• Қәлб төридики инсанлар
  • 05 Тамыз, 2020

Аяқлашмиған нахша

Полат Қурбановта сөһбәтдишини тиңшашни билидиған алаһидә бир хисләт бар еди. Көзини бир чәткә қачурған һалда сөһбәтдишиниң ейтқанлирини диққәт билән тиңшап, ойидин өткүзүватқандәк сезиләтти. Адәм гепини аяқлаштурғандин кейинла, өз пикрини ейтишқа киришәтти. Униңға көплигән адәмләр мәслиһәт сорап мураҗиәт қилидиған. У өзиниң билимигә вә тәҗрибисигә бола дурус мәслиһитини берип турди. Полат Зерипоғли Қурбанов 1941-жили октябрь ейида Улуқ Вәтән уруши башлинип, үч айдин кейин Алмута вилайити Уйғур наһийәсиниң Подгорное йезисида дунияға кәлгән. 1946-жили аилә әзалири билән Челәк йезисиға көчүп келиду. Мәктәпни тамамлиғандин кейин дәсләп механизатор, кооператив техникумини тамамлиғандин кейин инженер-технолог болуп ишләйду. Һәрбий хизмәт Полат Зерипоғлиниң кәлгүси тәғдирини бәлгүләштә һәл қилғучи роль атқуриду. 1965-жили һәрбий мәшиқләр вақтида радио-чалғучи ишлирини жүргүзүштә Полат Қурбанов Пентагонниң Иранниң Мираз шәһиригә җайлашқан иккинчи армиягә һәрбий танкларни киргүзүш тоғрилиқ планини паш қилиду. 1967-жили у Оттура Азия һәрбий округиниң чарлиғучилар топиға әвәтилиду. 1976-жили Алмута шәһири һәрбий комиссариати мутәхәссислириниң топиға алмаштурулиду. У һәрбий хизмәттә жүрүп, Киров намидики Қазақстан Дөләт университетиниң әдлийә факультетида сирттин билим алиду. 1980-жили Алмута вилайити прокурориниң умумий назарәт бойичә ярдәмчиси лавазимиға тайинлиниду. Полат Зерипоғли Мустәқил Қазақстандиму әмгәк қилип үлгириду. Униң билими һәм тәҗрибиси яш, лекин айиғиға мәккәм туруп келиватқан җумһурийәтниң тиклинишигә ярдәмлишиду. 1991-жили наһийәләрдә прокурорлуқ назарәтни күчәйтиш мәхситидә Талғир наһийәләрара прокуратурисиға, 1992-жилиниң январь ейида вилайәт прокуратурисиниң чоң прокурори лавазимиға ишқа әвәтилиду. Кейинирәк иҗтимаий-ихтисадий саһада қанунға риайә қилиш үстидин назарәт қилиш бойичә башқарма бөлүминиң башлиғи хизмитигә тайинлиниду. Полат Қурбанов өсүп келиватқан яшларға тәҗрибә топлашта көп күч вә билимини сәрип қилған мутәхәссис. Бу тәсадипи әмәс, чүнки у өз кәспиниң һәқиқий маһири аталған. Бу жиллири яш мустәқил Қазақстан әйнә шундақ кәспий һәм тәҗрибилик юристларға муһтаҗ еди. Полат Зерипоғли һөрмәтлик дәм елишқа чиққандин кейинму җумһурийитимизниң паравәнлиги үчүн әмгәк қилишни давамлаштурди. У Алмута вилайитиниң лицензияләштүрүш мәркизидә юридик хизмәт вә кадрлар мәсилилири бойичә бөлүмини башқурди. 2004-жилдин 2015-жилға қәдәр «Темир Жол су» карханисиниң әдлийә бөлүминиң башлиғи болди. Прокуратура органлирида қилған хизмәтлири үчүн Полат Қурбанов орден вә медальлар, пәхрий ярлиқлар, шундақла рәһбәрликниң миннәтдарлиқ хәтлири билән тәғдирләнгән. Полат Қурбанов әмгәк паалийитини 2-дәриҗидики дөләт әдлийә мәслиһәтчиси статусида аяқлаштурди. У һаятиниң көп қисмини дөләткә хизмәт қилишқа беғишлиди. Ишта Полат Зерипоғлини «Өз кәспиниң һәқиқий маһири һәм тәҗрибилик устаз» дәп атишатти. Достлири болса, «һәқиқий дост вә оттуз оғулниң гүли» дейишидиған. Полат Қурбановниң йәнә бир алаһидилиги, қолидин дайим гитара чүшмәйдиған. Униң бөлмисидә гитара, уйғур миллий әсваплиридин равап, дутар, тәмбүр дайим есиқлиқ туриду. У кичигидин сәнъәткә муһәббәт бағлиған инсан. Дайим лирикилиқ нахшиларни ейтишни яхши көридиған. Униң билән болған учришиш бир икки нахшисиз аяқлашмайдиған. Хошна, дост-бурадәрлири дайим униң өйидә бир чинә чай үстидә муңлуқ нахшиларни тиңшатти. У өзиниң өмүрлүк җүпти Аминәм һәдә билән төрт пәрзәнт тепип, тәрбийиләп, қатарға қошти. Улар өйдә жиғилғанда дайим хуш кәйпият һөкүм сүридиған. Бовисиниң нахшихумар екәнлигини сәзгән нәврилириму униңға қошулуп нахша ейтишатти. Полат Қурбанов өзиниң 80-жиллиқ тәвәллудиға бираз йәтмәй бақилиқ болди. Өлгәнләрни хатириләш – мәңгүлүк һис-туйғу. Униң аләмдин өткинигә ишәнгүң кәлмәйду, әпсус, һәқиқәтни иқрар қилмаслиқ мүмкин әмәс иш екән. Биз үчүн у «һаят» дегән сөз, қайғулуқ «болған» дегән сөз билән алмашти. Униң тамда есиқлиқ турған кона гитарисини көрүп, егисиниң ахирқи пәдилирини әсләйсән. Чүнки у һаятида өзиниң ахирқи нахшисини ейтип үлгирәлмиди. Туғлуқ ТОХТӘМОВ. Алмута шәһири.

234 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы