• COVID - 19
  • 30 Шілде, 2020

Карантин йәнә икки һәптигә узартилди

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев елимиздики эпидемиологиялик әһвал мәсилилири бойичә кеңәшмә өткүзди. Премъер-Министр Асқар Мамин Дөләт рәһбиригә 5-июльдин башлап күчәйтилгән карантин тәртиви елан қилинғандин кейин таҗсиман вируси билән ағриғанларниң сани 29 пайизға азайғанлиғини йәткүзди. Һазир тәвлүгигә 1500 — 1600 ағриқ жуқтурған адәм тиркәлмәктә. Стационарларда ятқанлар сани 43 пайизға, шуниң ичидә реанимация бөлүмлиридә ятқанлар сани 27 пайизға төвәнлиди. Сақийип чиққанлар сани 63 пайизға йәтти, тез медицинилиқ ярдәм хизмитини чақириш қисқарди. Шундақ қилип, саламәтлик сақлаш системисиға чүшүватқан асасий еғирчилиқлар төвәнлиди. Асқар Мамин Президентқа, шундақла регионлардики әһвалларни күндә мониторинг қилиш, ағриқ жуқтуруш вә вапат болуш көрсәткүчлири, медицинилиқ ярдәмниң сүпити, аһалини тестлаш дәриҗиси, дора-дәрмәкләр билән тәминләш, терапия вә реанимация бөлүмлирини һаҗәт әсвап-үскиниләр, дорилар билән тәминлиниши һәққидә тәпсилий һесават бәрди. Саламәтликни сақлаш министри Алексей Цой Президентни инфрақурулумлуқ объектларниң эпидемиологиялик әһвалға тәсири турғусидин карантин тәртивини пәйдин-пәй юмшитиш чарә-тәдбирлири билән тонуштурди. Дөләт рәһбири таҗсиман вирусниң тарқишини вә адәм өлүмини азайтишниң муһимлиғини алаһидә тәкитлиди. Июльда елан қилинған карантин тәртивиниң иҗабий көрсәткүчлирини көтириш вә елимиздә һәм хошна дөләтләрдә әһвалниң җиддийлишиши еһтимали турғусидин Президент Дөләт комиссиясигә карантин тәртивини йәнә икки һәптигә узартиш тоғрилиқ буйруқ бәрди.

188 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы