• Әхбаратлар еқими
  • 03 Қыркүйек, 2020

«Арминим – миллий киносәнъитимизни бәрпа қилиш»

Анатиллиқ мәктәплиримизни тамамлап, утуқ-муваппәқийәтләргә қол йәткүзгән яшлиримиз арисида Дилшат Иминовниң исмини мәмнунийәт билән тилға елишқа әрзийду. Чүнки униңға әйнә шу өзи билим алған мәктәптики миллий ғурур вә тәрбийә жуқури пәллиләрдин көрүнүшигә һечқандақ сәлбий тәсир йәткүзгини йоқ. Әксичә, иҗабий тәрипи көп болди.
Дилшат Иминов, 1998 — 2002-жиллар арилиғида Т.Жүргенов намидики Қазақ миллий сәнъәт академиясиниң «Кино вә телевидение» факультетида вә шундақла Пүткүлроссиялик дөләт киносәнъити институтида билим алиду. У дәсләпки әмгәк паалийитини «Южная столица» телерадиокомпаниясидә башлап, һәрхил жилларда «31» һәм «Евразия» телеканаллирида әмгәк қилиду. Һазир кино, һөҗҗәтлик фильмлар билән клип вә рәсим чүширип, шәхсий тиҗарәтчи сүпитидә паалийәт елип бармақта.
Шуни алаһидә тәкитләш лазимки, 2010-жили Дилшат Иминовниң әмгәклиридин тәркип тапқан «Портфолио» намлиқ шәхсий рәсимләр көргәзмиси өткүзүлүп, у тамашибинлар тәрипидин жуқури баһаға еришти. Шундақла у әсәрләр йеқин вә жирақ чәт әлләрдә нәшир қилинидиған журналларда елан қилинди. Шәхсән өз алдиға иш елип беришни мәхсәт қилған Дилшат хәлиқара Арал деңизини қутқузуш фондиниң лаһийисигә қатнишип, немис кәсипдашлири билән һәмкарлиқта «National Geographic» телеканили үчүн бирқанчә һөҗҗәтлик фильмларни чүшәрди. Бу униң чәтәлликләр билән бирликтә атқурған дәсләпки әмгиги болуп, көп өтмәй, түрк кәсипдашлириниң тәкливи билән йәнә бирнәччә телесериал чүширишкә қатнашти.
Өз кәспиниң маһири атилип үлгәргән Дилшат Иминов 2014-жилдин тартип «Хабар» «Қазақстан», «7 Канал» каналлирида ишләнгән «Супер аналар», «Доктор Мырза», «Тракторшы» телесериаллиридин ташқири, бирқатар қисқа метражлиқ, һөҗҗәтлик, комедиялик фильмларниң оператори болди. У Европа, Хитай Хәлиқ Җумһурийити вә Түркияниң «BBC», «Nat Geo», «Frans Press», «TRT Turkey», «Vona film Turkey» телеканаллири вә студиялири билән дайим һәмкарлиқта. Бош вақит тапса, қазақстанлиқ уйғур иҗрачилири үчүн клип чүширип, шәхсий сүрәт көргәзмисигә тәйярлиқ көрүш билән шуғуллиниду.
Йеқинда биз пәқәт елимиздила әмәс, бәлки хәлиқара дәриҗидики операторлар қатаридин орун алған Дилшат Иминов билән учрашқан едуқ.
– Дилшат ака, сизниң бу кәсипни таллишиңизға немә түрткә болди?
– Гәпниң растини ейтсам, дадам көп жиллар мабайнида кинооператор болуп ишлигән. Кичигимдин фотоаппарат билән камериға толиму һәвәс бағлап өттүм. Бир күни, йәни хаталашмисам, он йешимда болса керәк, аилимиздә өткән бир муһимда дадам маңа камерини тутқузуп, «әнди бу муқәддәс вәзипини саңа тапшурдум» деди. Мана шу күндин буян камера билән фотоаппаратни қолумдин ташлимай келиватимән.
– Һазир қандақ лайиһиләр үстидә ишләватисиз?
– “Қазақстан” телеканили билән телесериал чүшириватимән. Шундақла 100 сериялиқ бу фильмда өзәмни сценарист ретидә синап көрмәкчимән.
— Уйғур киносәнъитиниң бүгүнки тәрәққияти вә әһвали һәққидә немә ейтар едиңиз?
– Тарихий Вәтинимиздә 2005-жилларғичә яхши кинолар чүширилип кәлди. Амма бүгүнки күндә әһвал махтиғидәк әмәс. Қазақстанда болса, һәвәскар акилиримиз бу бошлуқни толтуруш үчүн хелила тиришип келиватиду. Ейтқан болар едимки, бу саһада Илһам Җәлилов, Дилшат Әлһәмов, Әркин Абдуваҗитов, Дилшат Үсәнов вә шуниңға охшаш бир топ яшлиримиз җиддий паалийәт елип бериватиду. Бирақ уларни маддий җәһәттин қоллап-қувәтлигүчиләрниң йоқлуғидин әмгәклири өз баһасини алалмайватиду. Әгәр бизгә мошу җәһәттин яр-йөләк болидиған акилиримиз чиқип қалса, миллий мавзуда һәм кәспий түрдә пишқан бәдиий вә һөҗҗәтлик фильмларни ишләшкә тәйярмиз.
– Миллий мавзуни көтирип қалдиңиз, сизниң уйғур мәктивидә оқуғанлиғиңиздин хәвирим бар...
– 6-синипқичә Султанқорғандики 101-мәктәпниң рус синипида билим алдим. Шу жили мәктивимиз уйғур мәктиви болуп өзгәрди. Мән бир топ синипдашлирим билән 129-рус мәктивигә бардуқ. Лекин у йәрдә бизни тәңтушлиримиз унчивала «хушлап кәтмиди». Амалсиз уйғур синипиға қайтип кәлдим. Шундақ қилип,11-синипни уйғурчә тамамлидим.
– Гепиңизгә қариғанда әгәрдә балилар тегишмигән болса, шу мәктәптә қалаттиңизму?
– Бәлким. Амма өкүнмәймән. Ана мәктәптә билим елип, мәдәнийәт, тарих, әдәбиятимиз һәққидә чоңқур билимгә егә болдум. Дадам билән «Идиқут» тарихий һөҗҗәтлик фильмини чүшәргинимиздә, буниң интайин пайдиси тәгди. Келәчәктә АҚШқа берип, Голливудниң вә башқа йеқин вә жирақ чәт әлләрдә киносәнъәтниң қир-сирлирини, тәҗрибисини үгинип, уйғур киносәнъитини бәрпа қилиш арминим бар.
– Тиләклириңиз орунлансун! Гезитханларға аилиңиз һәққидә ейтип өтсиңиз?
– Рәпиқәм шәһәрдики Интернет ширкәтлириниң биридә ишләйду. Икки оғул вә бир қизимиз бар.
– Сизниң кәспиңизгә қизиққучиларға қандақ тиләк ейтқан болар едиңиз?
– Әгәр уйғур яшлири арисида ундақлар тепилса, билим егиләшкә тиришишини халиған болар едим. Әнди киносәнъитигә қизиққучилар болса, уларға һәрдайим қолумдин кәлгән ярдимимни беришкә тәйярмән.

Дилфуза РОЗИЕВА.
Алмута шәһири.

631 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы