• COVID - 19
  • 09 Қыркүйек, 2020

1259 медицина хадими төләм пулини алди

COVID –19 вирусиға қарши күрәшкә җәлип қилинған 1259 медицина хадими таҗсиман вируслуқ инфекцияни яки вируслуқ пневмонияни жуқтурған әһвалда дөләт иҗтимаий ғәмсизләндүрүш фондидин берилидиған бирқетимлиқ төләм пулини алди. Шундақла дөләт иҗтимаий ғәмсизләндүрүш фонди ағриқниң ақивитидин вапат болған 11 медицина хадиминиң туққанлириға төләм пуллирини әвәтти.
Илгири хәвәр қилинғидәк, жуқурида тәкитләнгән төләм пули төлинидиған медицина хадимлирини регионларниң вә җумһурийәтлик әһмийити бар шәһәрләрниң саламәтлик сақлаш башқармилири йенидики мәхсус комиссия ағриған медицина хадимлирини тәкшүрәш нәтиҗилири асасида ениқлайду. Илтимасларни жиғишни Саламәтликни сақлаш министрлиги әмәлгә ашуриду, униңдин кейин илтимаслар электронлуқ иш макетини қелиплаштуруш үчүн «Гражданларға беғишланған һөкүмәт» дөләт корпорацияси» акционерлиқ җәмийәткә берилиду, кейин төләм тайинлиниши үчүн дөләт иҗтимаий ғәмсизләндүрүш фондиға әвәтиду.
Бийил 7-сентябрь саат 9.00дики әһвал бойичә, дөләт иҗтимаий ғәмсизләндүрүш фонди COVID – 19 яки вируслуқ пневмонияни жуқтурған 1259 медицина хадиминиң илтимаси бойичә вә ағриқниң ақивитидин вапат болған 11 медицина хадиминиң илтимаси бойичә мәбәғ тайинлиди вә төләм әмәлгә ашурулди.
Регионлар бойичә медицина хадимлириға COVID – 19 яки вируслуқ пневмонияни жуқтуруш әһваллириға төләмлириниң әң көп сани Нур-Султан (251), Алмута (139) шәһәрлиридә вә Алмута (105) Қарағанда (97), Ақмола вилайәтлиридә тиркәлди.
Мәлумки, Әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш министри билән Саламәтликни сақлаш министриниң 9-апрельдики «Саламәтликни сақлаш тәшкилатлириниң COVID – 19 таҗсиман вирусиға қарши күрәш бойичә эпидемиягә қарши чарә-тәдбирлиригә җәлип қилинған хадимлири мәзкүр инфекцияни жуқтурған яки униңдин вапат болған әһвалда уларға бирқетимлиқ иҗтимаий төләмни әмәлгә ашуруш қаидилири тоғрилиқ» бирләшкән буйруғиға вә мошу жилниң 22-июльда киргүзүлгән өзгиришләргә мувапиқ, таҗсиман вируслуқ яки вируслуқ пневмония жуқтурған медицина хадимлириға – 2 миллион тәңгә, әнди COVID– 19 таҗсиман вируслуқ инфекция жуқтурған яки вируслуқ пневмониядин вапат болғанларниң аилисигә 10 миллион тәңгә көләмидә төләм пули төләнди.

291 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы