• Йеңилиқлар
  • 09 Қыркүйек, 2020

Наһийәлик шөбә рәиси сайланди

Рашидәм РАХМАНОВА,
«Уйғур авази»

Йеқинда Nur Otan партияси Әмгәкчиқазақ наһийәлик шөбиси сәясий кеңәш бюросиниң новәттин ташқири жиғини өтти. Униң күн тәртивидә партияниң наһийәлик шөбисиниң рәисини сайлаш мәсилиси муһакимә қилинди. Жиғинға Nur Otan партияси Алмута вилайәтлик шөбиси рәисиниң биринчи орунбасари Жанболат Жөргенбаев, наһийә һакими Қуанышбек Қашқымбаев қатнашти.
Жиғинни Жанболат Әкебайулы ечип, Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң сабиқ һакими, наһийәлик партия шөбисиниң рәиси Бинәли Ысқақниң һөрмәтлик дәм елишқа чиқишиға бағлиқ партияниң Алмута вилайәтлик шөбисиниң рәиси, вилайәт һакими Амандық Баталовниң тәвсийәси билән Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң һакими Қуанышбек Қашқымбаевниң намзитини партияниң наһийәлик шөбисиниң рәислигигә тәклип қилди. Андин тәклип қилинған намзатниң тәрҗимәһалини тонуштурди.
Жанболат Жөргенбаевниң тәкливи бюро әзалири тәрипидин биреғиздин қоллап-қувәтлинип, Nur Otan партияси наһийәлик шөбисиниң рәиси болуп Қуанышбек Қашқымбаев сайланди.
Жиғиндин кейин наһийә һакими, Nur Otan партияси наһийәлик шөбисиниң рәиси Қуанышбек Қашқымбаев башлиған топ «Жұмыспен қамту жол картасы – 2020» программиси бойичә наһийәдә жүргүзүлүватқан қурулуш ишлириниң сүпити билән тонушти.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

505 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы