• Йеңилиқлар
  • 30 Шілде, 2020

Қурван һейтта постлар қоюлиду

27-июльдин башлап 2-августқичә Алмутиға киридиған җайларға постлар қоюлидиған болиду. Бу һәққидә Алмута шәһириниң баш дөләт санитар врачи Жандарбек Бекшин хәвәр қилди. «Шәһәрниң полиция департаментиға, ветеринарлиқ назарәт комитетиниң территориялик инспекциясигә 27-июль 2-август күнлири арилиғида Алмутиға малларни киргүзүшниң алдини елиш үчүн шәһәргә киридиған җайларға постларни қоюш вәзиписи жүклиниду. Бу йәрдә алдин-ала онлайн режимда қурванлиқ қилишқа рухсәт берилгән малларла киргүзүлиду», дейилгән тарқитилған әхбаратта. Алмута шәһириниң баш санитар врачи қобул қилған қарарда шәһәрдә Қурван һейт мәйримини нишанлашниң бирнәччә чарилири көрситилгән. Шуниңға мувапиқ аммивий чарә-тәдбирләрни өткүзүш, аммивий мал союш, шәхсий өйләрдә вә машиниларда мал сетиш қәтъий мәнъий қилиниду. Шундақла 31-июль 2-август күнлири арилиғида мал сатидиған базарларниң вә мал союлидиған җайларниң ишлири тохтитилиду. Мал союш онлайн режимда йәни Алмута шәһәрлик мәркизий мечитниң көрсәтмиси бойичә әмәлгә ашурулиду.

540 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы