• Әхбаратлар еқими
  • 05 Тамыз, 2020

Кәң болсаң — кам болмайсән

17 яшлиқ алмутилиқ Илья Кан исимлиқ жигит түпәйли Қазақстан, Әзәрбәйҗан вә Россияниң икки миңға йеқин балиси инглиз тилини һәқсиз үгиниватиду. У үстимиздики жилниң июль ейида “Қәһриманлар үчүн оқуш” онлайн-мәктивини қурған. Дәсләп Илья бу мәктәпни ағриқханида тонушуп қалған һәмширигә миннәтдарлиқ сүпитидә ачқан. Кейинирәк униң оқуғучилириниң сани көпийишкә башлиди. “Дәсләп онлайн мәктивидә қазақстанлиқ балилар билим алди. Пәйдин-пәй бизгә Әзәрбәйҗан, Россия вә башқиму дөләтләрниң балилири қошулушқа башлиди. Үч һәптә ичидә платформиға икки миңға йеқин бала тиркәлди. Улар умумән 1548 дәрискә қатнашти, йеқинқи күнләрдә йәнә 302 дәрис өткүзүлмәкчи. Әлвәттә, биз мундақ болиду дәп ойлимиған”, дәйду Ильяниң аниси Жанна Кан. Ильяниң бу башланмисини пүткүл дуния пидаийлири қоллап-қувәтлиди. Көпчилиги инглиз тилида сөзләйду. Бир һәптидин сәл ошуқ вақит ичидә уларниң сани икки һәссигә өсти: һазирқи күндә платформида 845 оқутқучи өзиниң хизмәтлирини тәвсийә қилмақта. Пидаийларниң көпчилиги — Оксфорд, Гарвард вә башқиму дунияға тонулған университетларниң студентлири яки мәзкүр алий оқуш орунлирини тамамлиғанлар. Дәрисләр видеочатниң ярдими билән мәхсус платформида онлайн режимида өтиду. “Қәһриманлар үчүн дәрис” командиси тил үгинишни халайдиған балиларни көпләп қобул қилишқа тәйяр. — Мән мәзкүр лайиһиниң мунчилик миқияслиқ вә уни әмәлгә ашурушта мошунчилик адәмниң ярдәмгә келидиғанлиғини күтмигән. Балам биләнла әмәс, бәлки пүткүл йеңи әвлат билән һәқлиқ түрдә пәхирлинимән. Улар чиң көңлидин балиларға ярдәмлишишни халайду. Улар чоңлардин ахча соримай, өз күчи билән бу ишни қиливатиду, — дәп қошумчә қилди Жанна. Ильяму өзиниң башланмисиға һәрхил дөләтләрдин шунчилик нурғун яшларниң ярдәмгә келидиғанлиғини күтмигәнлигини етирап қилиду. “Мән ишни врачларға, һәмшириләргә вә башқиму медицина хадимлириға миннәтдарлиғимни изһар қилиш вә уларниң әмгигигә һөрмитимни билдүрүш мәхситидә балилириға ярдәмлишиштин башлиған едим. Нәтиҗидә ярдәмләшкүчиләрниң көпийиши билән полиция хадимлириниң, от өчәргүчиләрниң вә башқиму көпбалилиқ аилиләрниң балилирини қобул қилишқа имканийәт пәйда болди”, дәйду Илья. Шуни әскә селип өтүмизки, мошу жилниң март ейида Илья Кан Алмута шәһиридики карантин стационариға чүшкән. Бу йәрдә у һәмширә билән сөзлишип, мошу ишни қолға елишни қарар қилған. Илья станционарда икки һәптә болди. Бу йәрдә Ақмарал исимлиқ һәмширә билән тонушуп, Америкида билим алидиғанлиғини ейтқан. Буни аңлиған Ақмарал балисини инглиз тилиға үгитишни халайдиғанлиғини изһар қилған. Әпсус, таҗсиман вирус пандемияси түпәйли мундақ имканийәтниң йоқлуғини чүшәндүргән. Илья өйигә қайтип берип, бу сөһбәтни задила унталмиди вә Ақмаралниң балисини оқутушни қарар қилди. Шу чағда Илья көпбалилиқ аилиниң бир қизини инглиз тилиға үгитиватқан екән. Сөзара Ильяниң дадиси Қазақстанда миңлиған балиниң инглиз тилини үгинишни халайдиғанлиғини ейтқан. Мошу гәп Ильяни онлайн-курсларни ечиш идеясигә дәвәт қилди” дәп йәкүнлиди сөзини Жанна Кан.

474 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы