• Йеңилиқлар
  • 12 Тамыз, 2020

Мәйрәм челленджға улашти

10-август күни пайтәхтимиз Нур-Султан шәһиридә улуқ шаир вә мутәпәккүр Абай Қунанбаевниң 175 жиллиқ тәвәллуди атап өтүлди. Тәвәллуд шәрипигә Абай ядикарлиғиға гүл қоюш мәрасими болуп өтти. Униңға Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт кативи Қырымбек Көшербаев, Президент Мәмурийити рәһбириниң биринчи орунбасари Дәурен Абаев, Премьер-министрниң орунбасари Ералы Тоғжанов, мәдәнийәт вә спорт министри Ақтоты Райымқулова, Нур-Султан шәһириниң һакими Алтай Көлгинов, Қазақстан Җумһурийити Президентиниң мәтбуат кативи Берик Уәли, Парламент Мәҗлисиниң депутати Сауытбек Абдрахманов вә башқа дөләт һәм җәмийәт әрбаплири қатнашти. Бийил 10-август Абай күни сүпитидә дәсләпки қетим атап өтүлди. Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң тапшурмиси бойичә Һөкүмәт йеңи сәнәни миллий мәйрәмләр календариға киргүзди. Мундақ қәдәмниң мәхсити – милләтниң роһий ислаһатчисиниң, дуниявий миқиястики данишмәнниң бебаһа иҗадини тәрғип қилиш. Мәлумки, Абайниң 175 жиллиқ тәвәллудиға нурғунлиған чарә-тәдбирләр планланған еди. Әпсус, улар пәқәт онлайн-шәкилдә өтти. Мәсилән, Қазақстан Җумһурийитиниң мәдәнийәт вә спорт министри Ақтоты Райымқулова қазақстанлиқларни өзиниң Facebookтики сәһиписи арқилиқ тәбриклиди. «Абай мираси – бу қазақ хәлқи өзидә әсирләр мабайнида муҗәссәмләндүргән барлиқ даналиқни бирләштүргән роһий байлиқ. Униң әмгәклири мәңгү яшайду, вақит өтсиму, улар өз актуаллиғини йоқатмайду вә бүгүнки күндиму көп җәһәттин милләтниң һәм пүткүл мәмликәтниң иҗтимаий, мәдәний-роһий һаятиниң нишанлирини бәлгүләйду», дәп язди министр. Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Абай күнидә җумһурийәтлик шеирийәт онлайн-фестивалини башлиди. Униң даирисидә мәмликәтниң барлиқ регионлирида яшаватқан йүздин ошуқ милләт вәкиллири Абайниң 175 шеирини қазақ тилида оқуп, видеоформат түридә иҗтимаий тармақларда орунлаштуриду. Чарә-тәдбирниң асасий мәхсити – пәқәт шаир, мутәпәккүр вә мәрипәтчиниң иҗадий мирасини аммибаплаштурушла әмәс, шундақла дөләт тилини пайдилиниш саһасини кәңәйтиш. Тәвәллуд даирисидә шаирниң әсәрлири француз, инглиз, әрәп, испан, хәнсу, япон, немис, итальян тиллириға тәрҗимә қилинди. Шуңлашқа Abai word challenge – шаир әсәрлирини дуния тиллирида оқуш челленджини уюштуруш идеяси туғулди. У мошу дүшәнбидә башлинип, һәптиниң ахириғичә давамлишиду һәм Мәдәнийәт вә спорт министрлигиниң барлиқ иҗтимаий тармақлирида җайлаштурулиду. Акциягә түрлүк әлләрдин кәлгән тәтқиқатчилар, тәрҗиманлар, язғучилар, пәвқуладдә вә толуқһоқуқлуқ әлчиләр, шаир иҗадиниң мухлислири қатнишиватиду. Шундақла Қазақстан Җумһурийитиниң Миллий академиялик китапханисида «Адамзаттың Абайы» мавзусида абайшунасларниң хәлиқара онлайн-форуми болуп өтти. Униңда улуқ мутәппәккүр мирасиниң өсүватқан әвлатни тәрбийиләштики, миллий идеологияни шәкилләндүрүштики роли, шундақла абайшунаслиқтики заманивий илмий тәтқиқатлар проблемилири қаралди. Учришишқа җумһурийәтлик, вилайәтлик, наһийәлик китапханиларниң рәһбәрлири билән хадимлири, Қазақстан, шундақла Венгрия, Россия, Түркия, Франция охшаш әлләрниң алим вә иҗаткар зиялилири қатнашти. «Қазақконцерт» артистлири Абай күнидә тамашибинларға «Абай арманы» намлиқ мәйрәмлик онлайн-концерт һәдийә қилди. Әнди Astana Opera театри миллий сәнъәт дурданиси Ахмет Жубанов, Латиф Хамидиниң Мухтар Әвезов либреттосиға язған «Абай» оперисини қойди. Уни Tengri TV, «Абай ТВ» көрсәтти. «Астана Балет» театри Абай күнигә мәхсус On stage/Online лайиһисини тәйярлиди. Мәйрәм күни пайтәхт турғунлири музыкилиқ челлендж уюштурди – «Көзімнің қарасы» нахшисини пидаийлар, этномәдәнийәт мәркәзлириниң вәкиллири, түрлүк кәсип егилири – муәллимләр, врачлар, автобус һайдиғучилири, қутулдурғучилар... иҗра қилди. Һәммиси яхши көридиған Абайниң «Көзімнің қарасы» нахшиси бу қетим йеңичә – түрлүк саз әсваплириниң җор болушида яңриди. Уюштурғучилар барлиқ қазақстанлиқларни мәзкүр акцияни қоллап-қувәтләшкә чақирди. Умумән, бу хилдики мәрасимлар мәмликәтниң барлиқ регионлирида болуп өтти.

674 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы