• Әхбаратлар еқими
  • 30 Шілде, 2020

Яркәнт төмүрбетон заводи

«Яркәнт төмүрбетон заводиниң» тәсисчилири болған жут оғланлири Әхмәтҗан Һаширов билән Турғанҗан Зайитовни тәвәдә тонумайдиған адәм йоқ. Атмиштин ошуқ адәмни иш билән тәминләватқан бу икки тиҗарәтчиниң хәйрихаһлиқ паалийитидинму хәвиримиз бар. Дайим муһтаҗлар көңлидин чиқип: жиқилғанни йөләп, қол учини берип қоллап-қувәтләватқанлиғиниму яхши билимиз. Улар һәққидә көптин бери аңлап жүрсәкму, иш-паалийити билән йеқиндин тонушмиған едуқ. Йеқинда шәһәрниң төвәнки қисмиға җайлашқан заводқа қәдәм тәшрип қилдуқ. Турғанҗан Зайитов билән Әхмәтҗан Һаширов иш орнида екән. Һәр иккилиси аддий инсанлардин болуп чиқти. Адәттики иш күни болғачқа, бетон вә улар ишләп чиқириватқан бетон мәһсулатларға буйрутма бәргүчиләр көп екән. Әхмәтҗан Һаширов буйрутмиларни қобул қиливатиду. Биз Турғанҗан Зайитов билән заводни арилап чиқишқа келиштуқ. Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Заманивий завод Заводта иш қайнаватқан мәзгил екән. Бәәйни чоң шәһәрләрдики заводларни әслитәтти. Һәрким өз иши билән бәнт. Бирдин байқиғиним, ишчилар пәқәт яшлар екән. Бетондин ишләп чиқирилған қудуқлар тәйяр болуп лентилардин чүшүватиду. Бир йәрдә бетон кесәкләр, плитилар қуюлуватиду. Тизилип турған тәйяр мәһсулатлар херидарлириға мәхсус машиниларда, кранларда бесиливатиду. Әйтәвир, иш қизғин. — Завод төмүрбетон мәһсулатлириниң һәммә түрини ишләпчиқириш қувитигә егә. Атап ейтсақ, биринчи болуп қолға алғинимиз товарлиқ бетон чиқириш еди. Бу ишимиз оңушлуқ жүрүп кәттидә, биз паалийитимизни кәңәйттуқ. Һазир қудуқлар, (һәрхил һәҗимдә) уларниң япқучлири, ериқ нолири, йол нолири, бордюрлар, бетон заборлар, сплитер кесәкләр, столблар, Нью Джерси (накалар маңидиған йол), бетон кесәкләр, шундақла қум ишләпчиқириш бизниң әнчимиздә. Махтанғинимиз әмәс, бизниң завод Қазақстанда дәсләпкиләрдин болуп узунлуғи 10 — 12 метр плита ишләпчиқиришни оңушлуқ әмәлгә ашурдуқ, — деди Турған Зордуноғли плитиларни көрситип. Аңғичә Әхмәтҗанму йетип кәлди. — Һәптиниң алтә күни иш қизийду, – деди у сөһбитимизгә арилишип. – Йәкшәнбә дәм алимиз. Яз әмәсму, шәхсийләр болсун, һөкүмәт тәрипидин болсун қурулуш ишлири овҗ еливатқан пәйт болғачқа, буйрутмилар көп. Униң үстигә наһийәдики мәктәп, дохтурхана, спорт комплекслири вә башқиму қурулуш ишлирини елип бериватқан қурулуш ширкәтлири билән һәмкарлиқта иш елип бериватимиз. Өткән жилларда Дехан Ғәйрәт, Хелил Һәмраев оттура мәктәплири билән Ават, Төвәнки Пәнҗим, Чулуқайда селинған давалаш амбулаториялирини керәклик қурулуш материаллири билән тәминлидуқ. Ишчилар иш һәққини әмгигә қарап өз вақтида алиду. Көрүп турупсизки, уйғур, қазақ, рус өзбәк миллитиниң вәкиллири болуп 60тин ошуқ адәм иш билән бәнт. Бу елимиз Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң Мәктүбигә әмәлий җавап десәм, ашуруп ейтқанлиқ әмәс. — Сир болмиса ишчиларниң иш һәққи қанчә? — дәп соридим. — Әлвәттә, сир әмәс. Әмгигигә қарап төлиниду. Ишчилар оттура һесап билән 120 — 130 миң тәңгә әтрапида мааш еливатиду. Ишчилар демәкчи, улар алий вә оттура кәспий билимгә егә мутәхәссисләр. Иш җәрияни толуқ автоматлаштурулған. Әнди заводта 20дин ошуқ һәрхил маркилиқ техникилар бар. Шоферларниңму әмгәк һәққи 90 — 100 миң тәңгә. Ишчилар һәққидә гәп қилип қалдуқ, Қәдирдан Азнибақиев, Шаһидин Қасимов, Қудрәт Мөмүнов, Жандос Райимбеков, Зулияр Рәһманов, Ялқун Сетәков, Бәхнияз Худайқулов кәби жигитләрниң өзлиригә жүкләнгән вәзипә һөддисидин шәрәп билән чиқип, башқиларға үлгә болуватқанлиғини тәкитлигүмиз келиду. Новити кәлгәндә шуниму ейтип өтүш керәкки, завод мәмурийити тәрипидин уларниң билимини йәниму мукәммәлләштүрүшкә көңүл бөлүнүватиду. Саһа лидери Мәзкүр заводниң қол йәткүзүватқан утуқлиридин сориғинимизда тәсисчиләр: — Һәрбир ишләнгән мәһсулатимиз херидарниң көңлидин чиқиватса, биз уни чоң мукапат дәп билимиз. Чүнки сани әмәс, сүпити муһим болуватқан бу саһада риқабәтчиләрму йоқ әмәс, — деди Әхмәтҗан. Биз бу соалимизға завод идарисиниң темиға идитлиқ илинған мукапатларни көздин кәчүргәч, җавап таптуқ. Жигирмә бир жилдин буян паалийәт елип бериватқан завод наһийә, вилайәт рәһбәрлириниң, Nur Otan партиясиниң пәхрий ярлиқлири вә тәшәккүрнамилири билән мукапатлинипту. Әнди завод рәһбәрлиридин Әхмәтҗан Һаширов Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 25 жиллиқ тәвәллудлуқ медали билән, Конституцияниң 20 жиллиғи һәм шундақла 2017-жили елимизниң Тунҗа Президенти —Елбасы Нурсултан Назарбаевниң Тәшәккүрнамиси, Турғанҗан Зайитов болса, Бизнес рейтинги бойичә «Лидер отрасли» ордени билән, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәсис илған «Сахавәт» медали билән мукапатлинипту. Йеңи иш орни Бизни Турғанҗан Зордуноғли заводниң йәнә бир бенасиға башлап баридиған болди. — Ишләпчиқириш җәриянини пәйдин-пәй, қәдәмму-қәдәм кәңәйтип, мәһсулатлиримизниң түрини һәм миқдарини көпәйтишкә тоғра кәлди. Илгәрки завод бенаси тар болди. Қисқиси, йәнә бир заманивий завод селишни нийәт қилдуқ. Наһийәлик һакимийәтниң қоллап-қувәтлиши билән 3,5 гектар йәр бөлүнүп берилдидә, биз дәрһал йеңи завод қурулушини қолға алдуқ. Көрүп турупсиз, уни пайдилинишқа бәрдуқ, — деди, йеңи үлгидики илғар технологияләр билән җабдуқланған заводниң ичигә қәдәм тәшрип қилғинимизда. Йеңи заводниң һойлисида ечилип турған рәңму-рәң гүлләр билән, йеңидин тикилгән мевә көчәтлири бирдин көзгә челиқиду. Кәң-таша һойлисида жүк машинилирида қум шехил кәлтүрүлүветипту. Завод толуғи билән ишқа қошулған. Завод паалийити һәққидә мақалимизға мошу йәрдә чекит қойсақму болатти. Лекин икки тәдбирчан тиҗарәтчиниң, миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәрлириниң хәйри-еһсанлиқ ишлиридин толуқ вақип қилмиған болимиз. Шуниң үчүнму бу һәқтә тохтилип өтүшни тоғра көрдуқ. Сахавәтлик жигитләр Әхмәтҗан билән Турғанҗанни яркәнтликләр шундақ атишиду. Ундақ дейишимизгә толуқ асас бар. Шәхсән өзәм бу икки тәдбирчан тиҗарәтчиниң спорт саһасида жүргән қаракөзлиримизниң җумһурийәтлик вә хәлиқара турнирларға қатнишишиға һамийлиқ қиливатқанлиғидин хәвирим бар еди. Яркәнттики джиу-джитсу спорт клуби әзалириниң Абу Дабида өткән дуния чемпионатиға берип келиши, йол һәққи, тамиғини тәминлигәнлигини билимән. Өз новитидә у чемпионаттин Илшат Һосманов ғалип чиқип, уларниң үмүтини ақлиди. Әнди наһийә яшлиридин тәшкил қилинған «Арзу» футбол командиси әзалириниңму һәрхил турнирларға қатнишиши, мәхсус спорт кийим-кечәклири билән тәминләватқан йәнә шу тиҗарәтчиләр. Шундақла сәнъәткарларниң йеңи нахша-клиплириға һамийлиқ қиливатқанму мошу инсанлар. Тапқининиң мәлум қисмини һаҗәтмәнләргә сәрип қилишни пәрзи дәп билгән улар наһийәдики мечитларға, тәминати начар, көпбалилиқ аилиләргә, миллий мәктәпләрдики әлачи оқуғучиларға, җумһурийәтлик «Мәктәпкә — йол» акциясидә оқуғучиларға халисанә ярдимини көрситип келиватиду. Униңдин сирт наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәрипидин уюштурулуватқан чарә-тәдбирләрму уларниң қоллап-қувәтлишисиз өтмәйду. Әнди наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи бенасини селиш қолға елинғанда, дәсләпкиләрдин болуп халисанә ярдимини көрсәткән йәнә шулар. Мана бу күнләрдә Яркәнт шәһиридики Билал Назим истираһәт беғида иш қизиди. Улуқ мутәпәккүрниң һәйкили әтрапи гүлзарлиқа айландурулуп, Билал Назим намидики чоң кочидики шаир намидики истираһәт беғида аватлаштуруш ишлирини елип бериливатиду. Бу ишта Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ризайдин Әйсаевниң тәшәббусини қоллап-қувәтлигән жигитбашлири, ханим-қизлар аз әмәс. Завод тәсисчилириму бу ишқа бир миллион тәңгилик ярдимини көрсәтти. Йәни узунлуғи 3 метрлиқ 40қа йеқин ериқ плитилирини орнитип бәрди. Униңдин башқа улар «Уйғур авази» гезитиниң һәқиқий җанкөйәрлири. «Уйғур авази» гезити штабиниң Панфилов наһийәси бойичә рәиси Турғанҗан Зайитов муштири топлаш ишиниң бешида болуп, завод ишчилиридин башқа 50тин ошуқ адәмни гезитқа йезилишқа қол учини бәрди. Ишәшлик шерикләр Биз заводларни арилап кәлгичә, уларниң телефониға арам болмиди. Әхмәтҗан ака йәнә буйрутмиларни қобул қиливатиду. Иккиси реҗә-мәхсәтлири һәққидә сөһбәтләшмәктә. 21 жил бир мәхсәттә, бир нийәттә, бир-биригә қериндашлардәк яки уруқ-туққандәк болуп кәткән бу икки тиҗарәтчини бәлки қериндашту, яки дост, синипдаш, қаяшту дәп ойлидим. Һәр иккилиси: «Биз ишәшлик шерикләр» деди тәңла. Адәмләрдики бир-биригә болған ишәнчә, меһриванлиқ сезимлири йетишмәйватқан бу заманда мениң уларға болған һөрмитим техиму ешип, зоқландим. Уқушсам, Әхмәтҗан Һашировниң рәпиқиси Гүлбанумму тиҗарәтчи екән. Улар үч пәрзәнт тепип, алий билим елишиға зәмин яритиватқан ибрәтлик аилә егилири. Турғанҗанниң рәпиқиси Шадийәм кәспи бойичә технолог-кондитер. Улар төрт пәрзәнт тәрбийиләветипту. Йеқинда наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң бенасида баш қошуш болуп өтти. У йәрдә бир топ җәмийәтчилик ишларниң активистлири Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини Әхмәтҗан Һашировниң 60 яшлиқ тәвәллуди билән тәбриклиди. Баш қошушта Ризайдин Әйсаев сөз елип «Яркәнт төмүрбетон заводиниң» тәсисчилири вә уларниң кәңдаирилик иш-паалийити һәм хәйри-еһсанлиқ ишлири һәққидә тохталди. Андин Әхмәтҗан Һашировни тәвәллуди билән тәбрикләп кәлгән меһманлар билән тонуштурди. Панфилов наһийәси һакиминиң орунбасари Думан Төреханов, Яркәнт шәһириниң һакими Болат Омаров вә Ризайдин Әйсаев Әхмәтҗан Һашировни тәвәллуди билән тәбрикләп, тәшәккүрнамиларни тапшуруп, үстигә чапан йепип, соғиларни тапшурди. Бизму өз новитидә төмүрбетондин әң сүпәтлик мәһсулат тәйярлап, наһийәдила әмәс, вилайәт даирисидә тонулған ишбиләрмән рәһбәрни тәвәллуди билән тәбрикләп, ишлириға муваппәқийәт тиләймиз. Панфилов наһийәси. Турсунмәһәммәт МӘШҮРОВ чүшәргән сүрәтләр. ,

456 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы