• Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң Қазақстан хәлқигә Мәктүби
  • 09 Қыркүйек, 2020

Мәктүп - 2020: иш-һәрикәт вақти

«Тил – Қазақстан хәлқиниң мәнивий байлиғи»

Йеқинда Алмута шәһиридики «Достлуқ өйидә» Қазақстан хәлқи Ассамблеяси ҚҖ Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министрлиги билән һәмкарлиқта Қазақстан хәлқи тиллири күнигә даир «Тил — Қазақстан хәлқиниң мәнивий байлиғи» онлайн-конференция өтти. Униңға ҚХА Рәисиниң орунбасари — Кативат рәһбири Ж.Түймебаев, ҚҖ Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министрлиги Этносларара мунасивәтләрни тәрәққий әткүзүш комитети рәисиниң орунбасари Е.Үйсинбаев, ҚХА әзалири, этномәдәнийәт бирләшмилири билән яшлар тәшкилатлириниң вә аммивий-әхбарат васитилириниң рәһбәрлири иштрак қилди.

Шәмшидин АЮПОВ,
«Уйғур авази»

Мәзкүр чарә-тәдбирниң мәхсити — тил мәдәнийити билән умуминсаний мәнивий қәдрийәтләр принциплириға асасланған җәмийәтлик разимәнлик билән милләтләрара инақлиқни, қазақстанлиқ бирхиллиқни, төзүмлүк билән өзара чүшәнчини мустәһкәмләш вә риваҗландуруш.
Конференцияни киришмә сөз билән ачқан ҚХА Рәисиниң орунбасари — Кативат рәһбири Жансейит Түймебаев өз сөзидә алди билән Президент Мәктүбиниң әһмийитигә тохталди. «Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев «Қазақстан йеңи реаллиқта: иш-һәрикәт вақти» намлиқ Мәктүбидә хәлиқниң паравәнлигигә, һәрбир қазақстанлиқниң иҗтимаий әһвалиға тәсир қилидиған барлиқ асасий саһалар өз әксини тапқан. Бу әл тәрәққиятиниң йөнилишини көрситидиған алаһидә әһмийәткә егә һөҗҗәт. Мәктүптә хәлиқни ойла
ндуридиған соалларға җаваплар берилди. Бизниң мәхситимиз — ушбу әһмийәтлик һөҗҗәтни чүшәндүрүшкә вә әмәлгә ашурушқа актив қатнишиш. Ассамблеяниң барлиқ әзалири, миллий әхбарат васитилириниң баш муһәррирлири Мәктүпниң вәзипилири тоғрилиқ, шундақла уларни әмәлгә ашуруш бойичә хәлиқ билән актив чүшәндүрүш паалийәтлирини елип бериши тегиш. Милләтниң йеңи хусусийәтлирини бәлгүлигән һалда, Президент Қасым-Жомарт Тоқаев «ХХІ әсирниң әвлади чоңқур билимлик болуши керәк, яшларни әмгәк қилишқа үгитиш һаҗәт, һәрқандақ ишниң асасида кәспийлик ятиду. Кәспий билим беришниң пүткүл системисини әмгәк базирида еһтияҗға егә билимлик мутәхәссисликләр қелиплаштурушқа қаритишимиз керәк», дәп атап өтти. Бу пәллигә җәмийәтлик коммуникация арқилиқ — тиллар арқилиқ қол йәткүзүшкә болиду», – деди. Шуниң билән биллә, «Тил—Қазақстан хәлқиниң мәнивий байлиғи» онлайн-конференция һәржили 5-сентябрьдә нишанлинидиған Қазақстан хәлқиниң Тиллири күнигә беғишланғанлиғини тәкитлиди. «5-сентябрь — қазақ хәлқиниң җәмийәт әрбаби, қазақ лингвистикиси билән әдәбиятшунаслиғиниң асасини салғучиларниң бири, алим вә әдәбиятшунас Ахмет Байтурсынулы дунияға кәлгән күн. Қазақстан хәлқиниң тиллири күни — бу йүздин ошуқ этносниң биртуташ иҗил-инақ аилисини тәшкил қилидиған һәрбир қазақстанлиқниң мәрикиси. Тиллар күни барчә хәлиқни бирләштүриду вә» бизниң биртуташ қазақстанлиқ бирхиллиғимизни көрситиду. Униң тириги дөләтлик қазақ тили билән көпмилләтлик елимизниң мәдәнийити, ортақ қәдрийәтләр билән қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик болуп һесаплиниду. Бу мәрикә бизниң гражданлиримизға дөләт тилиға вә өз ана тиллирини қәдирләшкә, Бизниң Вәтинимиз — Қазақстан Җумһурийитигә дегән сөйгүсини ашурушқа тәрбийиләйду. У елимизниң һәрхил этнослириниң тиллири билән урпи-адәт, рәсим-йосунлири тоғрилиқ билимлирини кәңәйтишигә зәмин яритиду. Тунҗа Президент – Елбасы Нурсултан Назарбаев һәрбир гражданниң үч тилни билишини тил сәяситиниң муһим йөнилиши сүпитидә көрсәтти. Қазақ тили дөләт тили сүпитидә, рус тили — милләтләрара мунасивәт тили вә инглиз тили «дуниявий ихтисатни оңушлуқ өзләштүрүш» үчүн һаҗәт. Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев келәчәктә милләтләрара мунасивәт тилиға айлинидиған қазақ тилини сүръәтлик тәрәққий әткүзүш бойичә стратегиялик вәзипини атап өтти. Этнослар арисида дөләт тилини үгитиш — Ассамблея паалийитидики асасий йөнилиш болуп һесаплиниду. ҚХА буниңдин кейинму бу мәсилигә алаһидә көңүл бөлидиған болиду. Мошу мәхсәттә Ассамблея қазақ тилини әркин өзләштүргән һәрхил этнос вәкиллириниң қатнишиши билән «Ұлы Даланың ұлтаралық тілі» форумини өткүзүп туриду», деди Жансейит Қансейитулы. Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министрлиги Этносларара мунасивәтләрни тәрәққий әткүзүш комитети рәисиниң орунбасари Е.Үйсимбаев өз новитидә «Тил сәясити — көпэтнослуқ мәмликәт билән очуқ гражданлиқ җәмийәтниң турақлиқ риваҗлинишиниң муһим фактори сүпитидә Қазақстандики барлиқ этносларниң өзара һөрмити билән қануний қаидилиригә асасланған. Қазақстанниң Тунҗа Президенти – Елбасыниң дана миллий сәясити түпәйли, елимиздики барлиқ милләт вәкиллириниң ана тилиға һечқандақ нуқсан кәлтүрүлмәй, дөләтниң қоллиши билән гүллинип, тәрәққий әтмәктә. Тил байлиғи — һәрбир әлниң миллий махтиниши. У — атидин балиға қалидиған бебаһа мирас. Демәк, һәрбир адәм ана тилини һимайә қилишқа, уни сақлашқа чоң җавапкәрлик билән қарашқа тегиш дәп һесаплаймән», деди.
Онлайн – конференция җәриянида қатнашқучилар Қазақстанда тилларни тәрәққий әткүзүшниң муһим мәсилилирини муһакимә қилди. Шундақла Қазақстан этнослириниң тили билән мәдәнийити тәрәққиятиниң асасий йөнилишлири бойичә пикир алмаштуруп, бирқанчә пункттин ибарәт хитапнамә қобул қилди.

 ***

Йеңи Мәктүбниң йеңилиғи көп

Мәлумки, йеқинда Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев қазақстанлиқларға «Қазақстан йеңи реаллиқта: иш-һәрикәт вақти» намлиқ новәттики Мәктүбини йоллиди. Шуниңға мунасивәтлик, наһийәлик һакимийәтниң мәҗлисләр залида актив жиғини болуп өтти. Елимиздики бүгүнки вәзийәткә бағлиқ, жиғинға йезилиқ округ һакимлири онлайн форматта қатнашти. Мәлумки, йеқинда Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев қазақстанлиқларға «Қазақстан йеңи реаллиқта: иш-һәрикәт вақти» намлиқ новәттики Мәктүбини йоллиди. Шуниңға мунасивәтлик, наһийәлик һакимийәтниң мәҗлисләр залида актив жиғини болуп өтти. Елимиздики бүгүнки вәзийәткә бағлиқ, жиғинға йезилиқ округ һакимлири онлайн форматта қатнашти. Сабирәм ӘНВӘРОВА, “Уйғур авази” 
Жиғинни ачқан наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов күн тәртивидики мәсилә бойичә Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүбидә бәлгүләнгән тапшурмиларни әмәлгә ашуруштики наһийәниң  иҗраий органлириниң иши тоғрилиқ  ейтип өтти. – Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Парламент Палатилириниң бирләшкән  мәҗлисидә  Қазақстан  хәлқигә «Қазақстан йеңи реаллиқта: иш-һәрикәт вақти» намлиқ Мәктүбини йоллап, Елбасы тәрипидин қобул қилинған Милләт планини вә Бәш институционал ислаһатини әмәлгә ашурушниң зөрүрийитини атап өтти. Асасий мәхсәт – иш орунлирини вә хәлиқниң тапавәт мәнбәсини сақлаш. Президентимиз карантин вақтида таҗсиман вирус билән күрәшкән җанларниң барлиғиға миннәтдарлиғини билдүрди. Елимиздә йәр җаһанға зор ховуп елипкәлгән пандемиягә қарши күрәш һелиму давамлашмақта. Биз  аһалиниң өмрини вә саламәтлигини қоғдаш үчүн бар күч-жигәримизни бириктүрдуқ. Мошундақ қийин пәйттә бирлиги ярашқан хәлқимиз бир мәхсәткә уюшти. Президент өз сөзидә пандемияни йеңиш үчүн кам дегәндә икки жилдин ошуқ вақит һаҗәтлигини вә күрәш үчүн мәхсус программа ишлинидиғанлиғини атап өтти, – дәп алаһидә тәкитлигән наһийә һакими Мәктүбтә ейтилған он бир ениқ тапшурмиға бир-бирләп тохтилип, шуниң асасида наһийәдә атқурулуши керәк ишларни тәкитлиди. Шуниң билән биллә, Президент ейтқан ихтисадий тәрәққиятниң йеңи йәттә принципини нәзәргә елип, һәр саһа бойичә тапшурмиларни жүклиди.  Наһийә һакиминиң  докладидин кейин Мәктүпниң айрим йөнилишлири бойичә наһийәлик мәркизий  ағриқханиниң шипахана йетәкчиси Әлия Ақжолтаева, наһийәлик яшлар ресурслуқ мәркизиниң мутәхәссиси Дархан Болатов, Чонҗа йезилиқ округи һакими аппаратиниң баш мутәхәссиси Арман Мухтәров, Илия Бәхтия намидики Чонҗа уйғур оттура мәктивиниң башланғуч синип муәллими Рамзат Розахуновлар өз пикирлирини изһар қилди. 

***

Заманивий тәләпләргә җавап беридиған үлгә керәк

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүбидә гражданларниң конституциялик һоқуқлири билән әркинликлириниң һимайә қилинишиға, уларни асассиз җинаий тәқипләшкә тартишни тохтишқа, сот адиллиғиниң сүпитигә алаһидә әһмийәт бәрди.
Президент елимиздики бүгүнки әһвалға бола, гражданларниң еһтияҗлириға диққәт бөлүши лазим болған һоқуқ қоғдаш органлири алдиға йеңи тәләпләрниң қоюлидиғанлиғини атап көрсәтти.
Шуниңға мунасивәтлик Президент һоқуқ қоғдаш вә сот системисини йәниму ислаһат қилиш бойичә тапшурмиларни бәрди. Буни дөләтчилигимизни мустәһкәмләштики әң муһим қәдәм дәп һесаплаймән. Чүнки һоқуқ қоғдаш қурулумлиридики ислаһат Қазақстандики дөләт башқуруш системисини йеңилашниң әһмийәтлик қисминиң драйвери болмақ. Шуниң билән биллә, Дөләт рәһбири қанун үстүнлүги орнимиса вә гражданларниң бехәтәрлигигә капаләтлик берилмисә, иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятниң бирму вәзиписиниң утуқлуқ әмәлгә ашурулмайдиғанлиғини қәйт қилди.
Һоқуқ қоғдаш системисини ислаһат қилиш «Хәлиқ авазиға қулақ салидиған дөләт» концепциясиниң қаидилири билән уйғун келиши тегиш екәнлигини тәкитләп өткәнму муһим. Чүнки «Хәлиқ авазиға қулақ салидиған дөләт» бу, һәқиқәтән, «Адаләтлик дөләт» қуруш концепцияси. Гражданларниң мәсилилирини тиңшап, көрүпла қоюш йетәрлик әмәс. Әң муһими, дурус вә адил қарар чиқириш һаҗәт.
Елимиздики бүгүнки әһвални инавәткә алған һалда, полицияниң гражданлар билән иш жүргүзүшигә йеңи, илғар услублар киргүзүлидиған болиду. Дөләт рәһбириниң тәкитлишичә, бизгә гражданларниң һоқуқини заманивий турғидин һимайә қилишни тәминләйдиған алий хәлиқара тәләпләргә җавап беридиған үлгә керәк.
Биринчидин, Президент Қазақстанда вакаләтликләрниң өзгичилиги ениқ аҗритилған үчбоғумлуқ модель қуруш керәклигини тапшурди: полиция — прокурор — сот, бу услуб алдини елиш вә тәңпуңлуқ системисини күчәйтип һәр басқучта нәтиҗидар экспертиза жүргүзүшкә имканийәт бериду.
Иккинчидин, «Хәлиққә йеқин полиция» қаидиси бойичә йәрлик полиция хизмити ислаһат қилиниду, мошуниңға мунасивәтлик участкилиқ инспекторниң ролиға алаһидә көңүл бөлинидиған болиду. Уларниң мәртивиси қанун арқилиқ бәлгүлинип, нәтиҗидар ишлиши үчүн имканийәт берилиду. Бу йәрдики асасий мәхсәт – полицияниң ишини заманивий хизмәт көрситиш үлгисигә көчириш, йәни полиция хадимлири гражданларниң һоқуқлирини қоғдап, уларниң арисида тонулған, қолйетимлиқ вә абройлуқ болушқа, хәлиқ билән очуқ сөһбәт жүргүзүшни билиши шәрт.
Үчинчидин, прокуратура органлириниң иши қайтидин қарилидиған болиду. Униң маһийити — жиғилған дәлилләргә мустәқил баһа беришкә, гражданлар һоқуқини бузушниң йолини кесишкә, гунасиз адәмләрниң җинаий иш җәрияниға җәлип қилинишиға йол бәрмәсликкә, сотта әйипләнгүчи тәрәпни қоллаш болуп һесаплиниду. Униңдин башқа 2021-жилдин башлап прокурорға җинаий ишлар бойичә гражданларниң һоқуқлири билән әркинликлиригә мунасивити бар асасий җинаий иш җәриянлириға аит қарарларни келишиш вәзиписи қанун арқилиқ биртәрәп қилиниши керәк. Шуниң билән биллә, Президент сот системисини нәзәрдин сирт қалдурғини йоқ, һоқуқий дөләтниң муһим шәрти — адаләтликтин чекинмәйдиған адил сот болуши керәклигини атап көрсәтти. Җәмийәтниң сотқа болған ишәнчисини күчәйтиш асасий мәхсәт болушқа тегиш.
Алий сот кеңишигә вә Алий сотқа йеңи кәспий кадрларниң адил үстүнлүгини тәминләшни аммивий әхбарат васитилиридә елан қилиш арқилиқ җәлип қилишни җанландуруш тапшурулди.
Җәмләп ейтқанда, Мәктүптә Һөкүмәткә бәлгүләнгән вәзипиләрни һәл қилиштики нормативлиқ-һоқуқлуқ базини тәминләш үчүн қобул қилинишқа тегиш бирқатар қанунни тәйярлаш бойичә ениқ вәзипиләр қоюлди.

Шаймәрдан ШӘРИПОВ,
әдлийә пәнлириниң доктори.

***

Миннәтдарлиғимиз чәксиз...

Мәлумки, һәр жили август ейида елимиздә «Мектепке жол» акцияси башлинип, сентябрь ейиниң ахириғичә давамлишатти.  Һазир  бу җумһурийәтлик акция жил давамида өтидиған чарә-тәдбиргә  айланди. Мәлумки, һәр жили август ейида елимиздә «Мектепке жол» акцияси башлинип, сентябрь ейиниң ахириғичә давамлишатти.  Һазир  бу җумһурийәтлик акция жил давамида өтидиған чарә-тәдбиргә  айланди. Формати өзгәрсиму, мәхсити өзгәрмигән акция бойичә Кичик Дехан йезисида бир түркүм ишлар әмәлгә ашурулди. Қоли очуқ, жүриги кәң инсанларниң изгү ишлиридин сөйүнгән жутдашларниң миннәтдарлиғини йәткүзүш мәхситидә қолумға қәләм алдим.  Ениғирақ ейтсам, Алмута шәһиридә туридиған һәм жуттики яшлиримиз тор арқилиқ «Ана жутқа ярдәм» дәп мәхсус топ ечип, бүгүнкидәк қийин вәзийәттә ярдәмгә муһтаҗ аилиләргә қол учини созуш мәхситидә мәбләғ топлап, мәктивимизниң оттуз оқуғучисиға дора-дәрмәк қутисини  елип бәрди. Сәйярә Җәрипова, Арман Йүсүпов, Дильфуза Розиева исимлиқ жутдашлиримиз бу ишниң бешида болди. Шуниң билән қатар, Арман Йүсүпов йәккә өзи жуқурида көрситилгән оттуз оқуғучиниң һәр қайсисиға он қелин дәптәр (96 варақлиқ) билән он қәләмдин тапшурди. Хуласиләп кәлгәндә, яшлар тәрипидин җәми 114 000 тәңгилик ярдәм көрситилсә, Арман Абләһәйоғли шәхсән өзи үч йүз дәптәр вә үч йүз қәләм һәдийә қилип, «Мектепке жол» акциясигә ат селишти. Буниңға қошумчә, наһийәлик ветеринария станциясиниң һамийлиғида йезимиздики ярдәмгә муһтаҗ йәнә икки аилигә роутер (интернет модем) соға қилди. Сөз ахирида, хәйрихаһлиқ қилған барчә һамийларға жут намидин рәхмәт ейтип, мошундақ изгү ишларниң изчил давам қилишини истигән болар едим. 


Рәһимҗан ҺӘВӘЙДУЛЛАЕВ,М.Тейипов намидики оттура мәктәпниң иҗтимаий педагоги.

***

Дохтурларни тәйярлаш мәсилиси җиддий қоюлди

Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүби бирмунчә иҗтимаий мәсилиләрдин ибарәт болди. Җүмлидин дөләт башқуруш, ихтисадий тәрәққият, регионлуқ тәрәққият, баш-пана, қолйетимлиқ һәм сүпәтлик билим, саламәтликни сақлаш саһалириниң актуал проблемилири тоғрилиқ әтраплиқ ейтилди.
Президент медицинилиқ инфрақурулумни тәрәққий әткүзүш тоғрилиқ тәкитлигәч, жилниң ахириғичә елимизниң регионлирида 13 йеңи жуқумлуқ ағриқлар ағриқханиси селинидиғанлиғини атап өтти.
2025-жилғичә саламәтликни сақлаш саһасиға беғишланған 20 заманивий көпсаһалиқ объект пайдилинишқа берилидиған болди. Хошал қилидиғини, мана мошу мәхсәткә бағлиқ 1,5 триллион тәңгигә йеқин инвестиция җәлип қилинидекән. Әндики вәзипә — ушбу мәбләғни үнүмлүк пайдилинип, гәп болуватқан саһасини тәрәққий әткүзүш. Шу арқилиқ медицинилиқ хизмәт сүпитиниму жуқури дәриҗигә көтириш тәләп қилиниду.
Қасым-Жомарт Тоқаев Мәктүптә: «Саламәтлик ишиниң нәтиҗидар моделини қуруш арқилиқ үч жил ичидә барлиқ йезиларни фельдшерлиқ-акушерлиқ пунктлар билән дохтурлуқ амбулаторияләр тәйярлаш мәсилиси туриду. Пандемиягә бола эпидемиолог, инфекционист, реаниматолог, пульмонолог, кардиолог охшаш кам учрайдиған мутәхәссислик егиләйдиған дохтурларни тәйярлаш мәсилиси җиддий қоюлуватиду», дәп атап өтти. Һөкүмәткә медицина мәһкимилирини кадрлар билән тәминләшкә беғишланған узақ муддәтлик (он жил) тәхмин тәйярлашни тапшурди.
Президент шундақла Һөкүмәтниң алдида дәсләпки дохтурлуқ ярдәмни уюштуруш услублирини түп-асастин қайта қараш вәзиписиниң турғанлиғини қәйт қилди. Бу хизмәт, болупму йеза аһалиси үчүн қолйетимлиқ болуши тегиш. Қисқиси, саламәтликни сақлаш саһасини тәрәққий әткүзүш арқилиқ, Президент тәкитләп өткинидәк, барлиқ медицина мәһкимилирини лазим болған қурал-әсваплар билән тәминләшкә, бемарларға беғишланған орунлар фондини 50 пайизға йеңилашқа, муһими , конириған инфрақурулумни алмаштурушқа әһмийәт берилиду.

Ғәйнуллам ҺАСАНОВ,
7-«Тез ярдәм көрситиш» бөлүмчисиниң фельдшери.

Алмута шәһири.

***

Дохтурлар әмгиги алаһидә тәкитләнди

Дөләт рәһбири өз Мәктүбидә, биринчи новәттә, дохтурларға, һоқуқ қоғдаш органлириниң хадимлириға вә пидаийларға миннәтдарлиқ изһар қилди. Шәхсән өзәм бу миннәтдарлиқни пүткүл хәлиқ намидин ейтилған миннәтдарлиқ дәп һесаплаймән. Сәвәви, таҗсиман вирус пандемиясигә қарши күрәшниң алдинқи сепида нәқ мошу мутәхәссисләр турмақта.
Президент Мәктүбидә җәмийитимизниң барлиқ саһалири һәққидә ейтилди, болупму иҗтимаий мәсилиләргә алаһидә көңүл бөлүнди.
Һазир саламәтлик сақлаш саһасиниң муһим әһмийәткә егә екәнлиги һәммимизгә мәлум. “Мошуниңға мунасивәтлик барлиқ дора-дәрмәклар вә медицинилиқ васитиләр елимизда ишләпчиқирилиши лазим” деди Президент. Әнди дохтурларниң иҗтимий шараитиғиму алаһидә диққәт бөлүниду. Шуларниң асасий йөнилишлириниң бири – медицина хадимлириниң маашини көтириштур. Шундақла муәллимләрниңму айлиқ маашлириму өсмәкчи.
Президентниң тапшурмисиға бенаән, пандемияға қарши күрәш бойичә комплекслиқ программа тәйярланди. Новәттә болса, Иҗтимаий кодекс тәйярлинип, 2023-жилғичә иҗтимаий төләмләрни индексацияләш үчүн 1 триллион тәңгә бөлүнмәкчи. Мошуниң һәммиси елимиздә иҗтимаий саһаға қанчилик дәриҗидә көңүл бөлүнүватқанлиғини ярқин көрсәтсә керәк.

Гүлмира ҚУРБАННИЯЗОВА,
һәмширә.

***

Билим саһаси тоғрилиқ көп ейтилди

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң Қазақстан хәлқигә йоллиған «Қазақстан йеңи реаллиқта: иш-һәрикәт вақти» мавзусидики Мәктүбини оқуп чиқип, Президентниң илим-пән системисини дайим диққәт нәзәридә тутидиған дана шәхс екәнлигигә толуқ көз йәткүздүм.
Чүнки Президент илгәрки Мәктүбидиму билим саһасиға алаһидә тохтилип, яш әвлат қәлбигә билим уруғини сепиватқан муәллимләрниң әмгигини жуқури баһалиған һалда, уларниң өз мутәхәссислигигә болған қизиқиши билән иҗадий издинишини техиму йүксәлдүрүш үчүн уларниң айлиқ маашини пәйдин-пәй көтириш керәклигини ейтқан еди. Кәйпиятимизни көтәргән бу йеңилиқ «әмәлиятта өз әксини тапарму?» дегән әндишидә болғинимизниму йошуралмаймиз. Яқ, хаталашқан екәнмиз. Үмүтимиз ақлинип, Президентимиз вәдисини орунлиди, униң яхшилиғини көрүватимиз.
Әнди Дөләт рәһбириниң новәттики бу Мәктүбидиму мошу саһаға әтраплиқ тохтилип, Һөкүмәтниң пандемия пәйтидә әвәткән хаталиқлирини очуқ ейтиши вә уларға ениқ тапшурмиларни бәргәнлиги наһайити орунлуқ болди, дәп һесаплаймән. Һәқиқәтәнму, дунияни һәләйкүмгә салған таҗсиман вирус һәммимизниң беваситә атқуруватқан ишлиримизни башқа йөнилишкә буриди. Бу җәһәттин биз, муәллимләрму, истисна әмәс. Мәлум болғинидәк, оқуғучиларни жирақтин оқутушқа мәҗбур болдуқ. Лекин буниң мәктәптә өткән дәрискә тамамән охшимайдиғанлиғи ениқ. Мана мошуни алаһидә тилға алған Президент ушбу Мәктүбидә бизгә бу қийинчилиқларға қаримай, сүпәтлик билим беришни тапшурди. Әлвәттә, билимлик әвлат келәчигимизниң капалити дәйдекәнмиз, имканийәтниң яр беришичә, билим саһасида әмгәк қиливатқанларға шараит яритиватқан Президентниң һәрбир сөзини йәрдә қалдурмаслиққа тиршишимиз һаҗәт.
Шәхсән мән Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң хәлиқниң турмуш-тәминатини яхшилаш, сүпәтлик билим бериш, саламәтликни сақлаш, пандемиягә бағлиқ һалсириған ихтисадимизни өз әслигә кәлтүрүш охшаш вә башқиму саһаларни тәрәққий әткүзүш һәққидә ейтқан пикир-тәклиплирини толуқ қоллап-қувәтләймән. Елимизниң паравәнлиги, ихтисадий тәрәққияти, пәрзәнтлиримизниң келәчиги әйнә шу Президент Мәктүбидә көтирилгән мәсилиләр билән вәзипиләрниң әмәлиятта толуқ орунлинишиға бағлиқтур.
Һә, биз, һәрбир қазақстанлиқ, бизниң ғемимиз билән яшаватқан Дөләт рәһбиригә миннәтдарлиқ билдүрүш билән биллә, униң мустәқил Вәтинимизни техиму гүлләндүрүш мәхситидики йоллиған Мәктүбини әл ичидә кәң даиридә тәрғибат қилишни өзимизниң гражданлиқ вәзипимиз, дәп чүшинишимиз керәк.


Турсун МИҖИТОВ,
Ғалҗат оттура мәктивиниң муәллими.

Уйғур наһийәси.

***

Санаәтсиз тәрәққият болмайду

Мана биз йеқинда йәнә бир тарихий вақиәниң гувачиси болдуқ. Алтинчи қетим сайланған Парламентниң новәттики сессиясида Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Қазақстан хәлқигә Мәктүбини тәвсийә қилди.
Һәммимизгә мәлумки, дуниядики һазирқидәк ихтисадий боһран пәйтидә иҗтимаий-ихтисадий әһвални турақландуруш муһим болуп қалмақта. Дөләт рәһбири өзиниң Мәктүбидә вәтәнлик санаәт саһасиға йеңи сүръәт беришниң әһмийитини алаһидә тәкитлиди. Һәқиқәтәнму санаәтсиз дөләт тәрәққий етиши мүмкин әмәс. Бүгүнки таңда буни яхши чүшинипла қалмай ениқ ишларни әмәлгә ашуруш вақти кәлди. Чүнки, тәрәққий әткән дөләтләр мошу йөнилишни тәрәққиятниң мустәһкәм һули дәп һесаплайду. Әнди дөләт пәқәт импортқа қарап қалса риваҗлиниш, йүксилиш болмайдиғини ениқ. Бу – ихтисатниң асасий қанунлириниң бири. Әлвәттә, импорт ихтисатқа иҗабий вә сәлбий тәсир қилиду. Сәлбий тәрәплирини тәкитләп өтсәк, импорт көләминиң өсүши миллий валютиға қисим көрситиду. Миллий валюта хунсизлиниду.
Елимиз ихтисадиниң асасий саһалириниң бири – йеза егилиги саһасидур. Мәзкүр саһани системилиқ рәвиштә тәрәққий әткүзүш хәлиқни сүпәтлик һәм бехәтәр мәһсулатлар билән тәминләшкә зәмин яритиду. Һазир пүткүл дунияда аһалини сүпәтлик озуқ-түлүк мәһсулатлири билән тәминләш мәсилисиниң җиддий туруватқанлиғини һәммимиз яхши билимиз. Мән башқуруватқан лаборатория узун жиллар давамида нәқ мошу йөнилиштә иш елип бериватиду. Бизниң илмий тәтқиқатлиримиз нәтиҗилири чәтәлләрдиму етирап қилинмақта.
Шуни алаһидә тәкитләш лазимки, илим-пән билән ихтисат өзара зич мунасивәттә болса тәрәққиятқа йол ечилиду. Илим-пәнгә алаһидә көңүл бөлүнмисә ихтисатму риваҗланмайду. Шуңлашқа Президент Мәктүбидә бу мәсилигә алаһидә диққәт бөлүнди. Әнди бизниң вәзипимиз – уни тоғра әмәлгә ашуруш. Әлвәттә, базар ихтисадини риқабәтсиз тәсәввур қилиш мүмкин әмәс.Һәрбир вәтәнлик мәһсулат ишләпчиқиридиған кархана риқабәткә қабил болған һаләттила утуққа йетиду һәм шуниңға интилиши керәк.
Һазир биздә сүпәтлик һәм дуния базирида риқабәткә қабил озуқ-түлүк мәһсулатлирини чиқиришқа шараит йетәрлик. Пәқәт мошу имканийәтләрни тоғра пайдилинип, ишни тоғра йолға қоюшимиз лазим.

Мәсимжан ВЕЛӘМОВ,
биология пәнлириниң доктори.

585 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы