• COVID - 19
  • 26 Тамыз, 2020

Хошал болушқа техи әтигән...

КАРАНТИН. КОРОНАВИРУС. 42 500 тәңгә. Бу бийилқи жили әң көп ейтилип һәм йезилип келиватқан муһим мәсилиләр болса керәк. Башқичә ейтқанда, аләмшумул проблемиларниң биригә айланди. Амма ахирқи вақитта таҗсиман вирусниң тарилиши төвәнлидиму яки хәлиқ бу тоғрилиқ ейтип-ейтип зериктиму, әйтәвир, вирус һәққидә аста-аста унтушқа башлиғинимиз раст. «Бурунқи һаятимизға қайтишниң тәрәддутиға әтигән киришип кәтмидуқму?» дегән соал ойға салиду мошу тапта.


Сабирәм ӘНВӘРОВА,
«Уйғур авази»

Шундақ. Елимиздә карантин тәләплири йениклитилди. Амма бу беғәмликкә селинип, той-тамашини башлаш керәк дегән гәп әмәс. Чүнки сақлиқ чарилири һелиму күчидә. Дәрһәқиқәт, карантинда өткән алтә айда сақлиқ чарилири дәл вақтида қолға елинғанлиғи үчүнла, елимиздә ағриқниң тез тарилиши тохтиди. Лекин бүгүнки көрсәткүчләр әтики күнимизгә капаләтлик қилалмайду. Демәк, өзимизниң һәм өзгиләрниң бехәтәрлиги үчүн ахири җиназаға улишидиған тойлардин вақитчә баш тартқинимиз әвзәл.
Мәлумки, Премьер-Министр Асқар Маминниң қатнишишида өткән дөләт комиссияси олтиришида Президентимизниң тапшурмисиға бенаән қелиплашқан карантин чарилирини басқуч-басқучи билән елип ташлаш плани түзүлгән еди. Шуниң нәтиҗисидә, елимиздә карантинни йениклитишниң биринчи басқучи башлинип кәтти. Әлвәттә, шулар қатарда Уйғур наһийәсидиму бирқатар өзгиришләр орун алди. «Атамекен» тиҗарәтчиләр палатисиниң наһийәлик шөбиси күчәйтилгән санитарлиқ-дезинфекциялик вә ниқаплиқ режимни һәм иҗтимаий мусапини сақлиған һалда бирқанчә нишанларниң иш елип беришиға рухсәт бәрди. Йәни, наһийә мәркизидики сода-сетиқ мәркәзлири, наһийәлик базар, гөзәллик салонлири билән сатрашханилар, мончилар, оттуз орундин ашмайдиған тамақлиниш мәркәзлири қайтидин ишқа киришти. Язни өйидә өткүзгән хәлиқ, худди қәпәздин чиққан қуштәк, узақ вақиттин кейин ишиги ечилған нишанларни бесивалди. «Бисмилла» дәп бирдин сорунға жиғилишқа башлиди. Той-тойға улашсиғу мәйли, бирақ дәл һазир әтигән хошал болидиған вақит әмәстә...
Наһийә баш санитариниң хәвәрлишичә, оттуз орундин жуқури җәмийәтлик тамақлиниш орунлири, Мәдәнийәт өйи, спорт орунлири, Аришаң участкисидики дәм елиш мәркәзлири билән мәктәп йенидики лагерьлар, Интернет вә компьютерлиқ клублар һазирчә ишқа қошулмайду. Шуниң билән қатар бир аилә әзалиридин башқа, үч адәмдин ошуқ адәмниң топлишип жүрүшигә, 65 яштин ашқан пухраларниң кочиға чиқишиға, камаләт йешиға толмиғанларниң чоңларниң назаритисиз жүрүшигә чәк қойилиду. Жиғинлар, кеңәшләр, конференцияләр, форум, семинарларни вә адәм көп жиғилидиған башқиму иш-чариләрни өткүзүшкә рухсәт берилмәйду. Һәтта, йепиқ өй әһвалида аиләвий мәрасимларни өткүзүшкиму болмайду. Карантин йениклитилгини билән маска режими вә иҗтимаий мусапә санитарлиқ тәләп сүпитидә қаливериду. Хәйрият, жуқуридики тәләпләр билән һазирқи һаятимизни селиштурсақ, биз «Карантин йениклитилди» дегән сөзни тоғра чүшәнмәйватқандәк. Бехәтәрлик турғусидин елип қарисақ, коронавирус билән күрәш техи тохтиғини йоқ. Әнди саламәтлик саһаси бойичә қараштуруп көрәйли. Наһийәлик мәркизий дохтурханидин алған мәлуматларға асаслансақ, һәқиқәтән көрсәткүчләр хелила төвәнлигән. Әлвәттә, бу йеңилиқ. Бирақ дохтурлар хәлиқниң бүгүнки беғәмлигидин хаватирлиниду.
Сөзниң расти, башта вирусқа ишәнмигән хәлиқ, вәзийәт кәскинләшкәндә, әһвални чүшинәлмәй қалди. Чүнки пүткүл аләмни чарлиған таҗсиман вирус Уйғур наһийәсиниму айлинип өтмиди. Башта бираз қийинчилиқлар орун елип, дора-дәрмәк, һаҗәтлик аппаратларниң азлиғиниң сезилгини раст. Бәхиткә яриша, наһийә турғунлири тәрипидин дохтурханиға йеқиндин ярдәм көрситилип, бирлиги ярашқан хәлиқниң ярдимидә аталмиш қийинчилиқлар арқида қалди. Бүгүнки күндә наһийәлик мәркизий дохтурханида бәш өпкини сүнъий дәм алғузуш аппарати, йәтмиш бәш кислород концентратори, алтә электроотсос бар. «Сақлиқта хорлуқ йоқ», демәкчи, әтики күнниң ғемидә һаҗәтлик аппарат вә дора-дәрмәкләр артуғи билән сетивелиниватиду.
Ваһаләнки, елимизгә таҗсиман вирус кәлгән вақиттин башлап бүгүнки күнгә қәдәр наһийәниң 1486 турғунида «вирус жуқтурди» дегән гуман пәйда болуп, униң 1215иниң анализи тәкшүрүлүп, җәми 191 бемардин вирус ениқланған. Униң ичидә 114 бемар дохтурханида, қалған 83 бемар дохтурлуқ амбулаторияләрдә даваланди. Хуш қиларлиғи, бүгүнки күндә 173 бемар вирусни йеңип, үзүл-кесил ағриқтин сақийип чиқса, «хәп» дегүзидиғини, 18 турғун таҗсиман вирустин көз жумди. Дәл һазирқи вақитта наһийәлик мәркизий дохтурханида оттура дәриҗилик пневмония билән ағриватқан үч бемар давалиниватиду.
Умумән, мәркизий дохтурханидики йүз оттуз төрт хадим хәтәрлик ағриқ билән күрәшмәктә. Таҗсиман вирус билән күрәштә өзгиләрниң өмрини өз өмридин жуқури қоюватқан ақ халатлиқ дохтурларму вирус жуқтуруп, бирази давалинип, қайтидин кәсипдашлириниң қатариға қошулди. «Карантин арқилиқ әһвал турақлашти. Амма күздә ағриқ қайта тәкрарлиниши мүмкин» дәйду мутәхәссисләр. Шуңлашқиму хошал болушқа техи әтигән...

200 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы