• Йеңилиқлар
  • 05 Тамыз, 2020

Шәпқәтликниң чеки йоқ

Қазақстан Мусулманлириниң диний башқармиси Қурван һейтини мәйрәмләш күнлиридә хәйрихаһлиқ акциясигә қатнашқанларниң һәммисигә миннәтдарлиқ билдүрди. Бийил мусулманлар үчүн муқәддәс болған бу мәйрәм дәсләпки қетим карантин вә қаттиқ чәклимиләр шараитида өтти. Түгәл үч күн ичидә өйләрдә вә мәдрисиләрдә аммивий чарә-тәдбирләрни өткүзүш, шундақла мал союш, базарларда вә автомашиниларда мал сетиш мәнъий қилинди. Қазақстан Мусулманлири диний башқармисиниң хәвәр қилишичә, мәйрәм күнлиридә пидаийларниң, мечитқоминиң актив ишлиши түпәйли пүткүл мәмликәт бойичә муһтаҗ болған 81 301 аилигә қурванлиқ тарқитилди. Шундақла қерилар өйлиридә, ағриқханилар билән балилар өйлиридиму хәйрихаһлиқ чарә-тәдбирләр уюштурулди. Қазақстан Диний башқармисиниң вәкиллири пәқәт гөш тарқитишнила уюштуруп қоймай, шундақла буйрутма бәргүчиләргә рәсим-қаидиләрниң орунланғанлиғи тоғрилиқ фото вә видео һесаватларни әвәтти. Һәрбир регионда онлайн-лайиһини әмәлгә ашуруш үчүн иш топлири қурулди. Үч күндә пүткүл мәмликәт бойичә лайиһигә диний хизмәтчиләрни қошуп һесаплиғанда 3 924 пидаий қатнашти, 872 транспорт бирлиги җәлип қилинип, илгири бәлгүләнгән җайларда 35 қушхана ишлиди. Лайиһини уюштурғучиларниң баһалишичә, онлайн-қурванлиқ қилиш толуқ әмәлгә ашурулди.

497 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы