• Йеңилиқлар
  • 30 Шілде, 2020

Алий муфти қазақстанлиқларға мураҗиәт қилди

Өткән җүмә күни Мәркизий коммуникацияләр хизмитидә Қазақстан Мусулманлири диний башқармисиниң рәһбири, Алий муфти Наурызбай қажы Тағанулы қазақстанлиқларға мураҗиәт билән сөзгә чиқти. – Бүгүн шанлиқ күн. Җүмә мубарәк болсун! Мошу Зулһиҗә ейида оқуған намазлириңлар Аллаһниң қулиғиға йәтсун. Бу күнләрдә роза тутуш, қурванлиқ қилиш, ағриқларға ярдәм қилиш, уларға дора-дәрмәк елип келиш керәк, шундақла көпбалилиқ аилиләрни, житим-йесирларни, чоңларни қоллап-қувәтләш зөрүр, – деди Қазақстан Мусулманлири диний башқармисиниң рәиси. Алий муфтиниң сөзичә, мошу муқәддәс ай вә күнләрдә сидқи дилдин оқулған намаз Аллаһниң қулиғиға йетиду. – Бүгүнки еғир күнләрдә һәмминиң ағриқтин сақийип чиқиши үчүн ибадәт қилимиз. Биз – яхшилиқ-изгүлүккә, таңла-әтиниң һәқиқәтәнму яхши болидиғанлиғиға ишинидиған хәлиқ. Шуңлашқа, келиңлар, қорқунучни унтайли, үмүт-ишәнчини йоқатмаслиқ керәк. Муһтәрәм җамаәт! Пәқәт яхшилиқ тоғрилиқ ойлап, әтраптикиләргә яхши күч-қувәт әта қилиш вә бизниң мошу кесәлни йеңип чиқидиғанлиғимизға ишиниш керәк. Барлиқ мусулманлар тақәтсизлик билән күтүватқан Қурван һейти мәйрими йеқинлишиватиду. Мәйрәм һарписида һәммиңларға пәқәт саламәтлик вә изгүлүк тиләймән, – дәп мураҗиәт қилди Алий муфти қазақстанлиқларға.

499 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы