• Йеңилиқлар
  • 05 Тамыз, 2020

Һөҗҗәт көрситишни тәләп қилиду

Қазақстан территориясидә алкоголь ичимликлири билән тамака мәһсулатини сетишниң йеңи қаидилири күчигә кирди: әнди һәрбир херидардин йешидин қәтъий нәзәр һөҗҗитини көрситиш тәләп қилиниду. Мәһсулатни сетишниң йеңи нормиси барлиқ сода орунлириға мунасивәтлик болуп, у сетиқчиларға спиртлиқ ичимлик һәм тамака мәһсулатини сетивалғучиларниң, җүмлидин пенсионерларниң һөҗҗитини тәкшүрүш вәзиписини жүкләватиду. Бу йеңи Хәлиқ саламәтлиги вә саламәтликни сақлаш тоғрилиқ кодекста йезилған. Һөҗҗәткә мувапиқ барлиқ сетиқчиларға Кодексниң 110-маддиси билән тонушуп чиқиш тәвсийә қилинди. Чүнки уни бузғанлиғи үчүн мәмурий җавапкәрлик көздә тутулған. Херидарниң һөҗҗити болмиған яки у һөҗҗитини көрситиштин баш тартқан әһвалда, сетиқчилар уларға тәләп қилинған мәһсулатни сатмаслиғи шәрт. Бу норма херидарниң балағәткә йәткәнлигини испатлаш тәләп қилинғанда, сетиқчиларниң һөҗҗәтләрни тәкшүрүши шәрт болған илгәрки норминиң орниға күчкә кириватиду. Униңдин ташқири 2021-жили июльда күчигә киридиған йәнә бир норма бар. Униңға мувапиқ барлиқ сода орунлириға покәйләргә тамака мәһсулатини қоюш мәнъий қилиниду. Тамака сетивалғучилар алди билән тизимни көздин кәчүрүши керәк, пәқәт шуниңдин кейинла уларға таллавалған товари берилиду. Әслитип өтүмизки, 2020-жили июньда мәмликәттә снюсларни (тамака мәһсулатиниң бир түри) сетишни мәнъий қилишни қануний дәриҗидә бәкитиш көздә тутулған еди. Шундақла электронлуқ сигаретилар билән вейпларни (ичигә елиш үчүн маддиларни һоға айландуридиған қурал) пайдилинишни чәкләш планланған еди. Мәлумки, бийил май ейида мәмликитимиздә тамака сетивелиш йеши һарақ-шарап сетивелиш йеши билән бир дәриҗигә, йәни 18 яштин 21 яшқичә узартилди.

461 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы