• Асасий мақалилар
  • 12 Тамыз, 2020

Қасым-Жомарт Тоқаев, Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти: Абай — роһий ислаһатчи

10-августта улуқ шаир, мутәпәккүр Абай Қунанбайулыниң тәвәллудиға 175 жил толди. Буниңдин чарәк әсир илгири Тунҗа Президент – Елбасы Нурсултан Назарбаевниң тәшәббуси билән Абайниң 150 жиллиғи ЮНЕСКО даирисидә атап өтүлди. Бийилқи тәвәллуд – әйнә шу әҗайип әнъәниниң давами. Бийилқи жилға нурғунлиған юбилейлиқ чарә-тәдбирләр бәлгүләнгән еди. Ваһаләнки, пүткүл дунияни чаңгилиға еливалған пандемия кесиридин биз уларниң нурғун қисмини онлайн-шәкилгә алмаштурдуқ. Хәлқимиз нурғун синақлардин өткән. Бизниң бирлишип мошу апәтниму йеңип чиқидиғинимизға ишинимән. Қийинчилиқлар келип-кетиду, Абай шеирийити вә иҗадийити болса, мәңгү һаят. Мениң тапшурмам бойичә Һөкүмәт 10-августни “Абай күни” дәп бәлгүлиди вә уни мәйрәмләр тизимиға киргүзди (бирақ бу күн иш күни болуп қалиду). Улуқ шаир мирасиға беғишланған чарә-тәдбирләр һәр жили өткүзүлиду. Гәп юбилейлиқ мәйрәмләрдә әмәс, бәлки улуқ философ вә шаирниң идеялири билән пикирлирини чоңқур билип-чүшиништә. Абайни һөрмәтләш, демәк, униң дуниятонуш принциплириға әмәл қилиш, униң вәсийәтлиригә садиқ болуш. Пәқәт шундақ қилғандила биз йеңи әвлатта тоғра, һаятбәхш қәдрийәтләрни муҗәссәмләндүрәләймиз. Биз улуқ мутәппәккүрниң һаяти вә иҗадийити һәққидә нурғун гәп қилимиз. Һазирқи Қазақстан җәмийитиниң Абайниң роһий көрсәтмилиригә мувапиқ риваҗлиниши алаһидә муһимдур. Мән бу тоғрилиқ «Абай вә XXI әсирдики Қазақстан» намлиқ мақаләмдә тәпсилий яздим. Бу жил хәлиқара Абай жили болди, дунияниң нурғунлиған әллиридә униң иҗадийитигә диққәт ағдурди. Қазақстан тәшәббуси вә ЮНЕСКОниң қоллап-қувәтлиши билән улуқ шаиримизниң 175 жиллиғи аләмшумул дәриҗидә нишанлиниватиду. Бизниң гражданлиқ қәрзимиз – шаирниң бебаһа мирасини чүшәндүрүш вә тәрғип қилиш, чүнки Абай дуния миқиясидики данишмән. Абайшунаслиқниң концептуал асасиниң маһийитиму әйнә шуниңда. Һазирқи вақитта Абай әсәрлирини хәлиқара илмий муамилигә киргүзүш бойичә ениқ, мәхсәтчанлиқ иш жүргүзүлүватиду. Униң әмгәклири он тилға тәрҗимә қилинди вә нәширгә тәйяр. Бу китаплар йүз мәмликәтниң китапханилири билән мәдәнийәт мәркәзлиригә әвәтилиду. Мениң Пәрманим билән бирқатар чәтәллик тәрҗиманларға, Абайниң иҗадий мирасини тәтқиқ қилғучилар билән тәрғип қилғучиларға дөләт мукапатлири берилди. Тәвәллудқа беғишланған чарә-тәдбирләр давамлишиватиду. Бизниң чәт әлләрдики әлчиханилиримизда Абай мәркәзлири ечиливатиду. Шаирниң иҗадини системилиқ тәтқиқ қилиш үчүн Л.Гумилев намидики Евразия миллий университетида Абай академияси қурулди. Биз риқабәткә тақабил туридиған дөләт болушимиз үчүн Абай иҗадийитини унтумаслиғимиз керәк, чүнки милләтни йеңилаш идеяси униң көзқарашлири вә идеялири билән маслашқан. Келәр жили биз Қазақстан Мустәқиллигиниң 30 жиллиғини нишанлаймиз. Амма җәмийитимиздә өз вақтида улуқ мутәпәккүрни қаттиқ тәшвишләндүргән айрим камчилиқлар мошу кәмгичә учришиду. Әпсуски, биз Абай ейтип өткән «бәш дүшмәндин» толуқ қутулалмидуқ. Биз, әпсуски, көп вақитларда гражданлиримиз арисидики һорунлуқ, сөзмәл-мәмәданлиқниң гувачиси болуватимиз, улар илгәркидәкла тойхумарлиқтин кечәлмәй, күндилик әмгәкниң орниға һәрбир җәмийәтлик вақиәни сәясәтләштүрүшкә тиришиду. Абай болса, хәлиқни той ойнимай, бәлки әмгәк қилишқа, роһий җәһәттин өсүшкә чақирди. Абайниң мәслиһити бүгүнки күндиму актуаллиғини, әһмийитини йоқатмиди. Нәқ шуңлашқиму биз униң пикирлириниң чоңқурлуғиға, келәчәкниң синақлирини алдин-ала көрүш маһаритигә мошу кәмгичә зоқлинимиз. Абай тәлимати бирқатар йөнилишләр бойичә актуаллиққа егә. Әң алди билән билим егиләш. Биз билим арқилиқла пүткүл дунияда мунасип орун егиләләймиз. Заманивий билим әқлий милләтни шәкилләндүрүшкә йол ачиду. Иккинчидин, тәрбийә мәсилиси. Яш әвлатқа тоғра һаятий йөнилиш бериш керәк. Улуқ мутәпәккүрниң «Пайдини ойлима, вижданни ойла, көп билишкә тириш», дегән вәсийитини һәрқачан әстә тутуш керәк. Үчинчидин, йеңи кәсипни өзләштүрүш. Шаир һәрбир қазақниң өз ишиниң маһири болушини арман қилған. Бу болупму чапсан өзгириватқан, риқабәтчилик дунияда алаһидә муһимдур. Хаким Абай «Байлиқ вақитниң өтүши билән түгәйду, һүнәр түгимәйду», дегән еди. Биз өзимизниң ишқа вә йеңи маһарәтни йетилдүрүшкә болған мунасивитимизни түп-асасидин өзгәртишимиз шәрт. Байлиқниңму, бәхитниңму ачқучи - өзәң сөйгән кәсиптә. Төртинчидин, пикирдашлиқ проблемиси. Абай һәрқачан җәмийәт бирлиги вә паравәнлигини һәммидин әла көргән. У «Бириңни, қазақ, бириң дост көрмисәң, ишниң һәммиси – бош» дәп, хәлиқни пикирдашлиққа чақирди. Мәмликитимиз биздин өзара қоллап-қувәтләшни, разимәнликни вә техиму бирлишишни тәләп қиливатқан наһайити мурәккәп вақитни баштин кәчүрүватиду. Абай шуниңға қәтъий чақирди, шуңлашқа тарихимизниң мошундақ мурәккәп басқучида униң иҗадиға мураҗиәт қилиш орунлуқтур. Абай сөзлири һечқачан кониримайду, у чүшинишлик вә сәйяримиздики барлиқ адәмләр үчүн ортақ. Униң шеир болуп пүтүлгән вә нәсрий сөз болуп төкүлгән пикирлири вә әқлийә сөзлири бүгүнки күндиму һаятий йөнилиш болуп хизмәт қилиду. Өз хәлқи келәчигиниң ғемини йегән улуқ мутәпәккүр көпчиликни муһәббәт вә шәпқәткә чақирди. Шаирниң шундақ инсаний принциплири бүгүнки әвлат үчүнму алаһидә актуаллиққа егә. Миллий аң-сәвийәниң тиклинишиниң йеңи басқучи вә униң алдики аләмшумул өзгиришләргә маслишиши Мустәқиллик шараитида дөлитимиз үчүн умуммиллий әвзәлликкә айланди. Абай әл мәнпийитини өз мәнпийитидин үстүн қоюшқа, тәҗрибә вә билимни милләт пайдисиға пайдилинишқа чақирди. Тәрәққиятни шундақ чүшиниш пүткүл инсанийәт үчүнму алаһидә әһмийәткә егә болиду. Биз үчүн Абай – бу өзини вә өз хәлқини чүшинишкә болған әң яхши йол. Улуқ Шаир бизгә мәзмуни бойичә өлчими йоқ, хәлиқниң роһий озуғиға айланған мирас қалдурди. Биз XXI әсиргә қәдәм ташлисақму, Абай көзқаришиниң инсанпәрвәрлик принциплириға мас келип, Қазақстан җәмийити, униң бирлиги вә бәрикити үчүн өзиниң роһий қәдрийитини йоқатмайватқанлиғиға йәнә бир қетим көз йәткүзимиз. Абай милләтниң роһий, мәдәний, әхлақий қияпитини әҗайип өткүрлүк билән ениқлиди. Униң улуқлуғиму шуниңда. Абайниң дана сөзлири нурғунлиған әвлатни милләт тәрәққиятиниң асаси сүпитидә миллий кодни издәшкә бирләштүридиған қазақ хәлқиниң мәңгү әхлақий таянч-тириги болуп қалиду. Тунҗа Президент Нурсултан Назарбаев бир чағда «Абай сөзи –қазақниң тил тумари», дегән еди. Бу пикир бизни шаир дуниясиға чоңқур чөкүшкә, йеңичә пикир қилишқа мәҗбурлайду. Һазирқи вақитта мәмликәттә абайшунаслиқ билән шуғуллиниватқан бирнәччә илмий мәркәз ишләватиду. Уларниң ишини системилаштуруп, бу мәркәзләрни пайтәхтимиздә қурулған Абай академияси әтрапиға бирләштүрүшни тәклип қилимән. Академия барлиқ тәтқиқат мәркәзлириниң ишини илмий җәһәттин уйғунлаштурғучи болуши мүмкин. Келәчәктә гуманитарлиқ пәнләрниң аҗралмас қисми сүпитидә «Абайшунаслиқ» курсини оқутуш мәсилисини һәл қилиш зөрүр. «Абайшунаслиқ» дәрислиги билән хрестоматиясини йеңи философиялик вә сәясий мәвқәдин тәйярлаш лазим. Униңдин ташқири Абайниң «бәркамал адәм» тоғрилиқ концепциясини һәртәрәплимә вә чоңқур үгиниш керәк. Биз Абайни дунияға XIX әсирдә яшап, XXI әсирниң сөзини сөзлигән данишмән сүпитидә тонутушимиз лазим. Шуниң билән бир вақитта биз уни қазақ хәлқиниң миллий аң-сәвийәсиниң тиклинишигә чоң тәсир қилған роһий ислаһатчи сүпитидә тәрғип қилишимиз шәрт. Мәмликитимизниң һәрбир граждини Абай билән пәхирлиниши лазим! Барлиқ гражданларни қазақ хәлқиниң улуқ пәрзәндиниң тәвәллуди билән тәбрикләймән!

356 рет

көрсетілді

2

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы