- Нуқтәий нәзәр
- 05 Тамыз, 2020
Баш қошуш бар, пикир бирлиги йоқ
Мәлумки, шәхсий мәнпийәт, һәсәтхорлуқ вә хаинлиқлардин кейин, шуниң билән биллә, тәләйсиз тәғдиримиз һәм тарих чақпелигиниң тәтүр айлиниши бизниң җасарәтлик, җәңгиварлиқ роһимизни гөнсизләштүрди. Шуңлашқа болса керәк, пат-пат өткүзүлүп туридиған мәдәний мәрасимларда яңрайдиған нахшилиримиз билән яш әвлатлар тәрипидин ядқа елиниватқан шеирларда җәңгиварлиқ роһқа қариғанда, мискинлик, роһий чүшкүнлүк, умумән, жиға-зерә бесим.
Шәмшидин АЮПОВ,
«Уйғур авази»
Аччиқ болсиму, етирап қилиш керәкки, биз башқа тилларни өзләштүрүш җәһәттин аллиқачан бәйгидин озуп кәттуқ, амма өзимизниңкини пухта өзләштүрүп, уни қәдирләштә сәвийәмиз чағлиқ болуватиду. Айрим заманивий ата-анилар уйғур пуштидин төрәлгән пәрзәндиниң өз ана тилини билмәйдиғанлиғи, һәтта чүшәнмәйдиғанлиғи тоғрилиқ хиҗил болуп, униңға ана тилини үгитишниң йоллирини қараштурушни ойлапму қоймайватиду. Дурус, пәрзәнтлиримизниң көп тилни билгини яхши, амма ана тилини қурван қилиш бәдилигә башқа тилни өзләштүргини – уларниң миллитигә қилған вапасизлиғи. Әгәр улар ана тилини билсә, дөләт тили болған қазақ тилиниму толуқ өзләштүрүп кетәләйдиғанлиғини ядиға салғумиз келиду. Чүнки қазақ хәлқи билән уйғур хәлқи әзәлдин бир-бири билән қериндаш, шундақла тили, дили, дини, һәтта қәбирстанлиғи бир қериндаш хәлиқләр. Шуңлашқа уйғурчә оқуватқан балилиримиз дөләт тили — қазақ тилида әркин сөзләләйду һәм униңға чоң һөрмәт билән қарайду.
Йеқинда бир тонушум гәпара: «Русчә оқуғанларниң арисидиму елимиздики вә чәт әлләрдики инавәтлик алий оқуш орунлирида тәһсил көрүватқан һәм уларни муваппәқийәтлик тамамлап, илим-пәнниң йүксәк пәллисигә йәткән миллитимиз вәкиллири йетәрликқу?», дегән пикирни оттуриға ташлиди. Сорунда олтарған икки-үчи униң гепини қоллап-қувәтлигәндәк болди. Тоғра, ундақ уйғурлар аримизда йоқ әмәс, хелә бар. Бирақ улар пәқәт һөҗҗитидила уйғур болуп келиватқанлар. Әпсуски, улар уйғур роһидин, тилидин мәһрум. Мундақ кәскин ейтишимниң асаси бар вә ениқ мисалларму йетип ашиду. Гепим қуруқ болмаслиғи үчүн бир-икки мисал кәлтүрәй.
Спорт саһасида егиз чоққиларға көтирилгән бир уйғур жигити Япониягә барған сәпиридә журналистлар униң миллитиниң уйғур екәнлигини аңлап мәғрурлинип, униңдин уйғур тилида қисқичә сөһбәт беришини илтимас қилиптекән, у өзиниң ана тилини билмәйдиғанлиғини ейтипту. Қедимий уйғур миллити вәкилиниң өзиниң ана тилини билмәйдиғанлиғини аңлиған япон журналистлири тәәҗҗүплинип, униңға чәкчийип қаришипту. ...Раст, ана тилини билмигән уйғур жигитидә гуна йоқ. Әйип – униңға кичигидин уйғур тилида сөзләш керәклигини җекимигән һәм уни өз вақтида уйғур мәктивидә оқутуштин ваз кәчкән ата-анисида. Сәвәви, мәктәпкә дәсләп қәдәм ташлаватқан алтә яшлиқ бала «Мән уйғурчә оқумаймән», дәп һечқачан ейтмайду. Бу пәқәт ата яки аниниңла хаһишидин келип чиқиватқан иш.
Мошуниңға охшашла йәнә бир мисал. Уйғур вә қазақ зиялилири баш қошқан әнҗуманда пән доктори унваниға егә бир уйғур қериндишимиз рус тилида доклад оқуди. Аридин бәш-он минут өтмәйла, залда олтарған қазақ қериндашларниң бири өзиниң қериндаш уйғур хәлқиниң тилини тәрҗимансиз чүшинидиғанлиғини тәкитлигәч, 90 пайиз уйғурлар қатнишиватқан жиғинда рус тилида доклад қиливатқан бурадиримизгә қарита, «Иним, мошу ейтиватқанлириңизни жиғинчақлап, өзиңизниң ана тилиңиз болған – уйғур тилида бизгә чүшәндүрүп бәрсиңиз болатти. Бу сизниң, әң болмиғанда, Ана тилиңизға болған һөрмитиңиз болуп қалатти», дәп рәддийә бәрди. Хиҗил болғинимиз шунчиликки, бешимизни көтирәлмәй қалдуқ. Йәр йерилмиди, биз кирмидуқ. Қисқиси, у күни қазақ қериндишимиз бизгә ата-анимизни қанчилик һөрмәтлисәк, ана тилимизниму шунчилик һөрмәтлишимиз керәклигини яхшилап ядимизға салди. Шуңлашқа һәрбиримиз, болупму уйғурларға аит нурғунлиған җәмийәтлик тәшкилатлар әзалири ана тилимизниң қәдир-қиммитини ашуруш җәһәттинму көз қирини селип, ярдәмләшсә, хәлқимиз үчүн наһайити муһим вә алийҗанап хизмәт қилған болар еди. Пәм-парасәтлик вә идрәклик тиҗарәтчилиримизму миллий қәдрийәтләрни асрашқа, ана тилини қәдирләш вә тәшвиқ қилишқа йүзләнсә, нур үстигә нур болар еди… Бирақ уларниң бу йөнилиштики «ишлиридин» көңүл су ичмәйду. Ядимизда, буниңдин хелә жиллар илгири Дилмурат Кузиев «қизлиримни, уруқ-туққанлиримниң бала-чақисини ана тилимизда оқутимән» дәп рәсмий вәдә берип, һәрқайсимизниң, болупму зиялилиримизниң шәхсий үлгисиниң, сөзи билән әмәлиятиниң уйғунлуғиниң әһмийитини, тәсир күчини тәкитлигән еди. Бүгүн билидиғинимиз, у вәдисини орунлиди. Бу абстракт милләтпәрвәрлик әмәс, бәлки русчә оқутуш билән ана тилидики билим, миллий тәрбийиниң асман билән йәр пәрқини чүшәнгән адәмниң аңлиқ таллавелиши.
Хәйрият, жуқурида қәйт қилинған асасий муәммалар мәнивий тәрәққиятимизни риваҗландуруш, йүксәлдүрүш үчүн су билән һавадәк һаҗәт дәп чүшинип, һәрбиримиз тегишлик үлүшимизни қошушимиз лазим. Әксичә ойлап, өткән әсирләрдикигә охшаш, беғәм һалитимизни сақлавәрсәк, «Алма пиш, ағзимға чүш», дәп көк асмандин үмүт күтүп ятивәрсәк, Яратқан Егимизму рази болмайду, келәчәк әвлатлиримизму кәчүрмәйду.
Әпсуски, биз бүгүн иҗтимаий реаллиққа адиланә көз селип, өзимиз қайта ойлинишқа, җәмийәтлик вә милләт вуҗудидики түрлүк илләтләрни, милләтниң қалақлиғиға сәвәп болуватқан амилларни дадил паш қилишқа җүръәт қилалмайватимиз яки шуниңға дитимиз йәтмәйватқандәк…Башқа хәлиқләрниң миллий һаятида умумйүзлүк тәвриниш, җанлиниш, издиниш қанат йейиватқан болса, бизниң миллий ойғиниш җәриянимиз бәк аста, гиҗиң вә көпинчә тәшкилләнмигән стихиялик шәкилдә кетип бариду. Биз бүгүнки һаятимизниң нисбий ушшағирақ мәсилилиригә толирақ берилип кетип, умуммилләтлик сүпәткә егә вә болупму милләт болуп сақлинип қелишимизға беваситә хәтәр туғдуруватқан жирик мәсилиләрни җүръәтлик ейталмайватимиз. Муһими, миллий тәрәққиятимиз үчүн зөрүр болған мәсилиләрни һәл қилишниң йоллири, чарә-тәдбирлири тоғрисида әтраплиқ вә чоңқур ойланмай келиватимиз. Бесим көпчилигимиз пүтүнләй беғәмлик, бепәрвалиқ билән күн кәчүрүватимиз. Етивар бәрмәйдиған мәсилиләрдә, болупму шәхсий мәнпийәтни көзлигән вә кимду-биридин өч елиш, камситиш, пурсити кәлсә, өзигә яқмиғанлар үстидин питнә-пасат тарқитиш әһваллирида дәрру бирлишивалимиздә, әнди көңүл бөлүшкә тегишлик муһим мәсилиләрдә һәрян чечилип кетимиз. Немә қилишимиз керәк? Биздә баш қошуш бару, немишкиду, пикир бирлиги йоқ. Қайси йолни таллап, қандақ һәрикәт қилғинимиз мәхсәткә мувапиқ? Бу һәққидә баш қатуруватқан һечким йоқ. Һәммәйлән шәхсий мәнпийитимизниң қулиға айлинип қеливатимиз.
Раст, бу соалларға һәркимниң һәрхил йөнилишләрдә җавап издәйдиғанлиғи шүбһисиз. Шундақтиму, һәрқайсимиз өз қарашлиримизнила туғ қилип тикләвалмай, пикир алмаштуруш, ой бөлүшүш, ейтилған пикирләрни бир-бири билән толуқлаш һәм өзара уйғунлаштуруш арқилиқ еғиз бирлигигә келип, умумий йөнилиштә һәрикәт қилғинимиз әқилгә мувапиқтур, әлвәттә!
Төвәндә жуқурида тилға елинған мәсилиләргә даир бүйүк композитор, дөләт вә җәмийәт әрбаби Қуддус Ғоҗамияровниң муһим, йәни бүгүнки күндиму әһмийитини йоқатмиған ой-пикрини («Уйғур авази» гезитиниң, 1993-жили,20-февраль күни чиққан санида елан қилинған) ихчамлап, оқурмәнләр диққитигә һавалә қилишни мувапиқ көрдүм. Ваһаләнки, биз бу пикирләрдин қандақту-бир йәкүн чиқириш нийитидә әмәс. Уни, ишәнчимиз камилки, тәләпчан оқурмәнниң өзи чиқиривалиду.
«....Һәрқандақ утуққа йетиш йолида нурғунлиған тосалғулуқларниң болуши тәбиий. Уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнди Абдулла Розибақиевнила мисалға алайли. У өз хәлқи үчүн қанчилик нурғун ишларни әмәлгә ашурди десиңизчу!? Бу йолда униңға қарши чиққучиларму көп болди. Униңға дүшмәнлик қилғанларниң сирттин әмәс, өз ичимиздин чиққанлиғини йошурушниң һаҗити болмиса керәк. Абдулла Розибақиев өз паалийитигә путли-кашаң болғанларни «солхай йәңликләр» дәп атиған. Мана шундақ «солхай йәңликләр» бүгүнки күндиму аримизда бар, улар бурунму болған, келәчәктиму болиду. Буниң сәвәви, зиялилиримизниң сәясий мәдәнийити төвән. Бу тоғрилиқ өз вақтида һәм Исмайил Тайировму ейтқан еди. Бу қануний нәрсә. Хәлқимизниң жиллар, һәтта әсирләр давамида езилип-янчилиши мәдәнийитимизниң төвәнлишишигә елип кәлди.
Әнди мән бүгүнки уйғур зиялилири һәққидә өз пикримни ейтай. Мениңчә, уларниң көпчилигиниң мәдәний сәвийәси төвән. Биздә мәнмәнчилик сезими бесим, икки йүз жилдин бери мана шуниң билән келиватимиз. Аримизда «Уйғур хәлқидә лидер йоқ» дегүчиләрму бар. Чүнки биздә бирлик, өмлүк йетишмәйду. Әгәр аримиздин бирән-сәрән адәм оттуриға чиқса, өзимиз униңға кашила болимиз. Демәкчи болғиним, һазирму биздә бирлик, сағлам ой-пикир йоқ. Шуңлашқа кейинки вақитларда өзара мунасивәтләрдә һәрхил қалаймиқанчилиқлар йүз бериватиду.
Һазир биз наһайити бир қалаймиқан дәвирдә яшаватимиз. Һәркимниң дәрди өзигә йетип ашиду. Җәмийәт, хәлиқ тоғрисида дегәндәк ойлимайдиған болдуқ. Әгәр җәмийәтлик иш бизгә бирәр пайда елип келидиған болса, униңға чоқум қатнишимиз, пайда болмиса, униңға дегәндәк қатнашмаймиз.
Йәнә бир ейтип кетидиған нәрсә, биз, зиялилар, бир-биримиз билән ортақ пикиргә келәлмәйватимиз.
Бизниң зиялилиримизда әң һаҗәтлик болған хисләтләр — принципиаллиқ вә ениқ мәвқә йоқ.
...Аримизда бәзибир зиялилиримиз «мән язғучи, мән тарихчи», дәп җар салиду. Әгәр уларға «сән зияли болуп, хәлқиңгә немә бәрдиң?» дәп соал қойсаң, җавап берәлмәйду. Көпчилигимиз өзимизниң язған мақалилиримизда, нутуқлиримизда биртүрлүк гәп ейтимиздә, әмәлиятта башқичә һәрикәт қилимиз.
Йәнә бир камчилиғимиз, демократия вә ашкарилиқни банә қилимиздә, ишлигән адәмни кәлсә-кәлмәс орунсиз тәнқит қилишқа алдираймиз.... Бизниң хәлиқ арисиға киривелип, бир-биримизни яманлиғинимиз, камситқинимиз тоғра болмиса керәк. Бу наһайити уят иш. Шундақла аримизда һәрхил ялған гәпләрни тарқитидиған иғвагәрләрму бар.
Рәһбәрләрни таллашта биздә тәҗрибә йетишмәйду. Мана мошу жуқурида ейтилған камчилиқлар түпәйли, аддий хәлиқ азаплиниватиду. Өзимизниң натоғра һәрикәтлиримиз билән хәлқимизни хелила қалаймиқанчилиққа селип қойдуқ...
Уйғурлар — дунияниң җай-җайлирида чечилған һалда яшаватқан хәлиқ. Улар истиқамәт қиливатқан дөләтләрниң өз қануни, һоқуқ нормилири бар. Шуниң үчүн биз һәрқандақ ишқа йәң түргәндә, өзимиз туридиған дөләтниң қануниға, у йәрдики шараитқа риайә қилған һалда һәрикәт қилишимиз лазим...
Ахирида ейтарим, һөрмәтлик зиялилар, һәрбир қәдимимизни ойлап ташлайли. Хәлиқни галваң қилишниң һаҗити йоқ...».
Көрүп туруптимизки, Қуддус акиниң ейтқан бу пикридин кейин, 27 жил өткән болсиму, бүгүнки күндә бирлик, өмлүк сепини аҗизлаштуридиған ишларниң маһийити һеч өзгәрмәпту....
Хулләс, бизниң ейтаримиз, һәрбир уйғур пәрзәнди, қандақ атақ-лавазимға егә болушидин қәтъий нәзәр, алди билән Инсан һәм шуниң билән тәңла Уйғур болуши лазим. Һә, уюшқақ уйғур миллитиниң вәкили болимизкән, һечбир тәшвиқатсиз пәрзәнтлиримизни шу милләтниң тилини қәдирләшкә, асрашқа вә, әлвәттә, өз әркимиз билән уларни уйғур мәктивидә оқутушқа дәвәт қилишимиз шәрт! Нийитимиз түз, қәлбимиз пак болуп, миллитимизгә садақәтлик көрситишни әсла унтумайли. Җәңгиварлиқ роһни, милләткә көйүнүшни, ана тилимизға болған һөрмәтни жүтәрмисәкла, бизни яратқан Худаму бу алийҗанаплиқ һәрикитимизни рава көриду вә бизни өзиниң панасиға алиду. Ойғинидиған, хурапәт чаңгилидин өзимизни силкип чиқиридиған вақит кәлди. Биз, билсәк, дунияға мәдәнийәт таратқан, дөләт қурған улуқ милләтниң варислири. Биз ким едуқ, һазир ким болуп қалдуқ? Мошу соалларни кейин бизниң әвлатлиримиз бүгүн биз охшаш қоймаслиғи үчүн, әқил-параситимиз билән иш тутайли. Уюшқақ уйғур болуп дунияға кәлдуқму, бу дуниядин шу намға лайиқ болуп өтәйли һәм кәйнимиздики пәрзәнтлиримизгә уйғур роһини сиңдүрүп кетәйли. Әйнә шу чағдила биздин кейин дунияға келидиған уйғур пәрзәнди әҗдатлириға кайимайдиған болиду. Бүгүн бизгә кериги – мошундақ миллий роһ!
1839 рет
көрсетілді312
пікір