• Йеңилиқлар
  • 12 Тамыз, 2020

Шәриқниң улуқ шаири вә мутәпәккүри

Улуқ мутәпәккүр Абайниң дуниявий роһий қәдрийәтләр ғәзнисигә қошқан һәссиси бебаһа. У философ, шаир, мәрипәтчи, йеңи миллий әдәбиятниң асасини салғучи, тәрҗиман сүпитидә қазақ хәлқиниң тарихи вә мәдәнийитидә ярқин из қалдурди. Униң шеирлирида, «Әқлийә сөзлиридә» миллий колорит очуқтин-очуқ сезилиду, милләтниң турмуш тәризи, етиқати, тили әкис етип, роһи һис қилиниду. Абай Қунанбаев шәриқ, рус вә Европа мәдәнийитини бирләштүрүштә тунҗа классик-ислаһатчи болди. Нәқ шуңлашқиму униң иҗадийитини вақит өтүши билән надир һадисә сүпитидә баһалиди, һәтта Президент Қасым-Жомарт Тоқаев «Абай вә XXI әсирдики Қазақстан» сәрләвһилик мақалисида язған «Абай дунияси» чүшәнчиси пәйда болди. Абайниң һаят йоли, иҗадийити дунияниң барлиқ этнослири, җүмлидин қазақ хәлқи үчүн үлгә болуп һесаплиниду. Униң адәм вә җәмийәт, билим вә илим-пән, дин вә әнъәниләр, тәбиәт вә әтрап муһит, дөләт вә һакимийәт, тил вә өзара чүшәнчә тоғрилиқ чоңқур пикирлири әсирләр өтсиму актуаллиққа егә болуп, пүткүл инсанийәт үчүн роһий мирас болуп һесаплиниду. Тунҗа Президент – Елбасы Нурсултан Назарбаев «Абай – дуниявий дәриҗидики мутәпәккүрләр арисида әҗайип шәхс», дәп алаһидә тәкитләйду. Йеқин вә Оттура Шәриқ хәлиқлири Абай һаят вақтидила униң иҗадиниң аләмшумул умуминсаний әһмийитини чүшәнгән еди, чүнки у әдәбияттики бәдиий тәпәккүр йөнилишини өзгәртти. Нәқ Абай Қунанбаев шеирийәт һәм сәнъәткә адәмниң шәхс сүпитидә вә инсаний җәмийәтниң қисми сүпитидә алийҗанаплиғиға һәм бәхит-саадитигә бағлиқ проблемиларни елип келиду. Шәриқниң көплигән шаирлири билән философлири мошу мавзуни давамлаштуруп, инсанпәрвәрлик йөнилишләрни тәрәққий әткүзиду. Түркий, парс, әрәп, курд, иран вә башқа тилларда иҗат қилған түрлүк милләтләрниң вәкиллири Абай мавзулири бойичә йүздин ошуқ әсәр, назирә – ривайәтләргә қияс қилиш – яратти вә Абай мухлислириниң новәттики әвлади өзлири үчүн униң талантиниң йеңи қирлирини ачти. Әсирдин-әсиргә улуқ шаир мухлислириниң даириси кәңийиватиду, барғансири нурғунлиған язғучилар, рәссамлар, музыкантлар униң иҗадиға мураҗиәт қилип, роһий мирасидин илһам алмақта. Абай пүткүл инсанийәткә өзиниң әқил-параситиниң мевисини һәдийә қилди. Улуқ шаир иҗадийити пәқәт қазақ әдәбиятиниңла әмәс, бәлки мәмликәттә яшаватқан башқа барлиқ хәлиқләр әдәбиятиниң риваҗлинишиға тәсир йәткүзди. Мәлумки, нурғунлиған хәлиқләрниң әдәбий һаятиға тонулған шаирлар вә уларниң әсәрлириниң тәсири болиду, нәтиҗидә у җәмийәтлик пикирниң тәрәққий етишигә вә миллий менталитетқа тәсир қилиду. Абай әйнә шундақ сөз зәргари болуп, қазақ хәлқиниң роһий мәдәнийитини хелә илгирилитип, дуния бәдиий әдәбиятиниму толуқтурди. Академик Мухтар Әвезов Абай иҗадиниң хәлиқләр тарихини вә шуниң арқилиқ умуминсаний мәдәнийәтни алаһидә йеңи қәдрийәтләр билән бейитқанлиғи тоғрилиқ язиду. Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Абай иҗадийитиниң дуниявий әһмийәткә егә екәнлигини чүшәнгән һалда улуқ шаир әсәрлирини чәт тилларға тәрҗимә қилип, нәширдин чиқиришниң муһим йөнилиш болуп һесаплинидиғанлиғини тәкитләйду. Җүмлидин Абай шеирлири инглиз, әрәп, япон, испан, рус, түрк, француз, немис, хәнсу вә дунияниң башқа тиллириға тәрҗимә қилинди. Қазақстанлиқ курд шаирлири Барие Бала, Гасане Хаджисулейман, Маджида Сулейман, Салех Саяди иҗадида Абай шеирийитиниң детальлирини вә типологиялик алақиларни байқашқа болиду. Атақлиқ шаир Аскияре Бойик қазақ шаириниң әлликтин ошуқ шеирини курд тилиға тәрҗимә қилди. Мәзкүр қурлар муәллипиниң «Абай шеирийити. Қәлбиңгә қулақ сал» сәрләвһилик илмий мақалисида иҗаткар әмгәклириниң философиялик әһмийити вә уларниң курд поэзиясиниң тәрәққиятидики роли ечип көрситилгән. Мошу муәллип шундақла «Әқлийә сөзләрни» курд тилиға тәрҗимә қилди, курд мәктәплири үчүн дәрисликләргә шаирниң һаяти вә иҗадийити тоғрилиқ материалларни язди. Бийил Абайниң 175 жиллиғиға даир униң талланма әсәрлирини курд тилида нәшир қилишқа тәйярлиниватиду. Абай Қунанбаев иҗадийити түрк мәдәнийити үчүнму чоң әһмийәткә егә. Түркияниң алий оқуш орунлирида қазақ шаириниң мирасини тарқитиш керәклигини мәмликәт алимлири асасий вәзипиләрниң бири дәп һесаплайду. «Абай – қазақ мәдәнийитиниң, пүткүл түркий мәдәнийәтниң һәқиқий ғәзниси», дәп язиду Евразия Язғучилар иттипақиниң рәиси Якуб Омероглу. Атақлиқ абайшунас Экрем Айан улуқ мәрипәтчиниң әмгәклири тюркология, әдәбият вә философия саһасидики студентлар үчүн лекцияләр программисиға киргүзүлүши керәк, дегән пикирни оттуриға қойиду. Қазақ вә уйғур әдәбий алақилири бай тарихқа егә. Мәсилән, уйғур шаири Исмайил Саттаров қазақ шаири әсәрлиридин пайдилинип, өз шеириниң мәзмунини бейитиду. Йәнә бир талантлиқ уйғур шаири Һезмәт Абдуллин қазақ классигиға лирикилиқ шеирлирини беғишлайду. Абай Хелил Һәмраев, Мәмтимин Обулқасимов, Илахун Җәлилов вә башқиму уйғур шаирлири үчүн тарихий-роһий һәққанийәтни издәштә үлгә болуп һесаплиниду. Шаир Илия Бәхтияниң ижадийитигә Абайниң беваситә тәсириниң болғанлиғи һәққидә аңлиғиним бар. Көрнәклик қәләм саһиблири Долқун Ясин, Абдукерим Ғәниев вә Камал Һасамдинов мутәпәккүрниң бай мәзмунға егә бебаһа әсәрлирини өзлирниң ана тилиға тәржимә қилип, уйғур оқурмәнлириниң мәнивий тәшналиғини қандурди. Қазақстан билән Түркмәнстанни бирпүтүн мәдәнийәт, дин, тил бирләштүриду. Абай Қунанбаевниң түркмән тилида нәшир қилинған китавини тонуштуруш мәрасими вә Махтумқули намидики Түркмәнстан дөләт университетида шаир булуңиниң ечилиши икки мәмликәтниң әдәбий һаятида муһим вақиә болди. Қазақстан вә Әзәрбәйҗанниң тарихий-мәдәний алақилири кона әсирләрдин башлиниду. Әдәбий алақилар вә өзара һәрикәт, миллий әдипләрниң иҗадийитини үгинишкә болған қизиқиш достанә әлдә һәрқачан қоллап-қувәтлинип кәлгән. Баку дөләт университетида узақ жиллардин буян Абай мәркизи ишләп, у әдәбият мухлислирини Қазақстан язғучилириниң иҗадийити билән тонуштуруп келиватиду. Абай Қунанбаев әсәрлириниң топлими әзәрбәйҗан тилида чиқирилған дәсләпки китапларниң бири болди. Илгири «Қиз-Жибек» поэмиси вә «Абай йоли» роман-эпопеяси нәшир қилинған еди. Қазақ хәлқиниң улуқ шаириниң иҗадийити әрмән оқуғучилириғиму яхши тонуш. Әрмәнстанда «Абай-175» намлиқ надир юбилейлиқ топлам нәшир қилинип, униңға «Әқлийә сөзләр» киргүзүлди. Топламниң надирлиғи шуниңдин ибарәтки, униңдин орун алған әсәрләрниң көпчилиги дәсләпки қетим әрмән тилиға тәрҗимә қилинди. Абай әсәрлири қирғиз тилида өткән әсирниң биринчи йеримидила нәшир қилинған еди. Әнди тәвәллудқа мунасивәтлик Абай түрлүк жилларда язған әсәрләрдин ибарәт «Сөз зәргари» топлими нәширдин чиқти. Топлам улуқ қазақ мутәпәккүриниң дунияқаришиниң нәқәдәр кәң екәнлигини чүшинишкә ярдәм қилип, оқуғучиниң роһий дуниясини бейитиду. Умумән, һазир Абай әсәрлири дуния хәлиқлириниң йүздин ошуқ тилиға тәрҗимә қилинди. У бизгә соға қилип қалдурған әдәбий сөз, һәққанийәтни философиялик чүшиниш байлиғи вә турмушқа дана көзқараш Шәриқ мәдәнийитиниң чоң вә аҗралмас қисмиға айланди. Бу пүткүл инсанийәт байлиғи, чүнки Абай вуҗутқа кәлтүргән қәдрийәтләр чегарини билмәйду – әбәдий вә вақит тәсиригә учримайду. Князь МИРЗОЕВ, «Барбанг» курдлар ассоциациясиниң президенти, филология пәнлириниң доктори, профессор.

801 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы