• Әхбаратлар еқими
  • 12 Тамыз, 2020

Билим беришниң йеңи амиллири: бүгүнки күн вә истиқбал

Дуниядики эпидемиологиялик вәзийәткә бағлиқ кейинки вақиәләр Қазақстан Җумһурийитиниң тиҗарәт, дөләт идарилири вә медицина саһасинила әмәс, бәлки әмәлиятта мәмликәтниң асаси вә униң риқабәтчилигиниң капалити болуп һесапланған билим бериш системиси үчүн чоң синақ болди. Карантин мәзкүр саһадики көплигән муәммаларни баштин кәчүрди, муәллимләргә вә оқуғучиларға илгири болмиған арилиқта туруп билим елиш шәклигә көчүшкә тоғра кәлди. Шуни очуқ ейтиш керәкки, балиларниң барлиғи Интернетқа кириш имканийитигә егә болмиди, һәтта бәзи аилиләрниң компьютер сетивелишқа имканийити яр бәрмәйду. Төвәндә Алмута шәһири билим башқармисиниң башлиғи Ляззат Жылқыбаева җайларда мәзкүр муәмманиң қандақ һәл қилинғанлиғи һәққидә ейтип бәрди. — Ляззат Ауесханқизи, Җумһурийитимиз президенти Қасым-Жомарт Тоқаев йеқинда өткән баш қошушларниң биридә Қазақстан балиларниң билим дәриҗисини ениқлашниң хәлиқара нәтиҗилири бойичә тәрәққий әткән әлләрдин хелила арқида келиватқанлиғини тәкилди. Сизниң пикриңизчә, бу немигә бағлиқ болуши мүмкин вә мәзкүр йөнилиштә қандақ истиқбаллар бар? — Дөлитимиз рәһбири мәктәп, шундақла алий билим бериш системисидики камчилиқлар һәққидә ейтип өтти. Әлвәттә, бу йәрдә биринчи новәттә миллий вә умуминсаний қәдир-қиммәтләргә асасланған шәкилләнгән, тәрәққий әткән вә кәспий шәхсниң тиклинишигә қаритилған сүпәтлик билим елиш үчүн һаҗәт шараит яритиш мәсилилири муһим әһмийәткә егә. Президентимиз тәкитлигәндәк, бу саһада арқида қелишимизниң көплигән мисаллирини кәлтүрүшкә болиду. Лекин асасий сәвәп — билим бериш саһасиға мәбләғниң йетәрлик дәриҗидә бөлүнмәслигидә, шундақла бу муһим саһада жүргүзүлүватқан ислаһатларниң системисизлиғида һәм ойланмастин қилинған һәрикәтләрдә. Әмәлиятта, билим – бу ихтисатниң муһим бир тармиғиғу. Шундақла, Дөләт рәһбири “Иҗтимаий йеңилинишниң йеңи басқучи” намлиқ Мәктүбидә тәкитлигинидәк, мәмликәтниң бюджети икки асасий мәхсәткә – ихтисатни тәрәққий әткүзүшкә вә иҗтимаий проблемиларни һәл қилишқа нишан қилиниши керәк. Болупму билим бериш сүпитини ашуруш мәсилисигә алаһидә диққәт ағдурулуши лазим. Кейинки жилларда мәзкүр саһада көплигән ишлар әмәлгә ашурулуватиду: җумһурийитимизниң көплигән йезилирида һәм шәһәрлиридә йеңи мәктәпләр селинди, җәмийәтниң вә ихтисатниң тәләплиригә җавап беридиған билим бериш сүпитигә баһа беридиған миллий системиниң қелиплишишини тәминләйдиған җәриян аммивий жүргүзүлмәктә. Силәргә мәлумки, шәхсниң иҗадий, роһий вә җисманий имканийәтлирини тәрәққий әткүзүш, әхлақлиқниң вә сағлам һаят тәризиниң мустәһкәм асаслирини шәкилләндүрүш – өсүп келиватқан яш әвлатни тәрбийиләшниң баш вә муһим йөнилиши. Мән “Қазақстан мәктәплиригә яхши җабдулған вә оқуғучилар сани аз болған синиплар һаҗәт” дегән пикиргә толуқ қошулимән. Бу йөнилиштә нурғун ишлар қилиниватиду. Дөлитимиз президентиниң тәкитлишичә, 2025-жилға қәдәр билим беришниң дөләт программиси даирисидә 650 миң орунлуқ 800 йеңи мәктәп, йезилардики мәктәпләр йенида 114 Интернат, 700дин ошуқ спорт заллири селиниду. Йол хәритиси программиси даирисида мошу жилниң өзидә 80 йеңи мәктәп селинип, 16си реконструкция қилиниду, 1700 билим бериш идарисидә мурәккәп җөндәш ишлири жүргүзүлиду. — Новәттә онлайн-билим бериш проблемилири һәққидә гәпләшсәк. Пандемия дәвридә мәктәпләр қандақ қийинчилиқларни баштин кәчүрди вә улар қандақ һәл қилинди? — Җумһурийтимиз Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев Пәвқуладдә вәзийәт бойичә дөләт комиссиясиниң ахирқи мәҗлисидә сөзлигән сөзидә бу қетимқи боһранниң пүткүл дунияға иҗтимаий саһа мәсилилириниң қанчилик муһим екәнлигини көрсәткәнлигини алаһидә тәкитлиди: бу медицина, билим бериш вә иҗтимаий һимайә қилиш саһалиридур. Дөлитимиз рәһбири заманивий арилиқта туруп билим елиш технологиялирини дәрһал җарий қилиш, билим бериш программилириниң мәзмунини қайта қарап чиқиш зөрүрийитини тәкитлиди вә билим бериш системисини техиму мукәммәлләштүрүш бойичә бирқатар муһим тапшурмиларни бәрди. Раст, карантин режиминиң җарий қилиниши билим бериш саһасиниң барлиқ мәһкимилириниң ишиға җиддий түзитишләрни киргүзди. Шундиму яш әвлатниң саламәтлиги вә бехәтәрлиги — бизниң әң муһим әвзәллигимиз. 25-майда 2019 — 2020-оқуш жили рәсмий аяқлашти. Бүгүн мән Алмута шәһириниң билим бериш системисида топланған муһим мәсилиләрни һәл қилиш бойичә қандақ ишларниң қилиниватқанлиғи һәққидә силәрни хәвәрдар қилишни халиған болар едим. Шәһәр һакимийитиниң қоллап-қувәтлиши билән 6-апрельдин тартип оқуш жили аяқлашқичә 276 миң мәктәп оқуғучисиниң, 66 миңдин ошуқ колледж студентиниң арилиқта туруп билим елиш шәклидә оқуши уюштурулди. Йәрлик бюджетниң вә һамийларниң ярдими түпәйли, барлиқ оқуғучилар вә шәһәрниң 18 миңдин ошуқ муәллими өз вақтида компьютерлар вә Интернет тармақлири билән тәминләнди. Вәзийәтни һәр күни назарәт астида тутуш мәхситидә оқуғучиларға, ата-аниларға вә устазларға мәслиһәт берип туруш үчүн 30дин ошуқ call-мәркәзлири ечилди. Арилиқта туруп билим елиш башланған вақиттин тартип call-мәркәзлиригә 2,5 миң адәм мураҗиәт қилған. Нәтиҗидә арилиқта туруп билим елиш оқуш җәрияни муваппәқийәтлик җарий қилинди вә һазирқи күндә план бойичә иш елип бериватиду. — Интернет тармақларда вә башқиму аммивий әхбарат васитилиридә бәзи аилиләргә Интернет тармиғиға чиқиш имканийити вә һәтта компьютерлар болмиди дегән хәвәрләрму тарқиди. Сиз башқурған идарә мәзкүр муәммани қандақ һәл қилди? — Алмута шәһиридә 266 мәктәп бар, уларниң 205и дөләт қаримиғида болуп, униңда 261 миң бала билим алиду. Бу аз адәм әмәс. Әлвәттә, уларниң арисида синалғу-алақә арқилиқ билим елиш имканийитигә егә болмиғанларму бар. Алмута шәһири һакимийитиниң һәртәрәплимә қоллап-қувәтлиши берилди вә Интернетқа чиқиш үчүн төрт миңдин ошуқ роутер аҗритилди. Мошуниңға қошумчә үч миң компьютер сетивелинип, муһтаҗларға тарқитилди. Мәзкүр вәзийәт миқияслиқ түрдә назарәт қилинмақта. Биз тәсадипи еғир вәзийәткә дучар болған барлиқ балиларға һәртәрәплимә ярдәм беришкә тиришиватимиз. Чүнки бизниң башқарминиң асасий вәзиписи — билим бериш саһасида дөләт сәяситини йәткүзүш; дөләт программилирини әмәлгә ашуруш үчүн шараит яритиш; оттура билим бериш системисини информатизацияләштүрүш; миллий вә умуминсаний қәдир-қиммәтләр, илим-пән вә әмәлият асасида шәхсниң шәкиллинишигә, тәрәққий етишигә вә кәспий тиклинишигә қаритилған сүпәтлик билим елиши үчүн тегишлик шараит яритилиштин ибарәт. — Ейтмақчи, мәктәпни ремонтлаш (җөндәш) яки қандақту башқиму бир чарә-тәдбирләрни өткүзүшкә ата-анилардин ахча жиғишқа йол қоймаслиқ бойичә қандақ ишлар жүргүзүлүватиду? — Мәзкүр иш барлиқ җайларда турақлиқ жүргүзүлүватиду. Буниңдин ташқири 2019-жилниң сентябрь ейидин тартип шәһәрниң дөләт қаримиғидики барлиқ мәктәплири адәм саниға қарап мәбләғ билән тәминлиниш системисиға көчти. Униң даирисидә көплигән мәсилиләр, шу җүмлидин мәктәпләрни маддий-техникилиқ җәһәттин мустәһкәмләш мәсилиси һәл қилиниватиду. Мошуниңға бағлиқ мәктәпниң һәрқандақ еһтияҗи үчүн, мәсилән, җөндәш ишлириға ахча жиғиш қәтъий мәнъий қилиниду! Бу йәрдә шуни тәкитлигән болар едимки, қанунға риайә қилиш вә коррупциялик һәрикәтләргә йол қоймаслиқ үчүн билим бериш тәшкилатлириниң биринчи рәһбәрлири беваситә җавапкәрликкә егә. Биз бу йөнилиштә устазлар вә ата-анилар арисида турақлиқ түрдә чүшәндүрүш ишлирини жүргүзүп келиватимиз. — Әнди кейинки жилларда узундин бери һәл қилинишини күтүп турған мәсилә һәққидә гәпләшсәк. Мәктәпләрдә вә балилар бағчилирида орун тапчиллиғи мәсилисини силәрниң идарә қандақ һәл қилиду? Балилири биринчи синипқа беридиған ата-анилардин әризиләрни қобул қилиш тәртиви қандақ әмәлгә ашурулиду? — 1-июньдин 30-августқичә балилири 1-синипқа баридиған қануний ата-анилардин әризә қобул қилиш башланди. У bilimalmaty.kz. портали мәзкүр мәсилә бойичә ата-анилар арисида чүшәндүрүш ишлири жүргүзүлүватиду. Умумән алғанда, алдин-ала тәхминләр бойичә Алмутида 30 миңдин ошуқ бала 1-синипқа беридиған охшайду. Мошуниңға бағлиқ бизниң башқарма мәктәпләрдики орун тапчиллиғиға бағлиқ мәсилини төвәнлитиш бойичә пәйдин-пәй иш елип бериватиду. Статистикиға бираз диққәт ағдурайли. Һазирқи күндә дөләт қаримиғидики мәктәпләрниң 40 пайизида балиларниң сани һәқиқәтәнму жуқури (83 орунға 205), орун тапчиллиғи 30 миң адәмгә ешип кәткән, әнди 2021 — 2022-оқуш жиллири бу рәқәм 60 миң орунға йетиши мүмкин. Мәктәп оқуғучилири саниниң жилдин-жилға өсүши туғулған балилар вә ички миграция һесавиға өсмәктә. 2018-жилға қәдәр мәктәпкә барғучи балилар сани 12 миңға, әнди 2019-жили 17 миңға өскән. Мәктәптики орун тапчиллиғини төвәнлитиш мәхситидә 2022-жилға қәдәр дәрһал билим бериш мәһкимилирини селиш программиси ишлинип чиқти. Мошуниң өзидә шуни тәкитләш керәкки, Алмута шәһәрлик һакимийити тәрипидин мегаполиста “Чәксиз шәһәр” принципини һесапқа алған һалда, билим беришни бирхил ашуруш вәзиписи қоюлди. Умумән алғанда, шәһәр мәктәплирини селиш төвәндики түрдә әмәлгә ашурулиду. Биринчиси. Мошу жили “ДКЗ – 2020” программиси даирисидә Алмутиниң мәркизидин жирақ җайларда тоққуз мәктәпниң – Алатав, Наурызбай вә Түрксиб наһийәлиридә 12 900 орунлуқ йеңи вә мәктәпләргә йәттә миң орунлуқ 13 қошумчә бенаниң қурулуш ишлири башланди. Һәммиси болуп 19 900 бена пайдилинишқа берилиду, у 2021-жили ишқа қошулиду. Иккинчиси. Йәрлик вә җумһурийәтлик бюджет һесавиға һазирқи күндә Мамыр вә Нуршашқан микрорайонлирида миң орунлуқ икки мәктәпниң қурулуш ишлири башланди. Шундақла бәзи мәктәпләргә 3642 орунлуқ сәккиз қошумчә бена селиниватиду. Һәммисини қошуп һесаплиғанда, 5442 йеңи орун ечилиду, у 2020 – 2021-жиллири пайдилинишқа берилиду. Үчинчи. Мошу жили 5700 орунлуқ бәш мәктәп пайдилинишқа берилиду. Икки мәктәп йенида 600 орунлуқ қошумчә беналар селиниватиду. Нәтиҗидә 2020 – 2021-жиллири 6300 орун яритиш (бәрпа қилиш) күтүлмәктә. Төртинчи. Шәхсий сектор. Мошу жили 2240 орунлуқ төрт шәхсий мәктәпниң ечилиши күтүлмәктә. Уларниң иккиси мошу жили, иккиси келәр жили пайдилинишқа берилиду. Шундақ қилип, 2020 – 2021-жиллири 47 463 орунлуқ 16 мәктәп вә 23 мәктәпләргә қошумчә беналарниң қурулуши аяқлишиду. 2021-жилниң 1-сентябриға қәдәр мәктәпләрдики орун тапчиллиғи 80 пайизға төвәнләйду, әнди дөләт қаримиғидики мәктәпләрдә орун тапчиллиғи 44 пайизға төвәнләйду. Нәтиҗидә 2021-жилниң 1-сентябриға қәдәр мәктәпләрдики орун тапчиллиғи 12 миң орунни тәшкил қилиду. Бу 2021 – 2022-жилларға бәлгүләнгән мәктәп қурулушлири яки уларға қошумчә селинидиған беналар һесавиға төвәнлитилиду. Буниңдин ташқири, 2020-жилниң язлиқ тәтил күнлиридә шәһәрниң 7, 40, 45, 54, 81, 114-мәктәплиридә мурәккәп җөндәш вә мустәһкәмләш ишлири жүргүзүлүватиду. Шәһәр мәктәплиридә орун тапчиллиғиға нисбәтән соалиңизға җавап бәргәч төвәндикини ейтмақчимән. Бүгүнки күнгә қәдәр шәһәрлиримиздә 893 мәктәп йешиғичә болған мәһкимиләр паалийәт елип бериватиду. Уларниң 185и (20 пайизи) дөләт қаримиғида. Бир яштин алтә яшқичә болған 43 миңдин ошуқ бала, үч яштин алтә яшқичә болған 18 миң бала новәттә туриду. — Балилар бағчилириға новәт қандақ төвәнләйду вә силәр уни қандақ назарәт қилисиләр? — Балилар бағчилириға новәттә турғанларниң санини қисқартиш үчүн шәһәрдә һәрхил чариләр көрүлмәктә. Биринчиси — мәктәп йешиғичә болған мәһкимиләрни селиш. Мошу жили дөләт қаримиғида болидиған төрт балилар бағчисиниң қурулуши аяқлишип, йәнә үчиниң қурулуш ишлири башлиниду, шундақла бирнәччә дөләт қаримиғидики мәктәп йешиғичә болған тәшкилатниң қурулушини башлаш планланмақта. Иккинчиси — мошу жил давамида 1997-жилдин 2004-жил арилиғида шәхсий билим бериш тәшкилатлириға иҗаригә берилгән бүгүнки күнлүктә тегишлик мәхсәттә ишлитилмигән 11 дөләт қаримиғида болған бенани қайтурувелиш җәриянини башлаш планланмақта. Әгәр иҗаригә алғучи идариләрни заманивийлаштурушқа өз мәблиғини сәрип қилишқа (җөндәш, шараитни яхшилаш в.б) келишсә, идарә қайтурулмайду. Шундақ қилип, 2021-жилға қәдәр 2590 орунлуқ 13 балилар бағчиси пайдилинишқа берилиду. Шәхсий балилар бағчилирида қошумчә сәккиз миң орун ечилди. 2020 – 2021-жиллири барлиғи болуп қошумчә 12 790 орун ечилип, новәттә турғанлар санини 70 пайизға қисқартиду. Шуни қошумчә қилимәнки, һазирқи күндә шәһәрдики мәктәп йешиғичә болған 893 мәһкиминиң барлиғиниң паалийити тохтитилған. Шуниң билән биллә шәһәрдики эпидемиологиялик вәзийәтниң турақлишишиға бағлиқ балилар бағчилириниң паалийитини басқучлуқ әслигә кәлтүрүш мәсилиси қараштурулмақта. У һәққидә қошумчә әхбарат берилиду. Бүгүнки күндә мәктәпләр вә балилар бағчилиридин ташқири қошумчә билим бериш мәһкимилириниң қурулушиға алаһидә диққәт ағдурулмақта. Шәһәрдә тоққуз сазәндиләр мәктиви вә 22 миң балини өз ичигә алған сәккиз оқуғучилар өйи паалийәт елип бериватиду. Мошуниң өзидә, шәһәр әтрапида туридиғанларниң көпчилиги балилирини қошумчә билим елишқа бәрмәйду. Мәсилән, Алатав наһийәсигә бари-йоқи бирла мәктәптин сирт тәшкилат паалийәт елип барса, Наурызбай наһийәсидә уму йоқ. Мошуниңға бағлиқ мошу жили Алатав вә Наурызбай наһийәлиридә икки көпсаһалиқ оқуғучилар сарийиниң қурулуш ишлири башлиниду. Улар 2021-жили пайдилинишқа берилиду. Буниңдин ташқири Оқуғучилар сарийини заманивийлаштурушниң лайиһиси ишлинип чиқти. Мошу жили Бостандық наһийәсидики 5-балилар музыка мәктивиниң йеңи оқуш бенасиниң қурулуши аяқлишиватиду. Балиларни қошумчә билим елишқа көпирәк җәлип қилиш мәхситидә Қазақстан Җумһурийити Билим вә пән министрлиги билән бирликтә шәхсий мәктәптин ташқири тәшкилатларда дөләт билим буйрутмисини көпәйтиш мәсилиси қараштурулмақта. Умумән алғанда, билим бериш саһасидики күндилик муһим мәсилиләрни пәйдин-пәй һәл қилиш бойичә иш давамлишиватиду, жүргүзүлүватқан ишниң барлиғи турақлиқ назарәт астида. Сөһбәтләшкән Бәхтияр ТОХТАХУНОВ.

549 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы