• Әхбаратлар еқими
  • 12 Тамыз, 2020

Арманниң арманлири

Қазақстан Җумһурийити Джиу-джитсу ассоциациясиниң вице-президенти, «Альянс» джиу-джитсу академиясиниң рәһбири, бразилиялик джиу-джитсу бойичә дуния чемпиони Арманҗан РОЗАХУНОВ өзиниң спортқа болған муһәббити, арзу-арманлири, карантин пәйтидики нәпәси һәққидә ейтип бәрди. — Бизниң академия дуниядики әң илғар академияләрниң бири болуп һесаплиниду. Униң он икки дүркүн дуния чемпиони атилишиниң өзила буниңға испат болалиса керәк. Мәзкүр академиягә рәһбәрлик қиливатқинимға һәм тренер сүпитидә паалийәт елип бериватқинимға он жилға йеқин вақит бопту. Бразилиялик джиу-джитсудин дәсләп 1993-жили, йәни 13 яш вақтимда хәвәр таптим. У мени шунчилик дәриҗидә мәптун қилдики, һәтта униңсиз өз һаятимни тәсәввур қилалмайдиған һаләткә йәттим. Қаидисиз йәкму-йәк бойичә дәсләпки UFC чемпионатида джиу-джитсуниң асасини салғучиларниң бири Ройс Грейси бу күрәшниң аламәт қир-сирлирини вә әҗайип гөзәллигини намайиш қилди. Шу пәйттә мениңдә Қазақстанда спортниң бу түрини тәрәққий әткүзүш истиги пәйда болған һәм униң келәчигиниң парлақ болидиғанлиғиға көзүм йәткән. Һәрқандақ устаз яки мәшиқләндүргүчи шагиртлириниң жуқури нәтиҗиләргә қол йәткүзгинини, егиз чоққилардин көрүнгинини, командисиниң һәм елиниң шәнини көтәргинини арман қилиду. Худди шуниңдәк мәнму командимизниң олимпиада оюнлириға қатнишип, мукапатлиқ орунларни егиләп, мустәқил елимизни дунияға тонутқинини халиған болар едим. Бүгүнки күндә таҗсиман вирус пандемиясигә мунасивәтлик дуния хәлқиниң, җүмлидин қазақстанлиқларниң мурәккәп әһвални баштин кәчүрүватқанлиғи һәммимизгә мәлум. Шуниңға бағлиқ академиямиз паалийитини вақитлиқ тохтатти. Амма сөйүмлүк һүниримизни ташлашқа вижданимиз йол қоймайду. Чүнки биз, елимизниң талланма командисиниң әзалири, Қазақстан һәм дуния чемпионатлириниң мукапат егилири, маңлай тәримиз бәдилигә кәлгән утуқлиримизға хиянәт қилишни халимаймиз. Шуңлашқиму һәрқайсимизға өз алдимизға мәшиқлинишкә тоғра келиватиду. Җүмлидин мәнму пәрзәнтлирим билән шуниңға мәҗбур. Мошу йәрдә мән өз вақтида балилар өйидә тәрбийилинип, кейинирәк тәғдир тәқәзаси билән командимизниң һәм аилимизниң әзасиға айланған қизимиз Галина Дуванова һәққидә қисқичә тохтилип өтмәкчимән. У икки мәртә Азия чемпиони аталди, үч қетим дуния чемпионатлирида, бир қетим Азия оюнлирида мукапатлиқ орунларға еришти. IBJJF рейтингида қитъәдики әң күчлүк спортчи, қизил бәлбағлар дивизионида биринчи орунда. Әгәр мәзкүр тәшкилатниң дуниядики аброй-инавитини әскә алсақ, бу — наһайити чоң утуқ. Униң үстигә бийил алтун медаль егиси аталдуқ, Европа чемпиони болдуқ. Мошуниң һәммиси Қазақстандики әң яхши нәтиҗиләрниң қатариға ятиду. Пәхирлинәрлик йери, бүгүнгичә Галинаниң нәтиҗилирини һечким тәкрарлимиди. Хәйрихаһлиқ — бизниң паалийитимиздики әң муһим вә һаҗәтлик йөнилишләрниң бири болуп һесаплиниду. Мәсилән, бизниң академиядә тәғдири мурәккәп, имканийити йоқ 50 балиға һәқсиз хизмәт көрситилиду. Шундақла һамийлар һесавиға уларниң ичидики жуқури нәтиҗиләргә еришкән қабилийәтликлириниң һәрхил дәриҗидики мусабиқиләргә қатнишишиға зәмин яритимиз. Йәни академия талантлиқ спортчиларниң чәттә қелишиға һәргиз йол қоймайду. Әксичә уларни илһамландуруп, рәғбәтләндүрүп, келәчигигә йол ачиду. Мошу йәрдә Яркәнт шәһиридики имканийити яр бәрмисиму, джиу-джитсуға чин муһәббәт бағлиған, келәчигидин үмүт күткүзидиған балиларниң академиямизниң елимиз пайтәхти Нур-Султан шәһиридики мәркизий шөбисидә шуғуллиниватқанлиғини алаһидә тилға алғум келиду. Қолида бар сахавәтлик достлиримизниң қоллап-қувәтлиши түпәйли, уларни мааш, ятақ, тамақ билән тәминләватимиз. Һәрхил мусабиқиләргә қатнишиш үчүн сәрип қилинидиған хираҗәтниму әйнә шу һамийлиримиз көтириду. Вәтәнни мән бағри кәң, меһри иссиқ, қәлби сүттәк таза Аниға қияс қилимән. Мениң вәтиним — Қазақстан. Униңға болған муһәббитим чәксиз. Елимгә, хәлқимгә аянмай хизмәт қилишни өзәмниң муқәддәс пәрзи һәм қәрзи дәп һесаплаймән. Бизниң спортчилиримизму буни һәрбир мусабиқидә маңлай тәри, күч-ғәйрити билән мустәқил елимизниң шәнини көтириш арқилиқ испатлап келиватиду. Сөзүмниң ахирида вәтәндашлиримға «Бүгүнкидәк еғир синақ пәйтидә роһий чүшкүнлүккә берилмәй, вәтәнпәрвәр болуңлар, сағлам вә тоғра һаят тәризигә көңүл бөлүңлар, спорт билән шуғуллиниңлар!» дегән тиләкни ейтмақчимән.

458 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы