнди сүпитидә миллитимизгә мунасивәтлик барлиқ ишларниң қешидила әмәс, бешида болған еди. У әң алди билән тар, жутвазлиқ чүшәнчисидики айрим зиялиларниң милләтни парчилашқа қаритилған һәрикәтлиригә қәтъий рәддийә бериш арқилиқ, тарихтин келиватқан тәвәррүк «уйғур» намини өз әслигә кәлтүрүшкә вә уйғур миллитиниң бирпүтүнлүгини сақлап қелишқа бар күчини салиду. Милләтниң нами тикләнгәндин кейин, миң жиллиқ язма мәдәнийәткә егә болған әдәбий тилму өз намини қайта егиләйдиғанлиғи сөзсиз. Бу йәрдә шуни алаһидә тәкитләп өтүш керәкки, 1920-жилларниң бешидики А.Розибақиевниң паалийити пәқәт Россия тәвәлигидики уйғурларғила әмәс, бәлки тарихий Вәтинимиздики хәлқимизгиму охшашла қаритилған еди. Мәлумки, Октябрь инқилавидин кейин қурулған Түркстан Автономиялик Кеңәш Җумһурийити (1918-жили 30-апрельдин 1924-жили 27-октябрьғичә моҗут болуп турған) территориясигә һазирқи Қазақстан, Қирғизстан, Өзбәкстан вә Түркмәнстанниң бәзи вилайәтлири киргән еди. Россия тәвәсидики барлиқ уйғурлар болса, асасән, мошу территориядә һаят кәчүрәтти. Шундақла бу тәвәгә Қәшқәр тәрәптин хелә көп уйғурлар вақитлиқ ишләш үчүн келәтти. Октябрь инқилавидин кейин бу кәң зиминниң уйғурлар яшаватқан җайлирида қурулған бирнәччә тәшкилатлириму моҗут еди. Бу тәшкилатларниң умумий нами «Қәшқәр-Җуңғария ишчи кәмбәғәллири иттипақлири» дәп атилатти. А.Розибақиев рәһбәрлигидики бир топ уйғур коммунистлири барлиқ тәшкилатларниң бешини қошуп, ортақ мәхсәттә паалийәт елип бериш үчүн 1921-жили «Қәшқәр-Җуңғария ишчи кәмбәғәллири иттипақлириниң биринчи пүтүн Түркстан съезини (қурултийини)» өткүзүшни қарар қилиду. Мәзкүр қурултай һарписида, йәни 1-июнь күни «Кәмбәғәлләр авази» гезитиниң биринчи сани йоруқ көриду. Бу санда А.Розибақиевниң қурултайға беғишланған мақалиси орун алиду. У қурултайниң әһмийити тоғрисида мундақ дәп язиду: «Бу жил биринчи июньда Ташкәнт шәһиридә пүтүн Түркстанда олтиришлиқ Қәшқәрия (Алтишәр) һәм Җуңғария (Или әтрапи) ишчи кәмбәғәллириниң биринчи қурултийи чақирилиду. Бу қурултайға пүтүн Түркстандики Хитай таби ишчи һәм кәмбәғәлләр иттипақлиридин вәкилләр барғанға охшаш, Йәттису вилайитидики таранчи иҗтимаий яшлириниң «Уйғур мәдәний-маарип җәмийәтлиридин вәкилләр тәклип қилинди». Бу қурултайниң заманисиға тоғра кәлгәнлигигә һәм қарилидиған мәсилиләрниң әһмийәтлигигә көз салсақ, бизниң Қәшқәр һәм Или әтрапидики хәлиқ үчүн наһайити әһмийәтлик улуқ қурултайдур. ...Бизгә Түркстанда олтиришлиқ қәшқәрлик кәмбәғәллирини бириктүрүш, уларни бирлик иттипақ туғиниң астиға жиғиш, пүтүн Түркстандики иттипақлиримизни бир пикир, бир мәхсәткә бирләштүрүш лазим. Мундин кейин пүтүн иттипақлиримизни яхши бир йолға селип, уларни мәһкәмләштүрмигимиз вә чиңитмиғимиз лазим. Бизниң иттипақлиримиз шундақ болсунки, Қәшқәр-Җуңғариядин чиққан һәрбир моздузниң, ашпәзниң, тумақчиниң, хизмәтчиниң һәм алтишәрлик кәмбәғәлләрниң мәнпийитини сақлайдиған болсун. Мундин кейин бизниң иттипақлиримиз алтишәрлик қериндашлиримиз арисида илим-мәрипәт тарқитип, кәмбәғәлләрниң көзини ачсун, уларни наданлиқ ғаридин қутқузуп башқа илимпәзлик жутларниң қатариға қошсун». Бу йәрдә шуни қошумчә ейтип өтүшкә болидуки, мәзкүр гезитниң асасий мәхсәтлириниң бири барлиқ уйғурларниң авази болуш еди. Бу һәқтә А.Розибақиев «Кәмбәғәлләр авазиниң» төртинчи жил нәшир қилинишиға беғишланған мақалисида мундақ язиду: «Кәмбәғәлләр авази» ...ишчи-дехан һөкүмити дәвридә пүткүл уйғур (алтишәрлик, таранчи, туңган) йоқсул вә кәмбәғәллириниң пүтүн Оттура Азия һәм Уйғур елигә чаңилдиған, таралған биринчи инқилавий «авази» болуп мәйданға чиқти». Мақалисиниң ахирида кейинки жили, йәни 1926-жили, гезитниң бәш жиллиғини кәң түрдә атап өтүш бойичә бәргән тәвсийәлирни биридә мундақ дейилгән: «Хусусән Уйғур елидики хәлиқниң әһвали, инқилавий һәрикәт гезит бәтлиридә мундин кейин толуқ орун алсун. У яқтин айғақчи мухбирлар җәлип етилсун. Шундақ қилип, «Кәмбәғәлләр авази» өзиниң бәш яшлиқ тойини Оттура Азия һәм Уйғур елидики йоқсул вә меһнәткәшләрниң һәқиқий вәкили, һамиси вә йолбашчиси болуп өткүзсун». Мәзкүр қурултай 1921-жили 3-июньда Ташкәнттә ечилип, 9-июньда аяқлишиду. Қурултайға җайлардин 117 делегат қатнишиду. Күн тәртивидә қаралған муһим мәсилиләрниң бири «уйғур» намини қайта тикләшкә беғишлиниду. Қурултай «Қәшқәр-Җуңғария ишчи кәмбәғәллири иттипақлири» дәп атилип келиватқан барлиқ уйғурларниң бирлигини «Алтишәр-Җуңғар ишчилириниң «Уйғур» инқилавий союзи» дәп аталсун, дегән қарар чиқириду. Бу узун ибарә кейинирәк қисқартилип «Уйғур ревсоюз» дәп атилип кетиду. А.Розибақиевниң сөзи билән ейтқанда, хәлқимиз үчүн һәм «улуқ» һәм «нан-су орнида» болған бу қурултайниң әһмийити униңда Россиядики вә тарихий Вәтинимиздики барлиқ уйғурлар вәкиллириниң өзлирини турған җайлири (қәшқәрлик, турпанлиқ, хотәнлик в.б.) яки кәспи (таранчи) бойичә атимай, тарихий нами бойичә, йәни «уйғур» дәп аташ қарарини елишида дәп ейтишқа болиду. Сәвәви, бу муқәддәс нам дуниядики барлиқ уйғурларниң миллий аң-сезимини, бир-биригә болған қериндашлиқ меһрини қайта ойғатти, уларниң бирпүтүнлүгиниң асасини яратти. Хәлқимиз тарихидики бу муһим қарарни әмәлгә ашуруш оңай болмиди. А.Розибақиев рәһбәрлигидики бир топ илғар пикирлик зиялилар тар, жутвазлиқ чүшәнчисидики зиялилар билән бираз вақит күришишкә тоғра кәлди. А.Розибақиев һөкүмәттики жуқури лавазимлириға бағлиқ партия қурулуши, йеза егилиги, чарвичилиқ, ишләпчиқириш саһалирини йеңичә уюштуруш бойичә елип бериватқан асасий ишлиридин сирт шевилик пәриқләрни көптүрүп, тиллиқ пәриқ сүпитидә қарап, “қәшқәрликләр башқа милләт”, “таранчилар (ғулҗилиқлар) башқа милләт” дегән сәпсәтани қайтидин мәтбуат мәйданиға елип чиққан Қадир һаҗи, Насир Ниязов (тәхәллуси «Учқун») охшаш аз сандики кишиләрниң мақалилириға қарши өзиниң қәтъий пикрини билдүрүп, мақалилар язди. Мәсилән, у өзиниң «Йоқсул мәпкүрисини қаймуқтурушқа қарши» (1928-жил, июнь) намлиқ мақалисида «Учқунниң» Қәшқәр уйғурлири билән Ғулҗа уйғурлирини башқа милләтләр екәнлигини дәлилләш үчүн язған мисаллирини кәлтүрүп, уларни аччиқ сарказм билән тәнқитләйду. Бу йәрдә А.Розибақиевниң милләтниң арисида бөлгүнчилик туғдуридиған, чала сават зиялиларға нисбәтән шәпқәтсиз қәтъий позициядә болуш керәклигиниң үлгисини көрситиду. У «Учқунға» нисбәтән: «Қадир һаҗиниң «хемиртуручи» билән жуғирилип, қәбиличиликниң “тонусидин йеңи пишип чиққан” «профессор Учқунниң» «илмий» мақалисини тәкшүрүп көрәйли» дәп келип, Учқунниң «қәшқәрликләр «бәлбағ» дәйду, таранчилар болса «пота» дәйду, демәк, улар бир милләт әмәс» дегәнгә охшаш пикрини мәсхирә қилип, униң илмий асасиниң хата екәнлигини көплигән фактлар арқилиқ көрситиду һәм тәнқитини төвәндикичә хуласиләйду: «Һәй, бечарә «бәлбағ сәясәтчиси» өзиңизниң «бәлбеғиңиз» бошаң. Азирақ болсиму чиңитип бағлап алсиңизчу! Сөзүңизниң түви, баш-айиғи нәдә, өзиңизниң баш-айиғиңиз нәдә? Пәриқ етәләмсиз? Дунияда өзидә йоқ билимни хәлиққә үгитимән дәп, дава қилиштин артуқ пәслик болмиса керәк». Бу муназириләрдики қарши тәрәпләр пәқәт көзқарашлири җәһәттинла әмәс, шундақла инсаний пәзиләтлири, милләтпәрвәрлиги, виждани, билими, парасити җәһәттинму бир-биригә қарши тәрәпләр еди. Шуңлашқа бу йәрдә милләтниң биртуташлиғиға вә униң намини әслигә кәлтүрүшкә пүткүл вуҗуди билән қаршилиқ көрсәткән һәм бөлгүнчиликниң асасий идеологи болған Қадир Һаҗиниң қандақ адәм болғанлиғи һәққидә азирақ тохтилип өткән артуқ болмайду дәп ойлаймән. Қадир Һаҗи (1891 − 1938) Кеңәшләр Иттипақида А.Розибақиевқа қарши яла-төһмәткә толуп-ташқан мақалилар язғини аз болғандәк, униң үстидин жуқури идариләргә шикайәтләр қилип, Түркстан тәвәсидики вәзиписини өтәп болғандин кейин, паскина ишлирини давамлаштуруш үчүн тарихий Вәтинимизгә кетиду. Бу йәрдә у җаллат Шең Шисәйгә җан дили билән хизмәт қилип, хәлқимиз тарихиниң паҗиәлик сәһипилиригә сәвәп болған «қаничәр үч һаҗиниң» бири болиду. У Қәшқәрдики сақчи идарисидә 1935 — 1937-жиллири мәсъул хадим болуп ишләш җәриянида үч миң әскири билән Қәшқәрдә туруватқан генерал Маһмут Муһитиниң хәлиқ арисидики тәсирини азайтиш, шу тәвәдики инавәтлик уйғур зиялилири үстидин назарәт елип бериш ишлири билән шуғулланған. У Кеңәш Иттипақиниң қоллиши арқилиқ моҗут болуп туруватқан қирғиз полкини күчәйтиш асасида Маһмут Муһитиниң башчилиғидики уйғур әскәрлириниң инавитини, тәсир даирисини чәкләшкә тиришиду. Нәтиҗидә 1937-жили генерал Маһмут Муһити чәт әлгә чиқип кетишкә мәҗбур болиду. Бу пурсәттин пайдилинип, Қадир Һаҗи Қәшқәр тәвәсидики даңлиқ мәрипәтчиләр Мәмтили Тәвпиқ, Қутлуқ һаҗи Шәвқий билән биллә инавәтлик уйғур зиялилирини түрмиләргә ташлайду. Мундақ наһәқлиққә чидалмиған уйғур әскәрлири Абдунияз Камал башчилиғида түрмидики зиялиларни азат қилиш үчүн Қәшқәр кона шәһәрни ишғал қилғанда, Қадир Һаҗи түрмидики үч йүздин артуқ уйғур зиялисини оққа тутуп, андин көйдүрүветиду. Өзи болса, Кеңәш Иттипақиға қайтип кетиду. Униң жутвазлиғи жутини яхши көргәнликтин болса, өзиниң жутдаш зиялилирини мундақ вәһшиләрчә өлтүрмәс еди. Демәк, Қадир Һаҗи охшашларниң мәхсити өзлириниң тар чүшәнчиси, шәхсий ғәризи асасида милләтни бөлүп, бир-биригә қарши қоюш, “топилаңда тоғач оғрилаш”, мундақларниң пәскәш ишлириға қарши турғанлар үстидин шикайәт қилиш, қолидин кәлсә уҗуқтуруветиштин ибарәт. Абдулла Розибақиев билән Қадир Һаҗи арисидики тоқунуш — бир милләтниң ичидики милләтпәрвәрләр билән мунапиқларниң тоқунуши еди. А.Розибақиев милләтниң бирпүтүнлүгини сақлаш йолида, һәтта уйғур тилида «қәшқәр шевиси» вә «таранчи шевиси» бар дегән пикирниң өзиниму тоғра көрмәйду. У «Уйғур әл әдәбияти» китавиниң нәшир қилинишиға бағлиқ С.Шакирҗановниң «Уйғур тилида «қәшқәр шевиси» вә «таранчи шевиси» охшаш икки шевә бар. Мундин кейин бесилидиған әсәрләр йә қәшқәрлик, йә таранчи шевисидә чиқиши пәннирәк болур еди», дегән пикригә қәтъий рәддийә берип, чоң мақалә (1926-жил, февраль, март) язиду. А.Розибақиев өз мақалисида уйғур тилидики айримчилиқларниң пәйда болушини милләтниң иҗтимаий вә сәясий әһвалиға бағлиқ пәйда болуши мүмкин екәнлигини ейтип өтүп («уйғур хәлқиниң ихтисадий, мәдәний яқтин кейин қалғанлиғи, бирнәччә әсирлик қуллуқ дәври уйғур шәһәрлириниң арисидики ихтисадий вә мәдәний алақини (бағлинишни) бошатти, тола суслаштурди, башқа мәдәнийәтлик хәлиқләр охшаш пүткүл уйғур хәлқиниң ихтисадини бирләштүргән санаәт, иҗтимаий мәдәнийәтни бирләштүргән миллий идарә, мәдәний өсүши башқурған миллий әдәбияти болмиди»), һазирқи вәзийәттә мәсилә шевилик пәриқләрни көрситиштә әмәс, бәлки уларни вақитлиқ бир мәсилә, йәни «... уйғур әмгәкчилириниң қуллуқ дәвридә уйғур тилидики, әдәбиятидики вақитлиқ қәһәтчилик дәп» қарап, бар иқтидарни әдәбий тилни тәрәққий әткүзүшкә сәрип қилишта дәп һесаплайду. Униң көзқаришичә, уйғур тилини шевиләргә бөлүш — уйғур миллитини бөлүш билән баравәр. Бу тил қанунийити җәһәттин талаш туғдуридиған пикир болсиму, амма шу дәвирдики вәзийәттә әң тоғра пикир еди. Хәлқимизниң өз намини қайта тикләп, миллий бирпүтүнлүгини қайтидин чоңқур чүшиниш вә сезинишниң дәсләпки дәвридә бу хил тил алаһиликлирини һесапқа алмаслиқ өзини ақлатти. Униң үстигә тилниң мәлум бир тәрәққият дәвридә шевилик пәриқләрни йоқап кетишиму тәбиий екәнлигини А.Розибақиев жирақни көрәләйдиған сәясәтчи сүпитидә яхши чүшәнгән: «Тирилип келиватқан яш әдәбиятимиз өскәнсири бу қәһәтчиликтин қутулимиз, әдәбиятимиз саплиниду, пүткүл уйғур әмгәкчилирини бирләштүриду. Мана уйғур тили, әдәбиятиға мошу нәзәр билән қараш керәк». А.Розибақиев әдәбий тил бир милләтниң пүтүнлүгини сақлаштин башқа, уни бир мәхсәттә уюштуруш үчүнму наһайити муһим роль ойнайду, дәп һесаплиған: «Уйғур инқилапчилириниң бир мәсләк, бир тәшкилат асасида бирикмиги үчүн, уйғур әмгәкчилирини азатлиқ мәдәнийәткә елип бармақ үчүн әң муһим, әң чоң шәрт – уларни бир тил, бир әдәбият чөрисигә топлимақ. Шундақ бир тил, бир әдәбият билән азатлиққа, мәдәнийәткә, социализмға балдурирақ йетәкләймиз». 1927-жили «Кәмбәғәлләр авази» гезитиниң июнь вә июль айлиридики санлирида А.Розибақиевниң «Биздә тил, әдәбият, мәтбуат мәсилилири» намлиқ мақалиси йоруқ көриду. Бу мақалида А.Розибақиев аталған саһалар бойичә йәткән утуқлар вә бәзи камчилиқларға тохтилип, уларға сәясий баһа бериду. Уйғур әдәбий тилини «ойғиниш дәврини кәчүрүп, түзүлүш, рәсмийлишишниң башлапқи дәвригә кирди», дәп қарайду. Чүнки Октябрь инқилавидин кейин, уйғур әдәбий тилида бәдиий әсәрләр, дәрисликләр, аз болсиму илмий әмгәкләр йезилди, тәрҗимә саһасидиму тәҗрибиләр жиғилди һәм күндилик мәтбуат тилиға айланди. «Әнди униң алдида әдәбийлигини күчәйтиш, рәсмийләштүрүш билән биллә пәннилик йолида биринчи чамдамлирини ясаш вә пәний тил болуп өсмәк вәзипилири туриду», дәп язиду. “Оттура Азиядә тәрәққий етиш йолидики уйғур әдәбий тили қачан рәсмийлишип болиду?, дегән соалға төвәндикичә җавап бериду: «Һазирқи әдәбиятимизниң тили қачан пүткүл Уйғур елидики көпчиликкә тикиз йеқинлашса, бирла сөзниң мәнисини бәргән нәччә түрлүк истилаһдин азат болса, қачан қәтъий бәлгүләнгән мәхсус қаидиләрниң ичигә кирсә, шу вақитта биз тилимиз рәсмийлишип, түзүлүп болди, дәп ейталаймиз. Бу йолда техи узун заман (бәлки 20 — 30 жил) ишлимәк лазим. Чүнки камчилиқ көп, тосалғу тола». А.Розибақиев дәватқан тосалғу йәнила Қадир Һаҗи һәм униң бәзи тәрәпдарлириниң сәпсәталири еди. Улар қайтидин кона хаманларни соруп, өзлириниң тар чүшәнчисидин чиқалмай, «Қәшқәр уйғурлири билән Ғулҗа уйғурлириниң тиллири башқа. Уйғур китаплирини алдурмаңлар, оқумаңлар, мәктәптә оқутмаңлар. Бу китаплар Ғулҗа уйғурлири («таранчиларниң») тилида бесилған. Бу тилни Қәшқәр уйғурлири чүшәнмәйду. Бу тилға қариғанда Қәшқәр уйғурлири үчүн татар тили йеқин», дегәнгә охшаш сағлам адәмниң әқлигә кәлмәйдиған ойдурмилирини давамлаштурушқа башлиған еди. Мундақ пикирләргә хатимә бериш үчүн мутәхәссисләр, қариму-қарши тәрәпләр баш қошуп, өзара пикир алмаштуруши һәм бир қарарға келиши керәк болди. Нәтиҗидә уйғур зиялилири 1930-жили, май ейида иккинчи уйғур тил-имла конференциясини өткүзүшни планлайду. Бу чағда А.Розибақиевниң Қизилорда вилайәтлик партия комитетиниң биринчи кативи болуп ишләватқиниға бир жил болған еди. Алмутидин хелә жирақта бир вилайәтниң партиявий, ихтисадий, йеза егилик, чарвичилиқ, мәдәнийәт, маарип, мәтбуат ишлириниң қайнимида жүргән А.Розибақиев вақтини тепип, бу муһим конференцияниң уюштуруш ишлириға арилишиштин сирт, униң һарписида «Удул йол» намлиқ мақалисини язиду. Мақалә 1930-жили 14-майда «Кәмбәғәлләр авази» гезитида йоруқ көриду. Бу мақалида А.Розибақиев барлиқ уйғурлар үчүн бир әдәбий тил мәсилисиниң милләтниң моҗутлуқ мәсилисидики орни вә маһийити тоғрисидики өз ойлири билән бөлүшиду. У «тарихий вә әмәлий орни чоң» дәп қариған бу конференцияниң асасий мәхсити — «Уйғурлар үчүн бирләшкән әдәбий тил қуруш мүмкинму, мүмкин әмәсму?» дегән соалға җавап бериштин ибарәт, дәп қарайду. А.Розибақиев бу соални пәқәт тил мәсилиси сүпитидила һәм сәясий мәсилә сүпитидә қарайду. Сәвәви, бурунқи Түркстан Җумһурийити территориясидә яшаватқан уйғурлар кейинки миллий-территориал бөлүнүшләр нәтиҗисидә Қазақстан, Өзбәкстан, Қирғизстан вә Түркмәнстан территориялиригә бөлүнүп кетиду. Нәтиҗидә уйғурларға мунасивәтлик ишларни бир мәркәздин башқуруш аҗизлишиду. Шуңлашқа «Бирләшкән әдәбий тил үчүн күрәш — синипий күрәш», дәп язиду. Ундақ болғини, муәллипниң пикричә, коммунистлар партияси, ишчилар синипи мәһкүм милләтләрни азат қилиду. Һәқиқий азатлиқ мәдәний тәрәққиятсиз болмайду. «Бир милләт тил қуралиға егә болмай туруп, мәдәнийәткә йетәлмәйду». Мақалиниң сәрләвһисидики намму мошу бир әдәбий тил билән мунасивәтлик: «Уйғур бирләшкән әдәбий тили – мана удул кәң һәм оңай йоли». Шундақла А.Розибақиев мәзкүр мақалисида уйғур әдәбий тилиниң қайси шевигә асаслиниши керәклиги тоғрисидиму өз ойлирини оттуриға қойиду. У уйғур әдәбий тилиниң бир шевигә асаслинишини тоғра әмәс дәп қарайду. Бу көзқараш шу дәвирдики һәм тил әмәлиятидин, һәм сәясий әмәлияттин келип чиққан еди. 1920 — 1930-жиллири уйғурлар мәтбуатта, бәдиий әдәбиятта, маарип саһасида қоллиниватқан тил техи бир изға чүшмигән, уйғур тили өзиниң тәрәққиятиниң үчинчи дәвригә, йәни һазирқи уйғур тили дәвригә қәдәм басқан еди. Мошундақ вәзийәттә уйғур әдәбий тили бир шевигә асасланса, йәнила бөлгүнчиликкә, өзара зиддийәткә сәвәп болатти. Нәтиҗидә қайтидинла қәшқәрлик — таранчи мәсилиси овҗ елип кетиши мүмкин еди. Октябрь инқилавидин кейин, 1921-жили “уйғур” наминиң әслигә кәлтүрүшидин бурунму, барлиқ уйғурларниң бешини қошқан һалда сәясий, мәдәний, маарип, мәтбуат саһалири бойичә җиддий ишлар қолға елинған еди. Бу ишларға тарихта Қәшқәр тәвәсидин кәлгән уйғурлар билән Ғулҗа тәвәсидин кәлгән уйғурлар охшашла җәлип қилинди. Бирликтә паалийәт елип бериш нәтиҗисидә һәр икки тәвәгә вәкиллик қилалайдиған әдәбий тилниң асасиму шәкиллинишкә башлиған. Амма тәңпуңлуқ болмиғачқа, һәр тәрәп өзигә тартишқа яки бирини бири инкар қилишқа болған урунушлар йүз берип туратти. Абдулла Розибақиевниң қәтъий позицияси түпәйли бу мәсилиләр бир тәрәп қилинди. У мәзкүр мақалисида уйғур әдәбий тили мәсилиси мәхсус тәтқиқатлар нәтиҗисидә йешилиши керәклигини, буниң үчүн Пәрғанә, Йәттису, Қәшқәр, Ғулҗа, Турпан диярлиридики хәлиқ әдәбиятини, тил ғәзнилирини үгиниш һәм шуларға асаслинишниң муһимлиғини алаһидә тәкитләйду. Буниңдин көрүнүп туридуки, А.Розибақиев, уйғур әдәбий тили дегәндә пәқәт Кеңәшләр Иттипақидики уйғурлар үчүнла әмәс, бәлки барлиқ уйғурлар үчүн ортақ әдәбий тилни нәзәрдә тутқан. Умумән мәзкүр конференцияниң муваппәқийәт қазинишида А.Розибақиевниң роли наһайити чоң болди. Уйғур әдәбий тилиниң шәкиллиниш вә тәрәққий етиш тарихини мәхсус үгәнгән академик А.Қайдаров бу һәқтә мундақ язиду: «Мәзкүр конференцияниң вәзипилирини ениқ бәлгүләштә вә тил қурулушиниң актуал мәсилилирини муһакимә қилишта тоғра илмий-сәясий йөнилишини көрситиш охшаш мурәккәп, бирақ алийҗанап вәзипиләрни А.Розибақиев өз һөддисигә алиду һәм уни шәрәп билән орунлашқа муваппәқ болиду. Бу ишта униңға С.Е. Малов, К.К. Юдахин вә йәрлик уйғур тилчилири чоң ярдәм көрситиду. ...Кеңәш уйғурлири үчүн бир әдәбий тилни яритишниң мүмкин яки мүмкин әмәслиги тоғрисидики уйғур тилчилириниң пикирлирини тәһлил қилип вә тәнқидий баһа берип, А.Розибақиев мәсилиниң әң тоғра вә объектив йешилиши Кеңәштики барлиқ уйғурлар үчүн икки әдәбий тил әмәс, бәлки һәм Йәттису, һәм Пәрғанә уйғурлириниң тилиға асаслинидиған, уларниң ортақ хусусийәтлирини риваҗландуридиған бир әдәбий тилни яритиш муһим екәнлигини дәлилләйду. Конференцияму мошундақ қарар алиду. Бу қарар уйғур тилчилириниң келәчәктики тил қурулуши саһасида, җүмлидин әдәбий тилни нормилаштуруш бойичә ишлирида программилиқ һөҗҗәт сүпитидә болди». Ечинишлиқ йери, бу А.Розибақиевниң уйғур тили вә мәдәнийити тоғрисида язған ахирқи мақалиси болди. 1930-жили А.Розибақиевниң қоллишиға егә болуп келиватқан «Кәмбәғәлләр авази» Яркәнткә көчирилип, наһийәлик статустики гезитқа айлинип қалиду. Униң әксичә А.Розибақиевқа қарши мақалиларни беридиған Қадир Һаҗи тәсиридики «Қутулуш» гезити» (1926-жили Бишкекта чиқишқа башлиған) күчәйтилип, 1928-жили Өзбәкстанниң шу чағдики пайтәхти Сәмәрқәнткә, андин пайтәхтниң йәнә өзгириши билән 1930-жилниң биринчи йеримида Ташкәнткә көчирилиду. Дәсләп ВКП (б) Мәркизий Комитети Оттура Азия бюросиниң, 1935-жилдин башлап Өзбәкстан Компартияси Мәркизий Комитетиниң оргини болиду. А.Розибақиев 1933-жили өз өтүнүши билән Москваға оқушқа кетиду. 1937-жили Қазақстанға қайтип келиду, узақ өтмәй Сталинниң тәқипләш сәяситиниң қурвиниға айлиниду. Уйғурларниң сәясий һәм мәдәний һаятидики бу сәлбий өзгиришләр миллий мунапиқ Қадир Һаҗи вә униң тәрәпдарлириниң тохтимай елип барған яла-төһмәтлириниң нәтиҗиси болуши мүмкин. Абдулла Розибақиев өзиниң бу мақалисида жуқурида «Биздә тил, әдәбият, мәтбуат мәсилилири» намлиқ мақалисидин елинған үзүндини қайта тилға елип, барлиқ уйғурлар үчүн ортақ әдәбий тилни рәсмийләштүрүш йолида 20 — 30 жил ишләш керәк дәп қайта тәкитләйду. Амма аридин 80 — 90 жил өтсиму мәзкүр мәсилә техи өзиниң йешимини тапалмиди. Чүнки 37-жилқи Кеңәш Иттипақидики вә 30-жилларниң ахири 40-жилларниң бешидики тарихий Вәтинимиздики шәпқәтсиз репрессияләр нәтиҗисидә хәлқимиз миллий мәсилиләрни йешишкә қабил зор зиялилар қошунидин айрилип қалди. Нәтиҗидә маарип, әдәбият, тил, мәтбуат саһалирида еришкән утуқларни сақлаш бу яқта турсун, улардин тамамән дегидәк айрилип, хелә жилларға чекинип кәттуқ. Униң үстигә кейинки жиллардики икки җаһангир хошна дөләтләр арисидики турақсиз сәясий мунасивәтләрму бу мәсилиниң һәл қилинишиға өзиниң сәлбий тәсирини йәткүзди. Амма һазир шуни ишәшлик ейтишқа болидуки, ШУАРдики уйғур әдәбий тили — уйғурларниң мутлақ көп қисми қоллинидиған, лексикилиқ, фонетикилиқ, грамматикилиқ, орфографиялик, орфоэпиялик вә стилистикилиқ җәһәтләрдин нормилашқан заманивий әдәбий тил. У Қазақстан уйғурлири тилидин анчә пәриқлинип кәтмәйду. Кейинки вақитлардики имла бойичә ейтиливатқан пикирләрниң асасий мәхсити — Қазақстан уйғурлири тилиниң имласини толуғи билән тарихий Вәтинимиздики қоллиниватқан имлаға маслаштуруп, ениғирағи, шу имлани қобул қилип, Абдулла Розибақиев охшаш улуқ әҗдатлиримиз арминини рояпқа чиқириш. Бүйүк әрбабимизниң өз ибарилири билән ейтқанда, қазақстанлиқ уйғурлар бу «удул йолда» йәнә азирақ «кәтмән чапмақ лазим». Руслан АРЗИЕВ.

1281 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы